< Самуил 1 17 >

1 Амма Филистийләр җәң қилиш үчүн қошунлирини жиғди. Улар Йәһудаға тәвә Сокоһда җәм болуп, Сокоһ билән Азикаһ оттурисидики Әфәс-Даммимда чедирларни тикти.
Emma Filistiyler jeng qilish üchün qoshunlirini yighdi. Ular Yehudagha tewe Sokohda jem bolup, Sokoh bilen Azikah otturisidiki Efes-Dammimda chédirlarni tikti.
2 Саул билән Исраилларму җәм болуп Елаһ җилғисида чедирлирини тикип Филистийләр билән җәң қилғили сәп түзди.
Saul bilen Israillarmu jem bolup Élah jilghisida chédirlirini tikip Filistiyler bilen jeng qilghili sep tüzdi.
3 Филистийләр бир тәрәптики тағда, Исраиллар йәнә бир тәрәптики тағда туратти; оттурисида җилға бар еди.
Filistiyler bir tereptiki taghda, Israillar yene bir tereptiki taghda turatti; otturisida jilgha bar idi.
4 Шу вақитта Филистийләрниң ләшкәргаһидин Гатлиқ Голиат исимлиқ бир чемпийон палван чиқип кәлди. Униң егизлиги алтә гәз бир ғерич еди.
Shu waqitta Filistiylerning leshkergahidin Gatliq Goliat isimlik bir chémpiyon palwan chiqip keldi. Uning égizliki alte gez bir ghérich idi.
5 Бешиға мис дубулға, учисиға қасирақлиқ савут кийгән еди. Униң бу мис савути болса бәш миң шәкәл келәтти.
Béshigha mis dubulgha, uchisigha qasiraqliq sawut kiygenidi. Uning bu mis sawuti bolsa besh ming shekel kéletti.
6 Пачақлириға мистин тизлиқ бағлиған, өшнисигә мис атма нәйзә қистуривалған еди.
Pachaqlirigha mistin tizliq baghlighan, öshnisige mis atma neyze qisturiwalghanidi.
7 Униң нәйзисиниң сепи болса бапкарниң хадисидәк еди; нәйзисиниң беши алтә миң шәкәл келәтти; қалқан көтәргүчиси униң алдида маңатти.
Uning neyzisining sépi bolsa bapkarning xadisidek idi; neyzisining béshi alte ming shekel kéletti; qalqan kötürgüchisi uning aldida mangatti.
8 У орнида туруп Исраилниң қошунлириға мундақ товлайтти: — «Силәр немишкә җәң қилиш үчүн сәп түзгәнсиләр? Мән Филистий әмәсму? Силәр болсаңлар Саулниң қуллириғу? Араңлардин бир адәмни таллап чиқиңлар, у мән билән елишишқа чүшсун!
U ornida turup Israilning qoshunlirigha mundaq towlaytti: — «Siler némishqa jeng qilish üchün sep tüzgensiler? Men Filistiy emesmu? Siler bolsanglar Saulning qullirighu? Aranglardin bir ademni tallap chiqinglar, u men bilen élishishqa chüshsun!
9 У мән билән елишип мени уруп өлтүрәлсә, биз силәрниң қуллириңлар болимиз. Лекин мән уни мәғлуп қилип өлтүрсәм, силәр бизниң қуллиримиз болуп бизниң хизмитимиздә болусиләр».
U men bilen éliship méni urup öltürelse, biz silerning qulliringlar bolimiz. Lékin men uni meghlup qilip öltürsem, siler bizning qullirimiz bolup bizning xizmitimizde bolusiler».
10 Шу Филистий йәнә сөз қилип: — Мән бүгүн Исраилниң қошуниға һақарәт қилдимғу? Силәр бир адәмни чиқириңлар, биз елишайли! — деди.
Shu Filistiy yene söz qilip: — Men bügün Israilning qoshunigha haqaret qildimghu? Siler bir ademni chiqiringlar, biz élishayli! — dédi.
11 Саул билән һәммә Исраил бу Филистийниң сөзлирини аңлап, алақзадә болуп бәк қорқти.
Saul bilen hemme Israil bu Filistiyning sözlirini anglap, alaqzade bolup bek qorqti.
12 Давут Йәһуда жутидики Бәйт-Ләһәмдә олтирақлиқ Йәссә дегән Әфратлиқ адәмниң оғли еди. Йәссәниң сәккиз оғли бар еди. Саулниң күнлиридә у хелә яшинип қалған еди.
Dawut Yehuda yurtidiki Beyt-Lehemde olturuqluq Yesse dégen Efratliq ademning oghli idi. Yessening sekkiz oghli bar idi. Saulning künliride u xéli yashinip qalghanidi.
13 Йәссәниң үч чоң оғли Саул билән җәңгә чиққан еди. Җәңгә чиққан үч оғулниң тунҗисиниң исми Елиаб, иккинчисиниң исми Абинадаб вә үчинчисиниң Шаммаһ еди.
Yessening üch chong oghli Saul bilen jengge chiqqanidi. Jengge chiqqan üch oghulning tunjisining ismi Éliab, ikkinchisining ismi Abinadab we üchinchisining Shammah idi.
14 Давут һәммидин кичиги еди. Үч чоң оғли Саулға әгишип чиққан еди.
Dawut hemmidin kichiki idi. Üch chong oghli Saulgha egiship chiqqanidi.
15 Бәзидә Давут Саулниң қешидин өз атисиниң қойлирини беқиш үчүн қайтип келәтти.
Bezide Dawut Saulning qéshidin öz atisining qoylirini béqish üchün qaytip kéletti.
16 Әшу Филистий болса қириқ күнгичилик һәр әтигән вә кәчтә чиқип турди.
Ashu Filistiy bolsa qiriq kün’gichilik her etigen we kechte chiqip turdi.
17 Йәссә оғли Давутқа: — Бу әфаһ қомачни вә бу он нанни елип ләшкәргаһға тез берип акилириңға бәргин,
Yesse oghli Dawutqa: — Bu efah qomachni we bu on nanni élip leshkergahgha téz bérip akiliringgha bergin,
18 бу он парчә қурутни уларниң миң бешиға берип акилириңниң әһвалини сорап уларниң кепил хетини елип кәлгин, деди.
bu on parche qurutni ularning mingbéshigha bérip akiliringning ehwalini sorap ularning képil xétini élip kelgin, dédi.
19 Саул, шу [үч оғул] вә Исраилниң һәммә адәмлири Елаһ җилғисида туруп Филистийләргә қарши җәң қилатти.
Saul, shu [üch oghul] we Israilning hemme ademliri Élah jilghisida turup Filistiylerge qarshi jeng qilatti.
20 Давут болса әтиси сәһәр қопуп қойларни бир баққучиниң қолиға тапшуруп, ашлиқ-түлүкни елип Йәссә униңға тапилиғандәк, қошун истиһкамиға йәткәндә, җәңгә чиқидиған ләшкәрләр сөрән көтириватқан еди.
Dawut bolsa etisi seher qopup qoylarni bir baqquchining qoligha tapshurup, ashliq-tülükni élip Yesse uninggha tapilighandek, qoshun istihkamigha yetkende, jengge chiqidighan leshkerler sören kötürüwatqanidi.
21 Исраил вә Филистийләр бир-биригә удулму удул туруп соқушқа сәп түзди.
Israil we Filistiyler bir-birige udulmu’udul turup soqushqa sep tüzdi.
22 Давут болса елип кәлгән нәрсиләрни жүк-тақларға қариғучиниң қолиға тапшуруп сәп арисиға жүгүрүп берип акилиридин течлиқ сориди.
Dawut bolsa élip kelgen nersilerni yük-taqlargha qarighuchining qoligha tapshurup sep arisigha yügürüp bérip akiliridin tinchliq soridi.
23 У улар билән сөзлишип турғанда, Филистийләрдин болған Голиат дегән чемпион палван Филистийләрниң сепидин чиқип йәнә һелиқи гәпни қилди; Давут уни аңлиди.
U ular bilen sözliship turghanda, Filistiylerdin bolghan Goliat dégen chémpion palwan Filistiylerning sépidin chiqip yene héliqi gepni qildi; Dawut uni anglidi.
24 Исраилниң һәммә адәмлири бу адәмни көргәндә қечип кетишти вә бәк қорқти.
Israilning hemme ademliri bu ademni körgende qéchip kétishti we bek qorqti.
25 Исраилниң адәмлири бир-биригә: — Чиқиватқан бу адәмни көрдүңларму? У Исраилға һақарәт қилиш үчүн чиқиду. Шундақ болидуки, уни өлтүргән адәмгә падиша көп мал-мүлүк инъам қилиду, өз қизини униңға хотунлуққа бериду һәм атисиниң җәмәтини Исраил тәвәсидә баҗ-алвандин халас қилиду, деди.
Israilning ademliri bir-birige: — Chiqiwatqan bu ademni kördünglarmu? U Israilgha haqaret qilish üchün chiqidu. Shundaq boliduki, uni öltürgen ademge padishah köp mal-mülük in’am qilidu, öz qizini uninggha xotunluqqa béridu hem atisining jemetini Israil teweside baj-alwandin xalas qilidu, dédi.
26 Давут өз йенида турған адәмләрдин: — Бу Филистийни өлтүрүп Исраилға қилинған шу һақарәтни йоқатқан кишигә немә қилиниду? Чүнки бу хәтнисиз Филистий зади ким? У қандақсигә мәңгү һаят болғучи Худаниң қошунлириға һақарәт қилишқа петиниду? — деди.
Dawut öz yénida turghan ademlerdin: — Bu Filistiyni öltürüp Israilgha qilin’ghan shu haqaretni yoqatqan kishige néme qilinidu? Chünki bu xetnisiz Filistiy zadi kim? U qandaqsige menggü hayat bolghuchi Xudaning qoshunlirigha haqaret qilishqa pétinidu? — dédi.
27 Халайиқ униңға алдинқиларниң дегән сөзи бойичә җавап берип: — Уни өлтүргән кишигә мундақ-мундақ қилиниду, деди.
Xalayiq uninggha aldinqilarning dégen sözi boyiche jawab bérip: — Uni öltürgen kishige mundaq-mundaq qilinidu, dédi.
28 Лекин униң чоң акиси Елиаб униң у адәмләр билән сөзләшкинини аңлап қалди; Елиабниң Давутқа аччиғи келип: — Немишкә бу йәргә кәлдиң? Чөлдики у азғинә қойни кимгә ташлап қойдуң? Мән кибирлигиңни вә көңлүңниң яманлиғини билимән. Сән алайитән җәңни көргили кәлдиң, деди.
Lékin uning chong akisi Éliab uning u ademler bilen sözleshkinini anglap qaldi; Éliabning Dawutqa achchiqi kélip: — Némishqa bu yerge kelding? Chöldiki u azghine qoyni kimge tashlap qoydung? Men kibirlikingni we könglüngning yamanliqini bilimen. Sen alayiten jengni körgili kelding, dédi.
29 Давут: — Мән немә қилдим? Пәқәт бир сөз қилсам болмамдикән? — деди.
Dawut: — Men néme qildim? Peqet bir söz qilsam bolmamdiken? — dédi.
30 Давут бурулуп башқисидин алдинқидәк сориди, хәлиқ алдида ейтқандәк униңға җавап бәрди.
Dawut burulup bashqisidin aldinqidek soridi, xelq aldida éytqandek uninggha jawab berdi.
31 Амма бириси Давутниң ейтқан сөзлирини аңлап қелип Саулға йәткүзди; у Давутни чақиртип кәлди.
Emma birsi Dawutning éytqan sözlirini anglap qélip Saulgha yetküzdi; u Dawutni chaqirtip keldi.
32 Давут Саулға: — Бу кишиниң сәвәвидин һеч кимниң жүриги су болмисун. Силиниң қуллири бу Филистий билән соқушқили чиқиду, деди.
Dawut Saulgha: — Bu kishining sewebidin héchkimning yüriki su bolmisun. Silining qulliri bu Filistiy bilen soqushqili chiqidu, dédi.
33 Саул Давутқа: — Сән бу Филистий билән соқушқили барсаң болмайду! Сән техи яш, амма у яшлиғидин тартипла җәңчи еди, деди.
Saul Dawutqa: — Sen bu Filistiy bilen soqushqili barsang bolmaydu! Sen téxi yash, emma u yashliqidin tartipla jengchi idi, dédi.
34 Давут Саулға: — Қуллири өз атисиниң қойлирини беқип кәлдим. Бир шир яки ейиқ келип падидин бир қозини елип кәтсә,
Dawut Saulgha: — Qulliri öz atisining qoylirini béqip keldim. Bir shir yaki éyiq kélip padidin bir qozini élip ketse,
35 мән униң кәйнидин қоғлап уни уруп қозини ағзидин қутқузуп алаттим. Әгәр қопуп маңа һуҗум қилса мән уни яйлидин тутувелип уруп өлтүрәттим.
men uning keynidin qoghlap uni urup qozini aghzidin qutquzup alattim. Eger qopup manga hujum qilsa men uni yaylidin tutuwélip urup öltürettim.
36 Қуллири һәм шир һәм ейиқни өлтүргән; бу хәтнисиз Филистийму уларға охшаш болиду. Чүнки у мәңгү һаят болғучи Худаниң қошуниға һақарәт кәлтүрди — деди.
Qulliri hem shir hem éyiqni öltürgen; bu xetnisiz Filistiymu ulargha oxshash bolidu. Chünki u menggü hayat bolghuchi Xudaning qoshunigha haqaret keltürdi — dédi.
37 Давут сөзини давам қилип: — Мени ширниң чаңгилидин вә ейиқниң чаңгилидин қутқузған Пәрвәрдигар охшашла бу Филистийниң қолидин қутқузиду, деди. Саул Давутқа: — Барғин, Пәрвәрдигар сениң билән биллә болғай, деди.
Dawut sözini dawam qilip: — Méni shirning changgilidin we éyiqning changgilidin qutquzghan Perwerdigar oxshashla bu Filistiyning qolidin qutquzidu, dédi. Saul Dawutqa: — Barghin, Perwerdigar séning bilen bille bolghay, dédi.
38 Андин Саул Давутқа өз җәң кийимлирини кийгүзүп, бешиға мис дубулғини тақап вә униңға бир җәң савутини кийгүзди.
Andin Saul Dawutqa öz jeng kiyimlirini kiygüzüp, béshigha mis dubulghini taqap we uninggha bir jeng sawutini kiygüzdi.
39 Давут болса Саулниң қиличини кийимниң үстигә есип, меңип бақти; чүнки у буларни кийип бақмиған еди. Шуниң билән Давут Саулға: — Мән буларни кийип маңалмайдикәнмән; чүнки бурун кийип бақмиған, дәп уларни селивәтти.
Dawut bolsa Saulning qilichini kiyimning üstige ésip, méngip baqti; chünki u bularni kiyip baqmighanidi. Shuning bilen Dawut Saulgha: — Men bularni kiyip mangalmaydikenmen; chünki burun kiyip baqmighan, dep ularni séliwetti.
40 У қолиға һасисини елип, ериқтин бәш силиқ таш илғап падичи халтисиниң янчуқиға салди; у салғусини қолиға елип Филистийгә йеқин барди.
U qoligha hasisini élip, ériqtin besh siliq tash ilghap padichi xaltisining yanchuqigha saldi; u salghusini qoligha élip Filistiyge yéqin bardi.
41 Филистий болса чиқип Давутқа йеқинлашти, қалқан көтәргүчисиму униң алдида маңди.
Filistiy bolsa chiqip Dawutqa yéqinlashti, qalqan kötürgüchisimu uning aldida mangdi.
42 Филистий Давутқа бирқур сәпселип қарап мәсқирә қилди. Чүнки у техи яш, буғдай өңлүк вә келишкән жигит еди.
Filistiy Dawutqa birqur sepsélip qarap mesxire qildi. Chünki u téxi yash, bughday önglük we kélishken yigit idi.
43 Филистий Давутқа: — Сән һаса көтирип алдимға кәпсән? Сән мени ишт дәп ойлап қалдиңму? — дәп өз бутлириниң намлирини тилға елип Давутни қарғиди.
Filistiy Dawutqa: — Sen hasa kötürüp aldimgha kepsen? Sen méni it dep oylap qaldingmu? — dep öz butlirining namlirini tilgha élip Dawutni qarghidi.
44 Филистий Давутқа йәнә: — Бу яққа кәл, мән гөшүңни асмандики учар-қанатларға вә далалардики житқучларға йәм қилимән, деди.
Filistiy Dawutqa yene: — Bu yaqqa kel, men göshüngni asmandiki uchar-qanatlargha we dalalardiki yirtquchlargha yem qilimen, dédi.
45 Давут Филистийкә: — Сән қилич, нәйзә вә атма нәйзини көтирип маңа һуҗум қилғили кәлдиң; лекин мән сән һақарәт қилған, Исраилниң қошунлириниң Худаси болған Пәрвәрдигарниң нами билән алдиңға һуҗумға чиқтим — деди.
Dawut Filistiyke: — Sen qilich, neyze we atma neyzini kötürüp manga hujum qilghili kelding; lékin men sen haqaret qilghan, Israilning qoshunlirining Xudasi bolghan Perwerdigarning nami bilen aldinggha hujumgha chiqtim — dédi.
46 «Дәл бүгүн Пәрвәрдигар сени мениң қолумға тапшуриду. Мән сени өлтүрүп бешиңни кесип алимән; мән ләшкәргаһдики Филистийләрниң җәсәтлириниму асмандики учар-қанатларға вә далалардики житқучлириға йәм қилимән. Буниң билән пүткүл җаһан Исраилда бир Худаниң бар екәнлигини билиду
«Del bügün Perwerdigar séni méning qolumgha tapshuridu. Men séni öltürüp béshingni késip alimen; men leshkergahdiki Filistiylerning jesetlirinimu asmandiki uchar-qanatlargha we dalalardiki yirtquchlirigha yem qilimen. Buning bilen pütkül jahan Israilda bir Xudaning bar ikenlikini bilidu
47 вә бу пүткүл җамаәт Пәрвәрдигарниң нусрәт беришиниң қилич, нәйзә билән әмәс екәнлигини билиду; чүнки бу җәң болса Пәрвәрдигарниңкидур, У сени қолимизға тапшуриду».
we bu pütkül jamaet Perwerdigarning nusret bérishining qilich, neyze bilen emes ikenlikini bilidu; chünki bu jeng bolsa Perwerdigarningkidur, U séni qolimizgha tapshuridu».
48 Филистий Давутқа һуҗум қилғили қопуп йеқин кәлгәндә Давут униңға һуҗум қилғили Филистий қошуниниң сепигә қарап жүгүрди.
Filistiy Dawutqa hujum qilghili qopup yéqin kelgende Dawut uninggha hujum qilghili Filistiy qoshunining sépige qarap yügürdi.
49 Давут қолини халтисиға тиқип бир ташни чиқирип салғуға селип Филистийгә қаритип атти; таш Филистийниң пешанисигә тәгди. Таш униң пешанисигә петип кәтти, у дүм чүшүп йәргә жиқилди.
Dawut qolini xaltisigha tiqip bir tashni chiqirip salghugha sélip Filistiyge qaritip atti; tash Filistiyning péshanisige tegdi. Tash uning péshanisige pétip ketti, u düm chüshüp yerge yiqildi.
50 Шундақ қилип Давут Филистийни салғу вә таш билән мәғлуп қилип уни уруп өлтүрди; Давутниң қолида һеч қилич йоқ еди.
Shundaq qilip Dawut Filistiyni salghu we tash bilen meghlup qilip uni urup öltürdi; Dawutning qolida héch qilich yoq idi.
51 Давут жүгүрүп берип, Филистийниң үстидә туруп, қиличини қинидин тартип елип уни өлтүрүп, униң бешини алди. Филистийләр өз батуриниң өлгинини көрүпла, бәдәр қачти.
Dawut yügürüp bérip, Filistiyning üstide turup, qilichini qinidin tartip élip uni öltürüp, uning béshini aldi. Filistiyler öz baturining ölginini körüpla, beder qachti.
52 Исраиллар билән Йәһудалар болса орнидин қопуп сөрән селишип Филистийләрни җилғиғичә вә Әкрон дәрвазилириғичә кәйнидин қоғлап кәлди; өлтүрүлгән Филистийләр Шаараимға баридиған йолда Гат вә Әкронғичә йетип кәткән еди.
Israillar bilen Yehudalar bolsa ornidin qopup sören séliship Filistiylerni jilghighiche we Ekron derwazilirighiche keynidin qoghlap keldi; öltürülgen Filistiyler Shaaraimgha baridighan yolda Gat we Ekron’ghiche yétip ketkenidi.
53 Исраил Филистийләрни қоғлаштин йенип келип уларниң ләшкәргаһини булаң-талаң қилди.
Israil Filistiylerni qoghlashtin yénip kélip ularning leshkergahini bulang-talang qildi.
54 Давут Филистийниң бешини Йерусалимға елип барди; униң яриғини болса өз чедириға қойди.
Dawut Filistiyning béshini Yérusalémgha élip bardi; uning yarighini bolsa öz chédirigha qoydi.
55 Саул Давутниң Филистийниң алдиға чиққинини көргәндә қошунниң сәрдари Абнәрдин: — И Абнәр, бу жигит кимниң оғли? — дәп сориди. Абнәр: — И падиша, һаятиң билән қәсәм қилимәнки, билмәймән, деди.
Saul Dawutning Filistiyning aldigha chiqqinini körgende qoshunning serdari Abnerdin: — I Abner, bu yigit kimning oghli? — dep soridi. Abner: — I padishah, hayating bilen qesem qilimenki, bilmeymen, dédi.
56 Падиша: — Бу жигит кимниң оғли екән дәп сорап баққин, деди.
Padishah: — Bu yigit kimning oghli iken dep sorap baqqin, dédi.
57 Давут Филистийни қирип қайтип кәлгәндә Абнәр уни падишаниң қешиға елип барди; Филистийниң беши техичә униң қолида туратти.
Dawut Filistiyni qirip qaytip kelgende Abner uni padishahning qéshigha élip bardi; Filistiyning béshi téxiche uning qolida turatti.
58 Саул униңдин: — И жигит, кимниң оғлисән? дәп сориди. Давут: — Мән силиниң қуллири Бәйт-Ләһәмлик Йәссәниң оғлимән, дәп җавап бәрди.
Saul uningdin: — I yigit, kimning oghlisen? dep soridi. Dawut: — Men silining qulliri Beyt-Lehemlik Yessening oghlimen, dep jawab berdi.

< Самуил 1 17 >