< Самуил 1 16 >

1 Пәрвәрдигар Самуилға: — Сән қачанғичә Саул үчүн қайғуруп жүрисән? Мән уни Исраилға сәлтәнәт қилиштин мәһрум қилип ташлиған әмәсму? Мүңгүзүңни зәйтун мейи билән толдуруп барғин. Мән сени Бәйт-Ләһәмлик Йәссәниң қешиға әвәтимән. Униң оғуллиридин падиша болушқа өзүмгә бирни бекиттим, деди.
Perwerdigar Samuilgha: — Sen qachan’ghiche Saul üchün qayghurup yürisen? Men uni Israilgha seltenet qilishtin mehrum qilip tashlighan emesmu? Münggüzüngni zeytun méyi bilen toldurup barghin. Men séni Beyt-Lehemlik Yessening qéshigha ewetimen. Uning oghulliridin padishah bolushqa özümge birni békittim, dédi.
2 Самуил болса: — Мән қандақ баримән? Саул бу ишни аңлиса мени өлтүрүветиду! — деди. Пәрвәрдигар: — Өзүң билән бир инәкни алғач берип Пәрвәрдигарға қурбанлиқ қилиш үчүн кәлдим, дегин.
Samuil bolsa: — Men qandaq barimen? Saul bu ishni anglisa méni öltürüwétidu! — dédi. Perwerdigar: — Özüng bilen bir inekni alghach bérip Perwerdigargha qurbanliq qilish üchün keldim, dégin.
3 Йәссәни қурбанлиққа чақирғин, андин Мән саңа қилидиғиниңни аян қилимән; вә Мән саңа дегән бирисини Өзүм үчүн мәсиһ қилғин, деди.
Yesseni qurbanliqqa chaqirghin, andin Men sanga qilidighiningni ayan qilimen; we Men sanga dégen birsini Özüm üchün mesih qilghin, dédi.
4 Самуил Пәрвәрдигарниң дегинини ада қилип Бәйт-Ләһәмгә барди. Йетип кәлгәндә шәһәрниң ақсақаллири титригән һалда чиқип: — Бизгә теч-аманлиқ елип кәлдиңму? — дәп сориди.
Samuil Perwerdigarning déginini ada qilip Beyt-Lehemge bardi. Yétip kelgende sheherning aqsaqalliri titrigen halda chiqip: — Bizge tinch-amanliq élip keldingmu? — dep soridi.
5 У: — Теч-аманлиқ елип кәлдим; Пәрвәрдигарға қурбанлиқ сунушқа кәлдим. Силәр өзүңларни һарамдин паклап мән билән биллә қурбанлиққа келиңлар, деди. Шуниң билән у Йәссә билән оғуллирини һалал қилип қурбанлиққа чақирди.
U: — Tinch-amanliq élip keldim; Perwerdigargha qurbanliq sunushqa keldim. Siler özünglarni haramdin paklap men bilen bille qurbanliqqa kélinglar, dédi. Shuning bilen u Yesse bilen oghullirini halal qilip qurbanliqqa chaqirdi.
6 Улар кәлгәндә Самуил Елиабни көрүп ичидә: — Пәрвәрдигарниң мәсиһ қилидиғини шүбһисизки Өзиниң алдида туриду, деди.
Ular kelgende Samuil Éliabni körüp ichide: — Perwerdigarning mesih qilidighini shübhisizki Özining aldida turidu, dédi.
7 Лекин Пәрвәрдигар Самуилға: — Униң тәқи-турқиға яки бойиға қаримиғин. Мән уни шалливәттим, чүнки Худа инсан көргәндәк көрмәйду; инсан болса сиртқи қияпитигә қарайду, лекин Пәрвәрдигар қәлбгә қарайду, деди.
Lékin Perwerdigar Samuilgha: — Uning teqi-turqigha yaki boyigha qarimighin. Men uni shalliwettim, chünki Xuda insan körgendek körmeydu; insan bolsa sirtqi qiyapitige qaraydu, lékin Perwerdigar qelbge qaraydu, dédi.
8 Андин Йәссә Абинадабни чақирип Самуилниң алдидин өткүзди. Амма Самуил: — Пәрвәрдигар буни һәм таллимиди, деди.
Andin Yesse Abinadabni chaqirip Samuilning aldidin ötküzdi. Emma Samuil: — Perwerdigar buni hem tallimidi, dédi.
9 Андин Йәссә Шаммаһни униң алдидин өткүзди. Амма Самуил: — Пәрвәрдигар буни һәм таллимиди, деди.
Andin Yesse Shammahni uning aldidin ötküzdi. Emma Samuil: — Perwerdigar buni hem tallimidi, dédi.
10 Шуниңға охшаш Йәссә оғуллириниң йәттисини Самуилниң алдидин өткүзди. Лекин Самуил Йәссәгә: — Пәрвәрдигар буларни һәм таллимиди, деди.
Shuninggha oxshash Yesse oghullirining yettisini Samuilning aldidin ötküzdi. Lékin Samuil Yessege: — Perwerdigar bularni hem tallimidi, dédi.
11 Самуил Йәссәдин: — Барлиқ жигитләр мошуларму? дәп сориди. У: — Һәммидин кичиги қалди. Лекин мана, у қой беқиватиду, деди. Самуил Йәссәгә: — Уни чақиртип елип кәлгин, чүнки у кәлмигичә дәстиханда олтармаймиз, деди.
Samuil Yessedin: — Barliq yigitler mushularmu? dep soridi. U: — Hemmidin kichiki qaldi. Lékin mana, u qoy béqiwatidu, dédi. Samuil Yessege: — Uni chaqirtip élip kelgin, chünki u kelmigüche dastixanda olturmaymiz, dédi.
12 [Йәссә] адәм маңдуруп уни кәлтүрди. У чирайида қан жүгүрүп туридиған, көзлири чирайлиқ вә келишкән жигит еди. Пәрвәрдигар: — Қопуп уни мәсиһ қилғин, чүнки [Мениң таллиғиним] шудур! деди.
[Yesse] adem mangdurup uni keltürdi. U chirayida qan yügürüp turidighan, közliri chirayliq we kélishken yigit idi. Perwerdigar: — Qopup uni mesih qilghin, chünki [Méning tallighinim] shudur! dédi.
13 Самуил май мүңгүзини елип уни қериндашлириниң арисида мәсиһ қилди. У күндин тартип Пәрвәрдигарниң Роһи Давутниң вуҗудиға чүшти. Самуил болса қопуп Рамаһға кәтти.
Samuil may münggüzini élip uni qérindashlirining arisida mesih qildi. U kündin tartip Perwerdigarning Rohi Dawutning wujudigha chüshti. Samuil bolsa qopup Ramahgha ketti.
14 Әнди Пәрвәрдигарниң Роһи Саулдин кәткән еди, вә Пәрвәрдигар тәрипидин бир яман роһ уни пәришан қилди.
Emdi Perwerdigarning Rohi Sauldin ketkenidi, we Perwerdigar teripidin bir yaman roh uni perishan qildi.
15 Саулниң хизмәткарлири униңға: — Мана Худа тәрипидин бир яман роһ сени пәришан қилиду.
Saulning xizmetkarliri uninggha: — Mana Xuda teripidin bir yaman roh séni perishan qilidu.
16 Әнди ғоҗимиз өзлири алдилиридики хизмәткарлирини дәрһал буйруғайлиги, улар чилтар челишқа уста адәмни тапсун; вә шундақ болидуки, Худа тәрипидин яман роһ үстлиригә кәлсә у чилтар чалсун, униң билән һаллири убдан болиду, деди.
Emdi ghojimiz özliri aldiliridiki xizmetkarlirini derhal buyrughayliki, ular chiltar chélishqa usta ademni tapsun; we shundaq boliduki, Xuda teripidin yaman roh üstlirige kelse u chiltar chalsun, uning bilen halliri obdan bolidu, dédi.
17 Саул хизмәткарлириға: — Мениң үчүн чилтар челишқа уста бир адәмни тепип қешимға елип келиңлар, деди.
Saul xizmetkarlirigha: — Méning üchün chiltar chélishqa usta bir ademni tépip qéshimgha élip kélinglar, dédi.
18 Ғуламлардин бири униңға: — Мана Бәйт-Ләһәмлик Йәссәниң чилтарға уста бир оғлини көрдүм. У өзи батур бир җәңчи, гәптә һошияр вә келишкән адәм екән, шундақла Пәрвәрдигар униң билән биллә екән, деди.
Ghulamlardin biri uninggha: — Mana Beyt-Lehemlik Yessening chiltargha usta bir oghlini kördüm. U özi batur bir jengchi, gepte hoshyar we kélishken adem iken, shundaqla Perwerdigar uning bilen bille iken, dédi.
19 Шуниң билән Саул Йәссәгә әлчиләрни маңдуруп: — Қой бақидиған оғлуң Давутни маңа әвәткин, дәп ейтти.
Shuning bilen Saul Yessege elchilerni mangdurup: — Qoy baqidighan oghlung Dawutni manga ewetkin, dep éytti.
20 Йәссә бир ешәкни тәйярлап униңға нан билән бир тулум шарап вә бир оғлақни артип, буларни оғли Давутниң қоли билән Саулға әвәтти.
Yesse bir éshekni teyyarlap uninggha nan bilen bir tulum sharab we bir oghlaqni artip, bularni oghli Dawutning qoli bilen Saulgha ewetti.
21 Шуниң билән Давут Саулниң қешиға келип униң алдида турди. Саул униңға толиму амрақ еди; у Саулниң ярақ көтәргүчиси болди.
Shuning bilen Dawut Saulning qéshigha kélip uning aldida turdi. Saul uninggha tolimu amraq idi; u Saulning yaragh kötürgüchisi boldi.
22 Андин Саул Йәссәгә хәвәр әвәтип: — Давут мениң алдимда турсун; чүнки у нәзиримгә яқти, дәп ейтти.
Andin Saul Yessege xewer ewetip: — Dawut méning aldimda tursun; chünki u nezirimge yaqti, dep éytti.
23 Әнди шундақ болидуки, у [яман] роһ Худа тәрипидин Саулниң үстигә кәлгәндә Давут чилтарни елип қоли билән чалди. Буниң билән Саул арам тепип һали убдан болуп яман роһ униңдин чиқип кәтти.
Emdi shundaq boliduki, u [yaman] roh Xuda teripidin Saulning üstige kelgende Dawut chiltarni élip qoli bilen chaldi. Buning bilen Saul aram tépip hali obdan bolup yaman roh uningdin chiqip ketti.

< Самуил 1 16 >