< Самуил 1 15 >

1 Әнди Самуил Саулға: — Пәрвәрдигар сени Өз хәлқи Исраил үстигә падиша болуш үчүн мәсиһ қилғили мени әвәткән еди; әнди Пәрвәрдигарниң сөзини аңлиғин.
撒母耳对扫罗说:“耶和华差遣我膏你为王,治理他的百姓以色列;所以你当听从耶和华的话。
2 Самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Мән Амаләкләрниң Исраилға қилған муамилисини, йәни Исраил Мисирдин чиққанда уларниң йолда уларға қандақ қаршилиқ көрсәткәнлигини көңлүмгә пүккәнмән.
万军之耶和华如此说:‘以色列人出埃及的时候,在路上亚玛力人怎样待他们,怎样抵挡他们,我都没忘。
3 Әнди берип Амаләкләрни уруп уларниң һәммисини вәйран қилип уларни һеч айимайла, әр болсун, аял болсун, өсмүр болсун, бовақ болсун, кала-қой, төгә вә ишәк һәммисини йоқатқин, деди.
现在你要去击打亚玛力人,灭尽他们所有的,不可怜惜他们,将男女、孩童、吃奶的,并牛、羊、骆驼,和驴尽行杀死。’”
4 Саул хәлиқни җәм қилип уларни Тәлаим шәһиридә санивиди, икки йүз миң пиядә әскәр, Йәһуда қәбилисидин он миң адәм чиқти.
于是扫罗招聚百姓在提拉因,数点他们,共有步兵二十万,另有犹大人一万。
5 Саул Амаләкләрниң шәһиригә кәлгәндә шу йәрдики вадида бөктүрмә қойди.
扫罗到了亚玛力的京城,在谷中设下埋伏。
6 Андин Саул Кенийләргә: — Чиқип кетиңлар, силәрни улар билән қошуп йоқатмаслиғим үчүн Амаләкләрниң арисидин чиқип кетиңлар; чүнки Исраил Мисирдин чиққанда силәр уларниң һәммисигә меһриванлиқ көрсәткәнсиләр, деди. Шуниң билән Кенийләр Амаләкләрдин чиқип кәтти.
扫罗对基尼人说:“你们离开亚玛力人下去吧,恐怕我将你们和亚玛力人一同杀灭;因为以色列人出埃及的时候,你们曾恩待他们。”于是基尼人离开亚玛力人去了。
7 Әнди Саул Амаләкләрни Һавилаһдин тартип Мисирниң удулидики Шурғичә қоғлап урди.
扫罗击打亚玛力人,从哈腓拉直到埃及前的书珥,
8 У Амаләкләрниң падишаси Агагни тирик тутти, амма барлиқ хәлиқни қилич биси билән пүтүнләй йоқатти.
生擒了亚玛力王亚甲,用刀杀尽亚玛力的众民。
9 Лекин Саул билән хәлиқ Агагни айиди вә қой-кала, бордалған мал вә қозилардин әң есилләрниң һәммисини, җүмлидин немә яхши болса шуни аяп уларни һалак қилишқа қоли бармиди; лекин немә яримас вә зәип болса шуларниң һәммисини улар йоқатти.
扫罗和百姓却怜惜亚甲,也爱惜上好的牛、羊、牛犊、羊羔,并一切美物,不肯灭绝。凡下贱瘦弱的,尽都杀了。
10 Шуниң билән Пәрвәрдигарниң сөзи Самуилға келип мундақ дейилди: —
耶和华的话临到撒母耳说:
11 «Саулни падиша қилғинимға пушайман қилдим, чүнки у маңа әгишиштин йенип Мениң сөзүмгә әмәл қилмиди». Самуил азар чекип пүткүл бир кечә Пәрвәрдигарға пәряд көтәрди.
“我立扫罗为王,我后悔了;因为他转去不跟从我,不遵守我的命令。”撒母耳便甚忧愁,终夜哀求耶和华。
12 Әтиси Самуил Саулниң алдиға чиқиш үчүн таң сәһәрдила орнидин турди. Самуилға: — Саул Кармәлгә барди вә мана, у өзигә бир абидә турғузуп андин йенип Гилгалға чүшүпту, дегән хәвәр берилди.
撒母耳清早起来,迎接扫罗。有人告诉撒母耳说:“扫罗到了迦密,在那里立了纪念碑,又转身下到吉甲。”
13 Самуил Саулниң қешиға кәлгәндә Саул униңға: — Пәрвәрдигар сени мубарәклигәй! Пәрвәрдигарниң сөзлиригә әмәл қилдим, деди.
撒母耳到了扫罗那里,扫罗对他说:“愿耶和华赐福与你,耶和华的命令我已遵守了。”
14 Лекин Самуил: — Ундақ болса қулиқимға аңланған қойниң мәриши билән мән аңлаватқан калиниң мөриши зади нәдин кәлди? — деди.
撒母耳说:“我耳中听见有羊叫、牛鸣,是从哪里来的呢?”
15 Саул җавап берип: — Улар Амаләкләрдин елип келинди; чүнки хәлиқ Худайиң Пәрвәрдигарға қурбанлиқ қилиш үчүн қой-калиниң есиллирини аяп қалдуруп қойди; қалғинини болса пүтүнләй йоқаттуқ, деди.
扫罗说:“这是百姓从亚玛力人那里带来的;因为他们爱惜上好的牛羊,要献与耶和华—你的 神;其余的,我们都灭尽了。”
16 Самуил Саулға: — Қой, бу гепиңни! Мән Пәрвәрдигарниң бу кечә маңа немә дегинини саңа ейтип берәй, деди. У униңға: — Ейтқин, деди.
撒母耳对扫罗说:“你住口吧!等我将耶和华昨夜向我所说的话告诉你。”扫罗说:“请讲。”
17 Самуил мундақ деди: — Өз нәзириңдә кичик һесапланған вақтиңдила Пәрвәрдигар сени Исраилниң үстигә падиша болсун дәп, мәсиһ қилиши билән сән Исраил қәбилилириниң беши болған әмәсмидиң?
撒母耳对扫罗说:“从前你虽然以自己为小,岂不是被立为以色列支派的元首吗?耶和华膏你作以色列的王。
18 Андин Пәрвәрдигар сени: — Сән берип гунакар Амаләкләрни һалак қилғин; уларни йоқатқичә улар билән соқушқин, дәп әвәткән еди.
耶和华差遣你,吩咐你说,你去击打那些犯罪的亚玛力人,将他们灭绝净尽。
19 Әнди немишкә Пәрвәрдигарниң сөзигә қулақ салмай, бәлки олҗа үстигә дүм чүшүп, Пәрвәрдигарниң нәзиридә яман болғанни қилдиң?
你为何没有听从耶和华的命令,急忙掳掠财物,行耶和华眼中看为恶的事呢?”
20 Саул Самуилға: — Мән һәқиқәтән Пәрвәрдигарниң сөзигә қулақ салдимғу! Пәрвәрдигар мени әвәткән йол билән маңдим вә Амаләкләрниң падишаси Агагни елип келип Амаләкләрниң өзини пүтүнләй йоқаттим.
扫罗对撒母耳说:“我实在听从了耶和华的命令,行了耶和华所差遣我行的路,擒了亚玛力王亚甲来,灭尽了亚玛力人。
21 Амма хәлиқ болса олҗидин қой билән кала, йәни йоқитишқа бекитилгән нәрсиләрдин әң есилини елип Худайиң Пәрвәрдигарға Гилгалда қурбанлиқ қилиш үчүн елип кәлди, деди.
百姓却在所当灭的物中,取了最好的牛羊,要在吉甲献与耶和华—你的 神。”
22 Самуил: — Пәрвәрдигар көйдүрмә қурбанлиқлар билән тәшәккүр қурбанлиқлирини кәлтүрүштин сөйүнәмду, я Пәрвәрдигарниң сөзигә итаәт қилиштин сүйүнәмду? Мана итаәт қилмақлиқ қурбанлиқ қилмақлиқтин әвзәл, көңүл қоюш қочқар йеғини сунуштин әвзәлдур.
撒母耳说: 耶和华喜悦燔祭和平安祭, 岂如喜悦人听从他的话呢? 听命胜于献祭; 顺从胜于公羊的脂油。
23 Чүнки асийлиқ болса җадугәрлик гунайи билән охшаштур, Башпаштақлиқ қәбиһлик вә бутпәрәсликкә баравәрдур. Сән Пәрвәрдигарниң сөзини ташлиғиниң үчүн, Пәрвәрдигар сени ташлап падишалиқтин мәһрум қилди, — деди.
悖逆的罪与行邪术的罪相等; 顽梗的罪与拜虚神和偶像的罪相同。 你既厌弃耶和华的命令, 耶和华也厌弃你作王。
24 Саул Самуилға: — Мән гуна садир қилдим, чүнки мән Пәрвәрдигарниң әмридин вә сениң сөзүңдинму чиқтим; чүнки мән хәлиқтин қорқуп уларниң сөзигә кирдим.
扫罗对撒母耳说:“我有罪了,我因惧怕百姓,听从他们的话,就违背了耶和华的命令和你的言语。
25 Әнди гунайимни әпу қилғин; мениң Пәрвәрдигарға сәҗдә қилишим үчүн мениң билән қайтип барғин, деди.
现在求你赦免我的罪,同我回去,我好敬拜耶和华。”
26 Самуил Саулға: — Мән сениң билән қайтип бармаймән; чүнки сән Пәрвәрдигарниң сөзини ташлиғансән, вә Пәрвәрдигар сени ташлап падишалиқтин мәһрум қилди, деди.
撒母耳对扫罗说:“我不同你回去;因为你厌弃耶和华的命令,耶和华也厌弃你作以色列的王。”
27 Самуил кетишкә бурулғинида Саул униң тониниң пешини тутувалди, у житилип кәтти.
撒母耳转身要走,扫罗就扯住他外袍的衣襟,衣襟就撕断了。
28 Самуил униңға: — Пәрвәрдигар бүгүн Исраилниң падишалиғини сәндин житип елип сәндин әвзәл болған бир йеқиниңға тапшурди.
撒母耳对他说:“如此,今日耶和华使以色列国与你断绝,将这国赐与比你更好的人。
29 Исраилниң Җанабий Алийиси Болғучи ялған сөзлимәйду яки нийитидин янмайду; чүнки у адәм балисидәк нийитидин янғучи әмәстур, деди.
以色列的大能者必不致说谎,也不致后悔;因为他迥非世人,决不后悔。”
30 Саул: — Мән гуна садир қилдим. Лекин хәлқимниң ақсақаллириниң вә Исраилниң алдида маңа иззәт қилип мениң билән йенип барғин; шуниң билән Худайиң Пәрвәрдигарға сәҗдә қилалаймән, деди.
扫罗说:“我有罪了,虽然如此,求你在我百姓的长老和以色列人面前抬举我,同我回去,我好敬拜耶和华—你的 神。”
31 Шуниң билән Самуил Саул билән йенип барди вә Саул Пәрвәрдигарға сәҗдә қилди.
于是撒母耳转身跟随扫罗回去,扫罗就敬拜耶和华。
32 Андин Самуил: — Амаләкләрниң падишаси Агагни мениң алдимға елип келиңлар, деди. Агаг болса хушлуқ билән униң қешиға барди. Агаг көңлидә: — Шүбһисизки, өлүм дәһшити өтүп кәтти, деди.
撒母耳说:“要把亚玛力王亚甲带到我这里来。”亚甲就欢欢喜喜地来到他面前,心里说,死亡的苦难必定过去了。
33 Амма Самуил: — Сениң қиличиң хотунларни балисиз қилғандәк сениң анаңму хотунларниң арисида балисиз болиду, девиди, Самуил Агагни Гилгалда Пәрвәрдигарниң алдида чанап парә-парә қилди.
撒母耳说:“你既用刀使妇人丧子,这样,你母亲在妇人中也必丧子。”于是,撒母耳在吉甲耶和华面前将亚甲杀死。
34 Андин Самуил Рамаһқа барди. Саул болса «Саулниң жути Гибеаһ» дегән җайдики өйигә чиқип кәтти.
撒母耳回了拉玛。扫罗上他所住的基比亚,回自己的家去了。
35 Самуил өлгән күнигичә Саул билән қайта көрүшмиди. Амма Самуил Саул үчүн қайғурди. Пәрвәрдигар Саулни Исраилниң үстигә падиша қилғанлиғидин әпсусланди.
撒母耳直到死的日子,再没有见扫罗;但撒母耳为扫罗悲伤,是因耶和华后悔立他为以色列的王。

< Самуил 1 15 >