< Самуил 1 14 >
1 Бир күни Саулниң оғли Йонатан ярақ көтәргүчисигә: — Кәлгин, удулимиздики Филистийләрниң қаравуллар әтритиниң йениға чиқайли, деди. Амма у атисиға һеч немә демиди.
2 Саул болса Гибеаһниң четидики Мигрондики анар дәриғиниң тегидә қалди. Униң қешидики хәлиқ алтә йүзчә еди
3 (у вақитта әфодни Ахитубниң оғли, Ихабодниң акиси Ахияһ кийәтти; у Шилоһда туруватқан, Пәрвәрдигарниң каһини еди. Ахитуб Финиһасниң оғли, Финиһас Әлиниң оғли еди). Хәлиқ болса Йонатанниң кәткинлигини билмигән еди.
4 Йонатан Филистийләрниң қаравуллар әтрити тәрәпкә өтмәкчи болған даванниң икки тәрипидә түврүктәк тик қия ташлар бар еди. Бириниң нами Бозәз, йәнә бириниң нами Сәнәһ еди.
5 Бир қия таш шималий тәрипидә болуп, Миқмаш билән қаришип туратти, йәнә бири җәбуб тәрипидә Гебаниң удулида еди.
6 Йонатан ярақ көтәргүчисигә: — Кәл, бу хәтнисизләрниң қаравуллар әтритигә чиқайли; Пәрвәрдигар биз үчүн бир иш қилса әҗәб әмәс, чүнки Пәрвәрдигарниң қутқузуши үчүн адәмләрниң көп яки аз болуши һеч тосалғу болмайду, деди.
7 Униң ярақ көтәргүчиси униңға: — Көңлүңдә һәр немә болса шуни қилғин; барғин, мана, көңлүң немини халиса мән сән билән биллимән, деди.
8 Йонатан: — Мана, биз у адәмләр тәрәпкә чиқип өзимизни уларға көрситәйли;
9 әгәр улар бизгә: — Биз силәрниң қешиңларға барғичә туруп туруңлар, десә уларниң қешиға чиқмай өз җайимизда туруп турайли;
10 лекин улар: — Бизниң қешимизға чиқиңлар, десә, чиқайли. Чүнки шундақ болса Пәрвәрдигар уларни қолимизға берипту, дәп билимиз; мошундақ иш бизгә бир бешарәт болиду, деди.
11 Иккилән өзини Филистийләрниң қаравуллар әтритигә көрсәтти. Филистийләр: — Мана, Ибранийлар өзини йошурған азгаллардин чиқиватиду, деди.
12 Әтрәттикиләр Йонатан билән ярақ көтәргүчисигә: — Бизгә чиқиңлар, биз силәргә бир нәрсини көрситип қойимиз, деди. Йонатан ярақ көтәргүчисигә: — Маңа әгишип чиққин; чүнки Пәрвәрдигар уларни Исраилниң қолиға бәрди, деди.
13 Йонатан қол-путлири билән өмүләп чиқти, ярақ көтәргүчиси кәйнидин униңға әгәшти. Филистийләр Йонатанниң алдида жиқилишти; ярақ көтәргүчиси кәйнидин келип уларни қәтл қилди.
14 Шу тунҗа һуҗумда Йонатан билән ярақ көтәргүчиси тәхминән йерим қошлуқ йәрдә өлтүргәнләр жигирмидәк адәм еди.
15 Андин ләшкәргаһдикикәрни, далада туруватқанларни, барлиқ әтрәтләрдикиләрни вә булаң-талаң қилғучиларни титрәк басти. Улар һәм титрәп қорқти, йәрму тәвринип кәтти; чүнки бу чоң қорқунуч Худа тәрипидин кәлгән еди.
16 Әнди Бинямин зиминидики Гибеаһда туруватқан пайлақчилар көрдики, мана, ләшкәр топлири тар мар болуп уян-буян жүгүрүшүп кәтти.
17 Саул қешидики хәлиққә: Адәмлиримизни санап кимниң бу йәрдин кәткәнлигини ениқлаңлар, деди. Улар санивиди, мана, Йонатан билән ярақ көтәргүчиси йоқ чиқти.
18 Саул Ахияһқа: — Худаниң әһдә сандуғини елип кәлгин, деди. Чүнки у вақитта Худаниң әһдә сандуғи Исраилниң арисида еди.
19 Саул каһинға сөз қиливатқанда Филистийләрниң ләшкәргаһида болған ғәлвә барғансери күчийип кәтти. Саул каһинға: — Қолуңни жиққин, деди.
20 Андин Саул вә униң билән болған һәммә хәлиқ жиғилип җәңгә чиқти; вә мана, Филистийләрниң һәр бири өз сәпдишиға қарши қилич көтирип зор паракәндилик болди.
21 У вақиттин илгири Филистийләрниң арисида болған, улар билән биллә ләшкәргаһниң әтрапиға чиққан Ибранийлар бар еди; уларму Саул вә Йонатан билән биллә болған Исраилларға қошулди.
22 Шуниңдәк Әфраим тағлирида өзини йошурған Исраиллар Филистийләрниң қачқинини аңлиғанда соқушқа чиқип уларни қоғлиди.
23 Шуниң билән Пәрвәрдигар у күни Исраилға нусрәт бәрди. Соқуш Бәйт-Авәнниң у тәрипигә өтти.
24 Лекин Исраилниң адәмлири у күни зор бесим астида қалди. Чүнки Саул уларға қәсәм ичкүзүп: — Мән дүшмәнлиримдин интиқам алмиғичә кәч болуштин илгири таам йегән кишигә ләнәт болсун, дәп ейтқан еди. Шуниң үчүн хәлиқтин һеч ким таам йемиди.
25 Амма барлиқ зиминдики қошун бир орманлиққа киргәндә йәр йүзидә һәсәл бар еди.
26 Хәлиқ орманлиққа киргәндә, мана бу һәсәл еқип туратти; лекин һеч ким қолини ағзиға көтәрмиди, чүнки хәлиқ қәсәмдин қорқатти.
27 Лекин Йонатан атисиниң хәлиққә қәсәм ичкүзгәнлигини аңлимиған еди. Шуңа у қолидики һасини сунуп учини һәсәл көнигигә тиқип қоли билән ағзиға салди. Шундақ қилип көзлири нурланди.
28 Амма хәлиқтин бири: Сениң атаң хәлиққә чиң қәсәм ичкүзүп: — Бүгүн таам йегән кишигә ләнәт болсун! дәп ейтқан еди. Шуниң үчүн хәлиқ һалсизлинип кәтти, деди.
29 Йонатан: — Мениң атам зиминға азар бәрди; қараңлар, бу һәсәлдин кичиккинә тетишим биләнла көзлиримниң шунчә нурланғинини көрмидиңларму?
30 Хәлиқ бүгүн дүшмәнләрдин тартивалған олҗидин халиқинини йегән болса Филистийләрниң арисидики қирғинчилиқ техиму зор болмасмиди? — деди.
31 Әшу күни улар Микмаштин тартип Филистийләрни қоғлап Айҗалонғичә уруп қиришти; хәлиқ тола һерип кәткән еди.
32 Шуниң билән хәлиқ олҗа үстигә етилип берип, қой, кала вә мозайларни тутуп шу йәрдила сойди. Андин хәлиқ гөшни қанни адаливәтмәйла йеди.
33 Саулға хәвәр келип: Мана, хәлиқ қанни адаливәтмәйла гөшни йәп Пәрвәрдигарға гуна қиливатиду, дәп ейтилди. У: Силәр Пәрвәрдигарға асийлиқ қилдиңлар! Әнди бу йәргә йенимға чоң бир ташни домилитип келиңлар, деди.
34 Саул йәнә: Силәр хәлиқниң арисиға чиқип уларға: Һәр бири өз калисини, өз қойини қешимға елип келип бу йәрдә союп йесун; лекин гөшни қанни адаливәтмәй йәп, Пәрвәрдигарға гуна қилмаңлар, дәңлар, деди. Бу кечә хәлиқниң һәммиси һәр бири өз калисини елип келип у йәрдә сойди.
35 Саул болса Пәрвәрдигарға бир қурбангаһ ясиди. Бу униң Пәрвәрдигарға ясиған тунҗа қурбангаһи еди.
36 Саул: — Бу кечидә Филистийләрниң пейигә чүшүп, әтә таң атқичә уларни талап һеч бирини тирик қоймайли, деди. Хәлиқ: — Немә саңа яхши көрүнсә шуни қилғин, дәп җавап бәрди. Лекин каһин сөз қилип: — Пәрвәрдигарниң йениға кирип [йолйоруқ сорап] чиқайли, деди.
37 Саул Худадин: — Я Филистийләрниң кәйнидин чүшүйму? Сән уларни Исраилниң қолиға тапшурамсән? — дәп сориди. Лекин у күни У униңға һеч җавап бәрмиди.
38 Саул: — И хәлиқниң һәммә чоңлири, бу йәргә чиқиңлар. Бүгүн ким гуна қилғанлиғини ениқлап беқиңлар.
39 Чүнки Исраилға нусрәт бәргән Пәрвәрдигарниң һаяти билән қәсәм қилимәнки, бу гуна һәтта оғлум Йонатанда тепилсиму у җәзмән өлтүрүлсун, деди. Лекин пүткүл хәлиқтин һеч ким униңға җавап бәрмиди.
40 Андин у пүткүл Исраилға: — Силәр бир тәрәптә туруңлар, мән оғлум Йонатан йәнә бир тәрәптә турайли, деди. Хәлиқ униңға: — Немә саңа яхши көрүнсә, шуни қилғин, деди.
41 Саул Исраилниң Худаси Пәрвәрдигарға: — Бу чәк билән әйни әһвални ашкарә қилғайсән, деди. Чәк болса Саул билән Йонатанни көрсәтти, хәлиқ қутулди.
42 Саул: — Мениң билән оғлум Йонатанниң оттурисиға чәк ташлаңлар, деди. Шундақ қиливиди, чәк Йонатанға чиқти.
43 Саул Йонатанға: — Қилғиниңни маңа ейтқин, деди. Йонатан униңға: — Қолумдики һаса билән кичиккинә һәсәл елип тетип бақтим вә мана, шуниң үчүн мән өлүмгә мәһкүм болдум! — дәп җавап бәрди.
44 Саул: — Сән чоқум өлүшүң керәк, и Йонатан; ундақ қилмисам, Худа маңа сениң бешиңға чүшкәндинму артуқ чүшүрсун! — деди.
45 Лекин хәлиқ Саулға: — Исраилда бу улуқ нусрәтни қазанған Йонатан өлтүрүләмду? Бундақ иш биздин нери болғай! Пәрвәрдигарниң һаяти билән қәсәм қилимизки, униң бешидин бир тал чач йәргә чүшмәйду; чүнки бүгүнки ишни у Худаниң ярдими билән әмәлгә ашурди, деди. Шундақ қилип хәлиқ Йонатанни өлүмдин халас қилди.
46 Андин Саул Филистийләрни қоғлаштин тохтиди; Филистийләрму өз җайиға қайтип кәтти.
47 Шундақ қилип Саул Исраилниң сәлтәнитини өзиниң қилди; андин у чөрисидики дүшмәнлиригә, йәни Моаблар, Аммонийлар, Едомийлар, Зобаһдики падишалар вә Филистийләргә һуҗум қилди. У қайси тәрәпкә йүзләнсә ғалип келәтти.
48 У зор җасарәт көрситип Амаләкләрни уруп Исраилни булаң-талаң қилғучилардин қутқузди.
49 Саулниң оғуллири Йонатан, Йишви вә Малқи-Шуа еди; униң икки қизиниң исми болса — чоңиниң Мераб, кичигиниң Миқал еди.
50 Саулниң аялиниң исми Аһиноам болуп, у Ахимаазниң қизи еди. Саулниң қошуниниң сәрдари Абнәр еди; у Саулниң тағиси Нәрниң оғли еди.
51 Саулниң атиси Киш вә Абнәрниң атиси Нәр болса, иккиси Абиәлниң оғуллири еди.
52 Саул пүткүл өмридә Филистийләр билән қаттиқ җәңдә болуп турди. Саул өзи һәр қачан батур я палванларни көрсә, уни өз хизмитигә салатти.