< Самуил 1 13 >

1 Саул [оттуз] яшта падиша болуп Исраилниң үстидә икки жил сәлтәнәт қилғандин кейин
Havia já Saul reinado um ano; e reinado que houve dois anos sobre Israel,
2 Өзигә Исраилдин үч миң адәмни илғап алди. Икки миңи Микмашта вә Бәйт-Әл тағлирида Саулниң қешида, бир миңи Бинямин зиминидики Гибеаһда Йонатанниң қешида еди. Амма у қалған хәлиқниң һәр бирини өз өйлиригә кәткүзивәтти.
Escolheu-se logo três mil de Israel: os dois mil estiveram com Saul em Micmás e no monte de Betel, e os mil estiveram com Jônatas em Gibeá de Benjamim; e enviou a todo o outro povo cada um a suas tendas.
3 Йонатан болса Филистийләрниң Гебадики ләшкәргаһиға һуҗум қилди, Филистийләр буниңдин хәвәр тапти. Саул болса: — Пүткүл зиминдики ибранийлар аңлап ойғансун дәп, канай чалдурди.
E Jônatas feriu a guarnição dos filisteus que havia no morro, e ouviram-no os filisteus. E fez Saul tocar trombetas por toda a terra, dizendo: Ouçam os hebreus.
4 Пүткүл Исраил Саулниң Филистийләрниң ләшкәргаһиға һуҗум қилғанлиғидин һәмдә Исраилниң Филистийләргә нәпрәтлинидиғанлигидин хәвәр тапти. Хәлиқ Саулниң кәйнидин Гилгалға берип жиғилди.
E todo Israel ouviu o que se dizia: Saul feriu a guarnição dos filisteus; e também que Israel se tornou detestável aos filisteus. E juntou-se o povo sob o comando de Saul em Gilgal.
5 Филистийләрдин Исраил билән җәң қилғили үч миң җәң һарвуси, алтә миң атлиқ ләшкәр вә деңиз саһилидики қумдәк көп пиядә ләшкәр жиғилди. Улар келип Бәйт-Авәнниң шәриқ тәрипидики Микмашта баргаһ тикти.
Então os filisteus se juntaram para lutar com Israel, trinta mil carros, e seis mil cavalos, e povo quando a areia que está à beira do mar em multidão; e subiram, e assentaram acampamento em Micmás, ao oriente de Bete-Áven.
6 Исраилниң адәмлири өзлириниң қаттиқ хийим-хәтәрдә қалғанлиғини көрүп ғарларға, чатқаллиқларға, қия ташлиқларға, жуқури җайларға вә азгалларға йошурунивелишти;
Mas os homens de Israel, vendo-se postos em apuros, (porque o povo estava em dificuldades), escondeu-se o povo em covas, em fossos, em penhascos, em rochas e em cisternas.
7 [бәзи] Ибранийлар Иордан дәриясидин өтүп, Гад вә Гилеадниң зиминиға қечип барди. Лекин Саул Гилгалда қалди, адәмлириниң һәммиси униңға титригән һалда әгәшти.
E alguns dos hebreus passaram o Jordão à terra de Gade e de Gileade: e Saul se estava ainda em Gilgal, e todo o povo ia atrás dele tremendo.
8 Әнди Саул Самуил униңға бекиткән вақитқичә йәттә күн күтүп турди; лекин Самуил Гилгалға кәлмиди, хәлиқ униңдин тарилип кәткили турди.
E ele esperou sete dias, conforme ao prazo que Samuel havia dito; mas Samuel não vinha a Gilgal, e o povo se lhe desertava.
9 Саул: — Көйдүрмә қурбанлиқ билән енақлиқ қурбанлиқлирини бу йәргә — йенимға елип келиңлар, деди. Андин у өзи көйдүрмә қурбанлиқ өткүзди.
Então disse Saul: Trazei-me holocausto e sacrifícios pacíficos. E ofereceu o holocausto.
10 Вә шундақ болдики, у көйдүрмә қурбанлиқни түгитиши биләнла, мана Самуил кәлди. Саул униңға салам қилғили алдиға чиқти.
E quando ele acabava de fazer o holocausto, eis que Samuel que vinha; e Saul lhe saiu a receber para saudar-lhe.
11 Лекин Самуил: — Немә ишларни қилдиң?! — дәп сориди. Саул: — Хәлиқ мәндин тарилип кәткәнлигини, силиниң бекиткән вақитта кәлмигәнликлирини, Филистийләрниң Микмашта жиғилғинини көрдум,
Então Samuel disse: Que fizeste? E Saul respondeu: Porque vi que o povo se me ia, e que tu não vinhas ao prazo dos dias, e que os filisteus estavam juntos em Micmás,
12 мән ичимдә: Әнди Филистийләр Гилгалға чүшүп маңа һуҗум қилмақчи, мән болсам техи Пәрвәрдигарға илтиҗа қилмидим, дедим. Шуңа көйдүрмә қурбанлиқ қилишқа өзүмни мәҗбурлидим, деди.
Disse-me: Os filisteus descerão agora contra mim a Gilgal, e eu não implorei o favor do SENHOR. Esforcei-me pois, e ofereci holocausto.
13 Самуил Саулға: — Сән ахмақлиқ қилдиң; сән Худайиң Пәрвәрдигар саңа буйруған әмирни тутмидиң; шундақ қилған болсаң Пәрвәрдигар Исраилниң үстидики сәлтәнитиңни мәңгү мустәһкәм қилатти, деди.
Então Samuel disse a Saul: Loucamente fizeste; não guardaste o mandamento do SENHOR teu Deus, que ele te havia intimado; porque agora o SENHOR teria confirmado teu reino sobre Israel para sempre.
14 Лекин әнди сәлтәнитиң мустәһкәм турмайду. Пәрвәрдигар Өз көңлидикидәк мувапиқ бир адәмни издәп тапти. Пәрвәрдигар уни Өз хәлқиниң башламчиси қилди, чүнки сән Пәрвәрдигар саңа буйруғанни тутмидиң, деди.
Mas agora teu reino não será durável: o SENHOR buscou para si homem segundo seu coração, ao qual o SENHOR mandou que seja líder sobre seu povo, porquanto tu não guardaste o que o SENHOR te mandou.
15 Андин Самуил орнидин туруп Гилгалдин кетип Бинямин зиминидики Гибеаһға барди. Саул болса өз йенидики адәмләрни саниди; улар алтә йүзчә чиқти.
E levantando-se Samuel, subiu de Gilgal a Gibeá de Benjamim. E Saul contou a gente que se achava com ele, como seiscentos homens.
16 Саул билән оғли Йонатан вә уларниң қешида қалған хәлиқ Бинямин зиминидики Гебада қелип қалди, Филистийләр болса Микмашта баргаһ тиккән еди.
Então Saul e Jônatas seu filho, e o povo que com eles se achava, ficaram em Gibeá de Benjamim: mas os filisteus haviam posto seu acampamento em Micmás.
17 Қарақчилар дайим Филистийләрниң баргаһидин чиқип үч бөләккә бөлүнәтти. Бир бөләк Шуал зиминидики Офраһға баридиған йолға атлинатти,
E saíram do acampamento dos filisteus em saque três esquadrões. O um esquadrão tirou pelo caminho de Ofra até a terra de Sual.
18 бир бөләк Бәйт-Һоронға баридиған йол билән маңатти, йәнә бир бөләк чөлниң четидики Зәбоим җилғисиға қарайдиған зиминдики йолға маңатти.
O outro esquadrão marchou até Bete-Horom, e o terceiro esquadrão marchou até a região que está voltada ao vale de Zeboim até o deserto.
19 Амма пүткүл Исраил зиминида һеч бир төмүрчи тепилмайтти; чүнки Филистийләр: — Ибранийлар өзлиригә қилич яки нәйзә ясалмисун, дәп ойлайтти.
E em toda a terra de Israel não se achava ferreiro; porque os filisteus haviam dito: Para que os hebreus não façam espada ou lança.
20 Бу сәвәптин Исраиллар һәммиси сапан чишлири, кәтмәнлирини, палтилирини вә оғақлирини бислаш үчүн Филистийләрниң қешиға баратти.
E todos os de Israel desciam aos filisteus cada qual a amolar sua relha, sua enxada, seu machado, ou seu sacho,
21 Улар сапан чишлири вә кәтмәнләр үчүн үчтин икки шәкәл, җоту, палта вә зихларни бислаш үчүн үчтин бир шәкәлни төләйтти.
E cobravam certo preço pelas relhas, pelas enxadas, e pelas forquilhas, e outro para afiar os machados, e as aguilhadas.
22 Шуңа уруш болғанда Саул вә Йонатанниң қешидики хәлиқниң һеч биридә қилич я нәйзә йоқ еди; пәқәт Саул билән оғли Йонатандила бар еди.
Assim aconteceu que o dia da batalha não se achou espada nem lança em mão de algum de todo o povo que estava com Saul e com Jônatas, exceto Saul e Jônatas seu filho, que as tinham.
23 У вақитта Филистийләрниң бир қаравуллар әтрити Микмаштики даванға чиққан еди.
E a guarnição dos filisteus saiu ao desfiladeiro de Micmás.

< Самуил 1 13 >