< Самуил 1 12 >

1 Самуил пүткүл Исраилға: — Мана, мән силәрниң барлиқ ейтқан сөзлириңларни аңлап үстүңларға бир падиша қойдум;
Samuil pütkül Israilgha: — Mana, men silerning barliq éytqan sözliringlarni anglap üstünglargha bir padishah qoydum;
2 Мана әнди падиша силәрниң алдиңларда жүрмәктә, мән болсам қерип бешим ақарди; мана, мениң оғуллиримму араңларда туриду. Яшлиғимдин тартип бу күнгичә силәрниң алдиңларда меңип кәлдим.
Mana emdi padishah silerning aldinglarda yürmekte, men bolsam qérip béshim aqardi; mana, méning oghullirimmu aranglarda turidu. Yashliqimdin tartip bu kün’giche silerning aldinglarda méngip keldim.
3 Мана бу йәрдә туруптимән. Пәрвәрдигарниң алдида вә униң мәсиһ қилинғининиң алдида маңа әрзиңлар болса дәвериңлар; кимниң уйини тартивалдим? Кимниң ешигини тартивалдим? Кимниң һәққини йедим? Кимгә зулум қилдим? Яки мән көзүмни кор қилиш үчүн кимдин пара алдим? Шундақ болса дәңлар, вә мән уни силәргә төләп беримән, деди.
Mana bu yerde turuptimen. Perwerdigarning aldida we uning mesih qilin’ghinining aldida manga erzinglar bolsa dewéringlar; kimning uyini tartiwaldim? Kimning éshikini tartiwaldim? Kimning heqqini yédim? Kimge zulum qildim? Yaki men közümni kor qilish üchün kimdin para aldim? Shundaq bolsa denglar, we men uni silerge tölep bérimen, dédi.
4 Улар җавап берип: — Сән бизниң һәққимизни йемидиң, һеч кимгә зулум қилмидиң вә һеч кишиниң қолидин бирәр нәрсиниму еливалмидиң, деди.
Ular jawab bérip: — Sen bizning heqqimizni yémiding, héchkimge zulum qilmiding we héch kishining qolidin birer nersinimu éliwalmiding, dédi.
5 У уларға: — Мәндә һеч һәққиңлар қалмиғанлиғиға Пәрвәрдигар силәргә гува болуп вә униң мәсиһ қилғини һәм бүгүн гувачи болсун, девиди, улар: — У гувадур, деди.
U ulargha: — Mende héch heqqinglar qalmighanliqigha Perwerdigar silerge guwah bolup we uning mesih qilghini hem bügün guwahchi bolsun, déwidi, ular: — U guwahtur, dédi.
6 Самуил хәлиққә мундақ деди: «Муса билән Һарунни тикләп ата-бовилириңларни Мисир зиминидин чиқарғучи болса Пәрвәрдигардур.
Samuil xelqqe mundaq dédi: «Musa bilen Harunni tiklep ata-bowiliringlarni Misir zéminidin chiqarghuchi bolsa Perwerdigardur.
7 Әнди орнуңлардин туруңлар, мән Пәрвәрдигарниң алдида Пәрвәрдигарниң силәргә вә ата-бовилириңларға жүргүзгән һәққаний әмәллирини силәрниң алдиңларға қоюшқа сөз қилай.
Emdi ornunglardin turunglar, men Perwerdigarning aldida Perwerdigarning silerge we ata-bowiliringlargha yürgüzgen heqqaniy emellirini silerning aldinglargha qoyushqa söz qilay.
8 Яқуп Мисирға киргәндин кейин ата-бовилириңлар Пәрвәрдигарға пәряд қилғанда, Пәрвәрдигар Муса билән Һарунни әвәтти. Улар ата-бовилириңларни Мисирдин чиқирип бу йәрдә олтирақлаштурди.
Yaqup Misirgha kirgendin kéyin ata-bowiliringlar Perwerdigargha peryad qilghanda, Perwerdigar Musa bilen Harunni ewetti. Ular ata-bowiliringlarni Misirdin chiqirip bu yerde olturaqlashturdi.
9 Амма улар өз Худаси Пәрвәрдигарни унтуди; шуңа у уларни Һазорниң қошунидики сәрдар Сисераниң қолиға, Филистийләрниң қолиға һәм Моабниң падишасиниң қолиға тапшуруп бәрди; булар улар билән җәң қилишти.
Emma ular öz Xudasi Perwerdigarni untudi; shunga u ularni Hazorning qoshunidiki serdar Siséraning qoligha, Filistiylerning qoligha hem Moabning padishahining qoligha tapshurup berdi; bular ular bilen jeng qilishti.
10 Шуниң билән улар Пәрвәрдигарға пәряд қилип: «Биз гуна қилип Пәрвәрдигарни ташлап Бааллар вә Аштаротларниң ибадитидә болдуқ; амма әнди бизни дүшмәнлиримизниң қолидин қутқузғин, биз саңа ибадәт қилимиз» деди.
Shuning bilen ular Perwerdigargha peryad qilip: «Biz gunah qilip Perwerdigarni tashlap Baallar we Ashtarotlarning ibaditide bolduq; emma emdi bizni düshmenlirimizning qolidin qutquzghin, biz sanga ibadet qilimiz» dédi.
11 Вә Пәрвәрдигар Йәруббаал, Бедан, Йәфтаһ вә Самуилни әвәтип, әтрапиңлардики дүшмәнлириңларниң қолидин силәрни қутқузди, шуниң билән теч-аман туруватқан едиңлар.
We Perwerdigar Yerubbaal, Bédan, Yeftah we Samuilni ewetip, etrapinglardiki düshmenliringlarning qolidin silerni qutquzdi, shuning bilen tinch-aman turuwatqanidinglar.
12 Лекин Худайиңлар Пәрвәрдигар Өзи падишасиңлар болсиму, Аммонниң падишаси Наһашниң силәргә қарши қопқинини көргиниңларда силәр: Яқ! Бир падиша үстимизгә сәлтәнәт қилсун дәп маңа ейттиңлар.
Lékin Xudayinglar Perwerdigar Özi padishahinglar bolsimu, Ammonning padishahi Nahashning silerge qarshi qopqinini körgininglarda siler: Yaq! Bir padishah üstimizge seltenet qilsun dep manga éyttinglar.
13 Әнди силәр халап таллиған, силәр тилигән падишаға қараңлар; мана, Пәрвәрдигар силәрниң үстүңларға бир падиша қойди.
Emdi siler xalap tallighan, siler tiligen padishahqa qaranglar; mana, Perwerdigar silerning üstünglargha bir padishah qoydi.
14 Әгәр силәр Пәрвәрдигардин қорқуп, униң қуллуғида болуп, Униң авазиға қулақлириңларни селип, Униң әмригә асийлиқ қилмисаңлар, силәр һәм үстүңларда сәлтәнәт қилған падиша Худайиңлар Пәрвәрдигарға әгәшсәңлар, әнди силәргә яхши болиду.
Eger siler Perwerdigardin qorqup, uning qulluqida bolup, Uning awazigha qulaqliringlarni sélip, Uning emrige asiyliq qilmisanglar, siler hem üstünglarda seltenet qilghan padishah Xudayinglar Perwerdigargha egeshsenglar, emdi silerge yaxshi bolidu.
15 Лекин Пәрвәрдигарниң сөзигә қулақ салмай, бәлки Пәрвәрдигарниң әмригә асийлиқ қилсаңлар, Пәрвәрдигарниң қоли ата-бовилириңларға қарши болғандәк силәргиму қарши болиду.
Lékin Perwerdigarning sözige qulaq salmay, belki Perwerdigarning emrige asiyliq qilsanglar, Perwerdigarning qoli ata-bowiliringlargha qarshi bolghandek silergimu qarshi bolidu.
16 Әнди туруңлар, Пәрвәрдигар көзлириңларниң алдида қилидиған улуқ карамәтни көрүңлар!
Emdi turunglar, Perwerdigar közliringlarning aldida qilidighan ulugh karametni körünglar!
17 Бүгүн буғдай оридиған вақит әмәсму? Мән Пәрвәрдигарға нида қилай, У гүлдүрмама билән ямғур яғдуриду. Шуниң билән силәрниң бир падиша тилигиниңларниң Пәрвәрдигарниң нәзиридә зор рәзиллик екәнлигини көрүп йетисиләр».
Bügün bughday oridighan waqit emesmu? Men Perwerdigargha nida qilay, U güldürmama bilen yamghur yaghduridu. Shuning bilen silerning bir padishah tiligininglarning Perwerdigarning neziride zor rezillik ikenlikini körüp yétisiler».
18 Андин Самуил Пәрвәрдигарға нида қилди; шуниң билән Пәрвәрдигар шу күни гүлдүрмама билән ямғур яғдурди. Хәлиқ Пәрвәрдигардин вә Самуилдин бәк қорқти.
Andin Samuil Perwerdigargha nida qildi; shuning bilen Perwerdigar shu küni güldürmama bilen yamghur yaghdurdi. Xelq Perwerdigardin we Samuildin bek qorqti.
19 Хәлиқниң һәммиси Самуилға: — Худайиң Пәрвәрдигарға бизни өлмисун дәп кәминилириң үчүн дуа қилғин; чүнки һәммә гуналиримизниң үстигә йәнә яманлиқ ашуруп өзимизгә бир падиша тилидуқ, деди.
Xelqning hemmisi Samuilgha: — Xudaying Perwerdigargha bizni ölmisun dep keminiliring üchün dua qilghin; chünki hemme gunahlirimizning üstige yene yamanliq ashurup özimizge bir padishah tiliduq, dédi.
20 Самуил хәлиққә мундақ деди: — Қорқмаңлар; силәр дәрвәқә бу һәммә рәзилликни қилғансиләр, лекин әнди Пәрвәрдигарға әгишиштин чәтнимәй, пүткүл көңүллириңлар билән Пәрвәрдигарниң ибадитидә болуңлар;
Samuil xelqqe mundaq dédi: — Qorqmanglar; siler derweqe bu hemme rezillikni qilghansiler, lékin emdi Perwerdigargha egishishtin chetnimey, pütkül köngülliringlar bilen Perwerdigarning ibaditide bolunglar;
21 адәмгә пайда йәткүзмәйдиған яки адәмни қутқузалмайдиған беһудә ишларни издәп, йолдин езип кәтмәңлар; чүнки уларниң тайини йоқтур.
ademge payda yetküzmeydighan yaki ademni qutquzalmaydighan bihude ishlarni izdep, yoldin ézip ketmenglar; chünki ularning tayini yoqtur.
22 Чүнки Пәрвәрдигар Өз улуқ нами үчүн Өз хәлқини ташлимайду; чүнки Пәрвәрдигар силәрни Өз хәлқи қилишни лайиқ көргәндур.
Chünki Perwerdigar Öz ulugh nami üchün Öz xelqini tashlimaydu; chünki Perwerdigar silerni Öz xelqi qilishni layiq körgendur.
23 Маңа нисбәтән, силәр үчүн дуа қилиштин тохташ билән Пәрвәрдигарға гуна қилиш мәндин нери болсун; бәлки мән силәргә яхши вә дурус йолни үгитимән.
Manga nisbeten, siler üchün dua qilishtin toxtash bilen Perwerdigargha gunah qilish mendin néri bolsun; belki men silerge yaxshi we durus yolni ögitimen.
24 Пәқәт силәр Пәрвәрдигардин қорқуп пүткүл көңүллириңлар вә һәқиқәт билән униң ибадитидә болуңлар; чүнки силәр үчүн қилған улуқ карамәтләргә қараңлар!
Peqet siler Perwerdigardin qorqup pütkül köngülliringlar we heqiqet bilen uning ibaditide bolunglar; chünki siler üchün qilghan ulugh karametlerge qaranglar!
25 Лекин яманлиқ қилсаңлар, һәм өзүңлар һәм падишасиңлар һалак қилинисиләр».
Lékin yamanliq qilsanglar, hem özünglar hem padishahinglar halak qilinisiler».

< Самуил 1 12 >