< Самуил 1 11 >

1 Шу вақитта Аммоний Наһаш чиқип Ябәш-Гилеадни муһасиригә алди. Ябәшниң һәммә адәмлири Наһашқа: — Әгәр биз билән әһдә түзсәң, саңа бойсунимиз, деди.
Shu waqitta Ammoniy Nahash chiqip Yabesh-Giléadni muhasirige aldi. Yabeshning hemme ademliri Nahashqa: — Eger biz bilen ehde tüzseng, sanga boysunimiz, dédi.
2 Лекин Аммоний Наһаш уларға: — Пүткүл Исраилға дәшнәм қилиш үчүн һәр бириңларниң оң көзини оюп андин силәр билән әһдә қилай, деди.
Lékin Ammoniy Nahash ulargha: — Pütkül Israilgha deshnem qilish üchün her biringlarning ong közini oyup andin siler bilen ehde qilay, dédi.
3 Ябәшниң ақсақаллири униңға: — Бизгә йәттә күн мөһләт бәргин; биз Исраилниң пүткүл жутиға әлчиләрни маңдуруп андин кейин бизни қутқузидиған адәм чиқмиса, өзимиз чиқип саңа тәслим болимиз, деди.
Yabeshning aqsaqalliri uninggha: — Bizge yette kün möhlet bergin; biz Israilning pütkül yurtigha elchilerni mangdurup andin kéyin bizni qutquzidighan adem chiqmisa, özimiz chiqip sanga teslim bolimiz, dédi.
4 Әнди әлчиләр Саулниң шәһири Гибеаһға келип мошу сөзләрни хәлиқниң қулиқиға йәткүзди; һәммә хәлиқ пәряд көтирип жиғилди.
Emdi elchiler Saulning shehiri Gibéahgha kélip mushu sözlerni xelqning quliqigha yetküzdi; hemme xelq peryad kötürüp yighildi.
5 Вә мана, Саул етизлиғидин чиқип калиларни һайдап келивататти, у: — Хәлиқ немә дәп жиғлайду, дәп сориди. Улар Ябәштин кәлгән кишиләрниң сөзлирини униңға дәп бәрди.
We mana, Saul étizliqidin chiqip kalilarni heydep kéliwatatti, u: — Xelq néme dep yighlaydu, dep soridi. Ular Yabeshtin kelgen kishilerning sözlirini uninggha dep berdi.
6 Саул бу сөзләрни аңлиғанда Худаниң Роһи униң үстигә келип, униң ғәзиви қаттиқ қозғалди.
Saul bu sözlerni anglighanda Xudaning Rohi uning üstige kélip, uning ghezipi qattiq qozghaldi.
7 У бир җүп уйни чепип парчилап, парчилирини әлчиләрниң қоли арқилиқ пүткүл Исраил зиминиға тарқитип: — Һәр ким келип Саул билән Самуилға әгәшмисә, уларниң уйлириму мошуниңға охшаш қилиниду, деди. Шуниң билән Пәрвәрдигарниң қорқунучи хәлиқниң үстигә чүшти; шундақ болдики, улар иттипақлишип бир адәмдәк җәңгә чиқти.
U bir jüp uyni chépip parchilap, parchilirini elchilerning qoli arqiliq pütkül Israil zéminigha tarqitip: — Her kim kélip Saul bilen Samuilgha egeshmise, ularning uylirimu mushuninggha oxshash qilinidu, dédi. Shuning bilen Perwerdigarning qorqunchi xelqning üstige chüshti; shundaq boldiki, ular ittipaqliship bir ademdek jengge chiqti.
8 Саул уларни Безәк [дегән җайда] саниғанда Исраиллар үч йүз миң, Йәһуданиң адәмлири болса оттуз миң чиқти.
Saul ularni Bézek [dégen jayda] sanighanda Israillar üch yüz ming, Yehudaning ademliri bolsa ottuz ming chiqti.
9 Улар кәлгән әлчиләргә: — Гилеадтики Ябәшниң адәмлиригә шундақ ейтиңларки, әтә күн чүш болғанда ниҗат силәргә келиду, деди. Әлчиләр берип шуни Гилеадтики Ябәшлиқларға йәткүзди; улар интайин хошал болушти.
Ular kelgen elchilerge: — Giléadtiki Yabeshning ademlirige shundaq éytinglarki, ete kün chüsh bolghanda nijat silerge kélidu, dédi. Elchiler bérip shuni Giléadtiki Yabeshliqlargha yetküzdi; ular intayin xushal bolushti.
10 Шуниң билән Ябәштикиләр: — Әтә биз қешиңларға чиқип [тәслим болимиз], силәр бизни қандақ қилишқа лайиқ көрсәңлар, шундақ қилиңлар, деди.
Shuning bilen Yabeshtikiler: — Ete biz qéshinglargha chiqip [teslim bolimiz], siler bizni qandaq qilishqa layiq körsenglar, shundaq qilinglar, dédi.
11 Әтиси шундақ болдики, Саул хәлиқни үч бөләк қилди; улар кечә төртинчи җесәктә ләшкәргаһға кирип Аммонийларни күн чүш болғичә уруп қирди. Тирик қалғанлар болса шундақ паракәндә болдики, улардин икки адәмму бир йәргә келәлмиди.
Etisi shundaq boldiki, Saul xelqni üch bölek qildi; ular kéche tötinchi jésekte leshkergahgha kirip Ammoniylarni kün chüsh bolghuche urup qirdi. Tirik qalghanlar bolsa shundaq parakende boldiki, ulardin ikki ademmu bir yerge kélelmidi.
12 Хәлиқ әнди Самуилға: — Бизниң үстимизгә Саул падиша болмисун дәп ейтқанлар кимләр? Бу кишиләрни кәлтүрүп, уларни өлтүрәйли, деди.
Xelq emdi Samuilgha: — Bizning üstimizge Saul padishah bolmisun dep éytqanlar kimler? Bu kishilerni keltürüp, ularni öltüreyli, dédi.
13 Лекин Саул: — Бүгүн һеч ким өлтүрүлмисун. Чүнки бүгүн Пәрвәрдигар Исраилға нусрәт бәрди, деди.
Lékin Saul: — Bügün héchkim öltürülmisun. Chünki bügün Perwerdigar Israilgha nusret berdi, dédi.
14 Самуил хәлиққә: — Қени, Гилеадқа берип у йәрдә падишалиқни йеңибаштин тикләйли, дәп ейтти.
Samuil xelqqe: — Qéni, Giléadqa bérip u yerde padishahliqni yéngibashtin tikleyli, dep éytti.
15 Шуни девиди, һәммә хәлиқ Гилеадқа берип Гилеадта Пәрвәрдигарниң алдида Саулни падиша қилди; улар у йәрдә Пәрвәрдигарниң алдида енақлиқ қурбанлиқлирини кәлтүрди. Саул һәм шуниңдәк барлиқ Исраил шу йәрдә зор хошаллиққа чөмди.
Shuni déwidi, hemme xelq Giléadqa bérip Giléadta Perwerdigarning aldida Saulni padishah qildi; ular u yerde Perwerdigarning aldida inaqliq qurbanliqlirini keltürdi. Saul hem shuningdek barliq Israil shu yerde zor xushalliqqa chömdi.

< Самуил 1 11 >