< Самуил 1 10 >
1 Самуил бир май комзикини елип униң бешиға төкүп уни сөйүп мундақ деди: — «Мана бу, Пәрвәрдигарниң сени Өз мирасиға әмир болушқа мәсиһ қилғини әмәсму?
Samuil bir may komzikini elip uning bexiƣa tɵküp uni sɵyüp mundaⱪ dedi: — «Mana bu, Pǝrwǝrdigarning seni Ɵz mirasiƣa ǝmir boluxⱪa mǝsiⱨ ⱪilƣini ǝmǝsmu?
2 Сән бүгүн мәндин айрилғандин кейин Бинямин зимининиң чегарисидики Зәлзаһға йетип барғиниңда Раһиләниң қәбриниң йенида саңа икки киши учрайду; улар саңа: «Сән издәп барған ешәкләр тепилди, вә мана, атаң ешәкләрдин ғәм қилмай, бәлки силәр үчүн: Оғлумни қандақ қилип тапармән, дәп әнсиримәктә» дәп ейтиду.
Sǝn bügün mǝndin ayrilƣandin keyin Binyamin zeminining qegrisidiki Zǝlzaⱨƣa yetip barƣiningda Raⱨilǝning ⱪǝbrisining yenida sanga ikki kixi uqraydu; ular sanga: «Sǝn izdǝp barƣan exǝklǝr tepildi, wǝ mana, atang exǝklǝrdin ƣǝm ⱪilmay, bǝlki silǝr üqün: Oƣlumni ⱪandaⱪ ⱪilip taparmǝn, dǝp ǝnsirimǝktǝ» dǝp eytidu.
3 Сән у йәрдин меңип, Табордики дуб дәриғигә йәткәндә Пәрвәрдигарниң алдиға бериш үчүн Бәйт-Әлгә чиқип кетиватқан үч кишигә учрайсән. Улардин бири үч оғлақ, бири үч нан вә йәнә бири бир тулум шарапни көтирип келиду.
Sǝn u yǝrdin mengip, Tabordiki dub dǝrihigǝ yǝtkǝndǝ Pǝrwǝrdigarning aldiƣa berix üqün Bǝyt-Əlgǝ qiⱪip ketiwatⱪan üq kixigǝ uqraysǝn. Ulardin biri üq oƣlaⱪ, biri üq nan wǝ yǝnǝ biri bir tulum xarabni kɵtürüp kelidu.
4 — Улар саңа салам қилип икки нанни суниду; сән бәргинини қоллиридин алғин.
— Ular sanga salam ⱪilip ikki nanni sunidu; sǝn bǝrginini ⱪolliridin alƣin.
5 Андин сән «Худаға [аталған] Гибеаһ шәһәригә барисән (у йәрдә Филистийләрниң бир ләшкәргаһи бар); сән шу шәһәргә кәлсәң чилтар, тәмбур, нәй вә лириларни көтирип жуқури җайидин чүшкән бир бөләк пәйғәмбәрләр саңа учрайду. Улар бешарәтлик сөзләрни қилиду.
Andin sǝn «Hudaƣa [atalƣan] Gibeaⱨ xǝⱨǝrigǝ barisǝn (u yǝrdǝ Filistiylǝrning bir lǝxkǝrgaⱨi bar); sǝn xu xǝⱨǝrgǝ kǝlsǝng qiltar, tǝmbur, nǝy wǝ lirilarni kɵtürüp yuⱪiri jayidin qüxkǝn bir bɵlǝk pǝyƣǝmbǝrlǝr sanga uqraydu. Ular bexarǝtlik sɵzlǝrni ⱪilidu.
6 Шуниң билән Пәрвәрдигарниң Роһи сениң вуҗудуңға чүшиду, сән улар билән бирликтә бешарәтлик сөзләрни қилисән вә йеңи бир адәм болисән.
Xuning bilǝn Pǝrwǝrdigarning Roⱨi sening wujudungƣa qüxidu, sǝn ular bilǝn birliktǝ bexarǝtlik sɵzlǝrni ⱪilisǝn wǝ yengi bir adǝm bolisǝn.
7 Мошу аламәтләр саңа кәлгәндә, қолуңдин немә кәлсә шуни қилғин. Чүнки Худа сән билән биллидур.
Muxu alamǝtlǝr sanga kǝlgǝndǝ, ⱪolungdin nemǝ kǝlsǝ xuni ⱪilƣin. Qünki Huda sǝn bilǝn billidur.
8 Андин мәндин илгири Гилгалға чүшүп барисән. Мана, мән һәм йениңға чүшүп көйдүрмә қурбанлиқлар сунуш вә енақ қурбанлиқлар қилиш үчүн келимән. Мән йениңға берип, немә қилишиң керәклигини уқтурмиғичә, мени йәттә күн сақлап турғин».
Andin mǝndin ilgiri Gilgalƣa qüxüp barisǝn. Mana, mǝn ⱨǝm yeningƣa qüxüp kɵydürmǝ ⱪurbanliⱪlar sunux wǝ inaⱪ ⱪurbanliⱪlar ⱪilix üqün kelimǝn. Mǝn yeningƣa berip, nemǝ ⱪilixing kerǝklikini uⱪturmiƣuqǝ, meni yǝttǝ kün saⱪlap turƣin».
9 Вә шундақ болдики, у бурулуп Самуилдин айрилғанда Худа униңға йеңи бир қәлб ата қилди; вә бу аламәтләрниң һәммиси әшу күни әмәлдә көрситилди.
Wǝ xundaⱪ boldiki, u burulup Samuildin ayrilƣanda Huda uningƣa yengi bir ⱪǝlb ata ⱪildi; wǝ bu alamǝtlǝrning ⱨǝmmisi axu küni ǝmǝldǝ kɵrsitildi.
10 Улар Гибеаһға йетип кәлгәндә мана, бир бөләк пәйғәмбәрләр униңға учриди; Худаниң Роһи униң вуҗудиға чүшти, буниң билән у уларниң арисида бешарәт қилишқа башлиди.
Ular Gibeaⱨƣa yetip kǝlgǝndǝ mana, bir bɵlǝk pǝyƣǝmbǝrlǝr uningƣa uqridi; Hudaning Roⱨi uning wujudiƣa qüxti, buning bilǝn u ularning arisida bexarǝt ⱪilixⱪa baxlidi.
11 Уни илгири тонуйдиғанларниң һәммиси униң пәйғәмбәрләрниң арисида бешарәт қилғинини көргәндә улар бир-биригә: — Кишниң оғлиға немә бопту? Саулму пәйғәмбәрләрдин бири болдиму немә? — дейишти.
Uni ilgiri tonuydiƣanlarning ⱨǝmmisi uning pǝyƣǝmbǝrlǝrning arisida bexarǝt ⱪilƣinini kɵrgǝndǝ ular bir-birigǝ: — Kixning oƣliƣa nemǝ boptu? Saulmu pǝyƣǝmbǝrlǝrdin biri boldimu nemǝ? — deyixti.
12 Амма йәрлик бир адәм: — Буларниң атилири кимләр? — деди. Шуниң билән: «Саулму пәйғәмбәрләрниң биримиду?» дәйдиған гәп пәйда болди.
Əmma yǝrlik bir adǝm: — Bularning atiliri kimlǝr? — dedi. Xuning bilǝn: «Saulmu pǝyƣǝmbǝrlǝrning birimidu?» dǝydiƣan gǝp pǝyda boldi.
13 Әнди Саул бешарәтлик сөзләрни қилип болуп, жуқури җайға чиқип кәтти.
Əmdi Saul bexarǝtlik sɵzlǝrni ⱪilip bolup, yuⱪiri jayƣa qiⱪip kǝtti.
14 Саулниң тағиси униңдин вә униң хизмәткаридин: — Нәгә берип кәлдиңлар? дәп сориди. У: — Ешәкләрни издигили чиқтуқ; лекин уларни тапалмай Самуилниң қешиға бардуқ, деди.
Saulning taƣisi uningdin wǝ uning hizmǝtkaridin: — Nǝgǝ berip kǝldinglar? dǝp soridi. U: — Exǝklǝrni izdigili qiⱪtuⱪ; lekin ularni tapalmay Samuilning ⱪexiƣa barduⱪ, dedi.
15 Саулниң тағиси: — Самуилниң силәргә немә дегинини маңа ейтип бәргинә, деди.
Saulning taƣisi: — Samuilning silǝrgǝ nemǝ deginini manga eytip bǝrginǝ, dedi.
16 Саул тағисиға: — У җәзм билән бизгә ешәкләр тепилди, дәп хәвәр бәрди, деди. Лекин Самуилниң падишалиқ иши тоғрилиқ ейтқан сөзини униңға дәп бәрмиди.
Saul taƣisiƣa: — U jǝzm bilǝn bizgǝ exǝklǝr tepildi, dǝp hǝwǝr bǝrdi, dedi. Lekin Samuilning padixaⱨliⱪ ixi toƣruluⱪ eytⱪan sɵzini uningƣa dǝp bǝrmidi.
17 Самуил әнди хәлиқни Пәрвәрдигарниң алдиға җәм болуңлар дәп, Мизпаһқа чақирди.
Samuil ǝmdi hǝlⱪni Pǝrwǝrdigarning aldiƣa jǝm bolunglar dǝp, Mizpaⱨⱪa qaⱪirdi.
18 У Исраилға: — Исраилниң Худаси Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — «Мән силәр Исраилни Мисирдин чиқирип мисирлиқларниң қолидин азат қилип, силәргә зулум қилған һәммә падишалиқларниң қолидин қутқуздум.
U Israilƣa: — Israilning Hudasi Pǝrwǝrdigar mundaⱪ dǝydu: — «Mǝn silǝr Israilni Misirdin qiⱪirip misirliⱪlarning ⱪolidin azad ⱪilip, silǝrgǝ zulum ⱪilƣan ⱨǝmmǝ padixaⱨliⱪlarning ⱪolidin ⱪutⱪuzdum.
19 Лекин бүгүнки күндә силәрни бешиңларға чүшкән барлиқ балаю-апәтләрдин вә барлиқ мушәққәтләрдин қутқузғучи Худайиңлардин ваз кечип униңға: «Яқ. Үстимизгә бир падиша бекитип бәргәйсән» — дедиңлар. Әнди өзүңларни қәбиләңлар бойичә, җәмәтиңлар бойичә Пәрвәрдигарниң алдиға һазир қилиңлар» — деди.
Lekin bügünki kündǝ silǝrni bexinglarƣa qüxkǝn barliⱪ balayi’apǝtlǝrdin wǝ barliⱪ muxǝⱪⱪǝtlǝrdin ⱪutⱪuzƣuqi Hudayinglardin waz keqip uningƣa: «Yaⱪ. Üstimizgǝ bir padixaⱨ bekitip bǝrgǝysǝn» — dedinglar. Əmdi ɵzünglarni ⱪǝbilǝnglar boyiqǝ, jǝmǝtinglar boyiqǝ Pǝrwǝrdigarning aldiƣa ⱨazir ⱪilinglar» — dedi.
20 Шуниң билән Самуил Исраилниң һәммә қәбилилирини алдиға җәм қилип, чәк ташливиди, чәк Бинямин қәбилисигә чиқти.
Xuning bilǝn Samuil Israilning ⱨǝmmǝ ⱪǝbililirini aldiƣa jǝm ⱪilip, qǝk taxliwidi, qǝk Binyamin ⱪǝbilisigǝ qiⱪti.
21 У Бинямин қәбилисини җәмәт-җәмәтлири бойичә өз алдиға кәлтүрүп чәк ташливиди, чәк Матриниң җәмәтигә чиқти. Андин кейин йәнә чәк ташливиди, Кишниң оғли Саулға чиқти. Улар уни издивиди, амма уни тапалмиди.
U Binyamin ⱪǝbilisini jǝmǝt-jǝmǝtliri boyiqǝ ɵz aldiƣa kǝltürüp qǝk taxliwidi, qǝk Matrining jǝmǝtigǝ qiⱪti. Andin keyin yǝnǝ qǝk taxliwidi, Kixning oƣli Saulƣa qiⱪti. Ular uni izdiwidi, ǝmma uni tapalmidi.
22 Шуңа улар Пәрвәрдигардин йәнә: — У киши бу йәргә келәмду? — дәп сориди. Пәрвәрдигар җававән: — Мана, у жүк-тақларниң арисиға йошурунивалди, деди.
Xunga ular Pǝrwǝrdigardin yǝnǝ: — U kixi bu yǝrgǝ kelǝmdu? — dǝp soridi. Pǝrwǝrdigar jawabǝn: — Mana, u yük-taⱪlarning arisiƣa yoxuruniwaldi, dedi.
23 Шуңа улар жүгүрүп берип уни шу йәрдин елип кәлди. У хәлиқниң оттурисида турғанда халайиқниң бойи униң мүрисигиму кәлмиди.
Xunga ular yügürüp berip uni xu yǝrdin elip kǝldi. U hǝlⱪning otturisida turƣanda halayiⱪning boyi uning mürisigimu kǝlmidi.
24 Самуил барлиқ хәлиққә: — Әнди Пәрвәрдигар таллиған кишигә қараңлар! Дәрвәқә барлиқ хәлиқниң ичидә униңға йетидиған бириси йоқтур, деди. Вә хәлиқниң һәммиси: — Падиша яшисун! — дәп товлашти.
Samuil barliⱪ hǝlⱪⱪǝ: — Əmdi Pǝrwǝrdigar talliƣan kixigǝ ⱪaranglar! Dǝrwǝⱪǝ barliⱪ hǝlⱪning iqidǝ uningƣa yetidiƣan birsi yoⱪtur, dedi. Wǝ hǝlⱪning ⱨǝmmisi: — Padixaⱨ yaxisun! — dǝp towlaxti.
25 Самуил хәлиққә падишалиқ һоқуқ-қанунлирини уқтурди вә уни орам язма қилип йезип чиқип, Пәрвәрдигарниң алдиға қойди. Андин Самуил һәммә хәлиқни, һәр қайсисини өз өйлиригә қайтурди.
Samuil hǝlⱪⱪǝ padixaⱨliⱪ ⱨoⱪuⱪ-ⱪanunlirini uⱪturdi wǝ uni oram yazma ⱪilip yezip qiⱪip, Pǝrwǝrdigarning aldiƣa ⱪoydi. Andin Samuil ⱨǝmmǝ hǝlⱪni, ⱨǝrⱪaysisini ɵz ɵylirigǝ ⱪayturdi.
26 Саулму һәм Гибеаһдики өйигә қайтти; көңүллири Худа тәрипидин тәсирләндүрүлгән бир түркүм батур киши униң билән биллә барди.
Saulmu ⱨǝm Gibeaⱨdiki ɵyigǝ ⱪaytti; kɵngülliri Huda tǝripidin tǝsirlǝndürülgǝn bir türküm batur kixi uning bilǝn billǝ bardi.
27 Лекин бир нәччә рәзил киши: — Бу киши қандақму бизни қутқузалисун? — дәп уни кәмситип униңға һеч соғат бәрмиди; амма у аңлимаслиққа салди.
Lekin birnǝqqǝ rǝzil kixi: — Bu kixi ⱪandaⱪmu bizni ⱪutⱪuzalisun? — dǝp uni kǝmsitip uningƣa ⱨeq sowƣat bǝrmidi; ǝmma u anglimasliⱪⱪa saldi.