< Самуил 1 1 >

1 Әфраим тағлиғидики Раматаим-Зофимда Әлканаһ исимлиқ бир киши бар еди. У Әфраимлиқ болуп, Йәроһамниң оғли, Йәроһам Елихуниң оғли, Елиху Тохуниң оғли, Тоху Зуфниң оғли еди.
וַיְהִי אִישׁ אֶחָד מִן־הָרָמָתַיִם צוֹפִים מֵהַר אֶפְרָיִם וּשְׁמוֹ אֶלְקָנָה בֶּן־יְרֹחָם בֶּן־אֱלִיהוּא בֶּן־תֹּחוּ בֶן־צוּף אֶפְרָתִֽי׃
2 Униң икки аяли бар еди. Бирисиниң исми Һаннаһ, йәнә бирисиниң исми Пәниннаһ еди. Пәниннаһниң балилири бар еди, лекин Һаннаһниң балиси йоқ еди.
וְלוֹ שְׁתֵּי נָשִׁים שֵׁם אַחַת חַנָּה וְשֵׁם הַשֵּׁנִית פְּנִנָּה וַיְהִי לִפְנִנָּה יְלָדִים וּלְחַנָּה אֵין יְלָדִֽים׃
3 Бу адәм һәр жили өз шәһиридин самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигарға сәҗдә қилип қурбанлиқ сунғили Шилоһға баратти. У йәрдә Әлиниң Хофний вә Финиһас дегән икки оғли Пәрвәрдигарниң каһинлири болуп ишләйтти.
וְעָלָה הָאִישׁ הַהוּא מֵֽעִירוֹ מִיָּמִים ׀ יָמִימָה לְהִֽשְׁתַּחֲוֺת וְלִזְבֹּחַ לַיהֹוָה צְבָאוֹת בְּשִׁלֹה וְשָׁם שְׁנֵי בְנֵֽי־עֵלִי חׇפְנִי וּפִנְחָס כֹּהֲנִים לַיהֹוָֽה׃
4 Һәр қетим Әлканаһ қурбанлиқ қилған күнидә у [қурбанлиқтин] аяли Пәниннаһ вә униң һәр бир оғул-қизлириға өз үлүшини берәтти.
וַיְהִי הַיּוֹם וַיִּזְבַּח אֶלְקָנָה וְנָתַן לִפְנִנָּה אִשְׁתּוֹ וּֽלְכׇל־בָּנֶיהָ וּבְנוֹתֶיהָ מָנֽוֹת׃
5 Амма Һаннаһға болса у икки һәссилик үлүш берәтти; чүнки у Һаннаһни толиму сөйәтти. Лекин Пәрвәрдигар уни туғмас қилған еди.
וּלְחַנָּה יִתֵּן מָנָה אַחַת אַפָּיִם כִּי אֶת־חַנָּה אָהֵב וַיהֹוָה סָגַר רַחְמָֽהּ׃
6 Пәрвәрдигарниң уни туғмас қилғанлиғидин униң күндәш рәқиби [Пәниннаһ Һаннаһни] азаплаш үчүн униң билән қаттиқ қеришатти.
וְכִעֲסַתָּה צָרָתָהּ גַּם־כַּעַס בַּעֲבוּר הַרְּעִמָהּ כִּֽי־סָגַר יְהֹוָה בְּעַד רַחְמָֽהּ׃
7 Вә һәр жили, Һаннаһ һәр қетим Пәрвәрдигарниң өйигә чиққанда, [Пәниннаһ] униңға азар берәтти. Пәниннаһ шундақ қилғачқа, у жиғлап һеч немә йемәйтти.
וְכֵן יַעֲשֶׂה שָׁנָה בְשָׁנָה מִדֵּי עֲלֹתָהּ בְּבֵית יְהֹוָה כֵּן תַּכְעִסֶנָּה וַתִּבְכֶּה וְלֹא תֹאכַֽל׃
8 Ахири униң ери Әлканаһ униңға: — И Һаннаһ, немишкә жиғлайсән? Немишкә бир нәрсә йемәйсән? Немишкә көңлүң азар йәйду? Мән өзүм саңа он оғулдин әвзәл әмәсму?! — деди.
וַיֹּאמֶר לָהּ אֶלְקָנָה אִישָׁהּ חַנָּה לָמֶה תִבְכִּי וְלָמֶה לֹא תֹֽאכְלִי וְלָמֶה יֵרַע לְבָבֵךְ הֲלוֹא אָֽנֹכִי טוֹב לָךְ מֵעֲשָׂרָה בָּנִֽים׃
9 Улар Шилоһда йәп-ичкәндин кейин (Әли дегән каһин шу чағда Пәрвәрдигарниң ибадәтханисиниң ишиги йенидики орундуқта олтиратти) Һаннаһ дәстихандин турди;
וַתָּקׇם חַנָּה אַחֲרֵי אׇכְלָהֿ בְשִׁלֹה וְאַחֲרֵי שָׁתֹה וְעֵלִי הַכֹּהֵן יֹשֵׁב עַל־הַכִּסֵּא עַל־מְזוּזַת הֵיכַל יְהֹוָֽה׃
10 у қаттиқ азап ичидә Пәрвәрдигарға дуа қилип зар-зар жиғлайтти.
וְהִיא מָרַת נָפֶשׁ וַתִּתְפַּלֵּל עַל־יְהֹוָה וּבָכֹה תִבְכֶּֽה׃
11 У қәсәм ичип: — И самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар, әгәр дедигиңниң дәрдигә йетип, мени яд етип дедигиңни унтумай, бәлки дедигиңгә бир оғул бала ата қилсаң, уни пүтүн өмриниң күнлиридә Сән Пәрвәрдигарға беғишлаймән; униң бешиға устира һеч қачан селинмайду, деди.
וַתִּדֹּר נֶדֶר וַתֹּאמַר יְהֹוָה צְבָאוֹת אִם־רָאֹה תִרְאֶה ׀ בׇּעֳנִי אֲמָתֶךָ וּזְכַרְתַּנִי וְלֹֽא־תִשְׁכַּח אֶת־אֲמָתֶךָ וְנָתַתָּה לַאֲמָתְךָ זֶרַע אֲנָשִׁים וּנְתַתִּיו לַֽיהֹוָה כׇּל־יְמֵי חַיָּיו וּמוֹרָה לֹא־יַעֲלֶה עַל־רֹאשֽׁוֹ׃
12 У Пәрвәрдигарниң алдида дуасини давам қиливатқанда, Әли униң ағзиға қарап турди;
וְהָיָה כִּי הִרְבְּתָה לְהִתְפַּלֵּל לִפְנֵי יְהֹוָה וְעֵלִי שֹׁמֵר אֶת־פִּֽיהָ׃
13 чүнки Һаннаһ дуани ичидә қилғачқа ләвлири мидирлаватқини билән авази аңланмайтти. Шуңа Әли уни мәс болуп қапту, дәп ойлиди.
וְחַנָּה הִיא מְדַבֶּרֶת עַל־לִבָּהּ רַק שְׂפָתֶיהָ נָּעוֹת וְקוֹלָהּ לֹא יִשָּׁמֵעַ וַיַּחְשְׁבֶהָ עֵלִי לְשִׁכֹּרָֽה׃
14 Әли униңға: — Қачанғичә мәс жүрисән? Шарабиңни өзүңдин нери қил, деди.
וַיֹּאמֶר אֵלֶיהָ עֵלִי עַד־מָתַי תִּשְׁתַּכָּרִין הָסִירִי אֶת־יֵינֵךְ מֵֽעָלָֽיִךְ׃
15 Лекин Һаннаһ җававән: — Ундақ әмәс, и ғоҗам! Көңли сунуқ бир мәзлуммән. Мән шарапму, һарақму ичмидим, бәлки җеним дәрдини Пәрвәрдигарниң алдида төктүм;
וַתַּעַן חַנָּה וַתֹּאמֶר לֹא אֲדֹנִי אִשָּׁה קְשַׁת־רוּחַ אָנֹכִי וְיַיִן וְשֵׁכָר לֹא שָׁתִיתִי וָאֶשְׁפֹּךְ אֶת־נַפְשִׁי לִפְנֵי יְהֹוָֽה׃
16 дедәклирини яман хотун дәп билмигәйла. Чүнки мениң зор дәрдим вә азаплиримдин бу күнгичә шундақ нида қиливатимән, деди.
אַל־תִּתֵּן אֶת־אֲמָתְךָ לִפְנֵי בַּת־בְּלִיָּעַל כִּֽי־מֵרֹב שִׂיחִי וְכַעְסִי דִּבַּרְתִּי עַד־הֵֽנָּה׃
17 Әли униңға җавап берип: — Теч-аман қайтқин; Исраилниң Худаси Өзидин тилигән илтиҗайиңни иҗабәт қилғай, деди.
וַיַּעַן עֵלִי וַיֹּאמֶר לְכִי לְשָׁלוֹם וֵאלֹהֵי יִשְׂרָאֵל יִתֵּן אֶת־שֵׁלָתֵךְ אֲשֶׁר שָׁאַלְתְּ מֵעִמּֽוֹ׃
18 Һаннаһ: — Дедәклири көз алдилирида илтипат тапқай, деди. У шуларни дәп чиқип, ғиза йеди вә шуниңдин кейин чирайида илгәркидәк ғәмкинлик көрүнмиди.
וַתֹּאמֶר תִּמְצָא שִׁפְחָתְךָ חֵן בְּעֵינֶיךָ וַתֵּלֶךְ הָֽאִשָּׁה לְדַרְכָּהּ וַתֹּאכַל וּפָנֶיהָ לֹא־הָֽיוּ־לָהּ עֽוֹד׃
19 Улар әтиси таң сәһәрдә орнидин туруп Пәрвәрдигарниң һозурида сәҗдә қилип болуп, Рамаһдики өйигә йенип кәлди. Әлканаһ аяли Һаннаһға йеқинчилиқ қилди; Пәрвәрдигар уни әслигән еди.
וַיַּשְׁכִּמוּ בַבֹּקֶר וַיִּֽשְׁתַּחֲווּ לִפְנֵי יְהֹוָה וַיָּשֻׁבוּ וַיָּבֹאוּ אֶל־בֵּיתָם הָרָמָתָה וַיֵּדַע אֶלְקָנָה אֶת־חַנָּה אִשְׁתּוֹ וַֽיִּזְכְּרֶהָ יְהֹוָֽה׃
20 Һаннаһ һамилдар болуп, вақти-саити тошуп, бир оғул туғди. У: «Мән уни Пәрвәрдигардин тиләп алдим» дәп, исмини Самуил қойди.
וַֽיְהִי לִתְקֻפוֹת הַיָּמִים וַתַּהַר חַנָּה וַתֵּלֶד בֵּן וַתִּקְרָא אֶת־שְׁמוֹ שְׁמוּאֵל כִּי מֵיְהֹוָה שְׁאִלְתִּֽיו׃
21 Униң ери Әлканаһ өйидики һәммиси билән Пәрвәрдигарға атидиған һәр жиллиқ қурбанлиқни қилғили вә қилған қәсимини ада қилиш үчүн Шилоһға чиқти.
וַיַּעַל הָאִישׁ אֶלְקָנָה וְכׇל־בֵּיתוֹ לִזְבֹּחַ לַיהֹוָה אֶת־זֶבַח הַיָּמִים וְאֶת־נִדְרֽוֹ׃
22 Лекин Һаннаһ биллә бармай еригә: — Бала әмчәктин айрилғандила андин мән униң Пәрвәрдигарниң алдида һазир болуши үчүн уни елип баримән; шуниң билән у у йәрдә мәңгү туриду, деди.
וְחַנָּה לֹא עָלָתָה כִּֽי־אָמְרָה לְאִישָׁהּ עַד יִגָּמֵל הַנַּעַר וַהֲבִאֹתִיו וְנִרְאָה אֶת־פְּנֵי יְהֹוָה וְיָשַׁב שָׁם עַד־עוֹלָֽם׃
23 Ери Әлканаһ униңға: — Өзүңгә немә яхши көрүнсә, шуни қилғин. Уни әмчәктин айриғичә туруп турғин. Пәрвәрдигар Өз сөз-каламиға әмәл қилғай, деди. Аяли өйдә қелип балиси әмчәктин айрилғичә емитти.
וַיֹּאמֶר לָהּ אֶלְקָנָה אִישָׁהּ עֲשִׂי הַטּוֹב בְּעֵינַיִךְ שְׁבִי עַד־גׇּמְלֵךְ אֹתוֹ אַךְ יָקֵם יְהֹוָה אֶת־דְּבָרוֹ וַתֵּשֶׁב הָֽאִשָּׁה וַתֵּינֶק אֶת־בְּנָהּ עַד־גׇּמְלָהּ אֹתֽוֹ׃
24 Балиси әмчәктин айрилғандин кейин у уни елип, шундақла үч буқа, бир әфаһ ун вә бир тулум шарапни елип Пәрвәрдигарниң Шилоһдики өйигә апарди. Бала болса техи кичик еди.
וַתַּֽעֲלֵהוּ עִמָּהּ כַּאֲשֶׁר גְּמָלַתּוּ בְּפָרִים שְׁלֹשָׁה וְאֵיפָה אַחַת קֶמַח וְנֵבֶל יַיִן וַתְּבִאֵהוּ בֵית־יְהֹוָה שִׁלוֹ וְהַנַּעַר נָֽעַר׃
25 Улар бир буқини союп балини әлиниң қешиға елип кәлди.
וַֽיִּשְׁחֲטוּ אֶת־הַפָּר וַיָּבִאוּ אֶת־הַנַּעַר אֶל־עֵלִֽי׃
26 Шуниң билән Һаннаһ [униңға]: — И ғоҗам, өзлиридә һаят раст болғинидәк, бу йәрдә силиниң қашлирида туруп Пәрвәрдигарға нида қилған мәзлум мән болимән, деди.
וַתֹּאמֶר בִּי אֲדֹנִי חֵי נַפְשְׁךָ אֲדֹנִי אֲנִי הָאִשָּׁה הַנִּצֶּבֶת עִמְּכָה בָּזֶה לְהִתְפַּלֵּל אֶל־יְהֹוָֽה׃
27 Мән мошу оғул бала үчүн дуа қилдим вә мана, Пәрвәрдигар мениң тилигән илтиҗайимни иҗабәт қилди.
אֶל־הַנַּעַר הַזֶּה הִתְפַּלָּלְתִּי וַיִּתֵּן יְהֹוָה לִי אֶת־שְׁאֵלָתִי אֲשֶׁר שָׁאַלְתִּי מֵֽעִמּֽוֹ׃
28 Әнди һазир мән уни Пәрвәрдигарға тапшуруп бәрдим. Өмриниң һәммә күнлиридә у Пәрвәрдигарға беғишланған болиду, деди. Шуниң билән улар у йәрдә Пәрвәрдигарға сәҗдә қилди.
וְגַם אָנֹכִי הִשְׁאִלְתִּהוּ לַֽיהֹוָה כׇּל־הַיָּמִים אֲשֶׁר הָיָה הוּא שָׁאוּל לַיהֹוָה וַיִּשְׁתַּחוּ שָׁם לַֽיהֹוָֽה׃

< Самуил 1 1 >