< Петрус 1 1 >
1 Әйса Мәсиһниң расули болған мәнки Петрустин Понтус, Галатия, Кападокия, Асия вә Битинийә өлкилиридә тарқақ яшаватқан мусапир бәндиләргә салам.
πετρος αποστολος ιησου χριστου εκλεκτοις παρεπιδημοις διασπορας ποντου γαλατιας καππαδοκιας ασιας και βιθυνιας
2 Силәр ХудаАтиниң алдин билгини бойичә таллинип, Роһ тәрипидин пак-муқәддәс қилиндиңлар. Буниңдин мәхсәт, силәрниң Әйса Мәсиһниң итаитидә болушуңлар вә қениниң үстүңларға сепилиши үчүндур. Меһри-шәпқәт вә хатирҗәмлик силәргә һәссиләп ата қилинғай!
κατα προγνωσιν θεου πατρος εν αγιασμω πνευματος εις υπακοην και ραντισμον αιματος ιησου χριστου χαρις υμιν και ειρηνη πληθυνθειη
3 Өзиниң зор рәһимдиллиги билән, Әйса Мәсиһниң өлүмдин тирилиши арқилиқ бизни йеңидин туғдуруп, өлмәс үмүткә несивә қилған Рәббимиз Әйса Мәсиһниң ХудаАтисиға мубарәк-мәдһийиләр оқулғай!
ευλογητος ο θεος και πατηρ του κυριου ημων ιησου χριστου ο κατα το πολυ αυτου ελεος αναγεννησας ημας εις ελπιδα ζωσαν δι αναστασεως ιησου χριστου εκ νεκρων
4 Демәк, силәр үчүн чиримәс, дағсиз вә солмас мирас әршләрдә сақланмақта.
εις κληρονομιαν αφθαρτον και αμιαντον και αμαραντον τετηρημενην εν ουρανοις εις υμας
5 Ахир заманда ашкарилинишқа тәйярланған ниҗат үчүн, силәр етиқатиңлар билән Худаниң қудрити арқилиқ қоғдалмақтисиләр.
τους εν δυναμει θεου φρουρουμενους δια πιστεως εις σωτηριαν ετοιμην αποκαλυφθηναι εν καιρω εσχατω
6 Силәр бу [ниҗаттин] зор шатлинисиләр — гәрчә һазир зөрүр тепилғанда силәрниң һәр хил синақлар түпәйлидин қисқа вақит азап-оқубәт чекишиңларға тоғра кәлсиму.
εν ω αγαλλιασθε ολιγον αρτι ει δεον εστιν λυπηθεντες εν ποικιλοις πειρασμοις
7 Алтун һаман йоқилип кетидиған нәрсә болсиму, саплиғи от билән синилиду. Шуниңға охшаш алтундин толиму қиммәтлик болған етиқатиңлар синилип испатлиниду. Буниң билән у Әйса Мәсиһ [қайта] ашкариланған вақтида мәдһийә, шан-шәрәп вә иззәт-һөрмәт кәлтүриду.
ινα το δοκιμιον υμων της πιστεως πολυτιμοτερον χρυσιου του απολλυμενου δια πυρος δε δοκιμαζομενου ευρεθη εις επαινον και τιμην και δοξαν εν αποκαλυψει ιησου χριστου
8 Әйса Мәсиһни илгири көрүп бақмиған болсаңларму, Уни сөйүп кәлдиңлар; вә һазирму Уни көрмәйсиләр, лекин Униңға йәнила етиқат қилип қәлбиңлар ипадилигүсиз шан-шәрәпкә толған хошаллиқ билән яйрайду.
ον ουκ ειδοτες αγαπατε εις ον αρτι μη ορωντες πιστευοντες δε αγαλλιασθε χαρα ανεκλαλητω και δεδοξασμενη
9 Шуниң билән силәр етиқатиңларниң нишани, йәни җениңларниң ниҗатиға муйәссәр болуватисиләр.
κομιζομενοι το τελος της πιστεως υμων σωτηριαν ψυχων
10 Силәргә ата қилинған бу меһри-шәпқәтни алдин-ала ейтқан [илгәрки] пәйғәмбәрләр бу ниҗат-қутқузулуш тоғрисида тәпсилий издәнгән, уни чүшинишкә тиришқан еди.
περι ης σωτηριας εξεζητησαν και εξηρευνησαν προφηται οι περι της εις υμας χαριτος προφητευσαντες
11 Уларда болған Мәсиһниң Роһи уларға Мәсиһ кәлгүсидә тартидиған азап-оқубәтләр вә булардин кейинки келидиған шан-шәрәпләр тоғрисида алдин-ала мәлумат берип бешарәт кәлтүргинидә, улар бу ишларниң қандақ йол билән вә қайси заманда йүз беридиғанлиғи үстидә издәнгән.
ερευνωντες εις τινα η ποιον καιρον εδηλου το εν αυτοις πνευμα χριστου προμαρτυρομενον τα εις χριστον παθηματα και τας μετα ταυτα δοξας
12 Шуниң билән уларға бу ишларни алдин-ала ейтиши улар өзлири үчүн әмәс, бәлки силәрниң хизмитиңларда болған, дәп аян қилинған. Әнди бүгүнки күндә бу ишлар әрштин әвәтилгән Муқәддәс Роһниң күчи билән силәргә хуш хәвәрни йәткүзгүчиләр арқилиқ силәргә җакаланди. Һәтта пәриштиләрму бу ишларниң теги-тәктини сәпселип чүшинивелишқа тәлпүнмәктә.
οις απεκαλυφθη οτι ουχ εαυτοις υμιν δε διηκονουν αυτα α νυν ανηγγελη υμιν δια των ευαγγελισαμενων υμας εν πνευματι αγιω αποσταλεντι απ ουρανου εις α επιθυμουσιν αγγελοι παρακυψαι
13 Шуңа, зеһинлириңларниң белини бағлап, өзүңларни сәгәк-салмақ тутуңлар, үмүтүңларни Әйса Мәсиһ қайта көрүнгән күнидә силәргә елип келидиған бәхит-шапаәткә пүтүнләй бағлаңлар.
διο αναζωσαμενοι τας οσφυας της διανοιας υμων νηφοντες τελειως ελπισατε επι την φερομενην υμιν χαριν εν αποκαλυψει ιησου χριστου
14 [Худаниң] итаәтмән пәрзәнтлири сүпитидә, илгәрки ғапиллиқ чағлириңлардикидәк һавайи-һәвәсләргә берилмәңлар.
ως τεκνα υπακοης μη συσχηματιζομενοι ταις προτερον εν τη αγνοια υμων επιθυμιαις
15 Әксичә, силәрни чақирғучи пак-муқәддәс болғанға охшаш барлиқ жүрүш-турушиңларда өзүңларни пак-муқәддәс тутуңлар.
αλλα κατα τον καλεσαντα υμας αγιον και αυτοι αγιοι εν παση αναστροφη γενηθητε
16 Чүнки [муқәддәс язмиларда]: «Пак-муқәддәс болуңлар, чүнки Мән пак-муқәддәстурмән» дәп хатириләнгән.
διοτι γεγραπται αγιοι γινεσθε οτι εγω αγιος ειμι
17 Силәр дуа қилғиниңларда кишиләрниң һәр бириниң иш-һәрикитигә қарап йүз-хатирә қилмай Сорақ Қилғучини «Ата» дәп чақиридикәнсиләр, ундақта бу дунияда мусапир болуп яшаватқан вақтиңларни [Униң] қорқунучида өткүзүңлар.
και ει πατερα επικαλεισθε τον απροσωποληπτως κρινοντα κατα το εκαστου εργον εν φοβω τον της παροικιας υμων χρονον αναστραφητε
18 Чүнки силәргә мәлумки, силәр ата-бовилириңлар тәрипидин силәргә қалдурулған әһмийәтсиз турмушниң [қуллуғидин] азат болдуңлар. Бу, қиммитини һаман йоқитидиған алтун яки күмүчтәк нәрсиләрниң төлими билән болған әмәс,
ειδοτες οτι ου φθαρτοις αργυριω η χρυσιω ελυτρωθητε εκ της ματαιας υμων αναστροφης πατροπαραδοτου
19 бәлки қиммәтлик қени билән, йәни кәм-күтисиз вә дағсиз қоза кәби Мәсиһниң қиммәтлик қениниң бәдилигә кәлди.
αλλα τιμιω αιματι ως αμνου αμωμου και ασπιλου χριστου
20 У дәрвәқә дуния апиридә қилиништин илгирила [Худа тәрипидин] шу сүпитидә тонулған, һазир У заманларниң мошу ахирқи вақитлирида силәр үчүн [бу дунияға әвәтилип] ашкарә қилинди.
προεγνωσμενου μεν προ καταβολης κοσμου φανερωθεντος δε επ εσχατων των χρονων δι υμας
21 Силәр Униң арқилиқ Уни өлүмдин тирилдүрүп, Униңға шан-шәрәп бәргән Худаға етиқат қиливатисиләр. Худаниң [шуни қилғини] етиқатиңлар вә үмүтүңлар Өзигә бағлансун үчүндур.
τους δι αυτου πιστευοντας εις θεον τον εγειραντα αυτον εκ νεκρων και δοξαν αυτω δοντα ωστε την πιστιν υμων και ελπιδα ειναι εις θεον
22 Силәр һәқиқәткә итаәт қилғанлиғиңлардин қәлбиңларни паклап, қериндашларни сөйидиған сахтисиз меһир-муһәббәткә кириштиңлар; шуңа, бир-бириңларни чин қәлбиңлардин қизғин сөйүңлар.
τας ψυχας υμων ηγνικοτες εν τη υπακοη της αληθειας δια πνευματος εις φιλαδελφιαν ανυποκριτον εκ καθαρας καρδιας αλληλους αγαπησατε εκτενως
23 Чүнки силәр яңливаштин туғулдуңлар — бу чирип кетидиған уруқ арқилиқ әмәс, бәлки чиримас уруқ, йәни Худаниң һаятий күчкә егә вә мәңгү туридиған сөз-калами арқилиқ болди. (aiōn )
αναγεγεννημενοι ουκ εκ σπορας φθαρτης αλλα αφθαρτου δια λογου ζωντος θεου και μενοντος εις τον αιωνα (aiōn )
24 Чүнки [худди муқәддәс язмиларда йезилғинидәк]: «Барлиқ әт егилири от-чөптур, халас, Уларниң барлиқ шан-шәриви даладики гүлгә охшаш; От-чөп солишиду, гүл хазан болиду,
διοτι πασα σαρξ ως χορτος και πασα δοξα ανθρωπου ως ανθος χορτου εξηρανθη ο χορτος και το ανθος αυτου εξεπεσεν
25 Бирақ Рәбниң сөз-калами мәңгүгә туриду!» Силәргә йәткүзүлгән хуш хәвәрдә җакаланған сөз-калам дәл шудур. (aiōn )
το δε ρημα κυριου μενει εις τον αιωνα τουτο δε εστιν το ρημα το ευαγγελισθεν εις υμας (aiōn )