< Петрус 1 5 >

1 Әнди мән араңлардики ақсақаллардин (Мәсиһниң азап-оқубәтлириниң гувачиси, намайән қилинидиған шан-шәрәпкә несип болғучи вә силәргә охшаш бир ақсақал сүпитидә) шуни өтүнимәнки,
Seniores ergo, qui in vobis sunt, obsecro, consenior et testis Christi passionum: qui et eius, quæ in futuro revelanda est, gloriæ communicator:
2 — Худаниң силәрниң араңлардики падисини убдан беқиңлар; уларға йетәкчилик хизмитидә болуп, уни мәҗбурән әмәс, бәлки ихтиярән зиммиңларға елиңлар; пул-дуния үчүн әмәс, бәлки хошаллиқ билән қилиңлар.
pascite qui in vobis est gregem Dei, providentes non coacte, sed spontanee secundum Deum: neque turpis lucri gratia, sed voluntarie:
3 Худаниң падисиға ғоҗиниң өз тәәллуқатлириға болғинидәк болмай, бәлки уларға үлгә болуңлар.
neque ut dominantes in cleris, sed forma facti gregis ex animo.
4 Шундақ қилсаңлар, Баш Падичи ашкарә болғанда, мәңгү тозумас шан-шәрәп таҗиға еришисиләр.
Et cum apparuerit princeps pastorum, percipietis immarcescibilem gloriæ coronam.
5 Әй яшлар, чоңларға бойсунуңлар. Шуниңдәк, һәммиңлар бир-бириңларға нисбәтән кичик пеиллиқни үстүңларға оривелиңлар. Чүнки: «Худа тәкәббурларға қаршидур, лекин мөмин-кәмтәрләргә шәпқәт қилиду».
Similiter adolescentes subditi estote senioribus. Omnes autem invicem humilitatem insinuate, quia Deus superbis resistit, humilibus autem dat gratiam.
6 Өзүңларни Худаниң қудрәтлик қоли астида төвән тутуңлар. Шундақ қилсаңлар, вақти-саити кәлгәндә Худа силәрни жуқури көтириду;
Humiliamini igitur sub potenti manu Dei, ut vos exaltet in tempore visitationis:
7 Барлиқ ғәм-қайғулириңларни Униң үстигә ташлап қоюңлар. Чүнки У силәрниң ғемиңларни қилиду.
omnem solicitudinem vestram proiicientes in eum, quoniam ipsi cura est de vobis.
8 Өзүңларни һошияр вә сәгәк тутуңлар. Чүнки дүшминиңлар болған Иблис худди һөкирәватқан ширдәк, жутқидәк бирисини издәп қатрап жүрмәктә;
Sobrii estote, et vigilate: quia adversarius vester diabolus tamquam leo rugiens circuit, quærens quem devoret:
9 силәр етиқатиңларда чиң туруп униңға қарши туруңлар. Чүнки билисиләрки, пүтүн дуниядики қериндашлириңларму охшаш азап-оқубәтләрниң түгишигичә чидаватиду.
Cui resistite fortes in fide: scientes eamdem passionem ei, quæ in mundo est, vestræ fraternitati fieri.
10 Амма силәрни Мәсиһ Әйса арқилиқ Өзиниң мәңгүлүк шан-шәривигә чақирған, пүткүл меһри-шәпқәтниң Егиси болған Худа азраққинә вақит азап-оқубәт чәккиниңлардин кейин, Өзи силәрни әслигә кәлтүрүп, дәс турғузуп, мустәһкәм вә улға бекитилгәндәк тәврәнмәс қилиду. (aiōnios g166)
Deus autem omnis gratiæ, qui vocavit nos in æternam suam gloriam in Christo Iesu, modicum passos ipse perficiet, confirmabit, solidabitque. (aiōnios g166)
11 Униңға [барлиқ] шан-шәрәп вә күч-қудрәт әбәдил-әбәт мәнсуп болғай, амин! (aiōn g165)
Ipsi gloria, et imperium in sæcula sæculorum: Amen. (aiōn g165)
12 Мән бу қисқиғина хәтни йезип, өзүм садиқ қериндишим дәп билидиған Силванусниң вастиси билән силәргә йоллидим. Ушбу хәтни йезишимниң мәхсити, силәргә җекиләш вә силәрни риғбәтләндүрүш, шундақла Худаниң һәқиқий меһри-шәпқитиниң әнә шундақ екәнлигигә гувалиқ бериштин ибарәттур. Бу меһри-шәпқәттә чиң туруңлар.
Per Silvanum fidelem fratrem vobis, ut arbitror, breviter scripsi: obsecrans et contestans, hanc esse veram gratiam Dei, in qua statis.
13 Силәр билән биллә талланған Бабилда туруватқан җамаәт вә оғлум Маркустин силәргә салам.
Salutat vos Ecclesia, quæ est in Babylone coelecta, et Marcus filius meus.
14 Бир-бириңлар билән меһриванларчә сөйүшүп саламлишиңлар. Силәргә, йәни Мәсиһдә болған һәммиңларға аманлиқ-хатирҗәмлик яр болғай!
Salutate invicem in osculo sancto: Gratia vobis omnibus, qui estis in Christo Iesu. Amen.

< Петрус 1 5 >