< Петрус 1 5 >
1 Әнди мән араңлардики ақсақаллардин (Мәсиһниң азап-оқубәтлириниң гувачиси, намайән қилинидиған шан-шәрәпкә несип болғучи вә силәргә охшаш бир ақсақал сүпитидә) шуни өтүнимәнки,
我這作長老、作基督受苦的見證、同享後來所要顯現之榮耀的,勸你們中間與我同作長老的人:
2 — Худаниң силәрниң араңлардики падисини убдан беқиңлар; уларға йетәкчилик хизмитидә болуп, уни мәҗбурән әмәс, бәлки ихтиярән зиммиңларға елиңлар; пул-дуния үчүн әмәс, бәлки хошаллиқ билән қилиңлар.
務要牧養在你們中間上帝的群羊,按着上帝旨意照管他們;不是出於勉強,乃是出於甘心;也不是因為貪財,乃是出於樂意;
3 Худаниң падисиға ғоҗиниң өз тәәллуқатлириға болғинидәк болмай, бәлки уларға үлгә болуңлар.
也不是轄制所託付你們的,乃是作群羊的榜樣。
4 Шундақ қилсаңлар, Баш Падичи ашкарә болғанда, мәңгү тозумас шан-шәрәп таҗиға еришисиләр.
到了牧長顯現的時候,你們必得那永不衰殘的榮耀冠冕。
5 Әй яшлар, чоңларға бойсунуңлар. Шуниңдәк, һәммиңлар бир-бириңларға нисбәтән кичик пеиллиқни үстүңларға оривелиңлар. Чүнки: «Худа тәкәббурларға қаршидур, лекин мөмин-кәмтәрләргә шәпқәт қилиду».
你們年幼的,也要順服年長的。就是你們眾人也都要以謙卑束腰,彼此順服;因為 上帝阻擋驕傲的人, 賜恩給謙卑的人。
6 Өзүңларни Худаниң қудрәтлик қоли астида төвән тутуңлар. Шундақ қилсаңлар, вақти-саити кәлгәндә Худа силәрни жуқури көтириду;
所以,你們要自卑,服在上帝大能的手下,到了時候,他必叫你們升高。
7 Барлиқ ғәм-қайғулириңларни Униң үстигә ташлап қоюңлар. Чүнки У силәрниң ғемиңларни қилиду.
你們要將一切的憂慮卸給上帝,因為他顧念你們。
8 Өзүңларни һошияр вә сәгәк тутуңлар. Чүнки дүшминиңлар болған Иблис худди һөкирәватқан ширдәк, жутқидәк бирисини издәп қатрап жүрмәктә;
務要謹守,警醒。因為你們的仇敵魔鬼,如同吼叫的獅子,遍地遊行,尋找可吞吃的人。
9 силәр етиқатиңларда чиң туруп униңға қарши туруңлар. Чүнки билисиләрки, пүтүн дуниядики қериндашлириңларму охшаш азап-оқубәтләрниң түгишигичә чидаватиду.
你們要用堅固的信心抵擋他,因為知道你們在世上的眾弟兄也是經歷這樣的苦難。
10 Амма силәрни Мәсиһ Әйса арқилиқ Өзиниң мәңгүлүк шан-шәривигә чақирған, пүткүл меһри-шәпқәтниң Егиси болған Худа азраққинә вақит азап-оқубәт чәккиниңлардин кейин, Өзи силәрни әслигә кәлтүрүп, дәс турғузуп, мустәһкәм вә улға бекитилгәндәк тәврәнмәс қилиду. (aiōnios )
那賜諸般恩典的上帝曾在基督裏召你們,得享他永遠的榮耀,等你們暫受苦難之後,必要親自成全你們,堅固你們,賜力量給你們。 (aiōnios )
11 Униңға [барлиқ] шан-шәрәп вә күч-қудрәт әбәдил-әбәт мәнсуп болғай, амин! (aiōn )
願權能歸給他,直到永永遠遠。阿們! (aiōn )
12 Мән бу қисқиғина хәтни йезип, өзүм садиқ қериндишим дәп билидиған Силванусниң вастиси билән силәргә йоллидим. Ушбу хәтни йезишимниң мәхсити, силәргә җекиләш вә силәрни риғбәтләндүрүш, шундақла Худаниң һәқиқий меһри-шәпқитиниң әнә шундақ екәнлигигә гувалиқ бериштин ибарәттур. Бу меһри-шәпқәттә чиң туруңлар.
我略略地寫了這信,託我所看為忠心的兄弟西拉轉交你們,勸勉你們,又證明這恩是上帝的真恩。你們務要在這恩上站立得住。
13 Силәр билән биллә талланған Бабилда туруватқан җамаәт вә оғлум Маркустин силәргә салам.
在巴比倫與你們同蒙揀選的教會問你們安。我兒子馬可也問你們安。
14 Бир-бириңлар билән меһриванларчә сөйүшүп саламлишиңлар. Силәргә, йәни Мәсиһдә болған һәммиңларға аманлиқ-хатирҗәмлик яр болғай!
你們要用愛心彼此親嘴問安。願平安歸與你們凡在基督裏的人!