< Петрус 1 4 >

1 Әнди Мәсиһ тенидә азап-оқубәт чәккән екән, силәрму шундақ ирадә билән өзүңларни қуралландуруңлар. (чүнки [Худа йолида] өз тенидә азап-оқубәт чәккән киши гунадин қол үзгән болиду;
基督既在肉身受苦,你们也当将这样的心志作为兵器,因为在肉身受过苦的,就已经与罪断绝了。
2 ундақ киши тенидә қалған һаятини йәнә инсаний нәпс-һәвәсләргә берилиш билән әмәс, бәлки Худаниң ирадисигә мувапиқ өткүзиду).
你们存这样的心,从今以后就可以不从人的情欲,只从 神的旨意在世度余下的光阴。
3 Чүнки күнлиримизни ят әллик етиқатсизларниң ирадисигә әмәл қилиш билән, йәни һәртүрлүк бузуқчилиқ-шәһванийлиқ, нәпс-һәвәсләр, һарақкәшлик, әйш-ишрәт, мәйхорлуқ вә жиркиничлик бутпәрәсликләр ичидә өткүзгинимиз әнди купайә қилар!
因为往日随从外邦人的心意行邪淫、恶欲、醉酒、荒宴、群饮,并可恶拜偶像的事,时候已经够了。
4 Бу ишларда улар силәрниң уларға һәмраһ болуп шундақ ипласлиққа жүгүрмигәнлигиңларға әҗәблинип, силәрни һақарәтлимәктә.
他们在这些事上,见你们不与他们同奔那放荡无度的路,就以为怪,毁谤你们。
5 Улар һаман һәм тирикләрни вә өлгәнләрни сорақ қилишқа тәйяр Турғучиға һесап бәрмәй қалмайду.
他们必在那将要审判活人死人的主面前交帐。
6 Шуңа дәл шу сәвәптин, өлгәнләр әттә яшаватқан инсанлар [сорақ қилинидиған]дәк сорақ қилинип, Худаға нисбәтән роһта яшисун дәп, уларғиму хуш хәвәр йәткүзүлгән.
为此,就是死人也曾有福音传给他们,要叫他们的肉体按着人受审判,他们的灵性却靠 神活着。
7 Әнди барлиқ ишларниң ахирлишидиған күни йеқинлашмақта; шуңа, салмақ болуңлар вә дуа қилишқа сәгәк туруңлар.
万物的结局近了。所以,你们要谨慎自守,警醒祷告。
8 Лекин һәммидин муһими, бир-бириңларға қизғин меһир-муһәббәттә турувериңлар. Чүнки «меһир-муһәббәт нурғунлиған гуналарни япар».
最要紧的是彼此切实相爱,因为爱能遮掩许多的罪。
9 Бир-бириңлардин ағринмай өз ара меһмандост болуңлар.
你们要互相款待,不发怨言。
10 Худа тәрипидин һәр бириңларға ата қилинған илтипатқа бенаән, униң һәртәрәплик меһри-шәпқитини кишиләргә йәткүзидиған яхши ғоҗидарлар сүпитидә, бу илтипат билән бир-бириңларға хизмәт қилиңлар.
各人要照所得的恩赐彼此服事,作 神百般恩赐的好管家。
11 Ким сөз қилса, у Худаниң калам-бешарәтлирини йәткүзгүчи сүпитидә сөзлисун. Ким башқиларға хизмәт қилса, у Худа ата қилған күч-қудрити билән хизмәт қилсун. Шундақ болғанда, Худа һәммә ишта Әйса Мәсиһ арқилиқ улуқлиниду. Барлиқ шан-шәрәп вә күч-қудрәт Униңға әбәдил-әбәткичә мәнсуптур, амин! (aiōn g165)
若有讲道的,要按着 神的圣言讲;若有服事人的,要按着 神所赐的力量服事,叫 神在凡事上因耶稣基督得荣耀。原来荣耀、权能都是他的,直到永永远远。阿们! (aiōn g165)
12 Сөйүмлүклирим, отлуқ синақниң бешиңларға чүшкәнлигигә қарап, әҗайип ишқа йолуғуп қалдим, дәп һәйран қалмаңлар.
亲爱的弟兄啊,有火炼的试验临到你们,不要以为奇怪(似乎是遭遇非常的事),
13 Бәлки, Мәсиһниң азап-оқубәтлиригә қандақ ортақ болған болсаңлар, силәр шундақ шатлиниңлар. Шуниң билән Униң шан-шәриви аян қилинғинида, силәрму яйрап шатлинисиләр.
倒要欢喜;因为你们是与基督一同受苦,使你们在他荣耀显现的时候,也可以欢喜快乐。
14 Силәр Мәсиһниң нами түпәйлидин һақарәткә учрисаңлар, бәхитлик болисиләр! Чүнки шан-шәрәпниң Роһи, йәни Худаниң Роһи вуҗудуңларға чүшкән болиду.
你们若为基督的名受辱骂,便是有福的;因为 神荣耀的灵常住在你们身上。
15 Араңлардин бириниң азап-оқубәт чекиши һәргизму қатил, оғри, рәзил яки чепилғақ болуш сәвәвидин болмисун.
你们中间却不可有人因为杀人、偷窃、作恶、好管闲事而受苦。
16 Бирақ чәккән азап-оқубити «Мәсиһий» дәп аталғанлиғи сәвәвидин болса, у буниңдин номус қилмисун; әксичә, мошу нам [билән] [аталғанлиғи] үчүн Худаға мәдһийә оқусун.
若为作基督徒受苦,却不要羞耻,倒要因这名归荣耀给 神。
17 Чүнки сорақниң башлинидиған вақти-саити кәлди; сорақ алди билән Худаниң өйидикилиридин башлиниду; вә әгәр биз билән башланса, у һалда Худаниң хуш хәвиригә қулақ салмиғанларниң ақивити немә болар?
因为时候到了,审判要从 神的家起首。若是先从我们起首,那不信从 神福音的人将有何等的结局呢?
18 [Дәл] [муқәддәс язмиларда йезилғинидәк]: — «Әгәр һәққанийларниң қутқузулуши тәс болса, Ихлассизлар һәм гунакарларниң ақивити қандақ болар?»
若是义人仅仅得救,那不虔敬和犯罪的人将有何地可站呢?
19 Шуниң үчүн, Худаниң ирадиси билән азап-оқубәт чәккәнләр яхши әмәлләрни давам қилип, җенини вәдисидә туридиған Яратқучиға аманәт қилип тапшурсун.
所以,那照 神旨意受苦的人要一心为善,将自己灵魂交与那信实的造化之主。

< Петрус 1 4 >