< Петрус 1 3 >

1 Шуниңға охшаш, и аяллар, силәр әрлириңларға бойсунуңлар. Шундақ қилсаңлар, һәтта сөз-каламға итаәт қилмайдиған әрләр болса, өз аялиниң бу пәзилитидин тәсирлинип, ихласмәнлик билән өткүзгән пак жүрүш-турушиңларға қарап, гәп-сөзсизла қайил қилиниду.
ܗܟܢܐ ܐܦ ܐܢܬܝܢ ܢܫܐ ܐܫܬܥܒܕܝܢ ܠܒܥܠܝܟܝܢ ܕܐܝܠܝܢ ܕܠܐ ܡܬܛܦܝܤܝܢ ܠܡܠܬܐ ܒܕܘܒܪܝܟܝܢ ܫܦܝܪܐ ܕܠܐ ܥܡܠܐ ܬܩܢܝܢ ܐܢܘܢ
2
ܟܕ ܚܙܝܢ ܕܒܕܚܠܬܐ ܘܒܢܟܦܘܬܐ ܡܬܕܒܪܢ ܐܢܬܝܢ
3 Гөзәллигиңлар сиртқи көрүнүштин, йәни алаһидә өрүвалған чечиңлар вә тақиған алтун зибу-зиннәтләрдин яки есил кийимләрдин болмисун,
ܘܠܐ ܬܨܛܒܬܢ ܒܨܒܬܐ ܒܪܝܐ ܕܓܕܘܠܐ ܕܤܥܪܝܟܝܢ ܐܘ ܕܚܫܠܬܐ ܕܕܗܒܐ ܐܘ ܕܠܒܘܫܐ ܡܝܬܪܐ
4 бәлки «қәлбиңлардики өзүңлар», йәни мөмин вә тинич роһтин болған чиримас гөзәлликтин болсун; бундақ [гөзәллик] Худаниң алдида интайин қиммәтликтур.
ܐܠܐ ܐܨܛܒܬܝܢ ܒܒܪܢܫܐ ܟܤܝܐ ܕܠܒܐ ܒܪܘܚܐ ܡܟܝܟܬܐ ܕܠܐ ܡܬܚܒܠܐ ܨܒܬܐ ܕܡܝܬܪ ܩܕܡ ܐܠܗܐ
5 Чүнки бурунқи чағларда, Худаға үмүтини бағлиған ихласмән аяллар дәл мошундақ [гөзәллик билән] өзлирини зиннәтләп, әрлиригә итаәт қилатти.
ܗܟܢܐ ܓܝܪ ܐܦ ܡܢ ܩܕܝܡ ܢܫܐ ܩܕܝܫܬܐ ܐܝܠܝܢ ܕܡܤܒܪܢ ܗܘܝ ܒܐܠܗܐ ܡܨܒܬܢ ܗܘܝ ܢܦܫܬܗܝܢ ܘܡܫܬܥܒܕܢ ܗܘܝ ܠܒܥܠܝܗܝܢ
6 Дәл мошундақ йолда Сараһ Ибраһимни «ғоҗам» дәп атап, униң сөзлиригә бойсунатти. Силәр һеч қандақ вәсвәсиләрдин қорқмай ишларни дурус қилсаңлар, силәрму [Сараһниң] пәрзәнтлири болған болисиләр.
ܐܝܟܢܐ ܕܤܪܐ ܡܫܬܥܒܕܐ ܗܘܬ ܠܐܒܪܗܡ ܘܩܪܝܐ ܗܘܬ ܠܗ ܡܪܝ ܗܝ ܕܗܘܝܢ ܐܢܬܝܢ ܠܗ ܒܢܬܐ ܒܥܒܕܐ ܛܒܐ ܟܕ ܠܐ ܡܬܬܙܝܥܢ ܐܢܬܝܢ ܡܢ ܟܠ ܕܚܠܐ
7 Шуниңға охшаш, әй әрләр, силәрму аяллириңлар билән турушта, уларни аял кишиләр биздин аҗиз бәндиләр дәп билип уларни чүшинип йетиңлар; силәр улар билән [Худа] шапаәт қилған һаятқа ортақ мирасхор болуп, уларни һөрмәт қилиңлар. Шундақ қилсаңлар, дуалириңлар тосалғуға учримайду.
ܘܐܢܬܘܢ ܓܒܪܐ ܗܟܢܐ ܥܡܪܘ ܥܡ ܢܫܝܟܘܢ ܒܝܕܥܬܐ ܘܐܝܟ ܕܠܡܐܢܐ ܡܚܝܠܐ ܒܐܝܩܪܐ ܐܚܘܕܘ ܐܢܝܢ ܡܛܠ ܕܐܦ ܗܢܝܢ ܥܡܟܘܢ ܝܪܬܢ ܡܘܗܒܬܐ ܕܚܝܐ ܕܠܥܠܡ ܕܠܐ ܬܗܘܘܢ ܡܬܬܩܠܝܢ ܒܨܠܘܬܟܘܢ
8 Ахирида, һәммиңлар бир нийәт бир мәхсәттә, бир-бириңларға һәмдәрд болуп, бир-бириңларни қериндашларчә сөйүңлар, ич-бағри юмшақ вә кәмтәр болуңлар.
ܫܘܠܡܐ ܕܝܢ ܕܬܗܘܘܢ ܟܠܟܘܢ ܒܐܘܝܘܬܐ ܘܗܘܝܬܘܢ ܚܫܝܢ ܥܡ ܐܝܠܝܢ ܕܚܫܝܢ ܘܪܚܡܝܢ ܚܕ ܠܚܕ ܘܗܘܝܬܘܢ ܪܚܡܬܢܝܢ ܘܡܟܝܟܝܢ
9 Яманлиққа яманлиқ, аһанәткә аһанәт билән әмәс, әксичә, бәхит тиләш билән җавап қайтуруңлар. Чүнки силәр дәл бу ишқа чақирилғансиләр; шуниң билән өзүңлар бәхиткә мирасхор болисиләр.
ܘܠܐܢܫ ܒܝܫܬܐ ܚܠܦ ܒܝܫܬܐ ܠܐ ܬܦܪܥܘܢ ܘܐܦܠܐ ܨܘܚܝܬܐ ܚܠܦ ܨܘܚܝܬܐ ܐܠܐ ܕܠܩܘܒܠܐ ܕܗܠܝܢ ܗܘܝܬܘܢ ܡܒܪܟܝܢ ܠܗܕܐ ܓܝܪ ܐܬܩܪܝܬܘܢ ܕܒܘܪܟܬܐ ܬܐܪܬܘܢ
10 Чүнки [муқәддәс язмиларда йезилғинидәк]: — «Кимки һаятни сөйүп, яхши күн көргүчи болай десә, Тилини яманлиқтин тартсун, Ләвлири мәккарлиқтин нери болсун;
ܡܢ ܕܨܒܐ ܗܟܝܠ ܚܝܐ ܘܪܚܡ ܝܘܡܬܐ ܛܒܐ ܠܡܚܙܐ ܢܛܪ ܠܫܢܗ ܡܢ ܒܝܫܬܐ ܘܤܦܘܬܗ ܠܐ ܢܡܠܠܢ ܢܟܠܐ
11 Яманлиқтин өзини тартип, Гөзәл әмәлләрни қилип жүрсун; Аман-хатирҗәмликни издәп, уни қоғлап жүрсун.
ܢܥܒܪ ܡܢ ܒܝܫܬܐ ܘܢܥܒܕ ܛܒܬܐ ܘܢܒܥܐ ܫܠܡܐ ܘܢܪܗܛ ܒܬܪܗ
12 Чүнки Пәрвәрдигарниң көзи һәққанийларниң үстидә туриду, Униң қулиқи уларниң илтиҗалириға очуқ туриду; Лекин Пәрвәрдигарниң йүзи рәзиллик жүргүзгүчиләргә қарши туриду».
ܡܛܠ ܕܥܝܢܘܗܝ ܕܡܪܝܐ ܥܠ ܙܕܝܩܐ ܘܐܕܢܘܗܝ ܠܡܫܡܥ ܐܢܘܢ ܘܐܦܘܗܝ ܕܡܪܝܐ ܥܠ ܒܝܫܐ
13 Әгәр силәр дайим яхши ишларни қилишқа интилсәңлар, ким силәргә яманлиқ қилар?
ܘܡܢܘ ܕܢܥܒܕ ܠܟܘܢ ܒܝܫܬܐ ܐܢ ܬܗܘܘܢ ܛܢܢܐ ܕܛܒܬܐ
14 Лекин һәтта һәққанийлиқ йолида азап-оқубәт чәксәңларму, охшашла бәхитликсиләр! Лекин уларниң вәһимисидин қорқмаңлар вә алақзадә болмаңлар;
ܘܐܢ ܗܘ ܕܬܚܫܘܢ ܥܠ ܐܦܝ ܟܐܢܘܬܐ ܛܘܒܝܟܘܢ ܘܠܐ ܬܕܚܠܘܢ ܡܢ ܐܝܠܝܢ ܕܡܕܚܠܝܢ ܠܟܘܢ ܘܠܐ ܬܫܬܓܫܘܢ
15 бәлки қәлбиңларда Рәб Мәсиһни һәммидин үстүн дәп билиңлар; силәрдә болған үмүтниң сәвәвини сориғанларға мөмин-мулайимлиқ вә ихласлиқ билән җавап беришкә һемишә тәйяр туруңлар.
ܐܠܐ ܩܕܫܘ ܒܠܒܘܬܟܘܢ ܠܡܪܝܐ ܡܫܝܚܐ ܘܗܘܝܬܘܢ ܡܛܝܒܝܢ ܠܡܦܩ ܒܪܘܚܐ ܠܟܠ ܕܬܒܥ ܠܟܘܢ ܡܠܬܐ ܥܠ ܤܒܪܐ ܕܗܝܡܢܘܬܟܘܢ ܒܡܟܝܟܘܬܐ ܘܒܕܚܠܬܐ
16 Һәрдайим виҗданиңларни пак тутуңлар; шуниң билән силәргә «яманлиқ қилғучилар» дәп төһмәт қилғанлар силәрниң Мәсиһдә болған пәзиләтлик жүрүш-турушуңларни көрүп, өзлири қилған төһмәтләрдин хиҗил болсун.
ܟܕ ܐܝܬ ܠܟܘܢ ܬܐܪܬܐ ܛܒܬܐ ܐܝܟܢܐ ܕܗܢܘܢ ܕܡܡܠܠܝܢ ܥܠܝܟܘܢ ܐܝܟ ܕܥܠ ܐܢܫܐ ܒܝܫܐ ܢܒܗܬܘܢ ܐܝܟ ܐܢܫܐ ܕܛܠܡܝܢ ܠܕܘܒܪܝܟܘܢ ܫܦܝܪܐ ܕܒܡܫܝܚܐ
17 Чүнки Худаниң ирадиси шундақ болса, яхшилиқ қилғиниңлар үчүн азап-оқубәт чәксәңлар, бу яман иш қилғиниңлар түпәйлидин азап-оқубәт чәккиниңлардин әвзәл, [әлвәттә].
ܥܕܪܐ ܗܝ ܠܟܘܢ ܓܝܪ ܕܟܕ ܥܒܕܝܢ ܐܢܬܘܢ ܥܒܕܐ ܛܒܐ ܬܤܒܠܘܢ ܒܝܫܬܐ ܐܢ ܗܟܢܐ ܗܘ ܨܒܝܢܐ ܕܐܠܗܐ ܘܠܐ ܟܕ ܥܒܕܝܢ ܐܢܬܘܢ ܒܝܫܬܐ
18 Чүнки Мәсиһ бизни Худа билән яраштуруш үчүн, йәни Һәққаний Болғучи һәққаний әмәсләрни дәп, бирла қетимлиқ азап-оқубәт чәкти; гәрчә У тән җәһәттә өлтүрүлгән болсиму, лекин роһта җанландурулди;
ܡܛܠ ܕܐܦ ܡܫܝܚܐ ܚܕܐ ܙܒܢ ܡܝܬ ܚܠܦ ܚܛܗܝܢ ܙܕܝܩܐ ܚܠܦ ܚܛܝܐ ܕܢܩܪܒܟܘܢ ܠܐܠܗܐ ܘܡܝܬ ܒܦܓܪ ܘܚܝܐ ܒܪܘܚ
19 шуниң билән У солап қоюлған роһларниң йениға мошу роһий һаятлиғи билән берип, [Өзиниң бу ғәлибисини] җакалиди.
ܘܐܟܪܙ ܠܢܦܫܬܐ ܐܝܠܝܢ ܕܐܚܝܕܢ ܗܘܝ ܒܫܝܘܠ
20 [солап қоюлған] бу роһлар бурунқи заманда, йәни Нуһ [пәйғәмбәр]ниң күнлиридә, кемә ясиливатқан мәзгилдә Худа сәвирчанлиқ билән [кишиләрниң товва қилишини] күткинидә, Униңға итаәтсизлик қилди. Пәқәт шу кемигә киргән бир қанчиси, йәни җәмий сәккиз җан су арқилиқ қутқузулди.
ܗܠܝܢ ܕܡܢ ܩܕܝܡ ܠܐ ܐܬܛܦܝܤ ܗܘܝ ܒܝܘܡܬܗ ܕܢܘܚ ܟܕ ܡܓܪܬ ܪܘܚܗ ܕܐܠܗܐ ܦܩܕܬ ܕܬܗܘܐ ܩܒܘܬܐ ܥܠ ܤܒܪܐ ܕܬܝܒܘܬܗܘܢ ܘܬܡܢܐ ܒܠܚܘܕ ܢܦܫܢ ܥܠܝܢ ܠܗ ܘܚܝܝ ܒܡܝܐ
21 Мана бу «суға чөмүлдүрүш»ниң бешарити болған. Әнди чөмүлдүрүш — бәдәнниң кирдин тазилиниши әмәс, бәлки адәмниң пак виҗдан билән Әйса Мәсиһниң тирилдүрүлүши арқилиқ Худадин тилигән тәливи — бизни һазир қутқузуватиду
ܕܐܦ ܐܢܬܘܢ ܒܗ ܒܗܘ ܛܘܦܤܐ ܚܝܝܢ ܐܢܬܘܢ ܒܡܥܡܘܕܝܬܐ ܠܘ ܟܕ ܦܓܪܐ ܡܫܝܓܝܢ ܐܢܬܘܢ ܡܢ ܨܐܬܐ ܐܠܐ ܟܕ ܡܘܕܝܢ ܐܢܬܘܢ ܒܐܠܗܐ ܒܬܐܪܬܐ ܕܟܝܬܐ ܘܒܩܝܡܬܗ ܕܝܫܘܥ ܡܫܝܚܐ
22 (Мәсиһ [тирилип] әршкә чиқип, пәриштиләр, барлиқ роһий һоқуқдарлар вә күчлүкләр Униңға босундурулди вә у Худаниң оң йенида турмақта).
ܗܘ ܕܐܬܥܠܝ ܠܫܡܝܐ ܘܐܝܬܘܗܝ ܥܠ ܝܡܝܢܐ ܕܐܠܗܐ ܘܐܫܬܥܒܕܘ ܠܗ ܡܠܐܟܐ ܘܫܠܝܛܢܐ ܘܚܝܠܘܬܐ

< Петрус 1 3 >