< Петрус 1 2 >
1 Шуниң үчүн силәр барлиқ рәзиллик, барлиқ мәккарлиқ, сахтипәзлик, һәсәтхорлуқ вә һәммә төһмәтхорлуқларни ташлап,
2 Рәбниң меһриванлиғини тетип билгән екәнсиләр, худди йеңи туғулған бовақлардәк болуп [Худаниң] сөз-каламидики сап сүткә тәшна болуңлар. Буниң билән, силәр ниҗатниң [камалитигә] йетип өсисиләр.
3
4 Әнди силәр Униңға, йәни адәмләр тәрипидин әрзимәс дәп ташлинип, лекин Худа тәрипидин талланған вә қәдирләнгән тирик таш Болғучиниң йениға келип
5 силәр өзүңларму тирик ташлар сүпитидә бир роһий ибадәтхана қилинишқа, Әйса Мәсиһ арқилиқ Худани хурсән қилидиған роһий қурбанлиқларни сунидиған муқәддәс каһин қатаридикиләр болушқа қурулуватисиләр;
6 Чүнки муқәддәс язмиларда мундақ дейилгән: — «Мана, талланған, қәдирләнгән бүрҗәк һул тешини Зионға қойдум. Униңға етиқат қилғучи һәр ким һәргиз йәргә қарап қалмайду».
7 Әнди етиқат қилғучи болған силәргә нисбәтән [ташниң] қәдири болиду. Лекин [Униңға] етиқат қилмайдиғанларға нисбәтән У [муқәддәс язмиларда дейилгинидәк] болди: — «Тамчилар әрзимәс дәп ташливәткән бу таш, Буҗәк [ул] теши болуп тикләнди!», Вә: — «[Бу таш] кишиләргә путликашаң таш, Адәмни жиқитидиған қорам таш болиду». Чүнки [мошундақ кишиләр] [Худаниң] сөз-каламиға итаәт қилмаслиғи түпәйлидин путлишип жиқилиду; уларниң бундақ болуши алдин бекитилгәндур.
8
9 Лекин силәр болсаңлар [Худа] таллиған бир җәмәт, шаһанә бир каһинлиқ, пак-муқәддәс бир әл, шундақла Өзигә алаһидә хас болған бир хәлиқсиләр; буниң мәхсити, силәрни қараңғулуқтин Өзиниң тилсимат йоруқлуғиға чақирғучиниң пәзиләтлирини намайән қилишиңлардин ибарәт.
10 Бурун силәр бир хәлиқ һесапланмайттиңлар, лекин һазир Худаниң хәлқисиләр; бурун [Худаниң] рәһим-шәпқитигә еришмигән едиңлар, лекин һазир ериштиңлар.
11 И сөйүмлүклирим, силәр бу дунияға мусапир вә меһмандурсиләр, силәрдин өтүнүмәнки, роһ-қәлбиңлар билән қаршилишидиған әтлириңлардики нәпс-шәһвәтләрдин өзүңларни жирақ тутуңлар.
12 Жүрүш-турушуңлар етиқатсизлар арисида есил-пәзиләтлик болсун. Мошундақ қилғанда, гәрчә улар силәргә яманлиқ қилғучилар дәп төһмәт қилсиму, дәл төһмәт қилған ишларда силәрниң яхши әмәллириңларға қарап, [Худаниң] уларни [ойғитип] йоқлайдиған күнидә уни улуқлиши мүмкин.
13 Шуңа Рәбниң һөрмитидә инсанлар арисидики һәр бир һакимийәтниң түзүмигә, мәйли әң жуқури мәнсәптики падишаға болсун яки у тайинлиған һоқуқдарларға болсун бойсунуңлар. Чүнки бу һоқуқдарлар [падиша] тәрипидин яман иш қилғучиларни җазаға тартиш, яхши иш қилғучиларни һөрмәткә сазавәр қилиш үчүн тайинланғандур.
14
15 Чүнки Худаниң ирадиси шундақки, яхши әмәллириңлар билән надан адәмләрниң орунсиз шикайәтлирини тувақлаштур.
16 Силәр әркин-азат болғиниңлар билән, бу әркинлигиңларни яманлиқ қилишниң баниси қиливалмаңлар, бәлки Худаниң қули сүпитидә болуп,
17 Барлиқ инсанларни һөрмәтләңлар, [етиқатчи] қериндашлириңларға меһир-муһәббәт көрситиңлар, Худадин қорқуңлар, падишани һөрмәтләңлар.
18 Қуллар, ғоҗайинлириңларға толуқ қорқунуч билән бойсунуңлар — ялғуз меһриван вә хуш пеил ғоҗайинларғила әмәс, бәлки териккәк ғоҗайинларғиму бойсунуңлар.
19 Чүнки әгәр бириси Худа алдида пак виҗданлиқ болуш үчүн наһәқ азап-оқубәт чәксә һәмдә буларға сәвир-тақәт қилса, бу Худани хурсән қилиду.
20 Чүнки әгәр силәр гуна өткүзүп, тегишлик урулғиниңларда, униңға бәрдашлиқ бәрсәңлар, буниң махтанғидәк немиси бар! Лекин яхши ишларни қилип азап-оқубәт чәксәңлар һәмдә униңға бәрдашлиқ бәрсәңлар, у Худани хурсән қилиду.
21 Чүнки силәр дәл шуниңға чақирилдиңлар. Чүнки Мәсиһму силәр үчүн азап-оқубәт чекип, силәрни Өзиниң изидин маңсун дәп, силәргә үлгә қалдурди;
22 «У гуна садир қилип бақмиған, Униң ағзидин һеч қандақ алдамчилиқ-ялғанчилиқму тепилмас».
23 У һақарәтләнгинидә, тил қайтурмайтти. Азап-оқубәт чәккәндә, У һеч тәһдит салмайтти; әксичә, Өзини адил һөкүм чиқарғучиниң қоллириға тапшуратти.
24 У Өзи бизниң гунаға нисбәтән өлүп, һәққанийлиққа нисбәтән яшишимиз үчүн яғач түврүктә гуналиримизни зиммисигә алди; силәр Униң ярилири билән шипа таптиңлар.
25 Чүнки бурун силәр қойлардәк йолдин езип кәткәнсиләр, лекин һазир җениңларниң падичиси һәм йетәкчисиниң йениға қайтип кәлдиңлар.