< Падишаһлар 1 9 >
1 Сулайман Пәрвәрдигарниң өйи, падиша ордиси вә шундақла қурушни арзу қилған башқа қурулушларни көңлидикидәк пүткүзүп болғанда,
Sulayman Pǝrwǝrdigarning ɵyi, padixaⱨ ordisi wǝ xundaⱪla ⱪuruxni arzu ⱪilƣan baxⱪa ⱪuruluxlarni kɵnglidikidǝk pütküzüp bolƣanda,
2 Пәрвәрдигар Сулайманға Гибеонда көрүнгәндәк әнди иккинчи қетим униңға көрүнди.
Pǝrwǝrdigar Sulaymanƣa Gibeonda kɵrüngǝndǝk ǝmdi ikkinqi ⱪetim uningƣa kɵründi.
3 Пәрвәрдигар униңға мундақ деди: — «Сән Мениң алдимда қилған дуа вә илтиҗайиңни аңлидим; Мениң намим униңда әбәткичә аян қилиниши үчүн, сән ясиған бу өйни Өзүмгә муқәддәс қилдим. Мениң көзлирим вә көңлүм шу йәрдә һемишә болиду.
Pǝrwǝrdigar uningƣa mundaⱪ dedi: — «Sǝn Mening aldimda ⱪilƣan dua wǝ iltijayingni anglidim; Mening namim uningda ǝbǝdgiqǝ ayan ⱪilinixi üqün, sǝn yasiƣan bu ɵyni Ɵzümgǝ muⱪǝddǝs ⱪildim. Mening kɵzlirim wǝ kɵnglüm xu yǝrdǝ ⱨǝmixǝ bolidu.
4 Сән болсаң, атаң Давутниң алдимда маңғинидәк, сәнму саңа буйруғинимниң һәммисигә мувапиқ әмәл қилиш үчүн, бәлгүлимилирим вә һөкүмлиримни тутуп, пак көңүл вә дуруслуқ билән алдимда маңсаң,
Sǝn bolsang, atang Dawutning aldimda mangƣinidǝk, sǝnmu sanga buyruƣinimning ⱨǝmmisigǝ muwapiⱪ ǝmǝl ⱪilix üqün, bǝlgilimilirim wǝ ⱨɵkümlirimni tutup, pak kɵngül wǝ durusluⱪ bilǝn aldimda mangsang,
5 Мән әнди атаң Давутқа: «Исраилниң тәхтидә саңа әвладиңдин олтиришқа бир зат кам болмайду» дәп вәдә қилғинимдәк, Мән падишалиқ тәхтиңни Исраилниң үстидә әбәткичә мәһкәм қилимән.
Mǝn ǝmdi atang Dawutⱪa: «Israilning tǝhtidǝ sanga ǝwladingdin olturuxⱪa bir zat kǝm bolmaydu» dǝp wǝdǝ ⱪilƣinimdǝk, Mǝn padixaⱨliⱪ tǝhtingni Israilning üstidǝ ǝbǝdgiqǝ mǝⱨkǝm ⱪilimǝn.
6 Лекин өзүң я оғуллириң Маңа әгишиштин ваз кечип Мән алдиңларда қойған әмирлирим билән бәлгүлимилиримни тутмай, бәлки башқа илаһларниң қуллуғиға кирип уларға сәҗдә қилсаңлар,
Lekin ɵzüng ya oƣulliring Manga ǝgixixtin waz keqip Mǝn aldinglarda ⱪoyƣan ǝmrlirim bilǝn bǝlgilimilirimni tutmay, bǝlki baxⱪa ilaⱨlarning ⱪulluⱪiƣa kirip ularƣa sǝjdǝ ⱪilsanglar,
7 шу чағда Мән Исраилни уларға тәқдим қилған зиминидин үзүп чиқиримән; вә Өз намимни көрситишкә Өзүмгә муқәддәс қилған бу өйни нәзиримдин ташлаймән вә Исраил һәммә хәлиқләр арисида сөз-чөчәк вә тапа-тәниниң объекти болиду;
xu qaƣda Mǝn Israilni ularƣa tǝⱪdim ⱪilƣan zeminidin üzüp qiⱪirimǝn; wǝ Ɵz namimni kɵrsitixkǝ Ɵzümgǝ muⱪǝddǝs ⱪilƣan bu ɵyni nǝzirimdin taxlaymǝn wǝ Israil ⱨǝmmǝ hǝlⱪlǝr arisida sɵz-qɵqǝk wǝ tapa-tǝnining obyekti bolidu;
8 Бу өй гәрчә һазир көркәм көрүнсиму, шу заманда униңдин өткәнләрниң һәммиси зор һәйран қелишип үшқиртип: «Пәрвәрдигар бу зиминға вә бу өйгә немишкә шундақ қилди?» дәп сорайду.
Bu ɵy gǝrqǝ ⱨazir kɵrkǝm kɵrünsimu, xu zamanda uningdin ɵtkǝnlǝrning ⱨǝmmisi zor ⱨǝyran ⱪelixip üxⱪirtip: «Pǝrwǝrdigar bu zeminƣa wǝ bu ɵygǝ nemixⱪa xundaⱪ ⱪildi?» dǝp soraydu.
9 Кишиләр: — Чүнки [зиминдики хәлиқләр] өз ата-бовилирини Мисир зиминидин чиқарған Пәрвәрдигар Худасини ташлап, өзлирини башқа илаһларға бағлап, уларға сәҗдә қилип қуллуғида болғанлиғи үчүн, Пәрвәрдигар бу пүткүл күлпәтни уларниң бешиға чүшүрүпту, дәп җавап бериду.
Kixilǝr: — Qünki [zemindiki hǝlⱪlǝr] ɵz ata-bowilirini Misir zeminidin qiⱪarƣan Pǝrwǝrdigar Hudasini taxlap, ɵzlirini baxⱪa ilaⱨlarƣa baƣlap, ularƣa sǝjdǝ ⱪilip ⱪulluⱪida bolƣanliⱪi üqün, Pǝrwǝrdigar bu pütkül külpǝtni ularning bexiƣa qüxürüptu, dǝp jawab beridu.
10 Шундақ болдики, жигирмә жил өтүп, Сулайман у икки өйни, йәни Пәрвәрдигарниң өйи билән падиша өйини ясап болғандин кейин,
Xundaⱪ boldiki, yigirmǝ yil ɵtüp, Sulayman u ikki ɵyni, yǝni Pǝrwǝrdigarning ɵyi bilǝn padixaⱨ ɵyini yasap bolƣandin keyin,
11 Турниң падишаси Һирам Сулайманға барлиқ тәләплири бойичә кедир дәрәқлири, арча дәрәқлири вә алтун тәминлигини үчүн Сулайман падиша униңға Галилийә өлкисидин жигирмә шәһәрни бәрди.
Turning padixaⱨi Ⱨiram Sulaymanƣa barliⱪ tǝlǝpliri boyiqǝ kedir dǝrǝhliri, arqa dǝrǝhliri wǝ altun tǝminligini üqün Sulayman padixaⱨ uningƣa Galiliyǝ ɵlkisidin yigirmǝ xǝⱨǝrni bǝrdi.
12 Һирам Сулайман униңға бәргән шәһәрләрни көрүшкә Турдин чиқип кәлди; лекин улар униңға һеч яқмиди.
Ⱨiram Sulayman uningƣa bǝrgǝn xǝⱨǝrlǝrni kɵrüxkǝ Turdin qiⱪip kǝldi; lekin ular uningƣa ⱨeq yaⱪmidi.
13 У: — Һәй бурадирим, сән мошу маңа бәргиниң зади қандақ шәһәрләр?! — деди. У уларни «Кабулниң жути» дәп атиди, вә улар бүгүнки күнгичә шундақ атилиду.
U: — Ⱨǝy buradirim, sǝn muxu manga bǝrgining zadi ⱪandaⱪ xǝⱨǝrlǝr?! — dedi. U ularni «Kabulning yurti» dǝp atidi, wǝ ular bügünki küngiqǝ xundaⱪ atilidu.
14 Һирам болса падишаға бир йүз жигирмә талант алтун әвәткән еди.
Ⱨiram bolsa padixaⱨⱪa bir yüz yigirmǝ talant altun ǝwǝtkǝnidi.
15 Сулайман падиша Пәрвәрдигарниң өйини, өз өйини, Миллони, Йерусалимниң сепилини, Һазорни, Мәгиддони вә Гәзәр шәһәрлирини ясаш үчүн һашарға тутқан ишлигүчиләрниң ишлири мундақ: —
Sulayman padixaⱨ Pǝrwǝrdigarning ɵyini, ɵz ɵyini, Milloni, Yerusalemning sepilini, Ⱨazorni, Mǝgiddoni wǝ Gǝzǝr xǝⱨǝrlirini yasax üqün ⱨaxarƣa tutⱪan ixligüqilǝrning ixliri mundaⱪ: —
16 (Мисирниң падишаси Пирәвн чиқип Гәзәргә һуҗум қилип елип, уни отта көйдүрүп, шәһәрдә туруватқан Ⱪананийларни қирип, шәһәрни той соғиси сүпитидә Сулайманниң хотуни болған өз қизиға бәргән еди)
(Misirning padixaⱨi Pirǝwn qiⱪip Gǝzǝrgǝ ⱨujum ⱪilip elip, uni otta kɵydürüp, xǝⱨǝrdǝ turuwatⱪan Ⱪanaaniylarni ⱪirip, xǝⱨǝrni toy sowƣisi süpitidǝ Sulaymanning hotuni bolƣan ɵz ⱪiziƣa bǝrgǝnidi)
17 Сулайман Гәзәр билән төвәнки Бәйт-Һоронни бена қилди;
Sulayman Gǝzǝr bilǝn tɵwǝnki Bǝyt-Ⱨoronni bina ⱪildi;
18 у Баалат билән өз зиминидики чөлгә җайлашқан Тадморниму йеңидин ясиди,
u Baalat bilǝn ɵz zeminidiki qɵlgǝ jaylaxⱪan Tadmornimu yengidin yasidi,
19 шундақла өзигә хас һәммә амбар шәһәрлирини, «җәң һарвуси шәһәрлири»ни, «атлиқлар шәһәрлири»ни вә Йерусалимда, Ливанда вә өзи сорайдиған барлиқ зиминда халиқинини бена қилди.
xundaⱪla ɵzigǝ has ⱨǝmmǝ ambar xǝⱨǝrlirini, «jǝng ⱨarwisi xǝⱨǝrliri»ni, «atliⱪlar xǝⱨǝrliri»ni wǝ Yerusalemda, Liwanda wǝ ɵzi soraydiƣan barliⱪ zeminda haliƣinini bina ⱪildi.
20 Исраиллардин болмиған Аморийлар, Һиттийлар, Пәриззийләр, Һивийлар вә Йәбусийлардин [Исраил] зиминида қелип қалғанларниң һәммисини болса,
Israillardin bolmiƣan Amoriylar, Ⱨittiylar, Pǝrizziylǝr, Ⱨiwiylar wǝ Yǝbusiylardin [Israil] zeminida ⱪelip ⱪalƣanlarning ⱨǝmmisini bolsa,
21 Сулайман буларни, йәни Исраиллар пүтүнләй йоқиталмиған әлләрниң қалдуқ әвлатлирини қуллуқ һашарға тутти. Улар бүгүнки күнгичә шундақ болуп кәлди.
Sulayman bularni, yǝni Israillar pütünlǝy yoⱪitalmiƣan ǝllǝrning ⱪalduⱪ ǝwladlirini ⱪulluⱪ ⱨaxarƣa tutti. Ular bügünki küngiqǝ xundaⱪ bolup kǝldi.
22 Лекин Сулайман Исраиллардин һеч кимни қул қилмай, бәлки уларни ләшкәр, хизмәткар, һөкүмдар-әмәлдар, һарву билән атлиқларниң сәрдарлири қилди.
Lekin Sulayman Israillardin ⱨeqkimni ⱪul ⱪilmay, bǝlki ularni lǝxkǝr, hizmǝtkar, ⱨɵkümdar-ǝmǝldar, ⱨarwa bilǝn atliⱪlarning sǝrdarliri ⱪildi.
23 Булардин Сулайманниң ишлирини башқуридиған, йәни ишлигүчиләрниң үстигә қоюлған чоң назарәтчиләр бәш йүз әллик еди.
Bulardin Sulaymanning ixlirini baxⱪuridiƣan, yǝni ixligüqilǝrning üstigǝ ⱪoyulƣan qong nazarǝtqilǝr bǝx yüz ǝllik idi.
24 Пирәвнниң қизи Давутниң шәһиридин көчүп Сулайман униң үчүн ясиған өйдә олтарғинида, у Милло қәлъәсини ясиди.
Pirǝwnning ⱪizi Dawutning xǝⱨiridin kɵqüp Sulayman uning üqün yasiƣan ɵydǝ olturƣinida, u Millo ⱪǝl’ǝsini yasidi.
25 Сулайман Пәрвәрдигарға ясиған қурбангаһда жилда үч қетим көйдүрмә қурбанлиқлар билән енақлиқ қурбанлиқлирини сунатти вә Пәрвәрдигарниң алдидики [хушбуйгаһта] хушбуй яқатти. Шу тәриқидә у ибадәтханиниң ишлирини пүткүзди.
Sulayman Pǝrwǝrdigarƣa yasiƣan ⱪurbangaⱨda yilda üq ⱪetim kɵydürmǝ ⱪurbanliⱪlar bilǝn inaⱪliⱪ ⱪurbanliⱪlirini sunatti wǝ Pǝrwǝrdigarning aldidiki [huxbuygaⱨta] huxbuy yaⱪatti. Xu tǝriⱪidǝ u ibadǝthanining ixlirini pütküzdi.
26 Сулайман падиша Езион-Гәбәрдә бир түркүм кемиләрни ясиди. У йәр болса Едом зиминида, Қизил деңиз бойидики Елатниң йенида еди.
Sulayman padixaⱨ Ezion-Gǝbǝrdǝ bir türküm kemilǝrni yasidi. U yǝr bolsa Edom zeminida, Ⱪizil dengiz boyidiki Elatning yenida idi.
27 Һирам өз хизмәткарлири, йәни деңизчилиқни убдан билидиған нәччә кемичиләрни Сулайманниң хизмәткарлириға қошулуп кемиләрдә ишләшкә әвәтти.
Ⱨiram ɵz hizmǝtkarliri, yǝni dengizqiliⱪni obdan bilidiƣan nǝqqǝ kemiqilǝrni Sulaymanning hizmǝtkarliriƣa ⱪoxulup kemilǝrdǝ ixlǝxkǝ ǝwǝtti.
28 Улар Офирға берип, у йәрдин төрт йүз жигирмә талант алтунни елип келип, Сулайман падишаға апарди.
Ular Ofirƣa berip, u yǝrdin tɵt yüz yigirmǝ talant altunni elip kelip, Sulayman padixaⱨⱪa apardi.