< Падишаһлар 1 7 >
1 Сулайман өз ордисини болса, он үч жилда ясап пүттүрди.
Sulayman ɵz ordisini bolsa, on üq yilda yasap püttürdi.
2 У ясиған бу «Ливан ормини сарийи»ниң узунлуғини йүз гәз, кәңлигини әллик гәз вә егизлигини оттуз гәз қилди. Кедир яғичи түврүгидин төрт қатар вә түврүкләрниң үстигә кедир лимлири қоюлған еди.
U yasiƣan bu «Liwan ormini sariyi»ning uzunluⱪini yüz gǝz, kǝnglikini ǝllik gǝz wǝ egizlikini ottuz gǝz ⱪildi. Kedir yaƣiqi tüwrükidin tɵt ⱪatar wǝ tüwrüklǝrning üstigǝ kedir limliri ⱪoyulƣanidi.
3 Түврүкләрниң үстидики лим көтирип турған өгүзиму кедир яғичидин еди. Лимлар җәмий қириқ бәш болуп һәр қатарда он бәштин еди.
Tüwrüklǝrning üstidiki lim kɵtürüp turƣan ɵgzisimu kedir yaƣiqidin idi. Limlar jǝmiy ⱪiriⱪ bǝx bolup ⱨǝr ⱪatarda on bǝxtin idi.
4 Униң үч қәвәт деризиси бар еди, үч қәвәттики деризиләр бир-биригә удулму удул еди.
Uning üq ⱪǝwǝt derizisi bar idi, üq ⱪǝwǝttiki derizilǝr bir-birigǝ udulmu’udul idi.
5 Барлиқ ишикләр вә кешәкләр төрт часилиқ қилинғанди; ишикләр үч көзнәклик болуп, ишикләр бир-биригә удулму удул еди.
Barliⱪ ixiklǝr wǝ kexǝklǝr tɵt qasiliⱪ ⱪilinƣandi; ixiklǝr üq kɵznǝklik bolup, ixiklǝr bir-birigǝ udulmu’udul idi.
6 У узунлуғини әллик гәз, тоғрисини оттуз гәз қилип, түврүклүк бир дәһлиз ясиди; униң алдида йәнә бир дәһлиз бар еди, вә униң алдида йәнә түврүклүк айван бар еди.
U uzunluⱪini ǝllik gǝz, toƣrisini ottuz gǝz ⱪilip, tüwrüklük bir dǝⱨliz yasidi; uning aldida yǝnǝ bir dǝⱨliz bar idi, wǝ uning aldida yǝnǝ tüwrüklük aywan bar idi.
7 Андин кейин у сорақ сорайдиған тәхти үчүн «Сорақ дәһлизи» дәп аталған йәнә бир дәһлизни ясиди. У дәһлизниң тегидин тартип торусниң лимлириғичә кедир яғичи билән қапланған еди.
Andin keyin u soraⱪ soraydiƣan tǝhti üqün «Soraⱪ dǝⱨlizi» dǝp atalƣan yǝnǝ bir dǝⱨlizni yasidi. U dǝⱨlizning tegidin tartip torusning limliriƣiqǝ kedir yaƣiqi bilǝn ⱪaplanƣanidi.
8 [Сулайман] өзи олтиридиған сарай, йәни дәһлизниң арқа һойлисиға җайлашақан сарайниң лайиһиси «[сорақ] өйи»ниңкигә охшаш еди. Сулайман өз әмригә алған Пирәвнниң қизи үчүн шу дәһлизгә охшаш бир сарайни ясатти.
[Sulayman] ɵzi olturidiƣan saray, yǝni dǝⱨlizning arⱪa ⱨoylisiƣa jaylaxaⱪan sarayning layiⱨisi «[soraⱪ] ɵyi»ningkigǝ ohxax idi. Sulayman ɵz ǝmrigǝ alƣan Pirǝwnning ⱪizi üqün xu dǝⱨlizgǝ ohxax bir sarayni yasatti.
9 Бу имарәтләрниң һәммиси ичкирики тамлиридин тартип чоң һойлиниң тамлириғичә, улидин тартип өгүзниң пәвазиғичә қиммәт ташлардин, йәни өлчәм бойичә оюлуп андин ич-теши һәрә билән кесилгән ташлардин ясалған еди.
Bu imarǝtlǝrning ⱨǝmmisi iqkiriki tamliridin tartip qong ⱨoylining tamliriƣiqǝ, ulidin tartip ɵgzining pǝwaziƣiqǝ ⱪimmǝt taxlardin, yǝni ɵlqǝm boyiqǝ oyulup andin iq-texi ⱨǝrǝ bilǝn kesilgǝn taxlardin yasalƣanidi.
10 Һуллири болса чоң вә қиммәт ташлардин, узунлуғи он гәз вә сәккиз гәз болған ташлардин қилинған еди.
Ulliri bolsa qong wǝ ⱪimmǝt taxlardin, uzunluⱪi on gǝz wǝ sǝkkiz gǝz bolƣan taxlardin ⱪilinƣanidi.
11 Һулларниң үстигә йәнә бекитилгән өлчәм бойичә оюлған қиммәт есил ташлар вә кедир лимлири қоюлған еди.
Ullarning üstigǝ yǝnǝ bekitilgǝn ɵlqǝm boyiqǝ oyulƣan ⱪimmǝt esil taxlar wǝ kedir limliri ⱪoyulƣanidi.
12 Чоң һойлиниң чөрисидики там үч қәвәт оюлған таш вә бир қәвәт ойулған кедир лимлиридин ясалған еди. Пәрвәрдигарниң ибадәтханисиниң ичкирики һойлисиниң теми вә йәнә ордидики дәһлизиниң темиму шундақ ясалған еди.
Qong ⱨoylining qɵrisidiki tam üq ⱪǝwǝt oyulƣan tax wǝ bir ⱪǝwǝt yonulƣan kedir limliridin yasalƣanidi. Pǝrwǝrdigarning ibadǝthanisining iqkiriki ⱨoylisining temi wǝ yǝnǝ ordidiki dǝⱨlizining temimu xundaⱪ yasalƣanidi.
13 Сулайман падиша адәм әвәтип Һирамни турдин кәлтүрди.
Sulayman padixaⱨ adǝm ǝwǝtip Ⱨiramni turdin kǝltürdi.
14 У киши Нафтали қәбилисидин болған бир тул хотунниң оғли болуп, атиси турлуқ бир мискәр еди. Һирам мискәрчиликтә түрлүк ишларни қилишқа толиму уста, пәм-парасәтлик вә билимлик еди. У Сулайман падишаниң қешиға келип, униң һәммә ишини қилди.
U kixi Naftali ⱪǝbilisidin bolƣan bir tul hotunning oƣli bolup, atisi turluⱪ bir miskǝr idi. Ⱨiram miskǝrqiliktǝ türlük ixlarni ⱪilixⱪa tolimu usta, pǝm-parasǝtlik wǝ bilimlik idi. U Sulayman padixaⱨning ⱪexiƣa kelip, uning ⱨǝmmǝ ixini ⱪildi.
15 У өзи икки түврүкни мистин ясиди. Һәр бир түврүкниң егизлиги он сәккиз гәз болуп, айланмиси он икки гәз еди.
U ɵzi ikki tüwrükni mistin yasidi. Ⱨǝrbir tüwrükning egizliki on sǝkkiz gǝz bolup, aylanmisi on ikki gǝz idi.
16 Бу түврүкләрниң үстигә қоюш үчүн мистин икки таҗни қуюп ясап, униң үстигә қойди. Бир таҗниң егизлиги бәш гәз, иккинчи таҗниң егизлигиму бәш гәз еди.
Bu tüwrüklǝrning üstigǝ ⱪoyux üqün mistin ikki tajni ⱪuyup yasap, uning üstigǝ ⱪoydi. Bir tajning egizliki bǝx gǝz, ikkinqi tajning egizlikimu bǝx gǝz idi.
17 Түврүкләрниң төписидики таҗлар торларға охшаш зиннәтлинип, зәнҗирләр вә торланған һалқилар билән тоқуқлуқ еди. Бир таҗниң шундақ йәттә қатар тор һалқилири бар еди, иккинчи таҗниңму һәм шундақ йәттә қур тор һалқилири бар еди.
Tüwrüklǝrning tɵpisidiki tajlar torlarƣa ohxax zinnǝtlinip, zǝnjirlǝr wǝ torlanƣan ⱨalⱪilar bilǝn toⱪuⱪluⱪ idi. Bir tajning xundaⱪ yǝttǝ ⱪatar tor ⱨalⱪiliri bar idi, ikkinqi tajningmu ⱨǝm xundaⱪ yǝttǝ ⱪur tor ⱨalⱪiliri bar idi.
18 У йәнә анарларни, йәни түврүкләрниң үстидики һәр бир таҗни йепип туридиған тор һалқиларниң үстигә икки қатар анарни ясиди. У биринчи вә иккинчи таҗғиму охшашла шундақ қилди.
U yǝnǝ anarlarni, yǝni tüwrüklǝrning üstidiki ⱨǝrbir tajni yepip turidiƣan tor ⱨalⱪilarning üstigǝ ikki ⱪatar anarni yasidi. U birinqi wǝ ikkinqi tajƣimu ohxaxla xundaⱪ ⱪildi.
19 Айвандики түврүкләрниң үстидики таҗлири нилупәр шәкиллик болуп, егизлиги төрт гәздин еди.
Aywandiki tüwrüklǝrning üstidiki tajliri nilupǝr xǝkillik bolup, egizliki tɵt gǝzdin idi.
20 Икки түврүкниң таҗлиридики тор һалқилириға йеқин томпийип чиққан җайниң үстидә қәвәтму-қәвәт чөридигән икки йүз анар нусхиси бар еди. Иккинчи таҗниң чөрисиму охшаш еди.
Ikki tüwrükning tajliridiki tor ⱨalⱪiliriƣa yeⱪin tompiyip qiⱪⱪan jayning üstidǝ ⱪǝwǝtmu-ⱪǝwǝt qɵridigǝn ikki yüz anar nushisi bar idi. Ikkinqi tajning qɵrisimu ohxax idi.
21 У түврүкләрни ибадәтханиниң алдидики айванға тиклиди. Оң тәрипигә бирни тикләп намини «Яқин», сол тәрипигә бирни тикләп, намини «Боаз» атиди.
U tüwrüklǝrni ibadǝthanining aldidiki aywanƣa tiklidi. Ong tǝripigǝ birni tiklǝp namini «Yaⱪin», sol tǝripigǝ birni tiklǝp, namini «Boaz» atidi.
22 Түврүкләрниң үсти нилупәр шәклидә ясалған еди. Буниң билән түврүкләрниң ишлири пүткән еди.
Tüwrüklǝrning üsti nilupǝr xǝklidǝ yasalƣanidi. Buning bilǝn tüwrüklǝrning ixliri pütkǝnidi.
23 У мистин «деңиз» дәп аталған йоған дас ясиди. Униң бир гирвикидин йәнә бир гирвикигичә он гәз келәтти. Униң айламиси оттуз гәз еди.
U mistin «dengiz» dǝp atalƣan yoƣan das yasidi. Uning bir girwikidin yǝnǝ bir girwikigiqǝ on gǝz kelǝtti. Uning aylamisi ottuz gǝz idi.
24 Дасниң гирвики асти чөридәп қапақ нусхилири билән зиннәтләнгән еди. Булар дасниң чөрисиниң һәр бир гезигә ундин, икки қатар қоюлған еди. Улар дас билән бир вақитта қуюп чиқирилған еди.
Dasning girwiki asti qɵridǝp ⱪapaⱪ nushiliri bilǝn zinnǝtlǝngǝnidi. Bular dasning qɵrisining ⱨǝrbir gezigǝ undin, ikki ⱪatar ⱪoyulƣan idi. Ular das bilǝn bir waⱪitta ⱪuyup qiⱪirilƣanidi.
25 Дас он икки буқа шәкли үстидә турғузулған еди. Буларниң үчи шимал тәрәпкә, үчи ғәрип тәрәпкә, үчи җәнуп тәрәпкә, үчи шәриқ тәрәпкә йүзләнгән еди. «деңиз» буларниң үстидә еди; уларниң арқиси ич тәрипидә еди.
Das on ikki buⱪa xǝkli üstidǝ turƣuzulƣanidi. Bularning üqi ximal tǝrǝpkǝ, üqi ƣǝrb tǝrǝpkǝ, üqi jǝnub tǝrǝpkǝ, üqi xǝrⱪ tǝrǝpkǝ yüzlǝngǝnidi. «dengiz» bularning üstidǝ idi; ularning arⱪisi iq tǝripidǝ idi.
26 Дасниң қелинлиғи алиқанниң кәңлигидәк болуп, униң гирвики пиялиниң гирвикидәк, шәкли ечилған нилупәрдәк еди. Униңға икки миң бат су сиғатти.
Dasning ⱪelinliⱪi aliⱪanning kǝnglikidǝk bolup, uning girwiki piyalining girwikidǝk, xǝkli eqilƣan nilupǝrdǝk idi. Uningƣa ikki ming bat su siƣatti.
27 Униңдин башқа у мистин он тәгликни ясиди. Һәр бир тәгликниң узунлуғи төрт гәз, кәңлиги төрт гәз болуп, егизлиги үч гәз еди.
Uningdin baxⱪa u mistin on tǝglikni yasidi. Ⱨǝrbir tǝglikning uzunluⱪi tɵt gǝz, kǝngliki tɵt gǝz bolup, egizliki üq gǝz idi.
28 Бу тәгликләр шундақ ясалған едики, уларниң [рәсимлик] тахтилири бар еди; тахтилири рамкилар ичигә орнитилған еди.
Bu tǝgliklǝr xundaⱪ yasalƣanidiki, ularning [rǝsimlik] tahtiliri bar idi; tahtiliri ramkilar iqigǝ ornitilƣanidi.
29 Рамкиларниң оттурисидики рәсим тахтайлирида вә рамкиларниң өзидиму ширлар, буқилар вә керубларниң сүрәтлик зиннәтлири бар еди; ширлар вә буқиларниң асти вә үсти зәнҗирсиман гүл чәмбирәк шәклидә зиннәтләнгән еди.
Ramkilarning otturisidiki rǝsim tahtaylirida wǝ ramkilarning ɵzidimu xirlar, buⱪilar wǝ kerublarning sürǝtlik zinnǝtliri bar idi; xirlar wǝ buⱪilarning asti wǝ üsti zǝnjirsiman gül qǝmbirǝk xǝklidǝ zinnǝtlǝngǝnidi.
30 Һәр бир тәгликниң мис оқлири билән төрт чақи бар еди; тәгликниң дасни көтирип туридиған төрт бүҗигидә җазиси бар еди; дас астидики путлириниң һәр тәрипидә торланған қуйма гүл шахлири орнитилған еди.
Ⱨǝrbir tǝglikning mis oⱪliri bilǝn tɵt qaⱪi bar idi; tǝglikning dasni kɵtürüp turidiƣan tɵt burjikidǝ jazisi bar idi; das astidiki putlirining ⱨǝr tǝripidǝ torlanƣan ⱪuyma gül xahliri ornitilƣanidi.
31 Һәр тәгликниң ичидә чоңқурлуғи бир гәз келидиған «кичик тәглик» болуп, ағзи дүгиләк еди; кичик тәгликниң узунлуғи бир йерим гәз еди; ағзиниң әтрапида нәқишләр бар еди; уларниң рамкилири дүгиләк әмәс, бәлки төрт часилиқ еди.
Ⱨǝr tǝglikning iqidǝ qongⱪurluⱪi bir gǝz kelidiƣan «kiqik tǝglik» bolup, aƣzi dügilǝk idi; kiqik tǝglikning uzunluⱪi bir yerim gǝz idi; aƣzining ǝtrapida nǝⱪixlǝr bar idi; ularning ramkiliri dügilǝk ǝmǝs, bǝlki tɵt qasiliⱪ idi.
32 Төрт чақи рәсимлик тахтайлири астида болуп, уларниң оқлири тәгликкә бекитилгән еди. Һәр бир чақниң егизлиги бир йерим гәз еди.
Tɵt qaⱪi rǝsimlik tahtayliri astida bolup, ularning oⱪliri tǝglikkǝ bekitilgǝnidi. Ⱨǝrbir qaⱪning egizliki bir yerim gǝz idi.
33 Чақларниң қурулмиси җәң һарвулириниң чақлиридәк еди. Уларниң қазанлири, қасқанлири, четиқлири вә оқлириниң һәммиси мистин қуюлған еди.
Qaⱪlarning ⱪurulmisi jǝng ⱨarwilirining qaⱪliridǝk idi. Ularning ⱪazanliri, ⱪasⱪanliri, qetiⱪliri wǝ oⱪlirining ⱨǝmmisi mistin ⱪuyulƣanidi.
34 Һәр бир тәгликниң төрт бүҗигидә бирдин төрт тутқучи бар еди; улар тәгликтин чиқип туратти вә улар тәглик билән тәң қуюлған.
Ⱨǝrbir tǝglikning tɵt burjikidǝ birdin tɵt tutⱪuqi bar idi; ular tǝgliktin qiⱪip turatti wǝ ular tǝglik bilǝn tǝng ⱪuyulƣan.
35 Һәр бир тәгликниң төписидә егизлиги йерим гәз келидиған бир жумилақ җаза бар еди. Һәр бир тәгликниң төписидә тирәк вә рәсимлик тахтайлар бар еди. Улар тәглик билән тәң қуюлған.
Ⱨǝrbir tǝglikning tɵpisidǝ egizliki yerim gǝz kelidiƣan bir yumilaⱪ jaza bar idi. Ⱨǝrbir tǝglikning tɵpisidǝ tirǝk wǝ rǝsimlik tahtaylar bar idi. Ular tǝglik bilǝn tǝng ⱪuyulƣan.
36 У мошу тирәк вә рәсим тахтайлиридики бош орунларға керуб, шир вә хорма дәрәқлириниң нусхилирини вә чөрисигә торланған гүл шахлирини нәқиш қилди.
U muxu tirǝk wǝ rǝsim tahtayliridiki box orunlarƣa kerub, xir wǝ horma dǝrǝhlirining nushilirini wǝ qɵrisigǝ torlanƣan gül xahlirini nǝⱪix ⱪildi.
37 Шу тәриқидә у мошу он тәгликни ясап болди. Һәммиси бир нусхида қуюлуп, охшаш чоңлуқта вә шәкилдә еди.
Xu tǝriⱪidǝ u muxu on tǝglikni yasap boldi. Ⱨǝmmisi bir nushida ⱪuyulup, ohxax qongluⱪta wǝ xǝkildǝ idi.
38 У мистин он дас ясиған болуп, һәр бир дасқа қириқ бат су сиғатти; һәр бир дасниң тоғриси төрт гәз еди. Он тәгликниң һәр бириниң төписидә бирдин дас бар еди.
U mistin on das yasiƣan bolup, ⱨǝrbir dasⱪa ⱪiriⱪ bat su siƣatti; ⱨǝrbir dasning toƣrisi tɵt gǝz idi. On tǝglikning ⱨǝrbirining tɵpisidǝ birdin das bar idi.
39 У бәш дасни ибадәтханиниң оң йенида вә бәшни ибадәтханиниң сол йенида қойди; мис деңизни ибадәтханиниң оң тәрипигә, йәни шәрқий җәнуп тәрипигә қойди.
U bǝx dasni ibadǝthanining ong yenida wǝ bǝxni ibadǝthanining sol yenida ⱪoydi; mis dengizni ibadǝthanining ong tǝripigǝ, yǝni xǝrⱪiy jǝnub tǝripigǝ ⱪoydi.
40 Һирам шуларға тәәллуқ дас, күрәк вә қача-қучиларниму ясап тәйяр қилди. Шундақ қилип Һирам Сулайман падиша үчүн Пәрвәрдигарниң өйиниң барлиқ қурулуш хизмитини пүткүзди: —
Ⱨiram xularƣa tǝǝlluⱪ das, kürǝk wǝ ⱪaqa-ⱪuqilarnimu yasap tǝyyar ⱪildi. Xundaⱪ ⱪilip Ⱨiram Sulayman padixaⱨ üqün Pǝrwǝrdigarning ɵyining barliⱪ ⱪurulux hizmitini pütküzdi: —
41 икки түврүк, икки түврүкниң үстидики апқурсиман икки баш вә бу икки башни йепип туридиған икки торни яситип пүттүрди,
ikki tüwrük, ikki tüwrükning üstidiki apⱪursiman ikki bax wǝ bu ikki baxni yepip turidiƣan ikki torni yasitip püttürdi,
42 шу икки тор үстигә қайчилаштурулған төрт йүз анарни ясатти. Бир торда икки қатар анар болуп, түврүк үстидики; апқурсиман икки башни йепип туратти.
xu ikki tor üstigǝ ⱪayqilaxturulƣan tɵt yüz anarni yasatti. Bir torda ikki ⱪatar anar bolup, tüwrük üstidiki; apⱪursiman ikki baxni yepip turatti.
43 У он дас тәглиги вә дас тәглигигә қоюлидиған он «жуюш деси»ни,
U on das tǝgliki wǝ das tǝglikigǝ ⱪoyulidiƣan on «yuyux desi»ni,
44 «мис деңиз» вә униң астидики он икки мис буқини ясатқузди,
«mis dengiz» wǝ uning astidiki on ikki mis buⱪini yasatⱪuzdi,
45 қазанларни, күрәкләрни вә қача-қучиларниму тәйяр қилди. Һирам Пәрвәрдигарниң өйи үчүн Сулайман падишаниң әмри билән ясиған бу һәммә нәрсиләр пақирайдиған мистин еди.
ⱪazanlarni, kürǝklǝrni wǝ ⱪaqa-ⱪuqilarnimu tǝyyar ⱪildi. Ⱨiram Pǝrwǝrdigarning ɵyi üqün Sulayman padixaⱨning ǝmri bilǝn yasiƣan bu ⱨǝmmǝ nǝrsilǝr parⱪiraydiƣan mistin idi.
46 Падиша уларни Иордан түзләңлигидә, Суккот билән Зарәтанниң оттурисида, [шу йәрдики] сеғизлайда қелип ясап, қуйдуруп чиқти.
Padixaⱨ ularni Iordan tüzlǝnglikidǝ, Sukkot bilǝn Zarǝtanning otturisida, [xu yǝrdiki] seƣizlayda ⱪelip yasap, ⱪuydurup qiⱪti.
47 Бу нәрсиләр шунчә көп болғачқа, Сулайман уларниң еғирлиғини өлчимиди. Шуниң билән мисниң еғирлиғи мәлум болмиди.
Bu nǝrsilǝr xunqǝ kɵp bolƣaqⱪa, Sulayman ularning eƣirliⱪini ɵlqimidi. Xuning bilǝn misning eƣirliⱪi mǝlum bolmidi.
48 Сулайман йәнә Пәрвәрдигарниң өйи ичидики барлиқ әсвапларни ясатти: — йәни алтун хушбуйгаһни, «тәқдим нан» қоюлидиған алтун ширәни,
Sulayman yǝnǝ Pǝrwǝrdigarning ɵyi iqidiki barliⱪ ǝswablarni yasatti: — yǝni altun huxbuygaⱨni, «tǝⱪdim nan» ⱪoyulidiƣan altun xirǝni,
49 Каламхана алдида туридиған сап алтун чирақданларни (бәшни оң йенида, бәшни сол йенида) ясатти; вә шуларниң гүлсиман зиннәтлирини, чирақлирини, чирақ қисқучлирини алтундин ясатти;
Kalamhana aldida turidiƣan sap altun qiraƣdanlarni (bǝxni ong yenida, bǝxni sol yenida) yasatti; wǝ xularning gülsiman zinnǝtlirini, qiraƣlirini, qiraƣ ⱪisⱪuqlirini altundin yasatti;
50 дас-пиялилирини, пичақлирини, қачилирини, тәхсилирини вә күлданларниң һәммисини сап алтундин ясатти; у ичкирики ханиниң, йәни әң муқәддәс җайниң қатлинидиған, қош қанатлиқ ишикләрниң гирәлирини вә өйдики муқәддәс җайниң [ишиклириниң] гирәлирини алтундин ясатти.
das-piyalilirini, piqaⱪlirini, ⱪaqilirini, tǝhsilirini wǝ küldanlarning ⱨǝmmisini sap altundin yasatti; u iqkiriki hanining, yǝni ǝng muⱪǝddǝs jayning ⱪatlinidiƣan, ⱪox ⱪanatliⱪ ixiklǝrning girǝlirini wǝ ɵydiki muⱪǝddǝs jayning [ixiklirining] girǝlirini altundin yasatti.
51 Сулайман падиша Пәрвәрдигарниң өйи үчүн қилдуридиған һәммә қурулушлар тамам болғанда, у атиси Давут [Худаға] атиған нәрсиләрни (йәни күмүч, алтун вә түрлүк башқа буюмларни) әкәлтүрүп Пәрвәрдигарниң өйиниң ғәзнилиригә қойдурди.
Sulayman padixaⱨ Pǝrwǝrdigarning ɵyi üqün ⱪilduridiƣan ⱨǝmmǝ ⱪuruluxlar tamam bolƣanda, u atisi Dawut [Hudaƣa] atiƣan nǝrsilǝrni (yǝni kümüx, altun wǝ türlük baxⱪa buyumlarni) ǝkǝltürüp Pǝrwǝrdigarning ɵyining hǝzinilirigǝ ⱪoydurdi.