< Падишаһлар 1 6 >

1 Исраиллар Мисирдин чиққандин кейинки төрт йүз сәксининчи жили, Сулайманниң Исраилниң үстидики сәлтәнитиниң төртинчи жилиниң иккинчи ейида, йәни Зиф ейида у Пәрвәрдигарниң өйини ясашқа башлиди.
Israillar Misirdin qiⱪⱪandin keyinki tɵt yüz sǝksininqi yili, Sulaymanning Israilning üstidiki sǝltǝnitining tɵtinqi yilining ikkinqi eyida, yǝni Zif eyida u Pǝrwǝrdigarning ɵyini yasaxⱪa baxlidi.
2 Сулайман падиша Пәрвәрдигарға ясиған ибадәтханиниң узунлуғи атмиш гәз, кәңлиги жигирмә гәз вә егизлиги оттуз гәз еди.
Sulayman padixaⱨ Pǝrwǝrdigarƣa yasiƣan ibadǝthanining uzunluⱪi atmix gǝz, kǝngliki yigirmǝ gǝz wǝ egizliki ottuz gǝz idi.
3 Ибадәтханидики «муқәддәс җай»ниң алдидики айванниң узунлуғи ибадәтханиниң кәңлиги билән баравәр болуп, жигирмә гәз еди. Ибадәтханиниң алдидики айванниң кәңлиги он гәз еди.
Ibadǝthanidiki «muⱪǝddǝs jay»ning aldidiki aywanning uzunluⱪi ibadǝthanining kǝngliki bilǝn barawǝr bolup, yigirmǝ gǝz idi. Ibadǝthanining aldidiki aywanning kǝngliki on gǝz idi.
4 У ибадәтханиға роҗәклик деризә-пәнҗириләрни орнатти.
U ibadǝthaniƣa rojǝklik derizǝ-pǝnjirilǝrni ornatti.
5 Ибадәтхана темиға, йәни муқәддәс җай вә «каламхана»ниң темиға яндаш [үч қәвәтлик] бир имарәтни салди вә униң ичигә һуҗриларни ясиди.
Ibadǝthana temiƣa, yǝni muⱪǝddǝs jay wǝ «kalamhana»ning temiƣa yandax [üq ⱪǝwǝtlik] bir imarǝtni saldi wǝ uning iqigǝ ⱨujrilarni yasidi.
6 [Ташқириқи имарәтниң] төвәнки қәвитиниң кәңлиги бәш гәз, оттура қәвитиниң кәңлиги алтә гәз, үчинчи қәвитиниң кәңлиги йәттә гәз еди. Чүнки ибадәтханиниң ташқи темида лимларни орнатқан төшүкләр болмаслиғи үчүн у тамға тәкчә чиқирилған еди.
[Taxⱪiriⱪi imarǝtning] tɵwǝnki ⱪǝwitining kǝngliki bǝx gǝz, ottura ⱪǝwitining kǝngliki altǝ gǝz, üqinqi ⱪǝwitining kǝngliki yǝttǝ gǝz idi. Qünki ibadǝthanining taxⱪi temida limlarni ornatⱪan tɵxüklǝr bolmasliⱪi üqün u tamƣa tǝkqǝ qiⱪirilƣanidi.
7 Ибадәтхана пүтүнләй тәйяр қилип елип келингән ташлардин бена қилинған еди. Шундақ қилғанда, уни ясиған вақитта нә болқа нә палта нә башқа төмүр әсвапларниң авази у йәрдә һеч аңланмайтти.
Ibadǝthana pütünlǝy tǝyyar ⱪilip elip kelingǝn taxlardin bina ⱪilinƣanidi. Xundaⱪ ⱪilƣanda, uni yasiƣan waⱪitta nǝ bolⱪa nǝ palta nǝ baxⱪa tɵmür ǝswablarning awazi u yǝrdǝ ⱨeq anglanmaytti.
8 Төвәнки қәвәтниң һуҗрилириниң кириш ишиги ибадәтханиниң оң тәрипидә еди; бир айланма пәләмпәй оттура қәвәткә андин оттура қәвәттин үчинчи қәвәткә чиқатти.
Tɵwǝnki ⱪǝwǝtning ⱨujrilirining kirix ixiki ibadǝthanining ong tǝripidǝ idi; bir aylanma pǝlǝmpǝy ottura ⱪǝwǝtkǝ andin ottura ⱪǝwǝttin üqinqi ⱪǝwǝtkǝ qiⱪatti.
9 Шундақ қилип [Сулайман] ибадәтханини ясап пүттүрди. Ибадәтханиниң үстигә хар-лимларни бекитип, уни кедир тахтайлар билән қаплиди.
Xundaⱪ ⱪilip [Sulayman] ibadǝthanini yasap püttürdi. Ibadǝthanining üstigǝ har-limlarni bekitip, uni kedir tahtaylar bilǝn ⱪaplidi.
10 У ибадәтханиға яндаш имарәтниң қәвәтлириниң егизлигини бәш гәздин қилди. Шу имарәтниң қәвәтлири ибадәтханиға кедир лимлири арқилиқ тутушуқлуқ еди.
U ibadǝthaniƣa yandax imarǝtning ⱪǝwǝtlirining egizlikini bǝx gǝzdin ⱪildi. Xu imarǝtning ⱪǝwǝtliri ibadǝthaniƣa kedir limliri arⱪiliⱪ tutuxuⱪluⱪ idi.
11 Пәрвәрдигарниң сөзи Сулайманға келип мундақ дейилдики: —
Pǝrwǝrdigarning sɵzi Sulaymanƣa kelip mundaⱪ deyildiki: —
12 «Сән Маңа ясаватқан бу ибадәтханиға кәлсәк, әгәр сән бәлгүлимилиримдә меңип, һөкүмлиримгә риайә қилип, барлиқ әмирлиримни тутуп уларда маңсаң, Мән атаң Давутқа сән тоғрилиқ ейтқан сөзүмгә әмәл қилимән;
«Sǝn Manga yasawatⱪan bu ibadǝthaniƣa kǝlsǝk, ǝgǝr sǝn bǝlgilimilirimdǝ mengip, ⱨɵkümlirimgǝ riayǝ ⱪilip, barliⱪ ǝmrlirimni tutup ularda mangsang, Mǝn atang Dawutⱪa sǝn toƣruluⱪ eytⱪan sɵzümgǝ ǝmǝl ⱪilimǝn;
13 Мән Исраилларниң арисида макан қилип өз хәлқим Исраилни әсла ташлимаймән».
Mǝn Israillarning arisida makan ⱪilip ɵz hǝlⱪim Israilni ǝsla taxlimaymǝn».
14 Сулайман ибадәтханини ясап пүттүрди.
Sulayman ibadǝthanini yasap püttürdi.
15 Ибадәтханиниң тамлириниң ич тәрипини у кедир тахтайлири билән ясап, ибадәтханиниң тегидин тартип торусниң лимлириғичә яғач билән қаплиди; вә арча тахтайлири билән ибадәтханиға пол ятқузди.
Ibadǝthanining tamlirining iq tǝripini u kedir tahtayliri bilǝn yasap, ibadǝthanining tegidin tartip torusning limliriƣiqǝ yaƣaq bilǝn ⱪaplidi; wǝ arqa tahtayliri bilǝn ibadǝthaniƣa pol yatⱪuzdi.
16 У ибадәтханиниң арқа темидин жигирмә гәз өлчәп ара там ясап, ичкирики ханини һасил қилди; у тегидин тартип торус лимлириғичә кедир тахтайлири билән қаплиди. Бу әң ичкирики хана болуп, йәни «каламхана», «әң муқәддәс җай» еди.
U ibadǝthanining arⱪa temidin yigirmǝ gǝz ɵlqǝp ara tam yasap, iqkiriki hanini ⱨasil ⱪildi; u tegidin tartip torus limliriƣiqǝ kedir tahtayliri bilǝn ⱪaplidi. Bu ǝng iqkiriki hana bolup, yǝni «kalamhana», «ǝng muⱪǝddǝs jay» idi.
17 Униң алдидики өй, йәни муқәддәс ханиниң узунлуғи қириқ гәз еди.
Uning aldidiki ɵy, yǝni muⱪǝddǝs hanining uzunluⱪi ⱪiriⱪ gǝz idi.
18 Ибадәтханиниң ички тамлириға қапақ вә чечәкниң нусхилири нәқиш қилинған еди. Ибадәтхана пүтүнләй кедир тахтайлар билән қапланған еди. Һеч таш көрүнмәйтти.
Ibadǝthanining iqki tamliriƣa ⱪapaⱪ wǝ qeqǝkning nushiliri nǝⱪix ⱪilinƣanidi. Ibadǝthana pütünlǝy kedir tahtaylar bilǝn ⱪaplanƣanidi. Ⱨeq tax kɵrünmǝytti.
19 Пәрвәрдигарниң әһдә сандуғини у йәрдә қоюш үчүн, у ибадәтханиниң ичкиридики каламханини ясиди.
Pǝrwǝrdigarning ǝⱨdǝ sanduⱪini u yǝrdǝ ⱪoyux üqün, u ibadǝthanining iqkiridiki kalamhanini yasidi.
20 Каламханиниң узунлуғи жигирмә гәз, тоғриси жигирмә гәз, егизлиги жигирмә гәз еди; у уни сап алтундин қаплиди, шундақла униң алдидики кедир яғачлиқ қурбангаһниму шундақ қаплиди.
Kalamhanining uzunluⱪi yigirmǝ gǝz, toƣrisi yigirmǝ gǝz, egizliki yigirmǝ gǝz idi; u uni sap altundin ⱪaplidi, xundaⱪla uning aldidiki kedir yaƣaqliⱪ ⱪurbangaⱨnimu xundaⱪ ⱪaplidi.
21 Сулайман ибадәтханиниң ичини сап алтун билән қаплиди; у ички каламханиниң алдини алтун зәнҗирләр билән тосиди; каламханини алтун билән қаплиди.
Sulayman ibadǝthanining iqini sap altun bilǝn ⱪaplidi; u iqki kalamhanining aldini altun zǝnjirlǝr bilǝn tosidi; kalamhanini altun bilǝn ⱪaplidi.
22 Шу тәриқидә у пүткүл ибадәтханини, йәни пүткүл ибадәтханиниң ичини алтун билән толуқ қаплиған еди. Каламханиға тәәллуқ болған қурбангаһниму пүтүнләй алтун билән қаплиған еди.
Xu tǝriⱪidǝ u pütkül ibadǝthanini, yǝni pütkül ibadǝthanining iqini altun bilǝn toluⱪ ⱪapliƣanidi. Kalamhaniƣa tǝǝlluⱪ bolƣan ⱪurbangaⱨnimu pütünlǝy altun bilǝn ⱪapliƣanidi.
23 Каламханиға у зәйтун яғичидин икки керубниң шәклини ясиди. Һәр бириниң егизлиги он гәз еди.
Kalamhaniƣa u zǝytun yaƣiqidin ikki kerubning xǝklini yasidi. Ⱨǝrbirining egizliki on gǝz idi.
24 Бир керубниң бир қанитиниң узунлуғи бәш гәз вә йәнә бир қанитиниң узунлуғи һәм бәш гәз болуп, бир қанитиниң учидин йәнә бир қанитиниң учиғичә он гәз еди.
Bir kerubning bir ⱪanitining uzunluⱪi bǝx gǝz wǝ yǝnǝ bir ⱪanitining uzunluⱪi ⱨǝm bǝx gǝz bolup, bir ⱪanitining uqidin yǝnǝ bir ⱪanitining uqiƣiqǝ on gǝz idi.
25 Иккинчи керубниң икки қанити қошулуп он гәз еди. Икки керубниң чоң-кичиклиги вә шәкли охшаш еди.
Ikkinqi kerubning ikki ⱪaniti ⱪoxulup on gǝz idi. Ikki kerubning qong-kiqikliki wǝ xǝkli ohxax idi.
26 Бир керубниң егизлиги он гәз болуп, иккинчи керубниңкиму һәм шундақ еди.
Bir kerubning egizliki on gǝz bolup, ikkinqi kerubningkimu ⱨǝm xundaⱪ idi.
27 У керубларни ичкирики ханида қойди. Керубларниң қанатлири йейилип туратти. Бирисиниң бир қанити бир тамға тегип, иккинчисиниң қанити удулидики тамға тегип туратти; иккисиниң ичидики қанатлири ханиниң оттурисида бир-биригә тегишип туратти.
U kerublarni iqkiriki hanida ⱪoydi. Kerublarning ⱪanatliri yeyilip turatti. Birsining bir ⱪaniti bir tamƣa tegip, ikkinqisining ⱪaniti udulidiki tamƣa tegip turatti; ikkisining iqidiki ⱪanatliri hanining otturisida bir-birigǝ tegixip turatti.
28 У керубларни алтун билән қаплиди.
U kerublarni altun bilǝn ⱪaplidi.
29 У ибадәтханиниң тамлириниң пүткүл ич чөрсини, йәни ичкирики ханиниң вә һәм ташқириқи ханиниң чөрисини керуб билән хорма дәрәқлириниң шәкиллири вә чечәк нусхилири билән нәқиш қилди.
U ibadǝthanining tamlirining pütkül iq qɵrsini, yǝni iqkiriki hanining wǝ ⱨǝm taxⱪiriⱪi hanining qɵrisini kerub bilǝn horma dǝrǝhlirining xǝkilliri wǝ qeqǝk nushiliri bilǝn nǝⱪix ⱪildi.
30 Ибадәтханиниң полини, йәни ичкирики ханиниң һәм ташқириқи ханиниңкини алтун билән қаплиди.
Ibadǝthanining polini, yǝni iqkiriki hanining ⱨǝm taxⱪiriⱪi haniningkini altun bilǝn ⱪaplidi.
31 Каламханиниң кириш еғизиға у зәйтун яғичидин етилгән қош ишикләрни ясиди. Ишикләрниң кешәклири вә беши өйниң тоғрисиниң бәштин бир қисми еди.
Kalamhanining kirix eƣiziƣa u zǝytun yaƣiqidin etilgǝn ⱪox ixiklǝrni yasidi. Ixiklǝrning kexǝkliri wǝ bexi ɵyning toƣrisining bǝxtin bir ⱪismi idi.
32 Бу қош ишикләр зәйтун яғичидин етилгән еди; у ишикләрниң үстигә керублар, хорма дәрәқлири вә чечәк нусхилири нәқиш қилинип зиннәтләнгән еди; у ишикләрни, җүмлидин керуб билән хорма дәрәқлириниң нәқишлирини алтун билән қаплиди.
Bu ⱪox ixiklǝr zǝytun yaƣiqidin etilgǝnidi; u ixiklǝrning üstigǝ kerublar, horma dǝrǝhliri wǝ qeqǝk nushiliri nǝⱪix ⱪilinip zinnǝtlǝngǝnidi; u ixiklǝrni, jümlidin kerub bilǝn horma dǝrǝhlirining nǝⱪixlirini altun bilǝn ⱪaplidi.
33 Ибадәтханиниң ташқи ханисиниң ишигиниң кешәклирини зәйтун яғичидин ясиди; улар өйниң тоғрисиниң төрттин бир қисми еди;
Ibadǝthanining taxⱪi hanisining ixikining kexǝklirini zǝytun yaƣiqidin yasidi; ular ɵyning toƣrisining tɵttin bir ⱪismi idi;
34 қош қанатлиқ ишик болса арча яғичидин ясалди. Бир қанити йейилип қатлинатти, иккинчи қанитиму йейилип қатлинатти.
ⱪox ⱪanatliⱪ ixik bolsa arqa yaƣiqidin yasaldi. Bir ⱪaniti yeyilip ⱪatlinatti, ikkinqi ⱪanitimu yeyilip ⱪatlinatti.
35 У уларниң үстигә керублар, хорма дәрәқлири вә чечәк нусхилирини нәқиш қилди; андин уларниң үстигә, җүмлидин нәқишләр үстигә алтун қаплиди.
U ularning üstigǝ kerublar, horma dǝrǝhliri wǝ qeqǝk nushilirini nǝⱪix ⱪildi; andin ularning üstigǝ, jümlidin nǝⱪixlǝr üstigǝ altun ⱪaplidi.
36 Ичкирики һойлиниң темини болса у үч қәвәт ойулған таш билән бир қәвәт кедир яғичидин ясиди.
Iqkiriki ⱨoylining temini bolsa u üq ⱪǝwǝt yonulƣan tax bilǝn bir ⱪǝwǝt kedir yaƣiqidin yasidi.
37 [Сулайманниң сәлтәнитиниң] төртинчи жилиниң Зиф ейида Пәрвәрдигарниң ибадәтханисиниң ули селинди.
[Sulaymanning sǝltǝnitining] tɵtinqi yilining Zif eyida Pǝrwǝrdigarning ibadǝthanisining uli selindi.
38 Вә он биринчи жилиниң Бул ейида, йәни сәккизинчи айда ибадәтханиниң һечйери қалдурулмай, лайиһә бойичә пүтүнләй тамам болди. Шундақ қилип униң өйни ясишиға йәттә жил кәтти.
Wǝ on birinqi yilining Bul eyida, yǝni sǝkkizinqi ayda ibadǝthanining ⱨeqyeri ⱪaldurulmay, layiⱨǝ boyiqǝ pütünlǝy tamam boldi. Xundaⱪ ⱪilip uning ɵyni yasixiƣa yǝttǝ yil kǝtti.

< Падишаһлар 1 6 >