< Падишаһлар 1 5 >

1 Турниң падишаси Һирам Сулайманни атисиниң орниға падиша болушқа мәсиһ қилинған дәп аңлап, өз хизмәткарлирини униң қешиға әвәтти; чүнки Һирам Давутни изчил сөйгүчи еди.
Turning padishahi Hiram Sulaymanni atisining ornigha padishah bolushqa mesih qilin’ghan dep anglap, öz xizmetkarlirini uning qéshigha ewetti; chünki Hiram Dawutni izchil söygüchi idi.
2 Сулайман Һирамға адәм әвитип мундақ учурни йәткүзди: —
Sulayman Hiramgha adem ewitip mundaq uchurni yetküzdi: —
3 «Өзүң билисәнки, атам Давутниң дүшмәнлирини Пәрвәрдигар униң пути астиға қойғичә, у әтрапида һәр тәрәптә җәң қилғанлиғи түпәйлидин Пәрвәрдигар Худасниң намиға бир ибадәтхана ясалмиди.
«Özüng bilisenki, atam Dawutning düshmenlirini Perwerdigar uning puti astigha qoyghuche, u etrapida her terepte jeng qilghanliqi tüpeylidin Perwerdigar Xudasning namigha bir ibadetxana yasiyalmidi.
4 Әнди һазир Пәрвәрдигар Худайим маңа һәммә тәрәптин арам бәрди; һеч бир дүшминим йоқ, һеч бир бала-қаза йоқ.
Emdi hazir Perwerdigar Xudayim manga hemme tereptin aram berdi; héchbir düshminim yoq, héchbir bala-qaza yoq.
5 Мана, Пәрвәрдигарниң атам Давутқа: «Мән сениң орнуңға өз тәхтиңгә олтарғузған оғлуң болса, у мениң намимға бир ибадәтхана ясайду» дәп ейтқинидәк, мән Пәрвәрдигар Худайимниң намиға бир ибадәтхана ясай дәп нийәт қилдим;
Mana, Perwerdigarning atam Dawutqa: «Men séning ornunggha öz textingge olturghuzghan oghlung bolsa, u méning namimgha bir ibadetxana yasaydu» dep éytqinidek, men Perwerdigar Xudayimning namigha bir ibadetxana yasay dep niyet qildim;
6 әнди мән үчүн [адәмлириңгә] Ливандин кедир дәрәқлирини кесиңлар, дәп ярлиқ чүшүргин; мениң хизмәткарлирим сениң хизмәткарлириңға һәмдәмдә болиду. Сениң бекиткиниң бойичә хизмәткарлириңға берилидиған иш һәққини саңа төләймән; чүнки өзүңгә аянки, дәрәқ кесиштә аримизда һеч ким Зидондикиләрдәк уста әмәс».
emdi men üchün [ademliringge] Liwandin kédir derexlirini késinglar, dep yarliq chüshürgin; méning xizmetkarlirim séning xizmetkarliringgha hemdemde bolidu. Séning békitkining boyiche xizmetkarliringgha bérilidighan ish heqqini sanga töleymen; chünki özüngge ayanki, derex késishte arimizda héchkim Zidondikilerdek usta emes».
7 Һирам Сулайманниң сөзини аңлиғанда интайин хошал болуп: — Бүгүн бу улуқ хәлиқ үстигә һөкүм сүрүшкә Давутқа шундақ дана бир оғул бәргән Пәрвәрдигарға тәшәккүр ейтилсун! — деди.
Hiram Sulaymanning sözini anglighanda intayin xushal bolup: — Bügün bu ulugh xelq üstige höküm sürüshke Dawutqa shundaq dana bir oghul bergen Perwerdigargha teshekkür éytilsun! — dédi.
8 Һирам Сулайманға адәм әвитип: — Сән маңа қойған тәләплириңни аңлап қобул қилдим. Мән сениң кедир яғичи вә арча яғичи тоғрилиқ арзу қилғанлириңниң һәммисини ада қилимән;
Hiram Sulayman’gha adem ewitip: — Sen manga qoyghan telepliringni anglap qobul qildim. Men séning kédir yaghichi we archa yaghichi toghruluq arzu qilghanliringning hemmisini ada qilimen;
9 Мениң хизмәткарлирим шуларни Ливандин деңизға апириду; мән уларни сал қилип бағлап, деңиз билән сән маңа бекиткән йәргә йәткүзимән, андин шу йәрдә уларни йәшкүзимән. Шуниң билән сән уларни тапшурувелип, елип кетисән. Буниң һесавиға сән тәләплирим бойичә ордидикилирим үчүн йемәк-ичмәк тәминлигәйсән, — деди.
Méning xizmetkarlirim shularni Liwandin déngizgha apiridu; men ularni sal qilip baghlap, déngiz bilen sen manga békitken yerge yetküzimen, andin shu yerde ularni yeshküzimen. Shuning bilen sen ularni tapshuruwélip, élip kétisen. Buning hésabigha sen teleplirim boyiche ordidikilirim üchün yémek-ichmek teminligeysen, — dédi.
10 Шундақ қилип, Һирам Сулайманға барлиқ тәливи бойичә кедир яғачлири вә арча яғачлирини бәрди.
Shundaq qilip, Hiram Sulayman’gha barliq telipi boyiche kédir yaghachliri we archa yaghachlirini berdi.
11 Сулайман Һирамға ордидикилириниң йемәк-ичмикигә жигирмә миң кор буғдай вә жигирмә бат сап зәйтун мейини әвәтип бәрди. Һәр жили Сулайман Һирамға шундақ берәтти.
Sulayman Hiramgha ordidikilirining yémek-ichmikige yigirme ming kor bughday we yigirme bat sap zeytun méyini ewetip berdi. Her yili Sulayman Hiramgha shundaq béretti.
12 Пәрвәрдигар Сулайманға вәдә қилғандәк униңға даналиқ бәргән еди. Һирам билән Сулайманниң арисида енақлиқ болуп, иккиси әһдә түзүшти.
Perwerdigar Sulayman’gha wede qilghandek uninggha danaliq bergenidi. Hiram bilen Sulaymanning arisida inaqliq bolup, ikkisi ehde tüzüshti.
13 Сулайман падиша пүтүн Исраилдин һашарға ишләмчиләрни бекитти, уларниң сани оттуз миң еди.
Sulayman padishah pütün Israildin hashargha ishlemchilerni békitti, ularning sani ottuz ming idi.
14 У буларни нөвәт билән һәр айда он миңдин Ливанға әвәтәтти; шундақ қилип, улар бир ай Ливанда турса, икки ай өйидә турди. Адонирам һашарчиланиң үстидә туратти.
U bularni nöwet bilen her ayda on mingdin Liwan’gha ewetetti; shundaq qilip, ular bir ay Liwanda tursa, ikki ay öyide turdi. Adoniram hasharchilaning üstide turatti.
15 Сулайманниң йәтмиш миң һаммили, тағларда ишләйдиған сәксән миң ташчиси бар еди.
Sulaymanning yetmish ming hammili, taghlarda ishleydighan seksen ming tashchisi bar idi.
16 Униңдин башқа Сулайманниң мәнсәпдарлиридин иш үстигә қоюлған үч миң үч йүз иш беши бар еди; улар ишләмчиләрни башқуратти.
Uningdin bashqa Sulaymanning mensepdarliridin ish üstige qoyulghan üch ming üch yüz ish béshi bar idi; ular ishlemchilerni bashquratti.
17 Падиша ярлиқ чүшүрүши билән улар ибадәтханиниң улини селишқа ойулған, чоң вә қиммәтлик ташларни кесип кәлтүрди.
Padishah yarliq chüshürüshi bilen ular ibadetxanining ulini sélishqa yonulghan, chong we qimmetlik tashlarni késip keltürdi.
18 Вә Сулайманниң тамчилири билән Һирамниң тамчилири вә Гәбаллиқлар қошулуп ташларни оюп, өйни ясаш үчүн яғач һәм ташларни тәйярлап қойди.
We Sulaymanning tamchiliri bilen Hiramning tamchiliri we Geballiqlar qoshulup tashlarni oyup, öyni yasash üchün yaghach hem tashlarni teyyarlap qoydi.

< Падишаһлар 1 5 >