< Падишаһлар 1 4 >

1 Сулайман падиша пүткүл Исраилға падиша болди.
Sulayman padixaⱨ pütkül Israilƣa padixaⱨ boldi.
2 Униң чоң әмәлдарлири мунулар: — Задокниң оғли Азария каһин еди;
Uning qong ǝmǝldarliri munular: — Zadokning oƣli Azariya kaⱨin idi;
3 Шишаниң оғуллири Елихорәф вә Ахияһ катиплар еди; Аһилудниң оғли Йәһошафат диванбеги еди;
Xixaning oƣulliri Elihorǝf wǝ Ahiyaⱨ katiplar idi; Aⱨiludning oƣli Yǝⱨoxafat diwanbegi idi;
4 Йәһояданиң оғли Беная қошунниң баш сәрдари еди. Задок билән Абиятар каһинлар еди;
Yǝⱨoyadaning oƣli Binaya ⱪoxunning bax sǝrdari idi. Zadok bilǝn Abiyatar kaⱨinlar idi;
5 Натанниң оғли Азария назарәт беги, Натанниң йәнә бир оғли Забуд һәм каһин вә падишаниң мәслиһәтчиси еди.
Natanning oƣli Azariya nazarǝt begi, Natanning yǝnǝ bir oƣli Zabud ⱨǝm kaⱨin wǝ padixaⱨning mǝsliⱨǝtqisi idi.
6 Ахишар ординиң ғоҗидари, Абданиң оғли Адонирам баҗ-алван беги еди.
Ahixar ordining ƣojidari, Abdaning oƣli Adoniram baj-alwan begi idi.
7 Пүткүл Исраил зиминида Сулайман падишаниң өзи үчүн вә ордидикилири үчүн йемәк-ичмәк тәминләйдиған, он икки назарәтчи тайинланған еди; уларниң һәр бири жилда бир айдин йемәк-ичмәк тәминләшкә мәсъул еди.
Pütkül Israil zeminida Sulayman padixaⱨning ɵzi üqün wǝ ordidikiliri üqün yemǝk-iqmǝk tǝminlǝydiƣan, on ikki nazarǝtqi tǝyinlǝngǝnidi; ularning ⱨǝrbiri yilda bir aydin yemǝk-iqmǝk tǝminlǝxkǝ mǝs’ul idi.
8 Уларниң исми төвәндә хатириләнгән: Әфраим тағлиқ райониға Бән-Хур;
Ularning ismi tɵwǝndǝ hatirilǝngǝn: Əfraim taƣliⱪ rayoniƣa Bǝn-Hur;
9 Маказ, Шаалбим, Бәйт-Шәмәш вә Елон-Бәйт-Һананға Бән-Дәкәр;
Makaz, Xaalbim, Bǝyt-Xǝmǝx wǝ Elon-Bǝyt-Ⱨananƣa Bǝn-Dǝkǝr;
10 Аруботқа Бән-Хәсәд; у йәнә Сокоһ вә Хәфәр дегән барлиқ жутқиму мәсъул еди;
Arubotⱪa Bǝn-Hǝsǝd; u yǝnǝ Sokoⱨ wǝ Hǝfǝr degǝn barliⱪ yurtⱪimu mǝs’ul idi;
11 йәнә Нафат-Дорға Бән-Абинадаб (у Сулайманниң қизи Тафатни хотунлуққа алған);
yǝnǝ Nafat-Dorƣa Bǝn-Abinadab (u Sulaymanning ⱪizi Tafatni hotunluⱪⱪa alƣan);
12 Таанақ, Мәгиддо вә Йизрәәлниң төвәнки тәрипидики Зарәтанниң йенида болған пүткүл Бәйт-Шанға, шундақла Бәйт-Шандин тартип Абәл-Mәһолаһғичә, Җокнеамдин өткичә болған зиминларға Аһилудниң оғли Баана;
Taanaⱪ, Mǝgiddo wǝ Yizrǝǝlning tɵwǝnki tǝripidiki Zarǝtanning yenida bolƣan pütkül Bǝyt-Xanƣa, xundaⱪla Bǝyt-Xandin tartip Abǝl-Mǝⱨolaⱨƣiqǝ, Jokneamdin ɵtküqǝ bolƣan zeminlarƣa Aⱨiludning oƣli Baana;
13 Рамот-Гилеадқа Бән-Гәбәр; у йәнә Гилеад жутиға җайлашқан, Манассәһниң оғли Яирға тәвә болған кәнтләр вә һәм Башандики жут Аргоб, җүмлидин у йәрдики сепили, мис балдақлиқ қовуқлири болған атмиш чоң шәһәргиму мәсъул еди.
Ramot-Gileadⱪa Bǝn-Gǝbǝr; u yǝnǝ Gilead yurtiƣa jaylaxⱪan, Manassǝⱨning oƣli Yairƣa tǝwǝ bolƣan kǝntlǝr wǝ ⱨǝm Baxandiki yurt Argob, jümlidin u yǝrdiki sepili, mis baldaⱪliⱪ ⱪowuⱪliri bolƣan atmix qong xǝⱨǝrgimu mǝs’ul idi.
14 Маһанаимға Иддониң оғли Аһинадаб;
Maⱨanaimƣa Iddoning oƣli Aⱨinadab;
15 Нафталиға Ахимааз (у Сулайманниң қизи Басиматни хотунлуққа алған еди).
Naftaliƣa Ahimaaz (u Sulaymanning ⱪizi Basimatni hotunluⱪⱪa alƣanidi).
16 Ашир вә Алотқа Һушайниң оғли Баанаһ;
Axir wǝ Alotⱪa Ⱨuxayning oƣli Baanaⱨ;
17 Иссакарға Паруаһниң оғли Йәһошафат;
Issakarƣa Paruaⱨning oƣli Yǝⱨoxafat;
18 Бинямин зиминиға Еланиң оғли Шимәй;
Binyamin zeminiƣa Elaning oƣli Ximǝy;
19 Гилеад зиминиға (әслидә Аморийларниң падишаси Сиһон вә Башанниң падишаси Огниң зимини еди) Уриниң оғли Гәбәр. У шу жутқа бирдин-бир назарәтчи еди.
Gilead zeminiƣa (ǝslidǝ Amoriylarning padixaⱨi Siⱨon wǝ Baxanning padixaⱨi Ogning zemini idi) Urining oƣli Gǝbǝr. U xu yurtⱪa birdinbir nazarǝtqi idi.
20 Йәһуда билән Исраилниң адәмлири деңиз саһилидики қумдәк нурғун еди. Улар йәп-ичип, хошаллиқ қилатти.
Yǝⱨuda bilǝn Israilning adǝmliri dengiz saⱨilidiki ⱪumdǝk nurƣun idi. Ular yǝp-iqip, huxalliⱪ ⱪilatti.
21 Вә Сулайман болса [Әфрат] дәриясидин тартип Филистийләрниң зиминиға вә Мисирниң чегаралириғичә болған һәммә падишалиқларниң үстидә сәлтәнәт қилатти. Улар улпан кәлтүрүп Сулайманниң пүтүн өмридә униң хизмитидә болатти.
Wǝ Sulayman bolsa [Əfrat] dǝryasidin tartip Filistiylǝrning zeminiƣa wǝ Misirning qegraliriƣiqǝ bolƣan ⱨǝmmǝ padixaⱨliⱪlarning üstidǝ sǝltǝnǝt ⱪilatti. Ular ulpan kǝltürüp Sulaymanning pütün ɵmridǝ uning hizmitidǝ bolatti.
22 Сулайманниң ордисиға кетидиған күнлүк тәминат үчүн оттуз кор тасқиған ақ ун, атмиш кор қара ун,
Sulaymanning ordisiƣa ketidiƣan künlük tǝminat üqün ottuz kor tasⱪiƣan aⱪ un, atmix kor ⱪara un,
23 он бордиған уй, яйлақтин кәлтүрүлгән жигирмә уй, йүз қой кетәтти; буниңдин башқа буғилар, җәрәнләр, кийикләр вә бордиған тохулар лазим еди.
on bordiƣan uy, yaylaⱪtin kǝltürülgǝn yigirmǝ uy, yüz ⱪoy ketǝtti; buningdin baxⱪa buƣilar, jǝrǝnlǝr, kiyiklǝr wǝ bordiƣan tohular lazim idi.
24 Чүнки у Тифсаһдин тартип Газағичә, [Әфрат] дәриясиниң бу тәрипидики һәммә жутларниң үстидә, йәни [Әфрат] дәриясиниң бу тәрипидики барлиқ падишаларниң үстидә һөкүм сүрәтти; униң төрт әтрапи тинич еди.
Qünki u Tifsaⱨdin tartip Gazaƣiqǝ, [Əfrat] dǝryasining bu tǝripidiki ⱨǝmmǝ yurtlarning üstidǝ, yǝni [Əfrat] dǝryasining bu tǝripidiki barliⱪ padixaⱨlarning üstidǝ ⱨɵküm sürǝtti; uning tɵt ǝtrapi tinq idi.
25 Сулайманниң пүткүл күнлиридә Дандин тартип Бәәр-Шебағичә Йәһуда билән Исраил адәмлириниң һәр бири өз үзүм тели вә өз әнҗир дәриғиниң тегидә аман-есән олтиратти.
Sulaymanning pütkül künliridǝ Dandin tartip Bǝǝr-Xebaƣiqǝ Yǝⱨuda bilǝn Israil adǝmlirining ⱨǝrbiri ɵz üzüm teli wǝ ɵz ǝnjür dǝrihining tegidǝ aman-esǝn olturatti.
26 Сулайманниң җәң һарвулириниң атлири үчүн төрт миң атханиси, он икки миң чәвәндизи бар еди.
Sulaymanning jǝng ⱨarwilirining atliri üqün tɵt ming athanisi, on ikki ming qǝwǝndizi bar idi.
27 Мәзкур назарәтчиләрниң һәр бири өзигә бекитилгән айда Сулайман падишаға вә униң дәстихиниға кәлгәнләрниң һәммисиниң йемәк-ичмәклирини кемәйтмәй тәминләйтти.
Mǝzkur nazarǝtqilǝrning ⱨǝrbiri ɵzigǝ bekitilgǝn ayda Sulayman padixaⱨⱪa wǝ uning dastihiniƣa kǝlgǝnlǝrning ⱨǝmmisining yemǝk-iqmǝklirini kemǝytmǝy tǝminlǝytti.
28 Хәлиқ болса һәр бири өзигә бекитилгән норма бойичә ат-қечирлар үчүн арпа билән саманларни [назарәтичиләр бар] йәргә елип келәтти.
Hǝlⱪ bolsa ⱨǝrbiri ɵzigǝ bekitilgǝn norma boyiqǝ at-ⱪeqirlar üqün arpa bilǝn samanlarni [nazarǝtiqilǝr bar] yǝrgǝ elip kelǝtti.
29 Худа Сулайманға деңиз саһилидики қумдәк даналиқ, интайин мол пәм-парасәт ата қилип, униң қәлбини кәң қилип зор йорутти.
Huda Sulaymanƣa dengiz saⱨilidiki ⱪumdǝk danaliⱪ, intayin mol pǝm-parasǝt ata ⱪilip, uning ⱪǝlbini kǝng ⱪilip zor yorutti.
30 Шуниң билән Сулайманниң даналиғи барлиқ шәриқтикиләрниң даналиғидин вә Мисирдики барлиқ даналиқтин ашти.
Xuning bilǝn Sulaymanning danaliⱪi barliⱪ xǝrⱪtikilǝrning danaliⱪidin wǝ Misirdiki barliⱪ danaliⱪtin axti.
31 Чүнки у барлиқ адәмләрдин, җүмлидин әзраһлиқ Етан билән Махолниң оғуллири Һеман, Калкол вә Дарда дегәнләрдин дана еди; вә униң шөһрити әтрапидики һәммә әлләр арисида йейилди.
Qünki u barliⱪ adǝmlǝrdin, jümlidin ǝzraⱨliⱪ Etan bilǝn Maholning oƣulliri Ⱨeman, Kalkol wǝ Darda degǝnlǝrdin dana idi; wǝ uning xɵⱨriti ǝtrapidiki ⱨǝmmǝ ǝllǝr arisida yeyildi.
32 У ейтқан пәнд-несиһәт үч миң еди; униң шеир-күйлири бир миң бәш еди.
U eytⱪan pǝnd-nǝsiⱨǝt üq ming idi; uning xeir-küyliri bir ming bǝx idi.
33 У Ливандики кедир дәриғидин тартип тамда өсидиған лепәкгүлгичә дәрәқ-гияларниң һәммисини баян қилип хатирилигән еди; у йәнә мал вә һайванлар, қушлар, һашарәт-өмилигүчиләр вә белиқлар тоғрисида баян қилип хатирилигән еди.
U Liwandiki kedir dǝrihidin tartip tamda ɵsidiƣan lepǝkgülgiqǝ dǝrǝh-giyaⱨlarning ⱨǝmmisini bayan ⱪilip hatiriligǝnidi; u yǝnǝ mal wǝ ⱨaywanlar, ⱪuxlar, ⱨaxarǝt-ɵmiligüqilǝr wǝ beliⱪlar toƣrisida bayan ⱪilip hatiriligǝnidi.
34 Сулайманниң даналиқини аңлиғили кишиләр барлиқ әлләрдин келәтти, шундақла униң даналиғи тоғрилиқ хәвәр тапқан йәр йүзидики һәммә падишалардин кишиләр кәлмәктә еди.
Sulaymanning danaliⱪini angliƣili kixilǝr barliⱪ ǝllǝrdin kelǝtti, xundaⱪla uning danaliⱪi toƣruluⱪ hǝwǝr tapⱪan yǝr yüzidiki ⱨǝmmǝ padixaⱨlardin kixilǝr kǝlmǝktǝ idi.

< Падишаһлар 1 4 >