< Падишаһлар 1 3 >
1 Сулайман Мисирниң падишаси Пирәвн билән иттипақ түзүп Пирәвнниң қизини хотунлуққа алди. Өз ордиси, Пәрвәрдигарниң өйи вә Йерусалимниң чөрисидики сепилни ясап пүткүзгичилик у уни «Давутниң шәһири»гә апирип турғузди.
2 Шу вақитларда Пәрвәрдигарниң нами үчүн бир ибадәтхана ясалмиғини үчүн хәлиқ «жуқури җайлар»да қурбанлиқлирини қилатти.
3 Сулайман Пәрвәрдигарни сөйүп, атиси Давутниң бәлгүлигәнлиридә маңатти. Пәқәт «жуқури җайлар»да қурбанлиқ қилип хушбуй яқатти.
4 Падиша қурбанлиқ қилғили Гибеонға барди; чүнки у йәр «улуқ жуқури җай» еди. Сулайман у йәрдики қурбангаһда бир миң көйдүрмә қурбанлиқ сунди.
5 Пәрвәрдигар Гибеонда Сулайманға кечиси чүшидә көрүнди. Худа униңға: — Мениң саңа немә беришимни лайиқ тапсаң, шуни тилигин, деди.
6 Сулайман җававән мундақ деди: — Қулуң атам Давут Сениң алдиңда һәқиқәт, һәққанийлиқ вә көңлиниң сәмимийлиги билән маңғанлиғи билән Сән униңға зор меһриванлиқни көрсәткән едиң; вә Сән шу зор меһриванлиқни давам қилип, бүгүнки күндикидәк өз тәхтидә олтарғили униңға бир оғул бәрдиң.
7 Әнди и Пәрвәрдигар Худайим, қулуңни атам Давутниң орнида падиша қилдиң. Амма мән пәқәт бир гөдәк бала халас, чиқиш-киришниму билмәймән.
8 Өз қулуң Сән таллиған хәлқиң, көплүгидин санап болмайдиған һесапсиз улуқ бир хәлиқ арисида туриду.
9 Шуңа Өз қулуңға хәлқиңниң үстидә һөкүм қилишқа яхши-яманни пәриқ етидиған ойғақ бир қәлбни бәргәйсән; болмиса, ким бу улуқ хәлқиң үстигә һөкүм қилалисун? — деди.
10 Сулайманниң шуни тилигини Рәбни хуш қилди.
11 Худа униңға: — Сән шуни тилигиниң үчүн — Я өзүң үчүн узун өмүр тилимәй, я өзүң үчүн дөләт-байлиқ тилимәй, я дүшмәнлириңниң җанлирини тилимәй, бәлки тоғра һөкүм қилғили ойғақ болушқа өзүң үчүн әқил-парасәтни тилигиниң үчүн,
12 мана, сөзүң бойичә шундақ қилдим. Мана саңа шундақ дана вә йорутулған қәлбни бәрдимки, сәндин илгири саңа охшайдиғини болмиған, сәндин кейинму саңа охшайдиғини болмайду.
13 Мән сән тилимигән нәрсиниму, йәни дөләт-байлиқ вә шан-шөһрәтни саңа бәрдим. Шуниң билән барлиқ күнлириңдә падишаларниң арисида саңа охшаш болидиғини чиқмайду.
14 Әгәр атаң Давут маңғандәк Мениң йоллиримда меңип, бәлгүлимилирим вә әмирлиримни тутсаң күнлириңни узартимән, деди.
15 Сулайман ойғанғанда, мана бу бир чүш еди. У Йерусалимға келип Пәрвәрдигарниң әһдә сандуғиниң алдиға келип, өрә туруп көйдүрмә қурбанлиқларни қилип, тәшәккүр қурбанлиқлирини өткүзүп, һәммә хизмәткарлириға зияпәт қилип бәрди.
16 Шуниңдин кейин икки паһишә аял падишаниң қешиға келип униң алдида турди.
17 Биринчи аял: — И ғоҗам! Мән вә бу хотун бир өйдә олтиримиз; у мән билән өйдә турғинида бир балини туғдум.
18 Мән балини туғуп үч күндин кейин у хотунму бир бала туғди. Биз иккилән у йәрдә олтардуқ; өйдә биздин башқа һеч ят адәм йоқ еди, ялғуз биз иккилән өйдә едуқ.
19 Шу кечидә бу хотунниң балиси өлди; чүнки у балисини бесип өлтүрүп қойған еди.
20 У йерим кечидә қопуп дедәклири ухлап қалғанда, йенимдин оғлумни елип өз қучиғиға селип, өзиниң өлгән оғлини мениң қучиғимға селип қоюпту.
21 Әтиси қопуп баламни емитәй десәм мана өлүк туриду. Лекин әтигәндә қарисам, у мән туққан бала әмәс еди, деди.
22 Иккинчи аял: — Яқ, ундақ әмәс. Тирик қалғини мениң оғлум, өлгини сениң оғлуң, деди. Лекин биринчи аял: — Яқ, өлгини сениң оғлуң, тирик қалғини мениң оғлум, деди. Улар шу һаләттә падишаниң алдида талишип туратти.
23 Падишаһ: — Бири: «Тирик қалғини мениң оғлум, өлгини сениң оғлуң» дәйду. Амма йәнә бири: «Яқ, өлгини сениң оғлуң, тирик қалғини мениң оғлум» дәйду, деди.
24 Падишаһ: Маңа бир қилич елип келиңлар, деди. Улар қилични падишаға елип кәлгәндә
25 падиша: Тирик балини оттуридин кесип икки парчә қилип йеримини биригә, йәнә бир йеримни иккинчисигә бериңлар, деди.
26 У вақитта тирик балиниң аниси өз балисиға ичини ағритип падишаға: — Аһ ғоҗам! Тирик балини униңға бәрсилә, һәргиз уни өлтүрмигәйлә! — дәп ялвурди. Лекин иккинчиси: — Уни нә мениңки нә сениңки қилмай, оттуридин кесиңлар, деди.
27 Падиша җававән: — Тирик балини униңға бериңлар, уни һеч өлтүрмәңлар; чүнки бу балиниң аниси шудур, деди.
28 Пүткүл Исраил падишаниң қилған һөкүми тоғрисида аңлиди вә улар падишадин қорқти, чүнки улар Худаниң адил һөкүмләрни чиқириш даналиқиниң униңда барлиғини көрди.