< Падишаһлар 1 22 >
1 Үч жилғичә Сурийә билән Исраилниң оттурисида җәң болмиғачқа, улар течлиқта өтти.
For three years Aram and Israel were not at war.
2 Үчинчи жилда болса Йәһуданиң падишаси Йәһошафат Исраилниң падишасини йоқлап барди.
But in the third year Jehoshaphat, king of Judah, went to visit the king of Israel.
3 Исраилниң падишаси өз хизмәткарлириға: — Гилеадтики Рамот бизниңки екәнлигини билисиләрғу? Шундақ екән, немишкә биз җим олтирип, техичә Сурийәниң падишасиниң қолидин уни алмаймиз? — деди.
The king of Israel had said to his officers, “Aren't you aware that Ramoth-gilead really belongs to us and yet we haven't done anything to take it back from the king of Aram?”
4 У Йәһошафатқа: — Җәң қилғили мениң билән Гилеадтики Рамотқа беришқа мақул боламдила? — дәп сориди. Йәһошафат Исраилниң падишасиға җавап берип: — Биз силиниң-мениң дәп айримаймиз; мениң хәлқим өзлириниң хәлқидур, мениң атлирим силиниң атлиридур, деди.
So he asked Jehoshaphat, “Will you join me in an attack to recapture Ramoth-gilead?” Jehoshaphat replied to the king of Israel, “You and I are as one, my men and your men are as one, and my horses and your horses are as one.”
5 Лекин Йәһошафат Исраилниң падишасиға: — Өтүнимәнки, бүгүн авал Пәрвәрдигарниң сөзини сорап көргәйла, деди.
Then Jehoshaphat said to the king of Israel, “But first though, please find out what the Lord says.”
6 Шуниң билән Исраилниң падишаси пәйғәмбәрләрни, йәни төрт йүзчә адәмни жиғдуруп улардин: — Соқушқили Гилеадтики Рамотқа чиқсам боламду, йоқ? — дәп соривиди, улар: — Чиққин, Рәб уни падишаниң қолиға бериду, дейишти.
So the king of Israel brought out the prophets—four hundred of them—and he asked them, “Should I go up and attack Ramoth-gilead, or should I not?” “Yes, go ahead,” they replied, “for the Lord will hand it over to the king.”
7 Лекин Йәһошафат болса: — Булардин башқа, йол сориғидәк Пәрвәрдигарниң бирәр пәйғәмбири йоқму? — дәп сориди.
But Jehoshaphat asked, “Isn't there another prophet of the Lord here that we can ask?”
8 Исраилниң падишаси Йәһошафатқа җавап берип: — Пәрвәрдигардин йол сорайдиған йәнә бир адәм бар; лекин у мениң тоғрамда қутлуқни әмәс, бәлки балаю-апәтни көрситип бешарәт бәргәчкә, мән уни өч көримән. У болса Имлаһниң оғли Микаядур, деди. Йәһошафат: — И алийлири, сили ундақ демигәйла, деди.
“Yes, there's another man who could consult the Lord,” the king of Israel replied, “but I don't like him because he never prophesies anything good for me—it's always bad! His name is Micaiah, son of Imlah.” “You shouldn't talk like that,” said Jehoshaphat.
9 Андин Исраилниң падишаси бир чакирини чақирип униңға: — Чаққан берип, Имлаһниң оғли Микаяни чақиртип кәл, дәп буйруди.
The king of Israel called over one of his officials and told him, “Bring me Micaiah, son of Imlah, right away.”
10 Әнди Исраилниң падишаси билән Йәһуданиң падишаси Йәһошафат шаһанә кийимлирини кийишип, Самарийәниң дәрвазисиниң алдидики хаманда һәр бири өз тәхтидә олтиришти. Уларниң алдида пәйғәмбәрләрниң һәммиси бешарәт бәрмәктә еди.
Dressed in their royal robes, the king of Israel and King Jehoshaphat of Judah, were sitting on their thrones at the threshing floor beside the gate of Samaria, with all of the prophets prophesying in front of them.
11 Кәнанаһниң оғли Зәдәкия болса өзи төмүрдин мүңгүзләрни ясап чиқип: — Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — «Мошу мүңгүзләр билән Сурийләрни йоқатқичә үсүп урсила», деди.
One of them, Zedekiah, son of Chenaanah, had made himself iron horns. He announced, “This is what the Lord says: ‘With these horns you will gore the Arameans until they're dead!”
12 Һәммә пәйғәмбәрләр шуниңға охшаш бешарәт берип: «Гилеадтики Рамотқа чиқип сөзсиз мувәппәқийәт қазинила; чүнки Пәрвәрдигар уни падишаниң қолиға тапшуридикән», дейишти.
All the prophets were prophesying the same thing, saying, “Go ahead, attack Ramoth-gilead; you will be successful, for the Lord will hand it over to the king.”
13 Микаяни қичқирғили барған хәвәрчи униңға: — Мана, һәммә пәйғәмбәрләр бирдәк падишаға яхши хәвәр бәрмәктә; әнди өтүнимән, сениң сөзүңму уларниң сөзи билән бирдәк болуп, яхши бир хәвәрни бәргин, деди.
The messenger who went to call Micaiah told him, “Look, all the prophets are unanimous in prophesying positively to the king. So please make sure to speak positively like them.”
14 Амма Микая: — Пәрвәрдигарниң һаяти билән қәсәм қилимәнки, Пәрвәрдигар маңа немә ейтса, мән шуни ейтимән, деди.
But Micaiah replied, “As the Lord lives, I can only say what my God tells me.”
15 У падишаниң алдиға кәлгәндә падиша униңдин: И Микая, җәң қилғили Гилеадтики Рамотқа чиқсақ боламду, йоқ? — дәп соривиди, у униңға җавап берип: — Чиқип мувәппәқийәт қазинисән; чүнки Пәрвәрдигар шәһәрни падишаниң қолиға бериду, деди.
When he came before the king, the king asked him, “Should we go up and attack Ramoth-gilead, or should we not?” “Yes, go ahead and be victorious,” Micaiah replied, “for the Lord will give it into the king's hand.”
16 Лекин падиша униңға: — Мән саңа қанчә қетим Пәрвәрдигарниң намида раст гәптин башқисини маңа ейтмаслиққа қәсәм ичкүзүшүм керәк?! — деди.
But the king said to him, “How many times must I make you swear to tell me only the truth in the name of the Lord?”
17 Микая: — Мән пүткүл Исраилниң тағларда падичисиз қойлардәк тарилип кәткәнлигини көрдүм. Пәрвәрдигар: «Буларниң егиси йоқ; буларниң һәр бири теч-аман өз өйигә қайтсун», деди, — деди.
So Micaiah answered, “I saw all Israel scattered on the mountains like sheep without a shepherd. The Lord said, ‘These people have no master; let each of them go home in peace.’”
18 Исраилниң падишаси Йәһошафатқа: — Мана, мән силигә «У мениң тоғрамда қутлуқни әмәс, бәлки һаман балаю-апәтни көрситип бешарәт бериду», демигәнмидим? — деди.
The king of Israel said to Jehoshaphat, “Didn't I tell you he never prophesies anything good for me, only bad?”
19 Микая йәнә: — Шуңа Пәрвәрдигарниң сөзини аңлиғин; мән Пәрвәрдигарниң өз тәхтидә олтарғанлиғини, асманниң пүткүл қошунлири униң йенида, оң вә сол тәрипидә турғанлиғини көрдүм.
Micaiah went on to say, “So listen to what the Lord says. I saw the Lord sitting on his throne, surrounded by the whole army of heaven standing to his right and to his left.
20 Пәрвәрдигар: «Ким Аһабни Гилеадтики Рамотқа чиқип, шу йәрдә һалак болушқа алдайду?» — деди. Бириси ундақ, бириси мундақ дейишти;
The Lord asked, ‘Who will trick Ahab, king of Israel, into attacking Ramoth-gilead so he will be killed there?’ One said this, another said that, and another said something else.
21 шу вақитта бир роһ чиқип Пәрвәрдигарниң алдида туруп: «Мән берип алдай», деди. Пәрвәрдигар униңдин: «Қандақ усул билән алдайсән?» — дәп соривиди,
Finally a spirit came and approached the Lord and said, ‘I will trick him.’
22 у: — «Мән чиқип униң һәммә пәйғәмбәрлириниң ағзида ялғанчи бир роһ болимән», деди. Пәрвәрдигар: — «Уни алдап илкиңгә алалайсән; берип шундақ қил» — деди.
‘How are you going to do that?’ the Lord asked. ‘I will go and be a lying spirit and make all his prophets tell lies,’ the spirit replied. ‘That will work,’ the Lord responded. ‘Go and do it.’
23 Мана әнди Пәрвәрдигар сениң бу һәммә пәйғәмбәрлириңниң ағзиға ялғанчи бир роһни салди; Пәрвәрдигар сениң тоғраңда балаю-апәт көрситип сөзлиди» — деди.
As you see, the Lord has put a lying spirit into these prophets of yours, and the Lord has pronounced your death sentence.”
24 Шуни аңлап Кәнанаһниң оғли Зәдәкия келип Микаяниң качитиға бирни селип: — Пәрвәрдигарниң Роһи қайси йол билән мәндин өтүп, саңа сөз қилишқа барди?! — деди.
Then Zedekiah, son of Chenaanah, went and slapped Micaiah in the face, and demanded, “Which way did the Spirit of the Lord go when he left me to speak to you?”
25 Микая җавап берип: — Өзүңни йошуруш үчүн ичкиридики өйгә жүгүргән күнидә шуни көрисән, деди.
“You'll soon find out when you try and find some secret place to hide!” Micaiah replied.
26 Исраилниң падишаси әнди: — Микаяни елип қайтуруп берип, шәһәр һакими Амон билән падишаниң оғли Йоашқа тапшуруп,
The king of Israel ordered, “Place Micaiah under arrest and take him back to Amon the governor of the city and to my son Joash.
27 уларға тапилап: «Падиша мундақ дәйду: — Уни зинданға солап мән теч-аман йенип кәлгичилик қийнап нан билән суни аз-аз берип туруңлар» — дегин, дәп буйруди.
Tell them these are the king's instructions: ‘Put this man in jail. Give him only bread and water until my safe return.’”
28 Микая: — Әгәр сән һәқиқәтән теч-аман йенип кәлсәң, Пәрвәрдигар мениң васитәм билән сөз қилмиған болиду, деди. Андин у йәнә: — Әй җамаәт, һәр бириңлар аңлаңлар, деди.
“If you do in fact return safely then the Lord has not spoken through me,” Micaiah declared. “Pay attention everyone to all I've said!”
29 Исраилниң падишаси билән Йәһуданиң падишаси Йәһошафат Гилеадтики Рамотқа чиқти.
The king of Israel and Jehoshaphat, king of Judah, went to attack Ramoth-gilead.
30 Исраилниң падишаси Йәһошафатқа: — Мән башқа қияпәткә кирип җәңгә чиқай; сили болсила өз кийимлирини кийип чиққайла, деди. Исраилниң падишаси башқа қияпәт билән җәңгә чиқти.
The king of Israel told Jehoshaphat, “When I go into battle I will be in disguise, but you should wear your royal robes.” So the king of Israel disguised himself and went into battle.
31 Сурийәниң падишаси җәң һарвулири үстидики оттуз икки сәрдарға: — Чоңлири яки кичиклири билән әмәс, пәқәт Исраилниң падишаси билән соқушуңлар, дәп буйруди.
The king of Aram had already given these orders to his chariot commanders: “Head straight for the king of Israel alone. Don't fight with anyone else, whoever they are.”
32 вә шундақ болдики, җәң һарвулириниң сәрдарлири Йәһошафатни көргәндә: — Уни чоқум Исраилниң падишаси дәп, униңға һуҗум қилғили бурулди. Лекин Йәһошафат пәряд көтәрди.
So when the chariot commanders saw Jehoshaphat, they shouted, “This must be the king of Israel!” So they turned to attack him, but when Jehoshaphat called out for help,
33 җәң һарвулириниң сәрдарлири униң Исраилниң падишаси әмәслигини көргәндә уни қоғлимай, бурулуп кетип қелишти.
the chariot commanders saw it wasn't the king of Israel and stopped chasing him.
34 Амма бирәйлән қарисиғила бир оқя етивиди, оқ Исраилниң падишасиниң савутиниң мүрисидин төвәнки улиқидин өтүп тәгди. У һарвукешигә: Һарвуни яндуруп мени сәптин чиқарғин; чүнки мән яридар болдум, деди.
However, an enemy archer shot an arrow at random, hitting the king of Israel between the joints of his armor by his breastplate. The king told his charioteer, “Turn around and get me out of the fight, because I've been wounded!”
35 У күни җәң барғансери қаттиқ болди. Падиша болса Сурийләрниң удулида өз җәң һарвусиға йөлинип өрә турди. Зәхмидин қени һарвуниң тегигичә еқип, кәч киргәндә у өлди.
The battle lasted all day. The king of Israel was propped up in his chariot to face the Arameans, but in the evening he died. The blood had poured out of his wound onto the floor of the chariot.
36 Күн патарда қошун арисида бир қаттиқ сада аңлинип: — Һәр адәм өз шәһиригә янсун! Һәр бири өз жутиға йенип кәтсун! — дейилди.
At sunset, a shout went out from the lines: “Retreat! Every man back to his town, every man back to his own country!”
37 Падиша өлди, кишиләр уни Самарийәгә елип кәлди; улар падишани Самарийәдә дәпнә қилди.
So the king died. He was taken back to Samaria where they buried him.
38 Бириси падишаниң һарвусини Самарийәниң көлидә [юғанда] (бу көл паһишә аяллар жуюнидиған җай еди), Пәрвәрдигарниң ейтқан сөзи әмәлгә ашурулуп, иштлар униң қенини ялиди.
They washed his chariot at a pool in Samaria where the prostitutes came to bathe, and dogs licked up his blood, just as the Lord had said.
39 Аһабниң башқа ишлири, қилғанлириниң һәммиси, җүмлидин униң ясиған «пил чиш сарийи» вә бена қилған һәммә шәһәрләр тоғрилиқ «Исраил падишалириниң тарих-тәзкирилири» дегән китапта пүтүлгән әмәсмиди?
The rest of what happened in Ahab's reign, all that he did, the ivory palace he constructed and all the cities he built are recorded in the Book of Chronicles of the Kings of Israel.
40 Аһаб ата-бовилири арисида ухлиди. Андин униң оғли Аһазия орнида падиша болди.
Ahab died and his son Ahaziah succeeded him as king.
41 Асаниң оғли Йәһошафат Исраилниң падишаси Аһабниң сәлтәнитиниң төртинчи жилида Йәһудаға падиша болди.
Jehoshaphat, son of Asa, became king of Judah in the fourth year of the reign of Ahab, king of Israel.
42 Йәһошафат падиша болғанда оттуз бәш яшта еди, у Йерусалимда жигирмә бәш жил сәлтәнәт қилди. Униң анисиниң исми Азубаһ болуп, у Шилһиниң қизи еди.
Jehoshaphat was thirty-five when he became king, and he reigned in Jerusalem for twenty-five years. His mother's name was Azubah, daughter of Shilhi.
43 У һәр ишта атиси Асаниң барлиқ йоллирида жүрүп, улардин чиқмай Пәрвәрдигарниң нәзиридә дурус болғанни қилатти. Пәқәт «жуқури җайлар»ла йоқитилмиған еди; халайиқ йәнила «жуқури җайлар»да қурбанлиқ қилип хушбуй яқатти.
He followed all the ways of his father; he did not depart from them, and he did what was right in the Lord's sight. However, the high places were not removed and the people still sacrificed and presented offerings there.
44 Вә Йәһошафат билән Исраилниң падишаси оттурисида течлиқ болди.
Jehoshaphat also made peace with the king of Israel.
45 Йәһошафатниң башқа ишлири, униң көрсәткән қудрити, қандақ җәң қилғанлири тоғрисида «Йәһуда падишалириниң тарих-тәзкирилири» дегән китапта пүтүлгән әмәсмиди?
The rest of what happened in Jehoshaphat's reign, his great achievements and the wars he fought are recorded in the Book of Chronicles of the Kings of Judah.
46 У атиси асаниң күнлиридә зиминдин қоғливетилмигән кәспий бәччивазларни зиминидин һайдап чиқарди.
He expelled from the land any cult prostitutes who were left from the time of his father Asa.
47 У вақитта Едомниң падишаси йоқ еди, бәлки бир валий һөкүм сүрәтти.
(At that time there was no king in Edom; only a deputy who served as king.)
48 Йәһошафат Офирдин алтун елип келиш үчүн бир «Таршиш кемә» әтритини қурди. Лекин кемиләр һечйәргә баралмиди; чүнки улар Әзион-Гәбәрдә урулуп вәйран болған еди.
Jehoshaphat built sea-going ships to go to Ophir for gold, but they went because they were wrecked at Ezion-geber.
49 У вақитта Аһабниң оғли Аһазия Йәһошафатқа: — Мениң хизмәткарлирим сениң хизмәткарлириң билән кемиләрдә барсун, деди. Лекин Йәһошафат унимиди.
During that time Ahaziah, son of Ahab, asked Jehoshaphat, “Let my men sail with your men,” but Jehoshaphat refused.
50 Йәһошафат өз ата-бовилири арисида ухлиди вә «Давутниң шәһири»дә ата-бовилириниң қәбридә дәпнә қилинди. Андин оғли Йәһорам орнида падиша болди.
Jehoshaphat died and was buried with his forefathers in the City of David. His son Jehoram succeeded him as king.
51 Аһабниң оғли Аһазия Йәһуданиң падишаси Йәһошафатниң сәлтәнитиниң он йәттинчи жилида Самарийәдә Исраилниң үстидә падиша болуп икки жил сәлтәнәт қилди.
Ahaziah, son of Ahab, became king of Israel in Samaria in the seventeenth year of Jehoshaphat, king of Judah, and he reigned over Israel for two years.
52 У Пәрвәрдигарниң нәзиридә рәзил болғанни қилип атисиниң йолида вә анисиниң йолида жүрүп, шундақла Исраилни гунаға путлаштурған Нибатниң оғли Йәробоамниң йолида маңди;
He did what was evil in the Lord's sight and followed the ways of his father and mother, and of Jeroboam, son of Nebat, who had made Israel sin.
53 у атиси қилғанниң һәммисини қилип, Баалниң қуллуғида болуп, униңға сәҗдә қилип, Исраилниң Худаси Пәрвәрдигарниң ғәзивини қозғиди.
He served Baal and worshiped him, and angered the Lord, the God of Israel, just as his father had.