< Падишаһлар 1 21 >

1 Бу ишлардин кейин шундақ болдики, Йизрәәллик Наботниң Йизрәәлдә, Самарийәниң падишаси Аһабниң ордисиниң йенида бир үзүмзарлиғи бар еди.
Bu ishlardin kéyin shundaq boldiki, Yizreellik Nabotning Yizreelde, Samariyening padishahi Ahabning ordisining yénida bir üzümzarliqi bar idi.
2 Аһаб Наботқа сөз қилип: — Өз үзүмзарлиғиңни маңа бәргин, мениң өйүмгә йеқин болғач, уни бир сәй-көктатлиқ бағ қилай. Униң орнида саңа убданрақ бир үзүмзарлиқ берәй яки лайиқ көрсәң баһасини нәқ беримән, деди.
Ahab Nabotqa söz qilip: — Öz üzümzarliqingni manga bergin, méning öyümge yéqin bolghach, uni bir sey-köktatliq bagh qilay. Uning ornida sanga obdanraq bir üzümzarliq bérey yaki layiq körseng bahasini neq bérimen, dédi.
3 Амма Набот Аһабқа: — Пәрвәрдигар мени ата-бовилиримниң мирасини саңа сетишни мәндин нери қилсун, деди.
Emma Nabot Ahabqa: — Perwerdigar méni ata-bowilirimning mirasini sanga sétishni mendin néri qilsun, dédi.
4 Аһаб Йизрәәллик Наботниң: «Ата-бовилиримниң мирасини саңа бәрмәймән» дәп ейтқан сөзидин хапа болуп ғәшликкә чөмгән һалда ордисиға қайтти; у кариватта йетип йүзини [там] тәрәпкә өрүп нанму йемиди.
Ahab Yizreellik Nabotning: «Ata-bowilirimning mirasini sanga bermeymen» dep éytqan sözidin xapa bolup gheshlikke chömgen halda ordisigha qaytti; u kariwatta yétip yüzini [tam] terepke örüp nanmu yémidi.
5 Хотуни Йизәбәл униң қешиға келип: Роһий кәйпиятиң немишкә шунчә төвән, немишкә нан йемәйсән? — деди.
Xotuni Yizebel uning qéshigha kélip: Rohiy keypiyating némishqa shunche töwen, némishqa nan yémeysen? — dédi.
6 У униңға: — Мән Йизрәәллик Наботқа сөз қилип: «Үзүмзарлиғиңни маңа пулға бәрсәң, яки лайиқ көрсәң униң орниға башқа үзүмзарлиқ берәй» дедим. Лекин у: «Саңа үзүмзарлиғимни бәрмәймән» деди, — деди.
U uninggha: — Men Yizreellik Nabotqa söz qilip: «Üzümzarliqingni manga pulgha berseng, yaki layiq körseng uning ornigha bashqa üzümzarliq bérey» dédim. Lékin u: «Sanga üzümzarliqimni bermeymen» dédi, — dédi.
7 Хотуни Йизәбәл униңға: — Сән һазир Исраилниң үстигә сәлтәнәт қилғучи әмәсму? Қопуп нан йәп, көңлүңни хуш қилғин; мән саңа Йизрәәллик Наботниң үзүмзарлиғини ериштүримән, деди.
Xotuni Yizebel uninggha: — Sen hazir Israilning üstige seltenet qilghuchi emesmu? Qopup nan yep, könglüngni xush qilghin; men sanga Yizreellik Nabotning üzümzarliqini érishtürimen, dédi.
8 Андин у Аһабниң намида бир хәт йезип, үстигә униң мөһүрини бесип, хәтни Наботниң шәһиридә униң билән туруватқан ақсақаллар вә мөтивәрләргә әвәтти.
Andin u Ahabning namida bir xet yézip, üstige uning möhürini bésip, xetni Nabotning shehiride uning bilen turuwatqan aqsaqallar we mötiwerlerge ewetti.
9 Хәттә у мундақ язған еди: — «Роза тутуш керәк дәп буйруп, хәлиқниң арисида Наботни төрдә олтарғузғин;
Xette u mundaq yazghanidi: — «Roza tutush kérek dep buyrup, xelqning arisida Nabotni törde olturghuzghin;
10 икки адәмни, йәни Белиялниң балисини униң удулида олтарғузуп, уларни Наботниң үстидин әрз қилғузуп: «Сән Худаға вә падишаға ләнәт оқудуң» дәп гувалиқ бәргүзүңлар. Андин уни елип чиқип чалма-кесәк қилип өлтүрүңлар».
ikki ademni, yeni Béliyalning balisini uning udulida olturghuzup, ularni Nabotning üstidin erz qilghuzup: «Sen Xudagha we padishahqa lenet oqudung» dep guwahliq bergüzünglar. Andin uni élip chiqip chalma-kések qilip öltürünglar».
11 Шәһәрниң адәмлири, йәни униң шәһиридә туруватқан ақсақалар билән мөтивәрләр Йизәбәлниң уларға әвәткән хетидә пүтүлгәндәк қилди;
Sheherning ademliri, yeni uning shehiride turuwatqan aqsaqalar bilen mötiwerler Yizebelning ulargha ewetken xétide pütülgendek qildi;
12 улар розини буйруп, хәлиқниң арисида Наботни төрдә олтарғузди.
ular rozini buyrup, xelqning arisida Nabotni törde olturghuzdi.
13 Андин у икки адәм, йәни Белиялниң балилири хәлиқниң алдида Набот үстидин әрз қилип: «Набот Худаға вә падишаға дәшнәм қилди» дәп гувалиқ бәрди. Шуниң билән улар Наботни шәһәрниң ташқириға сөрәп елип чиқип, ташлар билән чалма-кесәк қилип өлтүрди.
Andin u ikki adem, yeni Béliyalning baliliri xelqning aldida Nabot üstidin erz qilip: «Nabot Xudagha we padishahqa deshnem qildi» dep guwahliq berdi. Shuning bilen ular Nabotni sheherning tashqirigha sörep élip chiqip, tashlar bilen chalma-kések qilip öltürdi.
14 Андин улар Йизәбәлгә адәм әвәтип: «Набот чалма-кесәк қилип өлтүрүлди» дәп хәвәр бәрди.
Andin ular Yizebelge adem ewetip: «Nabot chalma-kések qilip öltürüldi» dep xewer berdi.
15 Йизәбәл Наботниң чалма-кесәк қилинип өлтүрүлгәнлигини аңлиғанда Аһабқа: Қопуп, Йизрәәллик Наботниң саңа пулға бәргили унимиған үзүмзарлиғини тапшуруп алғин; чүнки Набот һаят әмәс, бәлки өлди, деди.
Yizebel Nabotning chalma-kések qilinip öltürülgenlikini anglighanda Ahabqa: Qopup, Yizreellik Nabotning sanga pulgha bergili unimighan üzümzarliqini tapshurup alghin; chünki Nabot hayat emes, belki öldi, dédi.
16 Шундақ болдики, Аһаб Наботниң өлгәнлигини аңлап, Йизрәәллик Наботниң үзүмзарлиғини егиләш үчүн шу йәргә барди.
Shundaq boldiki, Ahab Nabotning ölgenlikini anglap, Yizreellik Nabotning üzümzarliqini igilesh üchün shu yerge bardi.
17 Лекин Пәрвәрдигарниң сөзи Тишбилиқ Илиясқа келип мундақ дейилди: —
Lékin Perwerdigarning sözi Tishbiliq Iliyasqa kélip mundaq déyildi: —
18 «Қопуп берип, Самарийәдә олтиришлиқ Исраил падишаси Аһаб билән учрашқин; мана у Наботниң үзүмзарлиғида туриду; чүнки уни егиливелиш үчүн у йәргә барди.
«Qopup bérip, Samariyede olturushluq Israil padishahi Ahab bilen uchrashqin; mana u Nabotning üzümzarliqida turidu; chünki uni igiliwélish üchün u yerge bardi.
19 Униңға: — «Адәм өлтүрдүңму, йерини егиливалдиңму?» — дегин. Андин униңға йәнә сөз қилип: — Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — «Наботниң қенини иштлар ялиған җайда сениң қениңниму иштлар ялайду» — дегин».
Uninggha: — «Adem öltürdüngmu, yérini igiliwaldingmu?» — dégin. Andin uninggha yene söz qilip: — Perwerdigar mundaq deydu: — «Nabotning qénini itlar yalighan jayda séning qéningnimu itlar yalaydu» — dégin».
20 Аһаб Илиясқа: — И дүшминим, мени таптиңму? — деди. У җававән мундақ деди: — Раст, мән сени таптим; чүнки сән Пәрвәрдигарниң нәзиридә рәзиллик қилиш үчүн өзүңни сетивәттиң.
Ahab Iliyasqa: — I düshminim, méni taptingmu? — dédi. U jawaben mundaq dédi: — Rast, men séni taptim; chünki sen Perwerdigarning neziride rezillik qilish üchün özüngni sétiwetting.
21 Пәрвәрдигар: «Мана, Мән үстүңгә бала чүшүрүп нәслиңни йоқитип, сән Аһабниң Исраилда қалған җәмәтидики һәммә әркәкни, һәтта аҗиз яки мәйип болсун, һәммисини үзүп йоқитимән;
Perwerdigar: «Mana, Men üstüngge bala chüshürüp neslingni yoqitip, sen Ahabning Israilda qalghan jemetidiki hemme erkekni, hetta ajiz yaki méyip bolsun, hemmisini üzüp yoqitimen;
22 вә сән Мениң ғәзивимни қозғап Исраилни гунаға аздурғиниң үчүн сениң җәмәтиңни Нибатниң оғли Йәробоамниң җәмәти вә Ахияһниң оғли Баашаниң җәмәтигә охшаш қилимән» — дәйду, — деди.
we sen Méning ghezipimni qozghap Israilni gunahqa azdurghining üchün séning jemetingni Nibatning oghli Yeroboamning jemeti we Axiyahning oghli Baashaning jemetige oxshash qilimen» — deydu, — dédi.
23 — Йизәбәл тоғрисидиму Пәрвәрдигар сөз қилип: «Йизрәәлниң сепилиниң тешида иштлар Йизәбәлни йәйду.
— Yizebel toghrisidimu Perwerdigar söz qilip: «Yizreelning sépilining téshida itlar Yizebelni yeydu.
24 Аһабниң җәмәтидикиләрдин шәһәрдә өлгәнләрни иштлар йәйду; сәһрада өлгәнләрни болса асмандики қушлар йәйду» деди
Ahabning jemetidikilerdin sheherde ölgenlerni itlar yeydu; sehrada ölgenlerni bolsa asmandiki qushlar yeydu» dédi
25 (Бәрһәқ, хотуни Йизәбәлниң қутритишлири билән Пәрвәрдигарниң нәзиридә рәзиллик қилғили өзини сатқан Аһабдәк һеч ким йоқ еди.
(Berheq, xotuni Yizebelning qutritishliri bilen Perwerdigarning neziride rezillik qilghili özini satqan Ahabdek héchkim yoq idi.
26 У Пәрвәрдигар Исраилларниң алдидин һайдап қоғливәткән Аморийларниң қилғинидәк қилип, жиркиничлик бутларға тайинип әгишип, ләнәтлик ишларни қилатти).
U Perwerdigar Israillarning aldidin heydep qoghliwetken Amoriylarning qilghinidek qilip, yirginchlik butlargha tayinip egiship, lenetlik ishlarni qilatti).
27 Лекин Аһаб бу сөзләрни аңлиғанда өз кийимлирини житип бәдинигә бөз йөгәп, роза тутти. У бөз рәхттә ятатти, җим-җит маңатти.
Lékin Ahab bu sözlerni anglighanda öz kiyimlirini yirtip bedinige böz yögep, roza tutti. U böz rextte yatatti, jimjit mangatti.
28 У вақитта Пәрвәрдигарниң сөзи Тишбилиқ Илиясқа келип: —
U waqitta Perwerdigarning sözi Tishbiliq Iliyasqa kélip: —
29 «Аһабниң Мениң алдимда өзини қандақ төвән тутуватқанлиғини көрдүңму? У өзини Мениң алдимда төвән тутуватқанлиғи түпәйлидин, бу балани униң күнлиридә кәлтүрмәймән, бәлки униң оғлиниң күнлиридә униң җәмәтигә кәлтүримән» — дейилди.
«Ahabning Méning aldimda özini qandaq töwen tutuwatqanliqini kördüngmu? U özini Méning aldimda töwen tutuwatqanliqi tüpeylidin, bu balani uning künliride keltürmeymen, belki uning oghlining künliride uning jemetige keltürimen» — déyildi.

< Падишаһлар 1 21 >