< Падишаһлар 1 2 >
1 Давутниң өлидиған вақти йеқинлашқанда, оғли Сулайманға тапилап мундақ деди: —
Dawutning ölidighan waqti yéqinlashqanda, oghli Sulayman’gha tapilap mundaq dédi: —
2 «Әнди йәр йүзидикиләрниң һәммиси баридиған йол билән кетимән. Жүрәклик болуп, әркәктәк болғин!
«Emdi yer yüzidikilerning hemmisi baridighan yol bilen kétimen. Yüreklik bolup, erkektek bolghin!
3 Сән барлиқ қиливатқан ишлириңда һәмдә барлиқ нийәт қилған ишлириңда раваҗ тепишиң үчүн Мусаға чүшүрүлгән қанунда пүтүлгәндәк, Пәрвәрдигар Худайиңниң йоллирида меңип, Униң бәлгүлимилири, Униң әмирлири, Униң һөкүмлири вә агаһ-гувалиқлирида чиң туруп, Униң тапшуруғини чиң тутқин.
Sen barliq qiliwatqan ishliringda hemde barliq niyet qilghan ishliringda rawaj tépishing üchün Musagha chüshürülgen qanunda pütülgendek, Perwerdigar Xudayingning yollirida méngip, Uning belgilimiliri, Uning emrliri, Uning hökümliri we agah-guwahliqlirida ching turup, Uning tapshuruqini ching tutqin.
4 Шундақ қилғанда Пәрвәрдигар маңа: «Әгәр әвлатлириң өз йолиға көңүл бөлүп, Мениң алдимда пүтүн қәлби вә пүтүн җени билән һәқиқәттә маңса, саңа әвладиңдин Исраилниң тәхтидә олтиришқа бир зат кам болмайду» дәп ейтқан сөзигә әмәл қилиду.
Shundaq qilghanda Perwerdigar manga: «Eger ewladliring öz yoligha köngül bölüp, Méning aldimda pütün qelbi we pütün jéni bilen heqiqette mangsa, sanga ewladingdin Israilning textide olturushqa bir zat kem bolmaydu» dep éytqan sözige emel qilidu.
5 Амма Зәруияниң оғли Йоабниң маңа қилғинини, йәни униң өзи қандақ қилип Исраилниң қошунидики икки сәрдарни, йәни Нерияниң оғли Абнәр билән Йәтәрниң оғли Амасани уруп өлтүрүп, тинич мәзгилдә җәңдә төкүлгәндәк қан төкүп, белигә бағлиған кәмәргә вә путиға кийгән кәшигә җәңдә төкүлгәндәк қан чечип, дағ қилғанлиғини билисән.
Emma Zeruiyaning oghli Yoabning manga qilghinini, yeni uning özi qandaq qilip Israilning qoshunidiki ikki serdarni, yeni Nériyaning oghli Abner bilen Yeterning oghli Amasani urup öltürüp, tinch mezgilde jengde tökülgendek qan töküp, bélige baghlighan kemerge we putigha kiygen keshige jengde tökülgendek qan chéchip, dagh qilghanliqini bilisen.
6 Сән уни даналиғиңға мувапиқ бир тәрәп қилип, униң ақ бешиниң гөргә саламәт чүшүшигә йол қоймиғайсән. (Sheol )
Sen uni danaliqinggha muwapiq bir terep qilip, uning aq béshining görge salamet chüshüshige yol qoymighaysen. (Sheol )
7 Лекин Гилеадлиқ Барзиллайниң оғуллириға меһриванлиқ көрситип, дәстихиниңдин нан йегүзгин; чүнки мән акаң Абшаломдин қачқинимда, улар йенимға келип маңа шундақ қилған.
Lékin Giléadliq Barzillayning oghullirigha méhribanliq körsitip, dastixiningdin nan yégüzgin; chünki men akang Abshalomdin qachqinimda, ular yénimgha kélip manga shundaq qilghan.
8 Вә мана Баһуримдин кәлгән Бинямин қәбилисидин Гераниң оғли Шимәй йениңда туриду. У мән Маһанаимға баридиғанда, әшәддий ләнәт билән мени қарғиди. Кейин у Иордан дәриясиға берип мениң алдимға кәлгәндә, мән Пәрвәрдигарниң [нами] билән униңға: «Сени қилич билән өлтүрмәймән» дәп қәсәм қилдим.
We mana Bahurimdin kelgen Binyamin qebilisidin Géraning oghli Shimey yéningda turidu. U men Mahanaimgha baridighanda, esheddiy lenet bilen méni qarghidi. Kéyin u Iordan deryasigha bérip méning aldimgha kelgende, men Perwerdigarning [nami] bilen uninggha: «Séni qilich bilen öltürmeymen» dep qesem qildim.
9 Амма һазир уни гунасиз дәп санимиғин. Өзүң дана киши болғандин кейин униңға қандақ қилишни билисән; һәрһалда униң ақ бешини қанитип гөргә чүшүргин». (Sheol )
Emma hazir uni gunahsiz dep sanimighin. Özüng dana kishi bolghandin kéyin uninggha qandaq qilishni bilisen; herhalda uning aq béshini qanitip görge chüshürgin». (Sheol )
10 Давут өз ата-бовлири билән бир йәрдә ухлиди. У «Давутниң шәһири» [дегән җайда] дәпнә қилинди.
Dawut öz ata-bowliri bilen bir yerde uxlidi. U «Dawutning shehiri» [dégen jayda] depne qilindi.
11 Давутниң Исраилға сәлтәнәт қилған вақти қириқ жил еди; у Һебронда йәттә жил сәлтәнәт қилип, Йерусалимда оттуз үч жил сәлтәнәт қилди.
Dawutning Israilgha seltenet qilghan waqti qiriq yil idi; u Hébronda yette yil seltenet qilip, Yérusalémda ottuz üch yil seltenet qildi.
12 Сулайман атиси Давутниң тәхтидә олтарди; униң сәлтәнити хелә мустәһкәмләнди.
Sulayman atisi Dawutning textide olturdi; uning selteniti xéli mustehkemlendi.
13 Амма Һаггитниң оғли Адония Сулайманниң аниси Бат-Шебаниң қешиға барди. У униңдин: — Течлиқ мәхситидә кәлдиңму? — дәп сориди. У: — Шундақ, течлиқ мәхситидә, деди.
Emma Haggitning oghli Adoniya Sulaymanning anisi Bat-Shébaning qéshigha bardi. U uningdin: — Tinchliq meqsitide keldingmu? — dep soridi. U: — Shundaq, tinchliq meqsitide, dédi.
14 У йәнә: — Саңа бир сөзүм бар еди, деди. У: — Сөзүңни ейтқин, деди.
U yene: — Sanga bir sözüm bar idi, dédi. U: — Sözüngni éytqin, dédi.
15 У: — Билисәнки, падишалиқ әслидә мениңки еди, вә пүтүн Исраил мени падиша болиду дәп, маңа қарайтти. Лекин падишалиқ мәндин кетип, инимниң илкигә өтти; чүнки Пәрвәрдигарниң ирадиси билән у униңки болди.
U: — Bilisenki, padishahliq eslide méningki idi, we pütün Israil méni padishah bolidu dep, manga qaraytti. Lékin padishahliq mendin kétip, inimning ilkige ötti; chünki Perwerdigarning iradisi bilen u uningki boldi.
16 Әнди саңа бир илтимасим бар. Мени яндурмиғин, деди. У: — Ейтқин, деди.
Emdi sanga bir iltimasim bar. Méni yandurmighin, dédi. U: — Éytqin, dédi.
17 У: — Сәндин өтүнимән, Сулайман падишаға мән үчүн ейтқинки — чүнки у саңа яқ демәйду! — У Шунамлиқ Абишагни маңа хотунлуққа бәрсун, деди.
U: — Sendin ötünimen, Sulayman padishahqa men üchün éytqinki — chünki u sanga yaq démeydu! — U Shunamliq Abishagni manga xotunluqqa bersun, dédi.
18 Бат-Шеба: — Мақул; сән үчүн падишаға сөз қилай, деди.
Bat-Shéba: — Maqul; sen üchün padishahqa söz qilay, dédi.
19 Бат-Шеба Адония үчүн сөз қилғили Сулайман падишаниң алдиға барди. Падиша қопуп алдиға берип, анисиға тазим қилди. Андин тәхтигә берип олтирип падишаниң анисиға бир тәхтни кәлтүрди. Шуниң билән у униң оң йенида олтирип, униңға: —
Bat-Shéba Adoniya üchün söz qilghili Sulayman padishahning aldigha bardi. Padishah qopup aldigha bérip, anisigha tezim qildi. Andin textige bérip olturup padishahning anisigha bir textni keltürdi. Shuning bilen u uning ong yénida olturup, uninggha: —
20 Саңа кичиккинә бир илтимасим бар. Мени яндурмиғин, деди. Падиша униңға: — И ана, соравәргин, мән сени яндурмаймән, деди.
Sanga kichikkine bir iltimasim bar. Méni yandurmighin, dédi. Padishah uninggha: — I ana, sorawergin, men séni yandurmaymen, dédi.
21 У: — Акаң Адонияға Шунамлиқ Абишагни хотунлуққа бәргүзгин, деди.
U: — Akang Adoniyagha Shunamliq Abishagni xotunluqqa bergüzgin, dédi.
22 Сулайман падиша җавап берип анисиға: — Немишкә Адония үчүн Шунамлиқ Абишагни сорайсән? У акам болған екән, униң үчүн, Абиятар каһин үчүн вә Зәруияниң оғли Йоаб үчүн падишалиқниму соримамсән! — деди.
Sulayman padishah jawab bérip anisigha: — Némishqa Adoniya üchün Shunamliq Abishagni soraysen? U akam bolghaniken, uning üchün, Abiyatar kahin üchün we Zeruiyaning oghli Yoab üchün padishahliqnimu sorimamsen! — dédi.
23 Сулайман падиша Пәрвәрдигар билән қәсәм қилип мундақ деди: — Адония шу сөзни қилғини үчүн өлмисә, Худа мени урсун яки униңдин артуқ җазалисун!
Sulayman padishah Perwerdigar bilen qesem qilip mundaq dédi: — Adoniya shu sözni qilghini üchün ölmise, Xuda méni ursun yaki uningdin artuq jazalisun!
24 Мениң орнумни мустәһкәм қилған, атамниң тәхтидә олтарғузған, Өз вәдиси бойичә маңа бир өйни қурған Пәрвәрдигарниң һаяти билән қәсәм қилимәнки, Адония бүгүн өлүмгә мәһкүм қилиниду, деди.
Méning ornumni mustehkem qilghan, atamning textide olturghuzghan, Öz wedisi boyiche manga bir öyni qurghan Perwerdigarning hayati bilen qesem qilimenki, Adoniya bügün ölümge mehküm qilinidu, dédi.
25 Шуниң билән Сулайман падиша Йәһояданиң оғли Бенаяни бу ишқа әвәтти; у уни чепип өлтүрди.
Shuning bilen Sulayman padishah Yehoyadaning oghli Binayani bu ishqa ewetti; u uni chépip öltürdi.
26 Падиша Абиятар каһинға: — Маң, Анатоттики өз етизлиғиңға барғин. Сән өлүмгә лайиқсән, лекин сән Рәб Пәрвәрдигарниң әһдә сандуғини атам Давутниң алдида көтәргәнлигиң түпәйлидин, вә атамниң тартқан һәммә азап-оқубәтлиридә униңға һәмдәрд болғиниң үчүн, мән һазир сени өлүмгә мәһкүм қилмаймән, деди.
Padishah Abiyatar kahin’gha: — Mang, Anatottiki öz étizliqinggha barghin. Sen ölümge layiqsen, lékin sen Reb Perwerdigarning ehde sanduqini atam Dawutning aldida kötürgenliking tüpeylidin, we atamning tartqan hemme azab-oqubetliride uninggha hemderd bolghining üchün, men hazir séni ölümge mehkum qilmaymen, dédi.
27 Андин Сулайман Абиятарни Пәрвәрдигарға каһин болуштин җуда қилип һайдиди. Шуниң билән Пәрвәрдигарниң Әлиниң җәмәти тоғрилиқ Шилоһда ейтқан сөзи әмәлгә ашурулди.
Andin Sulayman Abiyatarni Perwerdigargha kahin bolushtin juda qilip heydidi. Shuning bilen Perwerdigarning Elining jemeti toghruluq Shilohda éytqan sözi emelge ashuruldi.
28 Буниң хәвири Йоабқа йәткәндә (чүнки Йоаб Абшаломға әгәшмигән болсиму, Адонияға әгәшкән еди) Йоаб Пәрвәрдигарниң чедириға қечип қурбангаһниң мүңгүзлирини тутти.
Buning xewiri Yoabqa yetkende (chünki Yoab Abshalomgha egeshmigen bolsimu, Adoniyagha egeshkenidi) Yoab Perwerdigarning chédirigha qéchip qurban’gahning münggüzlirini tutti.
29 Сулайман падишаға: «Мана, Йоаб Пәрвәрдигарниң чедириға қечип берип, қурбангаһниң йенида туриду» дегән хәвәр йәткүзүлди. Сулайман Йәһояданиң оғли Бенаяни шу йәргә әвәтип: — Маң, уни өлтүрүвәткин, деди.
Sulayman padishahqa: «Mana, Yoab Perwerdigarning chédirigha qéchip bérip, qurban’gahning yénida turidu» dégen xewer yetküzüldi. Sulayman Yehoyadaning oghli Binayani shu yerge ewetip: — Mang, uni öltürüwetkin, dédi.
30 Беная Пәрвәрдигарниң чедириға берип униңға: — «Падиша сени буяққа чиқсун!» деди, деди. У: — Яқ, мошу йәрдә өлимән, деди. Беная падишаниң йениға қайтип униңға хәвәр берип: — Йоаб мундақ-мундақ деди, маңа шундақ җавап бәрди, деди.
Binaya Perwerdigarning chédirigha bérip uninggha: — «Padishah séni buyaqqa chiqsun!» dédi, dédi. U: — Yaq, mushu yerde ölimen, dédi. Binaya padishahning yénigha qaytip uninggha xewer bérip: — Yoab mundaq-mundaq dédi, manga shundaq jawab berdi, dédi.
31 Падиша униңға: — У өзи дегәндәк қилип, уни чепип өлтүргин вә уни дәпнә қилғин. Шуниң билән Йоаб төккән наһәқ қан мәндин вә атамниң җәмәтидин көтирилип кәткәй.
Padishah uninggha: — U özi dégendek qilip, uni chépip öltürgin we uni depne qilghin. Shuning bilen Yoab tökken naheq qan mendin we atamning jemetidin kötürülüp ketkey.
32 Шундақ қилип атам Давут бехәвәр әһвалда у өзидин адил вә есил икки адәмни, йәни Исраилниң қошуниниң сәрдари нәрниң оғли Абнәр билән Йәһуданиң қошуниниң сәрдари Йәтәрниң оғли Амасани қиличлиғини үчүн, Пәрвәрдигар у төккән қанни өз бешиға яндуриду.
Shundaq qilip atam Dawut bixewer ehwalda u özidin adil we ésil ikki ademni, yeni Israilning qoshunining serdari nerning oghli Abner bilen Yehudaning qoshunining serdari Yeterning oghli Amasani qilichlighini üchün, Perwerdigar u tökken qanni öz béshigha yanduridu.
33 Уларниң қени Йоабниң беши вә нәслиниң бешиға мәңгү янғай; лекин Давут, униң нәсли, җәмәти вә тәхтигә әбәдил-әбәткичә Пәрвәрдигардин тинич-хатирҗәмлик болғай, деди.
Ularning qéni Yoabning béshi we neslining béshigha menggü yan’ghay; lékin Dawut, uning nesli, jemeti we textige ebedil’ebedgiche Perwerdigardin tinch-xatirjemlik bolghay, dédi.
34 Йәһояданиң оғли Беная чиқип уни чепип, өлүмгә мәһкүм қилди. Андин у чөлдики өз өйидә дәпнә қилинди.
Yehoyadaning oghli Binaya chiqip uni chépip, ölümge mehkum qildi. Andin u chöldiki öz öyide depne qilindi.
35 Падиша Йәһояданиң оғли Бенаяни униң орниға қошунниң сәрдари қилди; падиша Абиятарниң орниға Задокни каһин қилип тайинлиди.
Padishah Yehoyadaning oghli Binayani uning ornigha qoshunning serdari qildi; padishah Abiyatarning ornigha Zadokni kahin qilip teyinlidi.
36 Андин кейин падиша Шимәйни чақирип униңға: — Йерусалимда өзүңгә бир өй селип у йәрдә олтарғин. Башқа һеч йәргә чиқма.
Andin kéyin padishah Shimeyni chaqirip uninggha: — Yérusalémda özüngge bir öy sélip u yerde olturghin. Bashqa héch yerge chiqma.
37 Әгәр сән чиқип Кидрон җилғисидин өтсәң, шуни ениқ билип қойки, шу күндә сән шәксиз өлисән. Сениң қениң өз бешиңға чүшиду, деди.
Eger sen chiqip Kidron jilghisidin ötseng, shuni éniq bilip qoyki, shu künde sen sheksiz ölisen. Séning qéning öz béshinggha chüshidu, dédi.
38 Шимәй падишаға: — Ғоҗамниң сөзи бәрһәқтур. Ғоҗам падиша ейтқандәк қуллири шундақ қилиду, деди. Шуниң билән Шимәй узун вақитқичә Йерусалимда турди.
Shimey padishahqa: — Ghojamning sözi berheqtur. Ghojam padishah éytqandek qulliri shundaq qilidu, dédi. Shuning bilen Shimey uzun waqitqiche Yérusalémda turdi.
39 Үч жилдин кейин шундақ болдики, Шимәйниң қуллиридин иккиси қечип Маакаһниң оғли, Гатниң падишаси Ақишниң қешиға барди. Шимәйгә: — Мана қуллириң Гат шәһиридә туриду, дегән хәвәр йәткүзүлди.
Üch yildin kéyin shundaq boldiki, Shimeyning qulliridin ikkisi qéchip Maakahning oghli, Gatning padishahi Aqishning qéshigha bardi. Shimeyge: — Mana qulliring Gat shehiride turidu, dégen xewer yetküzüldi.
40 Шимәй ешигини тоқуп қуллирини издигили Гатқа, Ақишниң йениға барди. Андин у йенип өз қуллирини Гаттин елип кәлди.
Shimey éshikini toqup qullirini izdigili Gatqa, Aqishning yénigha bardi. Andin u yénip öz qullirini Gattin élip keldi.
41 Сулайманға: — Шимәй Йерусалимдин Гатқа берип кәлди, дәп хәвәр йәткүзүлди.
Sulayman’gha: — Shimey Yérusalémdin Gatqa bérip keldi, dep xewer yetküzüldi.
42 Падиша Шимәйни чақиртип униңға: — Мән сени Пәрвәрдигар билән қәсәм қилдуруп: — Шуни ениқ билип қойки, сән қайси күни чиқип бирәр йәргә барған болсаң, сән шу күнидә шәксиз өлисән, дәп агаһландуруп ейтмиғанмидим? Өзүңму, мән аңлиған сөз бәрһәқ, дегән едиңғу?
Padishah Shimeyni chaqirtip uninggha: — Men séni Perwerdigar bilen qesem qildurup: — Shuni éniq bilip qoyki, sen qaysi küni chiqip birer yerge barghan bolsang, sen shu künide sheksiz ölisen, dep agahlandurup éytmighanmidim? Özüngmu, men anglighan söz berheq, dégenidingghu?
43 Шундақ болған екән, немишкә өзүң Пәрвәрдигар алдида қилған қәсимиңни бузуп, мән саңа буйруған буйруғумниму тутмидиң? — деди.
Shundaq bolghaniken, némishqa özüng Perwerdigar aldida qilghan qesimingni buzup, men sanga buyrughan buyruqumnimu tutmiding? — dédi.
44 Падиша Шимәйгә йәнә: Сән атам Давутқа қилған һәммә рәзилликни убдан билисән, у көңлүңгә аяндур. Мана Пәрвәрдигар рәзиллигиңни өз бешиңға яндуриду.
Padishah Shimeyge yene: Sen atam Dawutqa qilghan hemme rezillikni obdan bilisen, u könglüngge ayandur. Mana Perwerdigar rezillikingni öz béshinggha yanduridu.
45 Лекин Сулайман падиша болса бәрикәтлинип, Давутниң тәхти Пәрвәрдигарниң алдида әбәдил-әбәт мустәһкәм қилиниду, деди.
Lékin Sulayman padishah bolsa beriketlinip, Dawutning texti Perwerdigarning aldida ebedil’ebed mustehkem qilinidu, dédi.
46 Андин падишаниң буйруғи билән Йәһояданиң оғли Беная чиқип уни чепип өлтүрди. Падишаһлиқ болса Сулайманниң қолида мустәһкәм қилинди.
Andin padishahning buyruqi bilen Yehoyadaning oghli Binaya chiqip uni chépip öltürdi. Padishahliq bolsa Sulaymanning qolida mustehkem qilindi.