< Падишаһлар 1 18 >
1 Узун вақит өтүп, Пәрвәрдигарниң сөзи [қурғақчилиқниң] үчинчи жилида Илиясқа келип: — Сән берип өзүңни Аһабниң алдида аян қилғин, вә Мән йәр йүзигә ямғур яғдуримән, дейилди.
2 Шуниң билән Илияс өзини Аһабниң алдида аян қилғили чиқип кәтти. Ачарчилиқ болса Самарийәдә қаттиқ еди.
3 Аһаб ордисидики ғоҗидар Обадияни чақирди (Обадия толиму тәқвадар киши болуп Пәрвәрдигардин интайин қорқатти.
4 Йизәбәл Пәрвәрдигарниң пәйғәмбәрлирини өлтүрүп йоқитиватқанда Обадия йүз пәйғәмбәрни елип әлликтин-әлликтин айрим-айрим икки ғарға йошуруп, уларни нан вә су билән баққан еди).
5 Аһаб Обадияға: — Зиминни кезип һәммә булақ вә һәммә җилғиларға берип баққин; у йәрләрдә ат-қечирларни тирик сақлиғидәк от-чөп тепилармекин? Шундақ болса бизниң улақлиримизниң бир қисмини соймай туралармиз, деди.
6 Улар һәр бири җайларға бөлүнүп маңди; Аһаб өз алдиға маңди, Обадияму өз алдиға маңди.
7 Обадия өз йолида кетип барғанда, мана, униңға Илияс учриди. У уни тонуп йәргә жиқилип дүм йетип: Бу раст сән, ғоҗам Илиясму? — дәп сориди.
8 У униңға: — Бу мән. Берип өз ғоҗаңға: — Илияс қайтип кәлди! дәп ейтқин, деди.
9 У Илиясқа мундақ деди: — «Сән қандақсигә кәминәңни өлтүргили Аһабниң қолиға тапшурмақчи болисән, мән зади немә гуна қилдим?
10 Өз Худайиң Пәрвәрдигарниң һаяти билән қәсәм қилимәнки, ғоҗам адәм әвәтип сени издимигән һеч әл вә мәмликәт қалмиди. Шу әл, мәмликәтләр: «У бу йәрдә йоқ» десә, падиша уларға сени тапалмиғанға қәсәм ичкүзди.
11 Лекин сән маңа һазир: — «Берип ғоҗаңға: — Илияс қайтип кәлди! дегин» — дәйсән!
12 Мән қешиңдин кәткәндин кейин, Пәрвәрдигарниң Роһи сени мән билмигән йәргә елип бариду; шундақта мән Аһабқа хәвәр йәткүзүп, лекин у сени тапалмиса, мени өлтүриду. Әмәлийәттә, кәминәң яшлиғимдин тартип Пәрвәрдигардин қорқуп кәлгәнмән.
13 Йизәбәл Пәрвәрдигарниң пәйғәмбәрлирини өлтүргәндә мениң қандақ қилғиним, йәни мән Пәрвәрдигарниң пәйғәмбәрлиридин йүзни әлликтин-әлликтин айрим-айрим икки ғарға йошуруп, уларни нан вә су билән тәминләп баққанлиғим сән ғоҗамға мәлум қилинған әмәсму?
14 Әнди сән һазир маңа: — «Берип ғоҗаңға: — Мана Илияс кәлди дегин», — дедиң. Шундақ қилсам у мени өлтүриду!».
15 Лекин Илияс: — Мән хизмитидә туруватқан самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигарниң һаяти билән қәсәм қилимәнки, мән җәзмән бүгүн униң алдида аян болимән, деди.
16 Шуниң билән Обадия Аһабниң қешиға берип униңға хәвәр бәрди. Аһаб Илияс билән көрүшкили барди.
17 Аһаб Илиясни көргәндә униңға: — Бу сәнму, и Исраилға бала кәлтүргүчи?! — деди.
18 У җавап берип: — Исраилға бала кәлтүргүчи мән әмәс, бәлки сән билән атаңниң җәмәтидикиләр! Чүнки силәр Пәрвәрдигарниң әмирлирини ташлап Баал дегән бутларға тайинип әгәшкәнсиләр.
19 Әнди адәм әвәтип Кармәл теғида пүткүл Исраилни йенимға җәм қил, шундақла Йизәбәлниң дәстихинидин ғизалинидиған Баалниң төрт йүз әллик пәйғәмбири билән Ашәраһниң төрт йүз пәйғәмбирини жиғдур, — деди.
20 Шуниң билән Аһаб Исраилларниң һәммисигә адәмләрни әвәтип, пәйғәмбәрләрни Кармәл теғиға жиғдурди.
21 Илияс барлиқ хәлиққә йеқин келип: — Қачанғичә икки пикир арисида арисалди турисиләр? Әгәр Пәрвәрдигар Худа болса, униңға әгишиңлар; Баал Худа болса, униңға әгишиңлар, деди. Амма хәлиқ униңға җавап бәрмәй, үн-тин чиқармиди.
22 Илияс хәлиққә: — Пәрвәрдигарниң пәйғәмбәрлиридин пәқәт мән ялғуз қалдим. Амма Баалниң пәйғәмбәрлири төрт йүз әллик кишидур.
23 Әнди бизгә икки буқа берилсун. Улар өзлиригә бир буқини таллап, союп парчилап отунниң үстигә қойсун, амма от яқмисун. Мәнму башқа бир буқини тәйяр қилип от яқмай отунниң үстигә қояй.
24 Силәр болсаңлар, өз илаһлириңларниң намини чақирип нида қилиңлар. Мән болсам, Пәрвәрдигарниң намини чақирип нида қилимән. Қайси Худа от билән җавап бәрсә, шу Худа болсун, деди. Һәммә хәлиқ: — Бу убдан гәп, дәп җавап бәрди.
25 Илияс Баалниң пәйғәмбәрлиригә: Силәр көп болғач авал өзүңлар үчүн бир буқини таллап тәйяр қилиңлар; андин һеч от яқмай өз илаһиңларниң намини қичқирип нида қилиңлар, деди.
26 Улар униң дегини бойичә өзлиригә берилгән буқини елип уни тәйяр қилди. Әтигәндин чүшкичә улар Баалниң намини қичқирип: — И Баал, бизгә җавап бәргин! дәп нида қилди. Лекин һеч аваз яки һеч җавап болмиди. Улар расланған қурбангаһ чөрисидә тохтимай сәкрәйтти.
27 Чүш киргәндә Илияс уларни заңлиқ қилип: — Үнлүкрәк қичқириңлар; чүнки у бир илаһ әмәсму? Бәлким у чоңқур хиялға чөмүп кәткәнду, яки иш билән чиқип кәткәнду, яки бир сәпәргә чиқип кәткәнду? Яки болмиса у ухлаватқан болуши мүмкин, уни ойғитишиңлар керәк?! — деди.
28 Улар техиму үнлүк чақирип өз қаидиси бойичә қанға милинип кәткичә өзлирини қилич вә нәйзә билән тилатти.
29 Чүштин кейин улар «бешарәт бериватқан» һаләткә чүшүп кәчлик қурбанлиқ вақтиғичә шу һаләттә турди. Лекин һеч аваз аңланмиди, яки җавап бәргүчи яки иҗабәт қилғучи мәлум болмиди.
30 Илияс һәммә хәлиққә: — Йенимға йеқин келиңлар, деди. Һәммә хәлиқ униңға йеқин кәлгәндин кейин у Пәрвәрдигарниң шу йәрдики жиқитилған қурбангаһини қайтидин қуруп чиқти.
31 Илияс он икки ташни алди. Бу ташларниң сани Пәрвәрдигарниң «Намиң Исраил болсун» дегән сөзини тапшурувалған Яқупниң оғуллиридин чиққан қәбилиләрниң сани билән охшаш еди.
32 Шу ташлардин у Пәрвәрдигарниң нами билән бир қурбангаһни ясиди. У қурбангаһниң чөрисидә икки сеаһ дан патқидәк азгал колиди.
33 Андин у отунни растлап, буқини парчилап отунниң төписигә қойди.
34 У: — Төрт идишни суға тошқузуп уни көйдүрмә қурбанлиқ вә отунниң үстигә төкүңлар, — деди. Андин: Йәнә бир қетим қилиңлар» — девиди, улар шундақ қилди. У йәнә: — Үчинчи мәртивә шундақ қилиңлар, деди. Улар үчинчи мәртивә шундақ қилғанда
35 су қурбангаһниң чөрисидин еқип чүшүп, коланған азгалниму су билән толдурди.
36 Кәчлик қурбанлиқниң вақти кәлгәндә Илияс пәйғәмбәр қурбанлиққа йеқин келип мундақ дуа қилди: — Әй Пәрвәрдигар, Ибраһим билән Исһақ вә Исраилниң Худаси, Өзүңниң Исраилда Худа болғиниңни ашкарә қилғайсән, шундақла мениң Сениң қулуң болуп буларниң һәммисини буйруғуң билән қилғанлиғимни бүгүн билдүргәйсән.
37 Маңа иҗабәт қилғайсән, әй Пәрвәрдигар, иҗабәт қилғайсән; шуниң билән бу хәлиққә сән Пәрвәрдигарниң Худа екәнлигиңни һәмдә уларниң қәлблирини тоғра йолға яндурғучи өзүң екәнлигиңни билдүргәйсән, деди.
38 Шуниң билән Пәрвәрдигарниң оти чүшүп көйдүрмә қурбанлиқни, отунни, ташларни вә топини көйдүрүп азгалдики суниму йоқитивәтти.
39 Хәлиқләрниң һәммиси буни көрүпла, улар дүм жиқилип: — Пәрвәрдигар, у Худадур, Пәрвәрдигар, у Худадур, дейишти.
40 Илияс хәлиққә буйруп: — Баалниң пәйғәмбәрлирини тутуңлар, һеч қайсини қоюп бәрмәңлар, — деди. Улар уларни тутқанда Илияс уларни кишун җилғисиға елип берип, у йәрдә қәтл қилдурди.
41 Илияс Аһабқа болса: — Чиқип йәп-ичкин. Чүнки қаттиқ ямғурниң шалдирлиған авази аңланмақта, — деди.
42 Аһаб қопуп йәп-ичиш үчүн чиқти. Амма Илияс Кармәлниң чоққисиға чиқип йәргә еңишип, бешини тизиниң оттурисиға қоюп тизлинип
43 хизмәткариға: — Чиқип деңиз тәрәпкә қариғин, деди. У чиқип сәпселип қарап: — Һеч нәрсә көрүнмәйду, деди. У җәмий йәттә қетим: — Берип қарап баққин, дәп буйруди.
44 Йәттинчи қетим кәлгәндә у: — Мана, деңиздин чиқиватқан, адәм алиқинидәк кичик бир булутни көрдум — деди. Илияс униңға: — Чиқип Аһабқа: — «Һарвуни қетип төвәнгә чүшкин, болмиса ямғур сени тосувалиду», дәп ейтқин, — деди.
45 Аңғичә асман булут билән тутулуп, боран чиқип қаттиқ бир ямғур яғди. Аһаб һарвуға чиқип Йизрәәлгә кәтти.
46 Пәрвәрдигарниң қоли Илиясниң вуҗудида турғач, у белини бағлап Аһабниң алдида Йизрәәлниң кириш еғизиғичә жүгүрүп маңди.