< Падишаһлар 1 17 >
1 Әнди Гилеадта туруватқанлардин болған Тишбилиқ Илияс Аһабқа: — Мән хизмитидә туруватқан Исраилниң Худаси Пәрвәрдигарниң һаяти билән қәсәм қилимәнки, мениң сөзүмсиз бу жилларда нә шәбнәм нә ямғур чүшмәйду, деди.
Emdi Giléadta turuwatqanlardin bolghan Tishbiliq Iliyas Ahabqa: — Men xizmitide turuwatqan Israilning Xudasi Perwerdigarning hayati bilen qesem qilimenki, méning sözümsiz bu yillarda ne shebnem ne yamghur chüshmeydu, dédi.
2 Андин Пәрвәрдигарниң сөзи униңға келип: —
Andin Perwerdigarning sözi uninggha kélip: —
3 Бу йәрдин кетип, мәшриқ тәрәпкә берип, Иордан дәриясиниң у тәрипидики қерит еқининиң бойида өзүңни йошурғин;
Bu yerdin kétip, meshriq terepke bérip, Iordan deryasining u teripidiki qérit éqinining boyida özüngni yoshurghin;
4 вә шундақ болидуки, сән еқинниң сүйидин ичисән; мана, саңа у йәрдә озуқ йәткүзүп беришкә қарға-қузғунларни буйрудум, дейилди.
we shundaq boliduki, sen éqinning süyidin ichisen; mana, sanga u yerde ozuq yetküzüp bérishke qagha-quzghunlarni buyrudum, déyildi.
5 Шуниң билән у Пәрвәрдигар буйруғандәк қилип, Иордан дәриясиниң у тәрипидики қерит еқиниға берип, у йәрдә турди.
Shuning bilen u Perwerdigar buyrughandek qilip, Iordan deryasining u teripidiki qérit éqinigha bérip, u yerde turdi.
6 Қарға-қузғунлар әтигәндә нан билән гөш, һәр кәчтә йәнә нан билән гөш йәткүзүп берәтти. У өзи еқинниң сүйидин ичәтти.
Qagha-quzghunlar etigende nan bilen gösh, her kechte yene nan bilen gösh yetküzüp béretti. U özi éqinning süyidin ichetti.
7 Лекин зиминда ямғур яғмиғини үчүн бирмәзгилдин кейин еқин су қуруп кәтти.
Lékin zéminda yamghur yaghmighini üchün birmezgildin kéyin éqin su qurup ketti.
8 У вақитта Пәрвәрдигарниң сөзи униңға келип: —
U waqitta Perwerdigarning sözi uninggha kélip: —
9 Орнуңдин туруп Зидондики Зарәфатқа берип, у йәрдә турғин; мана, Мән у йәрдики бир тул хотунни сени беқишқа буйрудум, дейилди.
Ornungdin turup Zidondiki Zarefatqa bérip, u yerde turghin; mana, Men u yerdiki bir tul xotunni séni béqishqa buyrudum, déyildi.
10 У орнидин туруп Зарәфатқа берип, шәһәрниң дәрвазисиға кәлгәндә, мана у йәрдә бир тул хотун отун терип туратти. У тул хотунни чақирип: — Өтүнимән, қачида маңа ичкили азрақ су елип кәлгәйсән, деди.
U ornidin turup Zarefatqa bérip, sheherning derwazisigha kelgende, mana u yerde bir tul xotun otun térip turatti. U tul xotunni chaqirip: — Ötünimen, qachida manga ichkili azraq su élip kelgeysen, dédi.
11 У су алғили маңғанда, у йәнә: — Өтүнимән, маңа қолуңда бир чишләм нанму алғач кәлгәйсән, деди.
U su alghili mangghanda, u yene: — Ötünimen, manga qolungda bir chishlem nanmu alghach kelgeysen, dédi.
12 Амма у: — Пәрвәрдигар Худайиңниң һаяти билән, саңа қәсәм қилимәнки, мәндә һеч нан йоқ, пәқәт идишта бир чаңгал ун, козида азғинә май бар, мана икки тал отун териватимән; андин берип өзүм билән оғлумға нан етип, уни йәп өлимиз, деди.
Emma u: — Perwerdigar Xudayingning hayati bilen, sanga qesem qilimenki, mende héch nan yoq, peqet idishta bir changgal un, kozida azghine may bar, mana ikki tal otun tériwatimen; andin bérip özüm bilen oghlumgha nan étip, uni yep ölimiz, dédi.
13 Илияс униңға: — Қорқмиғин; берип ейтқиниңдәк қилғин; лекин авал бир кичик тоғач етип, маңа елип кәлгин; андин өзүң билән оғлуңға нан әткин.
Iliyas uninggha: — Qorqmighin; bérip éytqiningdek qilghin; lékin awwal bir kichik toqach étip, manga élip kelgin; andin özüng bilen oghlunggha nan etkin.
14 Чүнки Исраилниң Худаси Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — «Пәрвәрдигар йәр йүзигә ямғур яғдуридиған күнгичилик идиштики ун түгимәйду вә козидики май кемәймәйду», деди.
Chünki Israilning Xudasi Perwerdigar mundaq deydu: — «Perwerdigar yer yüzige yamghur yaghduridighan kün’gichilik idishtiki un tügimeydu we kozidiki may kémeymeydu», dédi.
15 Шуниң билән у берип, Илиясниң ейтқинидәк қилди вә у, Илияс вә аялниң өйидикиләр хелә күнләргичә йеди.
Shuning bilen u bérip, Iliyasning éytqinidek qildi we u, Iliyas we ayalning öyidikiler xéli künlergiche yédi.
16 Пәрвәрдигарниң Илияс арқилиқ ейтқан сөзи бойичә, идиштики ун түгимиди вә козидики майму кемәймиди.
Perwerdigarning Iliyas arqiliq éytqan sözi boyiche, idishtiki un tügimidi we kozidiki maymu kémeymidi.
17 Шу ишлардин кейин шундақ болдики, өйниң егиси болған бу аялниң оғли кесәл болди. Униң кесили шундақ еғирлишип кәттики, униңда нәпәс қалмиди.
Shu ishlardin kéyin shundaq boldiki, öyning igisi bolghan bu ayalning oghli késel boldi. Uning késili shundaq éghirliship kettiki, uningda nepes qalmidi.
18 Аял Илиясқа: — И Худаниң адими, мениң сән билән немә алақәм бар еди? Сән гунайимни ядқа кәлтүрүп, оғлумниң җениға замин болушқа кәлдиңму? — деди.
Ayal Iliyasqa: — I Xudaning adimi, méning sen bilen néme alaqem bar idi? Sen gunahimni yadqa keltürüp, oghlumning jénigha zamin bolushqa keldingmu? — dédi.
19 У униңға: — Оғлуңни қолумға бәргин, дәп уни униң қучиғидин елип өзи олтарған балиханиға елип чиқип өз орниға қоюп,
U uninggha: — Oghlungni qolumgha bergin, dep uni uning quchiqidin élip özi olturghan balixanigha élip chiqip öz ornigha qoyup,
20 Пәрвәрдигарға пәряд қилип: — И Худайим Пәрвәрдигар, мән меһман болған бу тул хотунниң оғлини өлтүрүш билән униң бешиғиму бала чүшүрдуңму? — дәп нида қилди.
Perwerdigargha peryad qilip: — I Xudayim Perwerdigar, men méhman bolghan bu tul xotunning oghlini öltürüsh bilen uning béshighimu bala chüshürdungmu? — dep nida qildi.
21 У балиниң үстигә үч қетим өзини чаплап, Пәрвәрдигарға пәряд қилип: — И Пәрвәрдигар Худайим, бу балиниң җени өзигә йәнә йенип кирсун! — дәп нида қилди.
U balining üstige üch qétim özini chaplap, Perwerdigargha peryad qilip: — I Perwerdigar Xudayim, bu balining jéni özige yene yénip kirsun! — dep nida qildi.
22 Пәрвәрдигар Илиясниң пәрядини аңлиди; балиниң җени униңға йенип кириши билән у тирилди.
Perwerdigar Iliyasning peryadini anglidi; balining jéni uninggha yénip kirishi bilen u tirildi.
23 Илияс балини балиханидин елип чүшүп, өйгә кирип, анисиға тапшуруп бәрди. Илияс: — Мана оғлуң тириктур, деди.
Iliyas balini balixanidin élip chüshüp, öyge kirip, anisigha tapshurup berdi. Iliyas: — Mana oghlung tiriktur, dédi.
24 Аял Илиясқа: — Мән шу иш арқилиқ әнди сениң Худаниң адими екәнлигиңни, ағзиңдин чиққан Пәрвәрдигарниң сөзи һәқиқәт екәнлигини билдим, деди.
Ayal Iliyasqa: — Men shu ish arqiliq emdi séning Xudaning adimi ikenlikingni, aghzingdin chiqqan Perwerdigarning sözi heqiqet ikenlikini bildim, dédi.