< Падишаһлар 1 16 >
1 Пәрвәрдигарниң сөзи Һананиниң оғли Йәһуға келип Баашани әйипләп мундақ дейилди: —
Perwerdigarning sözi Hananining oghli Yehugha kélip Baashani eyiblep mundaq déyildi: —
2 «Мана, Мән сени топа-чаң ичидин чиқирип, хәлқим Исраилға һөкүмран қилип қойдум. Лекин сән Йәробоамниң йолида жүрүп хәлқим Исраилни гунаға путлаштурдуң, улар гуналири билән ғәзивимни қозғиди.
«Mana, Men séni topa-chang ichidin chiqirip, xelqim Israilgha hökümran qilip qoydum. Lékin sen Yeroboamning yolida yürüp xelqim Israilni gunahqa putlashturdung, ular gunahliri bilen ghezipimni qozghidi.
3 Мана, Мән Баашани өз җәмәти билән сүпүрүп йоқитип, җәмәтиңни Нибатниң оғли Йәробоамниң җәмәтигә охшаш қилимән.
Mana, Men Baashani öz jemeti bilen süpürüp yoqitip, jemetingni Nibatning oghli Yeroboamning jemetige oxshash qilimen.
4 Баашадин болғанлардин шәһәрдә өлгинини иштлар йәйду; сәһрада өлгинини асмандики қушлар йәйду».
Baashadin bolghanlardin sheherde ölginini itlar yeydu; sehrada ölginini asmandiki qushlar yeydu».
5 Баашаниң башқа ишлири вә униң қилғанлири билән қудрити тоғрисида «Исраил падишалириниң тарих-тәзкирилири» дегән китапта пүтүлгән әмәсмиди?
Baashaning bashqa ishliri we uning qilghanliri bilen qudriti toghrisida «Israil padishahlirining tarix-tezkiriliri» dégen kitabta pütülgen emesmidi?
6 Бааша өз ата-бовилири арисида ухлиди вә Тирзаһта дәпнә қилинди; андин униң оғли Елаһ орнида падиша болди.
Baasha öz ata-bowiliri arisida uxlidi we Tirzahta depne qilindi; andin uning oghli Élah ornida padishah boldi.
7 Баашаниң Пәрвәрдигарниң нәзиридә қилған барлиқ рәзиллиги түпәйлидин, Пәрвәрдигарниң Баашаниң бешиға вә униң җәмәтиниң бешиға чүшүргини тоғрилиқ сөзи Һананиниң оғли Йәһу пәйғәмбәр арқилиқ берилгән еди. Чүнки у Йәробоамниң җәмәти қилғиниға охшаш қилип өз қоллириниң ишлири (җүмлидин Йәробоамниң җәмәтини чепип өлтүргәнлиги) билән Пәрвәрдигарниң ғәзивини қозғиди.
Baashaning Perwerdigarning neziride qilghan barliq rezilliki tüpeylidin, Perwerdigarning Baashaning béshigha we uning jemetining béshigha chüshürgini toghruluq sözi Hananining oghli Yehu peyghember arqiliq bérilgenidi. Chünki u Yeroboamning jemeti qilghinigha oxshash qilip öz qollirining ishliri (jümlidin Yeroboamning jemetini chépip öltürgenliki) bilen Perwerdigarning ghezipini qozghidi.
8 Йәһуда падишаси Асаниң сәлтәнитиниң жигирмә алтинчи жилида, Баашаниң оғли Елаһ Тирзаһта Исраилға падиша болуп, икки жил сәлтәнәт қилди.
Yehuda padishahi Asaning seltenitining yigirme altinchi yilida, Baashaning oghli Élah Tirzahta Israilgha padishah bolup, ikki yil seltenet qildi.
9 Лекин униң җәң һарвулириниң йеримиға сәрдар болған хизмәткари Зимри униңға қәст қилди; [Елаһ] Тирзаһта Тирзаһтики ордисидики ғоҗидар Арзаниң өйидә шарап ичип мәс болғанда
Lékin uning jeng harwilirining yérimigha serdar bolghan xizmetkari Zimri uninggha qest qildi; [Élah] Tirzahta Tirzahtiki ordisidiki ghojidar Arzaning öyide sharab ichip mest bolghanda
10 Зимри кирип уни чепип өлтүрди. Бу вақит Йәһуданиң падишаси Асаниң сәлтәнитиниң жигирмә йәттинчи жили еди. Зимри Елаһниң орнида падиша болди.
Zimri kirip uni chépip öltürdi. Bu waqit Yehudaning padishahi Asaning seltenitining yigirme yettinchi yili idi. Zimri Élahning ornida padishah boldi.
11 У падиша болуп өз тәхтидә олтириши биләнла у Баашаниң барлиқ җәмәтини чепип өлтүрди; у униң уруқ-туққанлири вә достлиридин бир әркәкниму тирик қалдурмиди.
U padishah bolup öz textide olturushi bilenla u Baashaning barliq jemetini chépip öltürdi; u uning uruq-tughqanliri we dostliridin bir erkeknimu tirik qaldurmidi.
12 Шундақ қилип Зимри Пәрвәрдигарниң Йәһу пәйғәмбәр арқилиқ Баашани әйиплигән сөзини әмәлгә ашуруп, Баашаниң пүткүл җәмәтини йоқатти.
Shundaq qilip Zimri Perwerdigarning Yehu peyghember arqiliq Baashani eyibligen sözini emelge ashurup, Baashaning pütkül jemetini yoqatti.
13 Бу иш Баашаниң барлиқ гуналири билән униң оғли Елаһниң гуналири, җүмлидин уларниң Исраилни гунаға путлаштурған гуналири, әрзимәс бутлири билән Исраилниң Худаси Пәрвәрдигарниң ғәзивини қозғап, шундақ болди.
Bu ish Baashaning barliq gunahliri bilen uning oghli Élahning gunahliri, jümlidin ularning Israilni gunahqa putlashturghan gunahliri, erzimes butliri bilen Israilning Xudasi Perwerdigarning ghezipini qozghap, shundaq boldi.
14 Елаһниң башқа ишлири вә қилғанлириниң һәммиси «Исраил падишалириниң тарих-тәзкирилири» дегән китапта пүтүлгән әмәсмиди?
Élahning bashqa ishliri we qilghanlirining hemmisi «Israil padishahlirining tarix-tezkiriliri» dégen kitabta pütülgen emesmidi?
15 Йәһуданиң падишаси Асаниң сәлтәнитиниң жигирмә йәттинчи жилида Зимри Тирзаһта йәттә күн сәлтәнәт қилди. Хәлиқ Филистийләргә тәвә болған Гиббетонни қоршивелип баргаһ тиккән еди.
Yehudaning padishahi Asaning seltenitining yigirme yettinchi yilida Zimri Tirzahta yette kün seltenet qildi. Xelq Filistiylerge tewe bolghan Gibbétonni qorshiwélip bargah tikkenidi.
16 Баргаһда турған халайиқ: — «Зимри қәст қилип падишани өлтүрди» дәп аңлиди. Шуниң билән пүткүл Исраил шу күни баргаһда қошунниң сәрдари Омрини Исраилға падиша қилди.
Bargahda turghan xalayiq: — «Zimri qest qilip padishahni öltürdi» dep anglidi. Shuning bilen pütkül Israil shu küni bargahda qoshunning serdari Omrini Israilgha padishah qildi.
17 Андин Омри Исраилниң һәммисини йетәкләп, Гиббетондин чиқип, Тирзаһни қоршиди.
Andin Omri Israilning hemmisini yéteklep, Gibbétondin chiqip, Tirzahni qorshidi.
18 Вә шундақ болдики, Зимри шәһәрниң елинғанлиғини көрүп, падиша ордисидики қорғанға кирип, ордиға от қоювәтти, өзи көйүп өлди.
We shundaq boldiki, Zimri sheherning élin’ghanliqini körüp, padishah ordisidiki qorghan’gha kirip, ordigha ot qoyuwetti, özi köyüp öldi.
19 Бу иш өзиниң гуналири үчүн, йәни Пәрвәрдигарниң нәзиридә рәзиллик қилип, Йәробоамниң йолида жүрүп, Исраилни гунаға путлаштурған гунада маңғини үчүн шундақ болди.
Bu ish özining gunahliri üchün, yeni Perwerdigarning neziride rezillik qilip, Yeroboamning yolida yürüp, Israilni gunahqa putlashturghan gunahta mangghini üchün shundaq boldi.
20 Зимриниң башқа ишлири вә қәст қилғини тоғрисида «Исраил падишалириниң тарих-тәзкирилири» дегән китапта пүтүлгән әмәсмиди?
Zimrining bashqa ishliri we qest qilghini toghrisida «Israil padishahlirining tarix-tezkiriliri» dégen kitabta pütülgen emesmidi?
21 Амма Исраил хәлқи иккигә бөлүнүп, уларниң йерими Гинатниң оғли Тибнини падиша қилишқа униңға әгәшти; башқа йерими болса Омригә әгәшти.
Emma Israil xelqi ikkige bölünüp, ularning yérimi Ginatning oghli Tibnini padishah qilishqa uninggha egeshti; bashqa yérimi bolsa Omrige egeshti.
22 Әнди Омригә әгәшкән хәлиқ Гинатниң оғли Тибнигә әгәшкән хәлиқтин күчлүк чиқти. Тибни өлди; Омри падиша болди.
Emdi Omrige egeshken xelq Ginatning oghli Tibnige egeshken xelqtin küchlük chiqti. Tibni öldi; Omri padishah boldi.
23 Йәһуданиң падишаси асаниң оттуз биринчи жилида Омри Исраилға падиша болуп он икки жил сәлтәнәт қилди. У Тирзаһта алтә жил сәлтәнәт қилди.
Yehudaning padishahi asaning ottuz birinchi yilida Omri Israilgha padishah bolup on ikki yil seltenet qildi. U Tirzahta alte yil seltenet qildi.
24 У Шәмәрдин Самарийә егизлигини икки талант күмүчкә сетивелип, шу егизлик үстигә қурулушларни селип бир шәһәр бена қилип, уни егизликниң әслий егиси Шәмәрниң нами билән «Самарийә» дәп атиди.
U Shemerdin Samariye égizlikini ikki talant kümüshke sétiwélip, shu égizlik üstige qurulushlarni sélip bir sheher bina qilip, uni égizlikning esliy igisi Shemerning nami bilen «Samariye» dep atidi.
25 Омри Пәрвәрдигарниң нәзиридә рәзил болғанни қилди, өзидин илгәрки падишаларниң һәммисидин бәттәр болуп яманлиқ қилди.
Omri Perwerdigarning neziride rezil bolghanni qildi, özidin ilgiriki padishahlarning hemmisidin better bolup yamanliq qildi.
26 У Нибатниң оғли Йәробоамниң һәммә йоллирида, шундақла җүмлидин униң Исраилни гунаға путлаштурған гунайи ичидә маңди; улар әрзимәс бутлири билән Исраилниң Худаси Пәрвәрдигарниң ғәзивини қозғиди.
U Nibatning oghli Yeroboamning hemme yollirida, shundaqla jümlidin uning Israilni gunahqa putlashturghan gunahi ichide mangdi; ular erzimes butliri bilen Israilning Xudasi Perwerdigarning ghezipini qozghidi.
27 Омриниң башқа ишлири, униң қилғанлириниң һәммиси, көрсәткән қудрити тоғрисида «Исраил падишалириниң тарих-тәзкирилири» дегән китапта пүтүлгән әмәсмиди?
Omrining bashqa ishliri, uning qilghanlirining hemmisi, körsetken qudriti toghrisida «Israil padishahlirining tarix-tezkiriliri» dégen kitabta pütülgen emesmidi?
28 Омри ата-бовилири арисида ухлиди вә Самарийәдә дәпнә қилинди. Андин униң оғли Аһаб орнида падиша болди.
Omri ata-bowiliri arisida uxlidi we Samariyede depne qilindi. Andin uning oghli Ahab ornida padishah boldi.
29 Йәһуда падишаси Асаниң сәлтәнитиниң оттуз сәккизинчи жилида Омриниң оғли Аһаб Исраилға падиша болди. Омриниң оғли Аһаб Самарийәдә жигирмә икки жил Исраилниң үстидә сәлтәнәт қилди.
Yehuda padishahi Asaning seltenitining ottuz sekkizinchi yilida Omrining oghli Ahab Israilgha padishah boldi. Omrining oghli Ahab Samariyede yigirme ikki yil Israilning üstide seltenet qildi.
30 Амма Омриниң оғли Аһаб Пәрвәрдигарниң нәзиридә өзидин илгәркиләрниң һәммисидин ашуруп яманлиқ қилди.
Emma Omrining oghli Ahab Perwerdigarning neziride özidin ilgirikilerning hemmisidin ashurup yamanliq qildi.
31 Вә шундақ болдики, у Нибатниң оғли Йәробоамниң гуналирида жүрүш анчә еғир гуна әмәстәк, у Зидонийларниң падишаси Әтбаалниң қизи Йизәбәлни хотунлуққа алди вә шуниң билән у Баал дегән бутниң қуллуғида болуп, униңға сәҗдә қилди.
We shundaq boldiki, u Nibatning oghli Yeroboamning gunahlirida yürüsh anche éghir gunah emestek, u Zidoniylarning padishahi Etbaalning qizi Yizebelni xotunluqqa aldi we shuning bilen u Baal dégen butning qulluqida bolup, uninggha sejde qildi.
32 У Самарийәдә ясиған Баалниң бутханиси ичигә Баалға бир қурбангаһ ясиди.
U Samariyede yasighan Baalning butxanisi ichige Baalgha bir qurban’gah yasidi.
33 Аһаб һәм бир «Ашәраһ бут»ниму ясатти; Аһаб шундақ қилип униңдин бурун өткән Исраилниң һәммә падишалириниң Исраилниң Худаси Пәрвәрдигарниң ғәзивини қозғиған ишлиридин ашуруп яманлиқ қилди.
Ahab hem bir «Asherah but»nimu yasatti; Ahab shundaq qilip uningdin burun ötken Israilning hemme padishahlirining Israilning Xudasi Perwerdigarning ghezipini qozghighan ishliridin ashurup yamanliq qildi.
34 Униң күнлиридә Бәйт-Әллик Хиәл Йерихо шәһирини ясиди; лекин у униң улини салғанда тунҗа оғли Абирам өлди; вә дәрвазилирини салғанда униң кәнҗи оғли Сәгуб өлди; шуниң билән Пәрвәрдигарниң нунниң оғли Йәшуа арқилиқ [Йерихо тоғрилиқ] ейтқан сөзи әмәлгә ашурулди.
Uning künliride Beyt-Ellik Xiel Yérixo shehirini yasidi; lékin u uning ulini salghanda tunji oghli Abiram öldi; we derwazilirini salghanda uning kenji oghli Segub öldi; shuning bilen Perwerdigarning nunning oghli Yeshua arqiliq [Yérixo toghruluq] éytqan sözi emelge ashuruldi.