< Падишаһлар 1 15 >
1 Нибатниң оғли Йәробоам падишаниң сәлтәнитиниң он сәккизинчи жилида Абиям Йәһуданиң үстигә падиша болуп
尼八的儿子耶罗波安王十八年,亚比央登基作犹大王,
2 Йерусалимда үч жил сәлтәнәт қилди. Униң анисиниң исми Маакаһ болуп, Абишаломниң қизи еди.
在耶路撒冷作王三年。他母亲名叫玛迦,是押沙龙的女儿。
3 Абиямниң қәлби бовиси Давутниң көңлидәк Худаси Пәрвәрдигарға пүтүнләй беғишланған әмәс еди, бәлки атиси Рәһобоамниң униңдин илгири қилған барлиқ гуналирида маңатти.
亚比央行他父亲在他以前所行的一切恶,他的心不像他祖大卫的心,诚诚实实地顺服耶和华—他的 神。
4 Шундақтиму Давутниң сәвәвидин Худаси Пәрвәрдигар Йерусалимда униңға [йоруқ] бир чирақни қалдуруш үчүн, Давутниң әвладини униңдин кейинму тикләп турғузди вә Йерусалимни қоғдиди.
然而耶和华—他的 神因大卫的缘故,仍使他在耶路撒冷有灯光,叫他儿子接续他作王,坚立耶路撒冷。
5 Чүнки Давут Пәрвәрдигарниң нәзиридә дурус болғанни қилип, Һиттий Урияға қилғанлиридин башқа өмриниң һәммә күнлиридә Пәрвәрдигар униңға әмир қилғанлиридин чиқмиди.
因为大卫除 了赫人乌利亚那件事,都是行耶和 华眼中看为正的事,一生没有违背 耶和华一切所吩咐的。
6 Әнди [Абиямниң] пүтүн өмридә Рәһобоам билән Йәробоам бир-бири билән җәң қилишип турди.
罗波安在 世的日子常与耶罗波安争战。
7 Абиямниң башқа ишлири вә қилғанлириниң һәммиси «Йәһуда падишалириниң тарих-тәзкирилири» дегән китапта пүтүлгән әмәсмиди? Абиям билән Йәробоам бир-бири билән җәң қилишип туратти.
亚 比央其余的事,凡他所行的,都写在犹大列王记上。亚比央常与耶罗波安争战。
8 Абиям өз ата-бовилириниң арисида ухлиди; улар уни «Давутниң шәһири»дә дәпнә қилди. Андин оғли Аса орнида падиша болди.
亚比央与他列祖同睡, 葬在大卫的城里。他儿子亚撒接续他作王。
9 Исраилниң падишаси Йәробоам сәлтәнитиниң жигирминчи жилида Аса Йәһуданиң үстигә падиша болуп
以色列王耶罗波安二十年,亚撒登基作犹大王,
10 Йерусалимда қириқ бир жил сәлтәнәт қилди. Униң чоң анисиниң исми Маақаһ болуп, Абишаломниң қизи еди.
在耶路撒冷作王四十一年。他祖母名叫玛迦,是押沙龙的女儿。
11 Аса атиси Давут қилғандәк Пәрвәрдигарниң нәзиридә дурус болғанни қилди.
亚撒效法他祖大卫行耶和华眼中看为正的事,
12 У кәспий бәччивазларни зиминдин һайдап, ата-бовилири ясатқан һәммә жиркиничлик мәбудларни йоқитивәтти.
从国中除去娈童,又除掉他列祖所造的一切偶像;
13 У йәнә чоң аниси Маақаһни жиркиничлик бир «Ашәраһ» түврүкни ясиғини үчүн ханишлиқ мәртивисидин чүшүрүвәтти. Аса бу жиркиничлик бутни кесип Кидрон җилғисида көйдүрүвәтти.
并且贬了他祖母玛迦太后的位,因她造了可憎的偶像亚舍拉。亚撒砍下她的偶像,烧在汲沦溪边,
14 «Жуқири җайлар» йоқитилмисиму, Асаниң қәлби өмриниң барлиқ күнлиридә Пәрвәрдигарға пүтүнләй беғишланған еди.
只是邱坛还没有废去。亚撒一生却向耶和华存诚实的心。
15 Һәм атиси һәм у өзи [Пәрвәрдигарға] атап ясиған нәрсиләрни, җүмлидин күмүч билән алтунни вә түрлүк қача-қучиларни Пәрвәрдигарниң өйигә кәлтүрди.
亚撒将他父亲所分别为圣与自己所分别为圣的金银和器皿都奉到耶和华的殿里。
16 Әнди Аса вә Исраилниң падишаси Бааша барлиқ күнлиридә бир-бири билән җәң қилишип турди.
亚撒和以色列王巴沙在世的日子常常争战。
17 Исраилниң падишаси Бааша Йәһудаға қарши һуҗум қилди; һеч ким Йәһуданиң падишаси Аса билән барди-кәлди қилмисун дәп, Рамаһ шәһирини мәһкәм қилип ясиди.
以色列王巴沙上来要攻击犹大,修筑拉玛,不许人从犹大王亚撒那里出入。
18 У вақитта Аса Пәрвәрдигарниң өйидики ғәзниләрдә қалған барлиқ алтун-күмүч вә падишаниң ордисидики ғәзниләрдә қалған алтун-күмүчни елип хизмәткарлириниң қолиға тапшурди; андин Аса падиша уларни Дәмәшқтә турушлуқ Сурийә падишаси Һезионниң нәвриси, Табриммонниң оғли Бән-Һададқа әвәтти вә шулар билән бу хәвәрни йәткүзүп: —
于是亚撒将耶和华殿和王宫府库里所剩下的金银都交在他臣仆手中,打发他们往住大马士革的亚兰王—希旬的孙子、他伯利们的儿子便·哈达那里去,
19 «Мениң атам билән силиниң атилириниң арисида болғандәк мән билән силиниң арилирида бир әһдә болсун. Мана, силигә күмүч билән алтундин һәдийә әвәттим; әнди Исраилниң падишаси Бааша билән болған әһдилиридин қоллирини үзсилә; шуниң билән у мени қамал қилиштин қол үзсун» — деди.
说:“你父曾与我父立约,我与你也要立约。现在我将金银送你为礼物,求你废掉你与以色列王巴沙所立的约,使他离开我。”
20 Бән-Һадад Аса падишаниң сөзигә кирип, өз қошуниниң сәрдарлирини Исраилниң шәһәрлиригә һуҗум қилишқа әвәтип, Иҗон, Дан, Бәйт-Маақаһдики Абәл, пүткүл Киннәрәт жути билән Нафталиниң пүткүл зиминини беқиндурди.
便·哈达听从亚撒王的话,派军长去攻击以色列的城邑;他们就攻破以云、但、亚伯·伯·玛迦、基尼烈全境、拿弗他利全境。
21 Бааша бу хәвәрни аңлап, Рамаһ истиһкамини ясаштин қолини жиғип, Тирзаһқа берип турди.
巴沙听见,就停工不修筑拉玛了,仍住在得撒。
22 Аса падиша болса пүткүл Йәһуданиң адәмлирини һеч бирини қоймай чақирип жиғди; улар Бааша Рамаһ шәһирини ясашқа ишләткән ташлар билән яғачларни Рамаһтин тошуп елип кәтти. Аса падиша мошуларни ишлитип Бинямин зиминидики Гебани вә Мизпаһни мәһкәм қилип ясиди.
于是亚撒王宣告犹大众人,不准一个推辞,吩咐他们将巴沙修筑拉玛所用的石头、木头都运去,用以修筑便雅悯的迦巴和米斯巴。
23 Әнди Асаниң башқа ишлири, униң зор қудрити, униң қилғининиң һәммиси, шундақла ясиған шәһәрләр тоғрисида «Йәһуда падишалириниң тарих-тәзкирилири» дегән китапта пүтүлгән әмәсмиди? Лекин қериғанда, униң путида бир кесәл пәйда болди.
亚撒其余的事,凡他所行的,并他的勇力与他所建筑的城邑,都写在犹大列王记上。亚撒年老的时候,脚上有病。
24 Аса өз ата-бовилири арисида ухлиди вә Давутниң шәһиридә дәпнә қилинди. Андин униң оғли Йәһошафат орнида падиша болди.
亚撒与他列祖同睡,葬在他祖大卫城他列祖的坟地里。他儿子约沙法接续他作王。
25 Йәһуданиң падишаси Асаниң сәлтәнитиниң иккинчи жилида Йәробоамниң оғли Надаб Исраил үстигә һөкүм сүрүшкә башлиди; у Исраилға икки жил падиша болди.
犹大王亚撒第二年,耶罗波安的儿子拿答登基作以色列王共二年,
26 У Пәрвәрдигарниң нәзиридә рәзил болғанни қилип атисиниң йолида меңип, атисиниң Исраилни гунаға путлаштурған гуналирида маңди.
拿答行耶和华眼中看为恶的事,行他父亲所行的,犯他父亲使以色列人陷在罪里的那罪。
27 Лекин Иссакар җәмәтидин болған Ахияһниң оғли Бааша униңға қәст қилип, уни Филистийләрниң тәвәсидики Гиббетонда өлтүрди. Шу чағда Надаб пүтүн Исраиллар билән бирликтә Гиббетонға қоршап һуҗум қиливататти.
以萨迦人亚希雅的儿子巴沙背叛拿答,在非利士的基比顿杀了他。那时拿答和以色列众人正围困基比顿。
28 Йәһуда падишаси Асаниң сәлтәнитиниң үчинчи жилида Бааша Надабни өлтүрүп, өзи униң орнида падиша болди.
在犹大王亚撒第三年巴沙杀了他,篡了他的位。
29 Вә шундақ болдики, у падиша болғанда Йәробоамниң пүткүл җәмәтини чепип өлтүрди; Пәрвәрдигарниң қули Шилоһлуқ Ахияһниң вастиси билән ейтқан сөзи әмәлгә ашурулуп, у Йәробоамниң җәмәтидин нәпәси барларни бириниму қоймай пүтүнләй йоқатти.
巴沙一作王就杀了耶罗波安的全家,凡有气息的没有留下一个,都灭尽了,正应验耶和华借他仆人示罗人亚希雅所说的话。
30 Бу иш Йәробоамниң садир қилған гуналири һәм униң Исраилни гунаға путлаштурған гуналири түпәйлидин болди; у шулар билән Исраилниң Худаси Пәрвәрдигарниң ғәзивини қаттиқ қозғиған еди.
这是因为耶罗波安所犯的罪使以色列人陷在罪里,惹动耶和华—以色列 神的怒气。
31 Надабниң башқа ишлири билән қилғанлириниң һәммиси «Исраил падишалириниң тарих-тәзкирилири» дегән китапта пүтүлгән әмәсмиди?
拿答其余的事,凡他所行的,都写在以色列诸王记上。
32 Аса вә Исраилниң падишаси Бааша барлиқ күнлиридә бир-бири билән җәң қилишип турди.
亚撒和以色列王巴沙在世的日子常常争战。
33 Йәһуданиң падишаси Асаниң сәлтәнитиниң үчинчи жилида Ахияһниң оғли Бааша пүтүн Исраил үстигә Тирзаһта һөкүм сүрүшкә башлиди; у жигирмә төрт жил сәлтәнәт қилди.
犹大王亚撒第三年,亚希雅的儿子巴沙在得撒登基作以色列众人的王共二十四年。
34 У Пәрвәрдигарниң нәзиридә рәзил болғанни қилди; у Йәробоамниң йолида жүрүп, Исраилни гунаға патқузған гунайида маңди.
他行耶和华眼中看为恶的事,行耶罗波安所行的道,犯他使以色列人陷在罪里的那罪。