< Падишаһлар 1 14 >
1 У вақитта Йәробоамниң оғли Абияһ кесәл болуп қалди.
U waⱪitta Yǝroboamning oƣli Abiyaⱨ kesǝl bolup ⱪaldi.
2 Йәробоам аялиға: — Орнуңдин қопуп, һеч ким сениң Йәробоамниң аяли екәнлигиңни тонумиғидәк қилип өз қияпитиңни өзгәртип, Шилоһқа барғин. Мана маңа: «Бу хәлиқниң үстидә падиша болисән» дәп ейтқан Ахияһ пәйғәмбәр у йәрдә олтириду.
Yǝroboam ayaliƣa: — Ornungdin ⱪopup, ⱨeqkim sening Yǝroboamning ayali ikǝnlikingni tonumiƣudǝk ⱪilip ɵz ⱪiyapitingni ɵzgǝrtip, Xiloⱨⱪa barƣin. Mana manga: «Bu hǝlⱪning üstidǝ padixaⱨ bolisǝn» dǝp eytⱪan Ahiyaⱨ pǝyƣǝmbǝr u yǝrdǝ olturidu.
3 Қолуңға он нан, бир нәччә пошкал, бир қута һәсәлни елип униң қешиға барғин. У жигитимизниң немә болидиғанлиғини саңа дәп бериду, деди.
Ⱪolungƣa on nan, birnǝqqǝ poxkal, bir ⱪuta ⱨǝsǝlni elip uning ⱪexiƣa barƣin. U yigitimizning nemǝ bolidiƣanliⱪini sanga dǝp beridu, dedi.
4 Йәробоамниң аяли шундақ қилип, Шилоһқа берип Ахияһниң өйигә кәлди. Ахияһниң көзлири қерилиқтин кор болуп көрәлмәйтти.
Yǝroboamning ayali xundaⱪ ⱪilip, Xiloⱨⱪa berip Ahiyaⱨning ɵyigǝ kǝldi. Ahiyaⱨning kɵzliri ⱪeriliⱪtin kor bolup kɵrǝlmǝytti.
5 Лекин Пәрвәрдигар Ахияһқа: — Мана, Йәробоамниң аяли өз оғли тоғрисида сәндин сориғили келиду, чүнки у кесәлдур. Униңға мундақ-мундақ дегин; чүнки у кәлгәндә башқа қияпәткә киривалған болиду, дәп ейтқан еди.
Lekin Pǝrwǝrdigar Ahiyaⱨⱪa: — Mana, Yǝroboamning ayali ɵz oƣli toƣrisida sǝndin soriƣili kelidu, qünki u kesǝldur. Uningƣa mundaⱪ-mundaⱪ degin; qünki u kǝlgǝndǝ baxⱪa ⱪiyapǝtkǝ kiriwalƣan bolidu, dǝp eytⱪanidi.
6 У ишиктин киргәндә Ахияһ аяқ тивишини аңлап мундақ деди: — «Һәй, Йәробоамниң аяли, киргин; немишкә башқа қияпәткә киривалдиң? Саңа бир шум хәвәрни бериш маңа буйрулди.
U ixiktin kirgǝndǝ Ahiyaⱨ ayaƣ tiwixini anglap mundaⱪ dedi: — «Ⱨǝy, Yǝroboamning ayali, kirgin; nemixⱪa baxⱪa ⱪiyapǝtkǝ kiriwalding? Sanga bir xum hǝwǝrni berix manga buyruldi.
7 Берип Йәробоамға мундақ дегин: — «Исраилниң Худаси Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — «Мән сени хәлиқниң арисидин елип көтирип, өз хәлқим Исраилға һөкүмран қилип
Berip Yǝroboamƣa mundaⱪ degin: — «Israilning Hudasi Pǝrwǝrdigar mundaⱪ dǝydu: — «Mǝn seni hǝlⱪning arisidin elip kɵtürüp, ɵz hǝlⱪim Israilƣa ⱨɵkümran ⱪilip
8 Падишаһлиқни Давутниң җәмәтидин житиветип, саңа бәрдим; лекин сән Мениң әмирлиримни тутуп, нәзиримдә пәқәт дурус болғаннила қилишта пүтүн қәлбидин маңа әгәшкән қулум Давутқа охшаш болмидиң,
Padixaⱨliⱪni Dawutning jǝmǝtidin yirtiwetip, sanga bǝrdim; lekin sǝn Mening ǝmrlirimni tutup, nǝzirimdǝ pǝⱪǝt durus bolƣannila ⱪilixta pütün ⱪǝlbidin manga ǝgǝxkǝn ⱪulum Dawutⱪa ohxax bolmiding,
9 Бәлки өзүңдин илгири кәлгәнләрниң һәммисидин артуқ рәзиллик қилип, мениң ғәзивимни қозғап, Мени арқаңға ташлап, берип өзүңгә ғәйрий илаһларни, қуйма мәбудларни ясаттиң.
Bǝlki ɵzüngdin ilgiri kǝlgǝnlǝrning ⱨǝmmisidin artuⱪ rǝzillik ⱪilip, mening ƣǝzipimni ⱪozƣap, Meni arⱪangƣa taxlap, berip ɵzünggǝ ƣǝyriy ilaⱨlarni, ⱪuyma mǝbudlarni yasatting.
10 Шуниң үчүн Мән Йәробоамниң җәмәтигә бала чүшүрүп, Йәробоамниң Исраилдики ханданидин һәммә әркәкни, һәтта аҗиз яки мәйип болсиму һәммисини үзүп ташлаймән, адәмләр поқ-тезәкләрни сүпүргәндәк Йәробоамниң җәмәтидин қалғинини йоқ болғичә сүпүримән.
Xuning üqün Mǝn Yǝroboamning jǝmǝtigǝ bala qüxürüp, Yǝroboamning Israildiki handanidin ⱨǝmmǝ ǝrkǝkni, ⱨǝtta ajiz yaki meyip bolsimu ⱨǝmmisini üzüp taxlaymǝn, adǝmlǝr poⱪ-tezǝklǝrni süpürgǝndǝk Yǝroboamning jǝmǝtidin ⱪalƣinini yoⱪ bolƣuqǝ süpürimǝn.
11 Йәробоамдин болғанлардин шәһәрдә өлгинини иштлар йәйду; сәһрада өлгинини асмандики қушлар йәйду. Чүнки Пәрвәрдигар шундақ сөз қилғандур.
Yǝroboamdin bolƣanlardin xǝⱨǝrdǝ ɵlginini itlar yǝydu; sǝⱨrada ɵlginini asmandiki ⱪuxlar yǝydu. Qünki Pǝrwǝrdigar xundaⱪ sɵz ⱪilƣandur.
12 Әнди сән болсаң, қопуп өз өйүңгә барғин; айиғиң шәһәргә киргән һаман, бала өлиду.
Əmdi sǝn bolsang, ⱪopup ɵz ɵyünggǝ barƣin; ayiƣing xǝⱨǝrgǝ kirgǝn ⱨaman, bala ɵlidu.
13 Пүтүн Исраил униң үчүн матәм тутуп уни дәпнә қилиду. Чүнки Йәробоамниң җәмәтидин қәбиргә қоюлидиған ялғуз шула болиду; чүнки Йәробоамниң җәмәтиниң арисида Исраилниң Худаси Пәрвәрдигарниң алдида пәқәт шуниңда пәзиләт тепилди.
Pütün Israil uning üqün matǝm tutup uni dǝpnǝ ⱪilidu. Qünki Yǝroboamning jǝmǝtidin ⱪǝbrigǝ ⱪoyulidiƣan yalƣuz xula bolidu; qünki Yǝroboamning jǝmǝtining arisida Israilning Hudasi Pǝrwǝrdigarning aldida pǝⱪǝt xuningda pǝzilǝt tepildi.
14 Әнди Пәрвәрдигар Өзигә Йәробоамниң җәмәтини үзүп ташлайдиған, Исраилниң үстигә һөкүм сүридиған бир падишани тикләйду. Дәрһәқиқәт, у пат арида болиду!
Əmdi Pǝrwǝrdigar Ɵzigǝ Yǝroboamning jǝmǝtini üzüp taxlaydiƣan, Israilning üstigǝ ⱨɵküm süridiƣan bir padixaⱨni tiklǝydu. Dǝrⱨǝⱪiⱪǝt, u pat arida bolidu!
15 Пәрвәрдигар Исраилни уруп, худди суда лиңшип қалған қумуштәк қилип қойиду, ата-бовилириға тәқдим қилған бу яхши зиминдин қомуруп, уларни [Әфрат] дәриясиниң у тәрипигә тарқитиду; чүнки улар өзигә «Ашәраһ бутлар»ни ясап Пәрвәрдигарниң ғәзивини қозиғиди.
Pǝrwǝrdigar Israilni urup, huddi suda lingxip ⱪalƣan ⱪumuxtǝk ⱪilip ⱪoyidu, ata-bowiliriƣa tǝⱪdim ⱪilƣan bu yahxi zemindin ⱪomurup, ularni [Əfrat] dǝryasining u tǝripigǝ tarⱪitidu; qünki ular ɵzigǝ «Axǝraⱨ butlar»ni yasap Pǝrwǝrdigarning ƣǝzipini ⱪoziƣidi.
16 Йәробоамниң садир қилған гуналири түпәйлидин, униң Исраилни гуна қилдурғини түпәйлидин, Худа Исраилни ташлап бериду!»».
Yǝroboamning sadir ⱪilƣan gunaⱨliri tüpǝylidin, uning Israilni gunaⱨ ⱪildurƣini tüpǝylidin, Huda Israilni taxlap beridu!»».
17 Шуниң билән Йәробоамниң аяли қопуп, йолға чиқип Тирзаһқа қайтип кәлди. У өйиниң босуғисидин атлишиға бала өлди.
Xuning bilǝn Yǝroboamning ayali ⱪopup, yolƣa qiⱪip Tirzaⱨⱪa ⱪaytip kǝldi. U ɵyining bosuƣisidin atlixiƣa bala ɵldi.
18 Улар уни дәпнә қилди. Пәрвәрдигарниң Өз қули Ахияһ пәйғәмбәр арқилиқ ейтқан сөзидәк, пүтүн Исраил униң үчүн матәм тутти.
Ular uni dǝpnǝ ⱪildi. Pǝrwǝrdigarning Ɵz ⱪuli Ahiyaⱨ pǝyƣǝmbǝr arⱪiliⱪ eytⱪan sɵzidǝk, pütün Israil uning üqün matǝm tutti.
19 Әнди Йәробоамниң башқа ишлири, йәни җәңлири вә қандақ сәлтәнәт қилғанлири тоғрисида мана, «Исраил падишалириниң тарих-тәзкирилири» дегән китапта пүтүлгәндур.
Əmdi Yǝroboamning baxⱪa ixliri, yǝni jǝngliri wǝ ⱪandaⱪ sǝltǝnǝt ⱪilƣanliri toƣrisida mana, «Israil padixaⱨlirining tarih-tǝzkiriliri» degǝn kitabta pütülgǝndur.
20 Йәробоамниң сәлтәнәт қилған вақти жигирмә икки жил болуп, у өз ата-бовилириниң арисида ухлиди. Оғли Надаб униң орнида һөкүм сүрди.
Yǝroboamning sǝltǝnǝt ⱪilƣan waⱪti yigirmǝ ikki yil bolup, u ɵz ata-bowilirining arisida uhlidi. Oƣli Nadab uning ornida ⱨɵküm sürdi.
21 Вә Сулайманниң оғли Рәһобоам болса Йәһуданиң үстигә һөкүм сүрди. Рәһобоам падиша болғанда қириқ бир яшқа киргән еди; у Пәрвәрдигарниң Өз намини аян қилиш үчүн, Исраилниң һәммә қәбилилири арисидин таллиған Йерусалим шәһиридә он йәттә жил һөкүм сүрди; униң анисиниң исми Наамаһ болуп, Аммоний еди.
Wǝ Sulaymanning oƣli Rǝⱨoboam bolsa Yǝⱨudaning üstigǝ ⱨɵküm sürdi. Rǝⱨoboam padixaⱨ bolƣanda ⱪiriⱪ bir yaxⱪa kirgǝnidi; u Pǝrwǝrdigarning Ɵz namini ayan ⱪilix üqün, Israilning ⱨǝmmǝ ⱪǝbililiri arisidin talliƣan Yerusalem xǝⱨiridǝ on yǝttǝ yil ⱨɵküm sürdi; uning anisining ismi Naamaⱨ bolup, Ammoniy idi.
22 Йәһудалар болса Пәрвәрдигарниң нәзиридә яманлиқ қилди; улар өз ата-бовилири садир қилғанлиридин зиядә гуналарни қилип, униң һәсәтлик ғәзивини қозғиған еди.
Yǝⱨudalar bolsa Pǝrwǝrdigarning nǝziridǝ yamanliⱪ ⱪildi; ular ɵz ata-bowiliri sadir ⱪilƣanliridin ziyadǝ gunaⱨlarni ⱪilip, uning ⱨǝsǝtlik ƣǝzipini ⱪozƣiƣanidi.
23 Чүнки улар «жуқури җайлар»ни, «бут түврүк»ләрни вә һәм һәр бир егиз дөңлар үстидә, һәр бир көк дәрәқләрниң астида «Ашәраһ» бутларни ясиди.
Qünki ular «yuⱪiri jaylar»ni, «but tüwrük»lǝrni wǝ ⱨǝm ⱨǝrbir egiz dɵnglar üstidǝ, ⱨǝrbir kɵk dǝrǝhlǝrning astida «Axǝraⱨ» butlarni yasidi.
24 Вә зиминда кәспий бәччивазларму бар еди. Улар Пәрвәрдигар әслидә Исраилларниң алдидин һайдап чиқарған әлләрниң барлиқ жиркиничлик һарам ишлирини қилатти.
Wǝ zeminda kǝspiy bǝqqiwazlarmu bar idi. Ular Pǝrwǝrdigar ǝslidǝ Israillarning aldidin ⱨǝydǝp qiⱪarƣan ǝllǝrning barliⱪ yirginqlik ⱨaram ixlirini ⱪilatti.
25 Рәһобоам падишаниң сәлтәнитиниң бәшинчи жилида шундақ болдики, Мисирниң падишаси Шишак Йерусалимға һуҗум қилди.
Rǝⱨoboam padixaⱨning sǝltǝnitining bǝxinqi yilida xundaⱪ boldiki, Misirning padixaⱨi Xixak Yerusalemƣa ⱨujum ⱪildi.
26 У Пәрвәрдигарниң өйидики гөһәр-байлиқларни һәм падишаниң ордисидики гөһәр-байлиқларни елип кәтти; у һәммисини, җүмлидин Сулайман ясатқан алтун сипарларниму елип кәтти.
U Pǝrwǝrdigarning ɵyidiki gɵⱨǝr-bayliⱪlarni ⱨǝm padixaⱨning ordisidiki gɵⱨǝr-bayliⱪlarni elip kǝtti; u ⱨǝmmisini, jümlidin Sulayman yasatⱪan altun siparlarnimu elip kǝtti.
27 Уларниң орнида Рәһобоам падиша мистин бир мунчә сипар-қалқанлар яситип, уларни падиша ордисиниң кириш йолини сақлайдиған пасибан бәглириниң қолиға тапшурди.
Ularning ornida Rǝⱨoboam padixaⱨ mistin birmunqǝ sipar-ⱪalⱪanlar yasitip, ularni padixaⱨ ordisining kirix yolini saⱪlaydiƣan pasiban bǝglirining ⱪoliƣa tapxurdi.
28 Шундақ қилип, падиша һәр қетим Пәрвәрдигарниң өйигә киридиған чағда, пасибанлар у сипар-қалқанларни көтирип чиқатти, андин уларни йәнә пасибанханиға әкирип қоюшатти.
Xundaⱪ ⱪilip, padixaⱨ ⱨǝr ⱪetim Pǝrwǝrdigarning ɵyigǝ kiridiƣan qaƣda, pasibanlar u sipar-ⱪalⱪanlarni kɵtürüp qiⱪatti, andin ularni yǝnǝ pasibanhaniƣa ǝkirip ⱪoyuxatti.
29 Амма Рәһобоамниң башқа ишлири вә қилғининиң һәммиси «Йәһуда падишалириниң тарих-тәзкирилири» дегән китапта пүтүлгән әмәсмиди?
Əmma Rǝⱨoboamning baxⱪa ixliri wǝ ⱪilƣinining ⱨǝmmisi «Yǝⱨuda padixaⱨlirining tarih-tǝzkiriliri» degǝn kitabta pütülgǝn ǝmǝsmidi?
30 Рәһобоам билән Йәробоам барлиқ күнлиридә бир-бири билән җәң қилишип турған еди.
Rǝⱨoboam bilǝn Yǝroboam barliⱪ künliridǝ bir-biri bilǝn jǝng ⱪilixip turƣanidi.
31 Рәһобоам өз ата-бовилириниң арисида ухлиди вә «Давутниң шәһири»дә дәпнә қилинди. Униң анисиниң исми Наамаһ болуп, бир Аммоний еди. Рәһобоамниң оғли Абиям атисиниң орнида падиша болди.
Rǝⱨoboam ɵz ata-bowilirining arisida uhlidi wǝ «Dawutning xǝⱨiri»dǝ dǝpnǝ ⱪilindi. Uning anisining ismi Naamaⱨ bolup, bir Ammoniy idi. Rǝⱨoboamning oƣli Abiyam atisining ornida padixaⱨ boldi.