< Падишаһлар 1 13 >
1 Вә мана, Пәрвәрдигарниң буйруғи билән Худаниң бир адими Йәһудадин чиқип Бәйт-Әлгә кәлди; шу пәйттә Йәробоам хушбуй йеқишқа қурбангаһниң йенида туратти;
2 шу адәм қурбангаһға қарап Пәрвәрдигарниң әмри билән чақирип: — И қурбангаһ, и қурбангаһ! Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Мана Давутниң җәмәтидә Йосия исимлиқ бир оғул туғулиду. У болса сениң үстүңдә хушбуй яққан «жуқури җайлар»дики каһинларни союп қурбанлиқ қилиду; шундақла сениң үстүңдә адәм сүйәклири көйдүрүлиду! — деди.
3 У күни у бир бешарәтлик аламәтни җакалап: Пәрвәрдигарниң мошу сөзини испатлайдиған аламәт шу болидуки: — Мана, қурбангаһ йерилип, үстидики күлләр төкүлүп кетиду, — деди.
4 Вә шундақ болдики, Йәробоам падиша Худаниң адиминиң Бәйт-Әлдики қурбангаһқа қарап җакалиған сөзини аңлиғанда, у қурбангаһта туруп қолини созуп: — Уни тутуңлар, деди. Лекин униңға қаритип созған қоли шуниң билән шу пети қуруп кәтти, уни өзигә йәнә жиғалмиди.
5 Андин Худаниң адими Пәрвәрдигарниң сөзи билән ейтқан мөҗизилик аламәт йүз берип, қурбангаһ һәм йерилип үстидики күлләр төкүлүп кәтти.
6 Падиша Худаниң адимидин: — Пәрвәрдигар Худайиңдин мениң һәққимдә өтүнгәйсәнки, қолумни әслигә кәлтүргәй, дәп ялвурди. Худаниң адими пәрврәрдигарниң илтипатини өтүнгинидә, падишаниң қоли йәнә өзигә жиғилип әслигә кәлтүрүлди.
7 Падиша Худаниң адимигә: — Мениң билән өйүмгә берип өзүңни қутландурғин, мән саңа инъам берәй, деди.
8 Лекин Худаниң адими падишаға җавап берип: — Сән маңа ордаңниң йеримини бәрсәңму, сениң билән бармаймән яки бу йәрдә нан йәп су ичмәймән.
9 Чүнки Пәрвәрдигар Өз сөзини йәткүзүп маңа буйруп: «Сән нә нан йемә нә су ичмә, барған йолуң билән қайтип кәлмә» дегән, деди.
10 Шуниң билән у Бәйт-Әлгә кәлгән йол билән әмәс, бәлки башқа бир йол билән қайтип кәтти.
11 Лекин Бәйт-Әлдә яшанған бир пәйғәмбәр туратти. Униң оғуллири келип Худаниң адиминиң у күни Бәйт-Әлдә қилған барлиқ әмәллирини униңға дәп бәрди, шундақла униң падишаға қилған сөзлириниму атисиға ейтип бәрди.
12 Атиси улардин, у қайси йол билән кәтти, дәп сориди; чүнки оғуллири Йәһудадин кәлгән Худаниң адиминиң қайси йол билән кәткинини көргән еди.
13 У оғуллириға: — Маңа ешәкни тоқуп бериңлар, дәп тапилиди. Улар униңға ешәкни тоқуп бәргәндә у униңға минип
14 Худаниң адиминиң кәйнидин қоғлап кәтти. У уни бир дуб дәриғиниң астида олтарған йеридин тепип униңдин: — Йәһудадин кәлгән Худаниң адими сәнму? — дәп сориди. У: — Мән шу, дәп җавап бәрди.
15 У униңға: — Мениң билән өйүмгә берип нан йегин, деди.
16 У җававән: — Мән нә сениң билән қайталмаймән, нә сениңкигә кирәлмәймән; мән нә бу йәрдә сениң билән нан йәп су ичәлмәймән;
17 чүнки Пәрвәрдигар өз сөзи билән маңа тапилап: «У йәрдә нан йемә, су ичмигин; барған йолуң билән қайтип кәлмигин» дегән, деди.
18 [Қери пәйғәмбәр] униңға: — Мән һәм сәндәк бир пәйғәмбәрдурмән; вә бир пәриштә Пәрвәрдигарниң сөзини маңа йәткүзүп: — «Униңға нан йегүрүп, су ичкүзгили өзүң билән өйүңгә яндуруп кәл» деди, дәп ейтти. Лекин у шуни дәп униңға ялған ейтивататти.
19 Шуниң билән [Худаниң адими] униң билән йенип өйдә нан йәп су ичти.
20 Лекин улар дәстиханда олтарғинида, Пәрвәрдигарниң сөзи уни яндуруп әкәлгән қери пәйғәмбәргә кәлди.
21 У Йәһудадин кәлгән Худаниң адимини чақирип: — Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — «Сән Пәрвәрдигарниң сөзигә итаәтсизлик қилип, Пәрвәрдигар Худайиңниң буйруған әмрини тутмай,
22 бәлки йенип, У саңа: — Нан йемә, су ичмә, дәп мәнъий қилған йәрдә нан йәп су ичкиниң түпәйлидин, җәситиң ата-бовилириңниң қәбридә көмүлмәйду», дәп товлиди.
23 Вә шундақ болдики, Худаниң адими нан йәп су ичип болғанда, униңға, йәни өзи яндуруп әкәлгән пәйғәмбәргә ешәкни тоқуп бәрди.
24 У йолға чиқти. Кетиватқинида, йолда униңға бир шир учрап, уни өлтүрүвәтти. Шуниң билән униң өлүги йолда ташлинип қалди, ешиги болса униң йенида туратти; ширму җәсәтниң йенида туратти.
25 Мана бир нәччә адәм өтүп кетиветип, йолда ташлинип қалған җәсәт билән җәсәтниң йенида турған ширни көрди; улар қери пәйғәмбәр турған шәһәргә келип у йәрдә шу хәвәрни йәткүзди.
26 Уни йолдин яндурған пәйғәмбәр буни аңлап: — У дәл Пәрвәрдигарниң сөзигә итаәтсизлик қилған Худаниң адимидур. Шуңа Пәрвәрдигар уни ширға тапшурди; Пәрвәрдигар униңға қилған сөзи бойичә шир уни титма-титма қилип өлтүрди, деди.
27 У оғуллириға: — Маңа ешәкни тоқуп бериңлар, деди; улар уни тоқуп бәрди.
28 У йолда ташлақлиқ җәсәт билән җәсәтниң йенида турған ешәк вә ширни тапти. Шир болса нә җәсәтни йемигән еди нә ешәкниму талимиған еди.
29 Пәйғәмбәр Худаниң адиминиң җәситини елип ешәккә артип янди. Қери пәйғәмбәр униң үчүн матәм тутуп уни дәпнә қилғили шәһәргә кирди.
30 У җәсәтни өз қәбирстанлиғида қойди. Улар униң үчүн матәм тутуп: — Аһ бурадирим! — дәп пәряд көтәрди.
31 Уни дәпнә қилғандин кейин у өз оғуллириға: — Мән өлгәндә мени Худаниң адими дәпнә қилинған гөргә дәпнә қилиңлар; мениң сүйәклиримни униң сүйәклириниң йенида қоюңлар;
32 чүнки у Пәрвәрдигарниң буйруғи билән Бәйт-Әлдики қурбангаһқа қариған вә Самарийәдики шәһәрләрниң «жуқури җай»лиридики [ибадәт] өйлиригә қариған, униң җар қилған сөзи әмәлгә ашурулмай қалмайду, — деди.
33 Лекин Йәробоам бу вақиәдин кейинму өз рәзил йолидин янмай, бәлки «жуқури җайлар»ға һәр хил хәлиқтин каһинларни тайинлиди; ким халиса, у шуни «муқәддәс қилип» [каһинлиқ мәнсивигә] беғишлайтти; шуниң билән улар «жуқури җайлар»да [қурбанлиқ қилишқа] каһин болатти.
34 Шу иш түпәйлидин Йәробоам җәмәтиниң һесавиға гуна болуп, уларниң йәр йүзидин үзүп елинип һалак болушиға сәвәп болди.