< Падишаһлар 1 12 >
1 Рәһобоам Шәқәмгә барди; чүнки пүткүл Исраил уни падиша тиклигили Шәқәмгә кәлгән еди.
2 Нибатниң оғли Йәробоам шу ишни аңлиғанда, шундақ болдики, у техи Мисирда еди (чүнки Йәробоам Сулайман падишадин қечип Мисирда турувататти).
3 Әнди улар адәм әвәтип уни чақиртип кәлди. Шуниң билән Йәробоам вә пүткүл Исраил җамаити келип Рәһобоамға сөз қилип:
4 — Силиниң атилири бойнимизға салған боюнтуруғини еғир қилди. Сили әнди атилириниң бизгә қойған қаттиқ тәләплири билән еғир боюнтуруғини йениклитип бәрсилә, силиниң хизмәтлиридә болимиз, дейишти.
5 У уларға: — Һазирчә қайтип үч күндин кейин андин қешимға йәнә келиңлар, деди. Шуниң билән хәлиқ тарилип кәтти.
6 Рәһобоам падиша өз атиси Сулайман һаят вақтида униң хизмитидә турған мойсипитлардин мәслиһәт сорап: — Бу хәлиққә беридиған җававим тоғрисида немә мәслиһәт көрситисиләр? — деди.
7 Улар униңға: — Әгәр сили разилиқ билән бүгүн бу хәлиқниң хизмитидә болимән десилә, (вә дәрвәқә уларниң хизмитидә болсила) уларға яхши сөзләр билән җавап қилсила, улар силиниң барлиқ күнлиридә хизмәтлиридә болиду, деди.
8 Лекин у мойсипитларниң көрсәткән мәслиһәтини қайрип қоюп, өзи билән чоң болған, алдида хизмитидә болуватқан яшлардин мәслиһәт сорап
9 уларға: — Маңа «Силиниң атилири бизгә салған боюнтуруқни йеникләткәйла» дәп тилигән бу хәлиққә җавап беришимиз тоғрилиқ қандақ мәслиһәт берисиләр? — деди.
10 Униң билән чоң болған бу яшлар униңға: — «Силиниң атилири боюнтуруғимизни еғир қилди, әнди сили уни бизгә йеник қилғайла» дәп ейтқан бу хәлиққә сөз қилип: — «Мениң чимчилақ бармиғим атамниң белидин томрақтур.
11 Атам силәргә еғир боюнтуруқни салған, лекин мән боюнтуруғуңларни техиму еғир қилимән. Атам силәргә қамчилар билән тәнбиһ-тәрбийә бәргән болса, мән силәргә «чаянлиқ қамчилар» билән тәнбиһ беримән», дегәйла, — деди.
12 Рәһобоам падиша уларға: «Үч күндин кейин андин қешимға йәнә келиңлар» дегинидәк, Йәробоам вә барлиқ хәлиқ үчинчи күни униң қешиға кәлди.
13 Падиша мойсипитларниң униңға бәргән мәслиһәтини ташлап, хәлиққә қаттиқлиқ билән җавап бәрди.
14 У яшларниң мәслиһәти бойичә уларға: — Атам силәргә еғир боюнтуруқни салған, лекин мән боюнтуруғуңларни техиму еғир қилимән. Атам силәргә қамчилар билән тәнбиһ-тәрбийә бәргән болса мән силәргә «чаянлиқ қамчилар» билән тәнбиһ-тәрбийә беримән, деди.
15 Шуниң билән падиша хәлиқниң сөзини аңлимиди. Бу иш Пәрвәрдигар тәрипидин болған; чүнки буниң билән Пәрвәрдигарниң Шилоһлуқ Ахияһниң вастисидә Нибатниң оғли Йәробоамға ейтқан сөзи әмәлгә ашурулидиған болди.
16 Пүткүл Исраил падишаниң уларниң сөзигә қулақ салмиғинини көргәндә хәлиқ падишаға җавап берип: — Давуттин бизгә немә несивә бар? Йәссәниң оғлида бизниң һеч мирасимиз йоқтур! Өз өй-чедирлириңларға қайтиңлар, и Исраил! И Давут, сән өз җәмәтиңгила егә бол, — деди. Шуниң билән Исраиллар өз өй-чедирлириға қайтип кетишти.
17 Амма Йәһуда шәһәрлиридә олтарған Исраилларға болса, Йәробоам уларниң үстигә һөкүм сүрди.
18 Рәһобоам падиша баҗ-алван беги Адорамни Исраилларға әвәтти, лекин пүткүл Исраил уни чалма-кесәк қилип өлтүрди. У чағда Рәһобоам падиша алдирап, өзиниң җәң һарвусиға чиқип, Йерусалимға тикивәтти.
19 Шу тәриқидә Исраил Давутниң җәмәтидин йүз өрүп, бүгүнгә қәдәр униңға қарши чиқип кәлди.
20 Исраилниң һәммиси Йәробоамниң йенип кәлгәнлигини аңлиғанда, адәм әвәтип уни хәлиқниң җамаитигә чақирди. Улар уни пүткүл Исраилниң үстигә рәсмий падиша қилди. Йәһуда қәбилисидин башқа һеч ким Давутниң җәмәтигә әгәшмиди.
21 Рәһобоам Йерусалимға қайтип келип, Исраилниң җәмәти билән җәң қилип, падишалиқни Сулайманниң оғли болған өзигә қайтуруп әкилиш үчүн Йәһуданиң пүткүл җәмәтидин вә Бинямин қәбилисидин бир йүз сәксән миң хилланған җәңгивар әскәрни топлиди.
22 Лекин Худаниң сөзи Худаниң адими Шемаяға келип: —
23 «Йәһуданиң падишаси, Сулайманниң оғли Рәһобоамға, пүтүн Йәһуда билән Биняминниң җәмәтигә вә хәлиқниң қалғанлириға сөз қилип: —
24 «Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Һуҗумға чиқмаңлар, қериндашлириңлар Исраиллар билән җәң қилмаңлар; һәр бириңлар өз өйүңларға қайтип кетиңлар; чүнки бу иш Мәндиндур», дегин» — дейилди. Улар Пәрвәрдигарниң сөзигә қулақ салди. Пәрвәрдигарниң сөзи бойичә улар өйлиригә қайтип кәтти.
25 Йәробоам болса Әфраим тағлиғидики Шәқәм шәһирини ясап шу йәрдә турди; кейин у йәрдин чиқип Пәнуәлни ясиди.
26 Рәһобоам көңлидә өз-өзигә: — Әнди падишалиқ Давутниң җәмәтигә йениши мүмкин.
27 Әгәр бу хәлиқ Пәрвәрдигарниң өйидә қурбанлиқ қилишқа Йерусалимға чиқса, бу хәлиқниң қәлби өз ғоҗиси, йәни Йәһуда падишаси Рәһобоамға йәнә майил болиду, андин улар мени өлтүрүп йәнә Йәһуда падишаси Рәһобоамниң тәрипигә янармекин, деди.
28 Падиша мәслиһәт сорап, алтундин икки мозай һәйкилини яситип хәлиққә: — Йерусалимға чиқиш силәргә еғир келиду. И Исраил, мана силәрни Мисир зиминидин чиқарған илаһлар! — деди.
29 Бирини у Бәйт-Әлдә, йәнә бирини Данда турғузуп қойди.
30 Бу иш гунаға сәвәп болди, чүнки хәлиқ мозайлириниң бириниң алдида баш урғили һәтта Данғичә баратти.
31 У һәм «егиз җайлар»да [ибадәт] өйлирини ясиди вә һәм Лавийдин болмиған адәмләрни каһин қилип тайинлап қойди.
32 Йәробоам йәнә сәккизинчи айниң он бәшинчи күнини худди Йәһуданиң зиминидики һейткә охшаш бир һейт қилип бекитти. У өзи қурбангаһ үстигә қурбанлиқ қилғили чиқти. Шундақ қилип у Бәйт-Әлдә өзи әткүзгән мозай мәбудлиригә қурбанлиқ өткүзди. У йәнә Бәйт-Әлдә салдурған шу «егиз җайлар» үчүн каһинларни тайинлиди.
33 У Бәйт-Әлдә ясиған қурбангаһ үстигә сәккизинчи айниң он бәшинчи күни (бу ай-күнни у өз мәйличә таллиған еди) қурбанлиқларни сунушқа чиқти; шу тәриқидә у Исраилларға бир һейт яратти; у өзи қурбангаһ үстигә қурбанлиқларни сунди вә хушбуй яқти.