< Падишаһлар 1 11 >

1 Лекин Сулайман падишаниң көңли Пирәвнниң қизидин башқа көп чәтәллик аялларға, җүмлидин Моабий, Аммоний, Едомий, Зидоний, Һиттий аяллириға чүшкән еди.
Lekin Sulayman padixaⱨning kɵngli Pirǝwnning ⱪizidin baxⱪa kɵp qǝtǝllik ayallarƣa, jümlidin Moabiy, Ammoniy, Edomiy, Zidoniy, Ⱨittiy ayalliriƣa qüxkǝnidi.
2 Пәрвәрдигар әслидә мошу әлләр тоғрилиқ Исраилларға: «Уларниң қизлирини издәп бармаңлар, вә уларни силәрниңкиләргә киргүзмәңлар; чүнки улар көңүллириңларни чоқум өз мәбудлириға аздуриду» дәп агаһландурған. Бирақ Сулайманниң көңли дәл шуларға бағланди.
Pǝrwǝrdigar ǝslidǝ muxu ǝllǝr toƣruluⱪ Israillarƣa: «Ularning ⱪizlirini izdǝp barmanglar, wǝ ularni silǝrningkilǝrgǝ kirgüzmǝnglar; qünki ular kɵngülliringlarni qoⱪum ɵz mǝbudliriƣa azduridu» dǝp agaⱨlandurƣan. Biraⱪ Sulaymanning kɵngli dǝl xularƣa baƣlandi.
3 Униң йәттә йүз аяли, йәни ханиши вә үч йүз кенизиги бар еди; аяллири униң көңлини аздуруп буривәткән еди.
Uning yǝttǝ yüz ayali, yǝni hanixi wǝ üq yüz keniziki bar idi; ayalliri uning kɵnglini azdurup buriwǝtkǝnidi.
4 Шундақ болдики, Сулайман яшанғанда, униң аяллири униң көңлини башқа илаһларға аздуруп бурувәтти; шуниң үчүн униң көңли атиси Давутниңкидәк Пәрвәрдигар Худасиға мутләқ садиқ болмиди.
Xundaⱪ boldiki, Sulayman yaxanƣanda, uning ayalliri uning kɵnglini baxⱪa ilaⱨlarƣa azdurup buruwǝtti; xuning üqün uning kɵngli atisi Dawutningkidǝk Pǝrwǝrdigar Hudasiƣa mutlǝⱪ sadiⱪ bolmidi.
5 Шуңа Сулайман Зидонийларниң мәбуди Аштаротни, Аммонийларниң жиркиничлик мәбуди Милкомни издиди;
Xunga Sulayman Zidoniylarning mǝbudi Axtarotni, Ammoniylarning yirginqlik mǝbudi Milkomni izdidi;
6 Шуниң билән Сулайман Пәрвәрдигарниң нәзиридә рәзиллик қилди; у атиси Давут Пәрвәрдигарға әгәшкәндәк изчиллиқ билән әгәшмиди.
Xuning bilǝn Sulayman Pǝrwǝrdigarning nǝziridǝ rǝzillik ⱪildi; u atisi Dawut Pǝrwǝrdigarƣa ǝgǝxkǝndǝk izqilliⱪ bilǝn ǝgǝxmidi.
7 Андин Сулайман Йерусалим алдидики едирлиқта Моабийларниң жиркиничлик мәбуди Кемош һәм Аммонийларниң жиркиничлик мәбуди Милком үчүн бир «жуқури җай»ни ясиди;
Andin Sulayman Yerusalem aldidiki edirliⱪta Moabiylarning yirginqlik mǝbudi Kemox ⱨǝm Ammoniylarning yirginqlik mǝbudi Milkom üqün bir «yuⱪiri jay»ni yasidi;
8 шуниңдәк өзиниң мәбудлириға хушбуй яқидиған вә қурбанлиқ қилидиған һәр бир ят әллик аяли үчүнму у шундақ қилди;
xuningdǝk ɵzining mǝbudliriƣa huxbuy yaⱪidiƣan wǝ ⱪurbanliⱪ ⱪilidiƣan ⱨǝrbir yat ǝllik ayali üqünmu u xundaⱪ ⱪildi;
9 Шуңа Пәрвәрдигар Сулаймандин рәнҗиди; гәрчә У униңға икки қетим көрүнгән болсиму, шундақла униңға дәл мошу иш тоғрилиқ, йәни башқа илаһларни издимәслигини тапилиған болсиму, униң көңли Исраилниң Худаси Пәрвәрдигардин айнип кәтти; у Пәрвәрдигарниң тапилиғиниға әмәл қилмиди.
Xunga Pǝrwǝrdigar Sulaymandin rǝnjidi; gǝrqǝ U uningƣa ikki ⱪetim kɵrüngǝn bolsimu, xundaⱪla uningƣa dǝl muxu ix toƣruluⱪ, yǝni baxⱪa ilaⱨlarni izdimǝslikini tapiliƣan bolsimu, uning kɵngli Israilning Hudasi Pǝrwǝrdigardin aynip kǝtti; u Pǝrwǝrdigarning tapiliƣiniƣa ǝmǝl ⱪilmidi.
11 Шуниң үчүн Пәрвәрдигар Сулайманға мундақ деди: — «Сән шундақ қиливерип, Мениң саңа буйруған әһдәм билән бәлгүлиримни тутмиғиниң үчүн, Мән җәзмән падишалиқни сәндин житиветип хизмәткариңға беримән.
Xuning üqün Pǝrwǝrdigar Sulaymanƣa mundaⱪ dedi: — «Sǝn xundaⱪ ⱪiliwerip, Mening sanga buyruƣan ǝⱨdǝm bilǝn bǝlgilirimni tutmiƣining üqün, Mǝn jǝzmǝn padixaⱨliⱪni sǝndin yirtiwetip hizmǝtkaringƣa berimǝn.
12 Лекин атаң Давутниң вәҗидин сениң өз күнлириңдә Мән шундақ қилмаймән, бәлки оғлуңниң қолидин уни житиветимән.
Lekin atang Dawutning wǝjidin sening ɵz künliringdǝ Mǝn xundaⱪ ⱪilmaymǝn, bǝlki oƣlungning ⱪolidin uni yirtiwetimǝn.
13 Лекин пүтүн падишалиқни униңдин житивәтмәймән, бәлки қулум Давутниң вәҗидин вә Өзүм таллиған Йерусалим үчүн оғлуңға бир қәбилини қалдуруп қойимән».
Lekin pütün padixaⱨliⱪni uningdin yirtiwǝtmǝymǝn, bǝlki ⱪulum Dawutning wǝjidin wǝ Ɵzüm talliƣan Yerusalem üqün oƣlungƣa bir ⱪǝbilini ⱪaldurup ⱪoyimǝn».
14 Амма Пәрвәрдигар Сулайманға бир дүшмән, йәни Едомлуқ Һададни қозғиди, у киши Едомниң падишасиниң нәслидин еди.
Əmma Pǝrwǝrdigar Sulaymanƣa bir düxmǝn, yǝni Edomluⱪ Ⱨadadni ⱪozƣidi, u kixi Edomning padixaⱨining nǝslidin idi.
15 Әслидә Давут Едом билән [җәң қилған] вақитта, қошунниң сәрдари Йоаб Едомниң һәммә әрлирини йоқатқан еди (чүнки Едомдики һәммә әрләрни йоқатқичә, Йоаб билән барлиқ Исраиллар у йәрдә алтә ай турған еди); у өлтүрүлгәнләрни көмгили чиққанда
Əslidǝ Dawut Edom bilǝn [jǝng ⱪilƣan] waⱪitta, ⱪoxunning sǝrdari Yoab Edomning ⱨǝmmǝ ǝrlirini yoⱪatⱪanidi (qünki Edomdiki ⱨǝmmǝ ǝrlǝrni yoⱪatⱪuqǝ, Yoab bilǝn barliⱪ Israillar u yǝrdǝ altǝ ay turƣanidi); u ɵltürülgǝnlǝrni kɵmgili qiⱪⱪanda
17 Һадад атисиниң бир нәччә Едомий хизмәтчилири билән Мисирға қечип кәткән еди. Һадад у чағда кичик бала еди.
Ⱨadad atisining birnǝqqǝ Edomiy hizmǝtqiliri bilǝn Misirƣa ⱪeqip kǝtkǝnidi. Ⱨadad u qaƣda kiqik bala idi.
18 Улар Мидиян зиминидин чиқип Паранға кәлди. Улар Парандин бир нәччә адәмни елип өзлиригә қошуп Мисирға, йәни Мисирниң падишаси Пирәвнниң қешиға кәлди. Пирәвн униңға бир өй тәқсим қилип, озуқ-түлүкму тәминлиди һәмдә бир парчә йәрниму униңға тәқдим қилди.
Ular Midiyan zeminidin qiⱪip Paranƣa kǝldi. Ular Parandin birnǝqqǝ adǝmni elip ɵzlirigǝ ⱪoxup Misirƣa, yǝni Misirning padixaⱨi Pirǝwnning ⱪexiƣa kǝldi. Pirǝwn uningƣa bir ɵy tǝⱪsim ⱪilip, ozuⱪ-tülükmu tǝminlidi ⱨǝmdǝ bir parqǝ yǝrnimu uningƣa tǝⱪdim ⱪildi.
19 Һадад Пирәвнниң нәзиридә көп илтипат тапқан болуп, у өз хотуниниң сиңлисини, йәни Таһпәнәс ханишниң сиңлисини униңға хотун қилип бәрди.
Ⱨadad Pirǝwnning nǝziridǝ kɵp iltipat tapⱪan bolup, u ɵz hotunining singlisini, yǝni Taⱨpǝnǝs hanixning singlisini uningƣa hotun ⱪilip bǝrdi.
20 Таһпәнәсниң сиңлиси униңға бир оғул, Генубатни туғуп бәрди. Таһпәнәс Пирәвнниң ордисида уни өзи чоң қилди. Андин Генубат Пирәвнниң аилиси, йәни Пирәвнниң оғуллири арисида турди.
Taⱨpǝnǝsning singlisi uningƣa bir oƣul, Genubatni tuƣup bǝrdi. Taⱨpǝnǝs Pirǝwnning ordisida uni ɵzi qong ⱪildi. Andin Genubat Pirǝwnning ailisi, yǝni Pirǝwnning oƣulliri arisida turdi.
21 Һадад Мисирда: «Давут ата-бовилириниң арисида ухлап қалди» вә «Қошунниң сәрдари Йоабму өлди» дәп аңлиғанда Пирәвнгә: — Мениң өз жутумға беришимға иҗазәт қилғайла, деди.
Ⱨadad Misirda: «Dawut ata-bowilirining arisida uhlap ⱪaldi» wǝ «Ⱪoxunning sǝrdari Yoabmu ɵldi» dǝp angliƣanda Pirǝwngǝ: — Mening ɵz yurtumƣa beriximƣa ijazǝt ⱪilƣayla, dedi.
22 Пирәвн униңға: — Сениң өз жутумға барай дегиниң немә дегиниң, мениң қешимда саңа немә кәмлик қилиду? — деди. У җававән: — Һеч нәрсә кам әмәс, амма немила болмисун мени кәткили қойғайла, деди.
Pirǝwn uningƣa: — Sening ɵz yurtumƣa baray degining nemǝ degining, mening ⱪeximda sanga nemǝ kǝmlik ⱪilidu? — dedi. U jawabǝn: — Ⱨeq nǝrsǝ kǝm ǝmǝs, ǝmma nemila bolmisun meni kǝtkili ⱪoyƣayla, dedi.
23 Худа Сулайманға йәнә бир дүшминини қозғиди; у болса ғоҗиси, йәни Зобаһниң падишаси Һададезәрниң йенидин қечип кәткән Елиаданиң оғли Рәзон еди.
Huda Sulaymanƣa yǝnǝ bir düxminini ⱪozƣidi; u bolsa ƣojisi, yǝni Zobaⱨning padixaⱨi Ⱨadad’ezǝrning yenidin ⱪeqip kǝtkǝn Eliadaning oƣli Rǝzon idi.
24 Давут [Зобаһлиқларни] қәтл қилғанда Рәзон улардин бир топ адәмни өзигә топлап уларниң сәрдари болди. Андин кейин булар Дәмәшққә берип у йәрдә туруп, Дәмәшқ үстидин һөкүм сүрди.
Dawut [Zobaⱨliⱪlarni] ⱪǝtl ⱪilƣanda Rǝzon ulardin bir top adǝmni ɵzigǝ toplap ularning sǝrdari boldi. Andin keyin bular Dǝmǝxⱪⱪǝ berip u yǝrdǝ turup, Dǝmǝxⱪ üstidin ⱨɵküm sürdi.
25 Шуниң билән Һадад Исраилға аваричилик туғдурғандин башқа, Рәзон Сулайманниң барлиқ күнлиридә Исраилниң дүшмини еди; у Исраилни өч көрәтти, өзи Сурийә үстидә падиша еди.
Xuning bilǝn Ⱨadad Israilƣa awariqilik tuƣdurƣandin baxⱪa, Rǝzon Sulaymanning barliⱪ künliridǝ Israilning düxmini idi; u Israilni ɵq kɵrǝtti, ɵzi Suriyǝ üstidǝ padixaⱨ idi.
26 Сулайманниң Йәробоам дегән бир хизмәткари бар еди. У Зәрәдаһдин кәлгән Әфраимий Нибатниң оғли болуп, аниси Зәруаһ исимлиқ бир тул аял еди. Йәробоамму падишаға қарши чиқти.
Sulaymanning Yǝroboam degǝn bir hizmǝtkari bar idi. U Zǝrǝdaⱨdin kǝlgǝn Əfraimiy Nibatning oƣli bolup, anisi Zǝruaⱨ isimlik bir tul ayal idi. Yǝroboammu padixaⱨⱪa ⱪarxi qiⱪti.
27 Униң падишаға қарши чиқиштики сәвәви мундақ еди: Сулайман Милло қәлъәсини ясиғанда, атиси Давутниң шәһиридики сепилниң бир бөсүкини ясавататти;
Uning padixaⱨⱪa ⱪarxi qiⱪixtiki sǝwǝbi mundaⱪ idi: Sulayman Millo ⱪǝl’ǝsini yasiƣanda, atisi Dawutning xǝⱨiridiki sepilning bir bɵsükini yasawatatti;
28 Йәробоам қавул қәйсәр жигит еди; Сулайман жигитниң ишчан вә чаққан екәнлигини көрүп, уни Йүсүпниң җәмәтигә буйрулған ишниң үстигә қойди.
Yǝroboam ⱪawul ⱪǝysǝr yigit idi; Sulayman yigitning ixqan wǝ qaⱪⱪan ikǝnlikini kɵrüp, uni Yüsüpning jǝmǝtigǝ buyrulƣan ixning üstigǝ ⱪoydi.
29 Шу күнләрдә Йәробоам Йерусалимдин чиқиватқанда, уни издәватқан Шилоһлуқ Ахияһ пәйғәмбәр уни йолда учратти. Ахияһ жипйеңи бир тонни кийвалған еди. Иккиси далада ялғуз қалғанда
Xu künlǝrdǝ Yǝroboam Yerusalemdin qiⱪiwatⱪanda, uni izdǝwatⱪan Xiloⱨluⱪ Ahiyaⱨ pǝyƣǝmbǝr uni yolda uqratti. Ahiyaⱨ yipyengi bir tonni kiywalƣanidi. Ikkisi dalada yalƣuz ⱪalƣanda
30 Ахияһ үстидики тонни қолиға елип, уни житип он икки парчә қилип
Ahiyaⱨ üstidiki tonni ⱪoliƣa elip, uni yirtip on ikki parqǝ ⱪilip
31 Йәробоамға мундақ деди: — «Өзүңгә он парчини алғин; чүнки Исраилниң Худаси Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — «Мана, падишалиқни Сулайманниң қолидин житиветип он қәбилини саңа беримән.
Yǝroboamƣa mundaⱪ dedi: — «Ɵzünggǝ on parqini alƣin; qünki Israilning Hudasi Pǝrwǝrdigar mundaⱪ dǝydu: — «Mana, padixaⱨliⱪni Sulaymanning ⱪolidin yirtiwetip on ⱪǝbilini sanga berimǝn.
32 Бирақ Қулум Давутниң вәҗидин вә Йерусалим, йәни Исраилниң һәммә қәбилилиридин таллиған шәһәр үчүн бир қәбилә униңға қалиду.
Biraⱪ Ⱪulum Dawutning wǝjidin wǝ Yerusalem, yǝni Israilning ⱨǝmmǝ ⱪǝbililiridin talliƣan xǝⱨǝr üqün bir ⱪǝbilǝ uningƣa ⱪalidu.
33 — Чүнки улар Мени ташлап Зидонийларниң аял мәбуди Аштаротқа, Моабийларниң мәбуди Кемошқа вә Аммонийларниң мәбуди Милкомға сәҗдә қилип, униң атиси Давутниң қилинғинидәк қилмай, Мениң бәлгүлимилирим билән һөкүмлиримгә әмәл қилмай, нәзиримдә дурус болғанни қилмиди, Мениң йоллиримда маңмиди;
— Qünki ular Meni taxlap Zidoniylarning ayal mǝbudi Axtarotⱪa, Moabiylarning mǝbudi Kemoxⱪa wǝ Ammoniylarning mǝbudi Milkomƣa sǝjdǝ ⱪilip, uning atisi Dawutning ⱪilinƣinidǝk ⱪilmay, Mening bǝlgilimilirim bilǝn ⱨɵkümlirimgǝ ǝmǝl ⱪilmay, nǝzirimdǝ durus bolƣanni ⱪilmidi, Mening yollirimda mangmidi;
34 лекин пүткүл падишалиқни униң қолидин тартивалмаймән; чүнки Мән таллиған, Өз әмирлирим вә бәлгүлимилиримни тутқан қулум Давутни дәп, униң өмриниң барлиқ күнлиридә уни һөкүм сүргүчи қилип қалдуримән.
lekin pütkül padixaⱨliⱪni uning ⱪolidin tartiwalmaymǝn; qünki Mǝn talliƣan, Ɵz ǝmrlirim wǝ bǝlgilimilirimni tutⱪan ⱪulum Dawutni dǝp, uning ɵmrining barliⱪ künliridǝ uni ⱨɵküm sürgüqi ⱪilip ⱪaldurimǝn.
35 Амма падишалиқни униң оғлиниң қолидин тартип елип, саңа беримән, йәни он қәбилини беримән.
Əmma padixaⱨliⱪni uning oƣlining ⱪolidin tartip elip, sanga berimǝn, yǝni on ⱪǝbilini berimǝn.
36 Лекин Мениң намимниң шу йәрдә болушиға Өзүм таллиған шәһәр Йерусалимда, Мениң алдимда қулум Давут үчүн һемишә йоруқ бир чирақ болсун дәп, униң оғлиға бир қәбилини берәй.
Lekin Mening namimning xu yǝrdǝ boluxiƣa Ɵzüm talliƣan xǝⱨǝr Yerusalemda, Mening aldimda ⱪulum Dawut üqün ⱨǝmixǝ yoruⱪ bir qiraƣ bolsun dǝp, uning oƣliƣa bir ⱪǝbilini berǝy.
37 Мән сени таллап, сени барлиқ халиған йәрләр үстидә һөкүм сүргүзимән, сән Исраилға падиша болисән.
Mǝn seni tallap, seni barliⱪ haliƣan yǝrlǝr üstidǝ ⱨɵküm sürgüzimǝn, sǝn Israilƣa padixaⱨ bolisǝn.
38 Вә шундақ болидуки, әгәр сән һәммә буйруғанлиримни аңлап, Мениң йоллиримда меңип, нәзиримдә дурус болғанни қилип, қулум Давут қилғандәк Мениң бәлгүлирим билән әмирлиримни тутсаң, әнди Мән сән билән биллә болимән вә Давутқа бир җәмәт тиклигинимдәк, саңиму мустәһкәм бир җәмәт тикләймән вә Исраилни саңа тәқдим қилимән.
Wǝ xundaⱪ boliduki, ǝgǝr sǝn ⱨǝmmǝ buyruƣanlirimni anglap, Mening yollirimda mengip, nǝzirimdǝ durus bolƣanni ⱪilip, ⱪulum Dawut ⱪilƣandǝk Mening bǝlgilirim bilǝn ǝmrlirimni tutsang, ǝmdi Mǝn sǝn bilǝn billǝ bolimǝn wǝ Dawutⱪa bir jǝmǝt tikliginimdǝk, sangimu mustǝⱨkǝm bir jǝmǝt tiklǝymǝn wǝ Israilni sanga tǝⱪdim ⱪilimǝn.
39 Давутниң нәслини шу ишлар түпәйлидин харлап пәс қилимән, лекин мәңгүлүк әмәс»».
Dawutning nǝslini xu ixlar tüpǝylidin harlap pǝs ⱪilimǝn, lekin mǝnggülük ǝmǝs»».
40 Шуниң үчүн Сулайман Йәробоамни өлтүрүшкә пурсәт издәйтти. Лекин Йәробоам қечип Мисирниң падишаси Шишакниң қешиға барди; Сулайман өлгичә у Мисирда турди.
Xuning üqün Sulayman Yǝroboamni ɵltürüxkǝ pursǝt izdǝytti. Lekin Yǝroboam ⱪeqip Misirning padixaⱨi Xixakning ⱪexiƣa bardi; Sulayman ɵlgüqǝ u Misirda turdi.
41 Сулайманниң башқа ишлири, униң һәммә қилған әмәллири вә униң даналиғи болса «Сулайманниң Әмәллири» дегән китапқа пүтүлгән әмәсмиди?
Sulaymanning baxⱪa ixliri, uning ⱨǝmmǝ ⱪilƣan ǝmǝlliri wǝ uning danaliⱪi bolsa «Sulaymanning Əmǝlliri» degǝn kitabⱪa pütülgǝn ǝmǝsmidi?
42 Сулайманниң Йерусалимда Исраилниң үстидә һөкүм сүргән вақти қириқ жил болди.
Sulaymanning Yerusalemda Israilning üstidǝ ⱨɵküm sürgǝn waⱪti ⱪiriⱪ yil boldi.
43 Сулайман ата-бовилириниң арисида ухлиди вә атиси Давутниң шәһиридә дәпнә қилинди. Андин оғли Рәһобоам орнида падиша болди.
Sulayman ata-bowilirining arisida uhlidi wǝ atisi Dawutning xǝⱨiridǝ dǝpnǝ ⱪilindi. Andin oƣli Rǝⱨoboam ornida padixaⱨ boldi.

< Падишаһлар 1 11 >