< Падишаһлар 1 10 >

1 Шебаниң аял падишаси болса Сулайманниң Пәрвәрдигарниң нами билән бағлинишлиқ болған даңқ-шөһритини аңлап, уни қийин чигиш-соаллар билән синиғили кәлди.
Shébaning ayal padishahi bolsa Sulaymanning Perwerdigarning nami bilen baghlinishliq bolghan dangq-shöhritini anglap, uni qiyin chigish-soallar bilen sinighili keldi.
2 У хушбуй буюмлар, интайин тола алтун вә яқут-гөһәрләр артилған төгиләрни елип, чоң дәбдәбә билән Йерусалимға кәлди. Сулайманниң қешиға кәлгәндә өз көңлигә пүккән һәммә иш тоғрилиқ униң билән сөзләшти.
U xushbuy buyumlar, intayin tola altun we yaqut-göherler artilghan tögilerni élip, chong debdebe bilen Yérusalémgha keldi. Sulaymanning qéshigha kelgende öz könglige pükken hemme ish toghruluq uning bilen sözleshti.
3 Сулайман униң һәммә сориғанлириға җавап бәрди. Һеч немә падишаға қараңғу әмәс еди, бәлки һәммисидә униңға җавап бәрди.
Sulayman uning hemme sorighanlirigha jawab berdi. Héchnéme padishahqa qarangghu emes idi, belki hemmiside uninggha jawab berdi.
4 Шебаниң аял падишаси Сулайманниң даналиғиға, ясиған орда-сарайға,
Shébaning ayal padishahi Sulaymanning danaliqigha, yasighan orda-saraygha,
5 дәстихандики таамларға, әмәлдарларниң қатар-қатар олтиришлириға, хизмәткарлириниң қатар-қатар турушлириға, уларниң кийгән кийимлиригә, униң сақийлириға вә униң Пәрвәрдигарниң өйидә атап сунған көйдүрмә қурбанлиқлириға қарап, үни ичигә чүшүп кәтти.
dastixandiki taamlargha, emeldarlarning qatar-qatar olturushlirigha, xizmetkarlirining qatar-qatar turushlirigha, ularning kiygen kiyimlirige, uning saqiylirigha we uning Perwerdigarning öyide atap sun’ghan köydürme qurbanliqlirigha qarap, üni ichige chüshüp ketti.
6 У падишаға: — Мән өз жутумда силиниң ишлири вә даналиқлири тоғрисида аңлиған хәвәр раст екән;
U padishahqa: — Men öz yurtumda silining ishliri we danaliqliri toghrisida anglighan xewer rast iken;
7 Амма мән келип өз көзлирим билән көрмигичә бу сөзләргә ишәнмигән едим; вә мана, мән йериминиму аңлимиған екәнмән; силиниң даналиқлири билән бәрикәт-баяшатлиқлири мән аңлиған хәвәрдин зиядә екән.
Emma men kélip öz közlirim bilen körmigüche bu sözlerge ishenmigenidim; we mana, men yériminimu anglimighan ikenmen; silining danaliqliri bilen beriket-bayashatliqliri men anglighan xewerdin ziyade iken.
8 Силиниң адәмлири немидегән бәхитлик-һә! Һемишә силиниң алдилирида туруп даналиқлирини аңлайдиған бу хизмәткарлар нәқәдәр бәхитликтур!
Silining ademliri némidégen bextlik-he! Hemishe silining aldilirida turup danaliqlirini anglaydighan bu xizmetkarlar neqeder bextliktur!
9 Силидин сөйүнгән, силини Исраилниң тәхтигә олтарғузған Пәрвәрдигар Худалири мубарәктур! Пәрвәрдигар Исраилға мәңгүлүк бағлиған муһәббити үчүн, У силини тоғра һөкүм вә адаләт сүргили падиша қилди, деди.
Silidin söyün’gen, silini Israilning textige olturghuzghan Perwerdigar Xudaliri mubarektur! Perwerdigar Israilgha menggülük baghlighan muhebbiti üchün, U silini toghra höküm we adalet sürgili padishah qildi, dédi.
10 У падишаға бир йүз жигирмә талант алтун, интайин көп хушбуй буюмлар вә яқут-гөһәрләрни соға қилди. Шебаниң аял падишаси Сулайман падишаға сунған шунчә зор миқдардики хушбуй буюмлар униңдин кейин һеч көрүнгән әмәс
U padishahqa bir yüz yigirme talant altun, intayin köp xushbuy buyumlar we yaqut-göherlerni sowgha qildi. Shébaning ayal padishahi Sulayman padishahqa sun’ghan shunche zor miqdardiki xushbuy buyumlar uningdin kéyin héch körün’gen emes
11 (Һирамниң Офирдин алтун әпкелидиған кемилириму Офирдин йәнә интайин зор миқдардики сәндәл яғичи вә яқут-гөһәрләрни елип кәлди.
(Hiramning Ofirdin altun epkélidighan kémilirimu Ofirdin yene intayin zor miqdardiki sendel yaghichi we yaqut-göherlerni élip keldi.
12 Падиша сәндәл яғичидин Пәрвәрдигарниң өйи үчүн вә падишаниң ордиси үчүн пәләмпәй-саласунлар ясатти һәм нәғмә-навачилар үчүн чилтарлар вә сазларни шуниңдин ясатти. Шу вақиттин кейин шундақ зор миқдардики есил сәндәл яғичи бу вақитқичә һеч кәлтүрүлмиди я көрүлүп бақмиди).
Padishah sendel yaghichidin Perwerdigarning öyi üchün we padishahning ordisi üchün pelempey-salasunlar yasatti hem neghme-nawachilar üchün chiltarlar we sazlarni shuningdin yasatti. Shu waqittin kéyin shundaq zor miqdardiki ésil sendel yaghichi bu waqitqiche héch keltürülmidi ya körülüp baqmidi).
13 Сулайман падиша Шебаниң аял падишасиға өз шаһанә сахавитидин бәргәндин башқа, аял падишаниң көңли тартқан һәммини — немә сориса, шуни бәрди; андин у хизмәткарлири билән йолға чиқип өз жутиға қайтип кәтти.
Sulayman padishah Shébaning ayal padishahigha öz shahane saxawitidin bergendin bashqa, ayal padishahning köngli tartqan hemmini — néme sorisa, shuni berdi; andin u xizmetkarliri bilen yolgha chiqip öz yurtigha qaytip ketti.
14 Сулайманға һәр жили кәлтүрүлгән алтунниң өзи алтә йүз атмиш алтә талант еди.
Sulayman’gha her yili keltürülgen altunning özi alte yüz atmish alte talant idi.
15 Бу киримдин башқа, тиҗарәтчиләрдин, оқәтчиләрниң содисидин, барлиқ Әрәбийә падишалиридин вә өз зиминидики әмәлдарлардин һәм алтун кәлтүрүлди.
Bu kirimdin bashqa, tijaretchilerdin, oqetchilerning sodisidin, barliq Erebiye padishahliridin we öz zéminidiki emeldarlardin hem altun keltürüldi.
16 Сулайман падиша икки йүз чоң сипарни соқтурди вә һәр сипарға алтә йүз шәкәл алтун кәтти;
Sulayman padishah ikki yüz chong siparni soqturdi we her sipargha alte yüz shekel altun ketti;
17 шундақла үч йүз қалқанни япилақланған алтундин ясиди; һәр бир қалқанни ясашқа үч мина алтун ишлитилди; падиша уларни «Ливан ормини сарийи»ға есип қойди.
shundaqla üch yüz qalqanni yapilaqlan’ghan altundin yasidi; herbir qalqanni yasashqa üch mina altun ishlitildi; padishah ularni «Liwan ormini sariyi»gha ésip qoydi.
18 Падиша пил чишлиридин чоң бир тәхтни ясап, уни тавланған алтун билән қаплатти.
Padishah pil chishliridin chong bir textni yasap, uni tawlan’ghan altun bilen qaplatti.
19 Тәхтниң алтә қәвәтлик пәләмпийи бар еди. Тәхтниң баш йөләнчүки жумилақ болуп, орундуқниң икки йенида таянғучиси бар еди, һәр бир таянғучниң йенида бирдин өрә турған ширниң һәйкили бар еди.
Textning alte qewetlik pelempiyi bar idi. Textning bash yölenchüki yumilaq bolup, orunduqning ikki yénida tayan’ghuchisi bar idi, herbir tayan’ghuchning yénida birdin öre turghan shirning heykili bar idi.
20 Алтә қәвәтлик пәләмпәйниң үстидә, оң вә сол тәрипидә өрә турған он икки ширниң һәйкили болуп, һәр бир басқучниң оң-сол тәрипидә бирдин бар еди; башқа һеч қандақ әлдә униңға охшаш ясалғини йоқ еди.
Alte qewetlik pelempeyning üstide, ong we sol teripide öre turghan on ikki shirning heykili bolup, herbir basquchning ong-sol teripide birdin bar idi; bashqa héchqandaq elde uninggha oxshash yasalghini yoq idi.
21 Сулайман падишаниң барлиқ җам-пиялилири алтундин ясалған; «Ливан ормини сарийи»дики барлиқ қача-қучилар тавланған алтундин ясалған; уларниң һеч қайсиси күмүчтин ясалмиған; Сулайманниң күнлиридә күмүч һеч немигә әрзимәйтти.
Sulayman padishahning barliq jam-piyaliliri altundin yasalghan; «Liwan ormini sariyi»diki barliq qacha-quchilar tawlan’ghan altundin yasalghan; ularning héchqaysisi kümüshtin yasalmighan; Sulaymanning künliride kümüsh héchnémige erzimeytti.
22 Чүнки падишаға қарашлиқ деңизда жүридиған, Һирамниң кемилиригә қошулуп «Таршиш кемә» әтритиму бар еди; «Таршиш кемә әтрити» үч жилда бир қетим келип алтун-күмүч, пил чишлири, маймунлар вә тозларни әкеләтти.
Chünki padishahqa qarashliq déngizda yüridighan, Hiramning kémilirige qoshulup «Tarshish kéme» etritimu bar idi; «Tarshish kéme etriti» üch yilda bir qétim kélip altun-kümüsh, pil chishliri, maymunlar we tozlarni ekéletti.
23 Сулайман падиша йәр йүзидики барлиқ падишалардин байлиқта вә даналиқта үстүн еди.
Sulayman padishah yer yüzidiki barliq padishahlardin bayliqta we danaliqta üstün idi.
24 Худа Сулайманниң көңлигә салған даналиқни аңлаш үчүн йәр йүзидикиләр һәммиси униң билән дидарлишиш арзуси билән келәтти.
Xuda Sulaymanning könglige salghan danaliqni anglash üchün yer yüzidikiler hemmisi uning bilen didarlishish arzusi bilen kéletti.
25 Кәлгәнләрниң һәммиси өз соғитини елип келәтти; йәни күмүч қача-қучилар, алтун қача-қучилар, кийим-кечәкләр, дубулға-савутлар, тетитқулар, атлар вә қечирларни елип келәтти. Улар һәр жили бәлгүлик миқдарда шундақ қилатти.
Kelgenlerning hemmisi öz sowghitini élip kéletti; yeni kümüsh qacha-quchilar, altun qacha-quchilar, kiyim-kéchekler, dubulgha-sawutlar, tétitqular, atlar we qéchirlarni élip kéletti. Ular her yili belgilik miqdarda shundaq qilatti.
26 Вә Сулайман җәң һарвулири вә атлиқ әскәрләрни жиғди; униң бир миң төрт йүз җәң һарвуси, он икки миң атлиқ әскири бар еди; у уларни «җәң һарвуси шәһәрлири»гә вә өзи туруватқан Йерусалимға орунлаштурди.
We Sulayman jeng harwiliri we atliq eskerlerni yighdi; uning bir ming töt yüz jeng harwisi, on ikki ming atliq eskiri bar idi; u ularni «jeng harwisi sheherliri»ge we özi turuwatqan Yérusalémgha orunlashturdi.
27 Падиша Йерусалимда күмүчни таштәк көп, кедир дәрәқлирини җәнубий түзләңликтики үҗмә дәрәқлиригә охшаш нурғун қилди.
Padishah Yérusalémda kümüshni tashtek köp, kédir derexlirini jenubiy tüzlengliktiki üjme derexlirige oxshash nurghun qildi.
28 Сулайман алған атлар Мисирдин вә Кувәдин еди; падишаниң тиҗарәтчилири уларни Кувәдин бекитилгән баһада алатти.
Sulayman alghan atlar Misirdin we Kuwedin idi; padishahning tijaretchiliri ularni Kuwedin békitilgen bahada alatti.
29 Мисирдин елип кәлгән бир җәң һарвусиниң баһаси алтә йүз күмүч тәңгә, һәр ат болса йүз әллик тәңгә еди; вә улар йәнә Һиттийларниң падишалири һәм Сурийә падишалири үчүнму охшаш баһада елип чиқти.
Misirdin élip kelgen bir jeng harwisining bahasi alte yüz kümüsh tengge, her at bolsa yüz ellik tengge idi; we ular yene Hittiylarning padishahliri hem Suriye padishahliri üchünmu oxshash bahada élip chiqti.

< Падишаһлар 1 10 >