< Падишаһлар 1 1 >
1 Давут падиша хелә яшинип қалған еди; уни йотқан-әдиял билән япсиму, у иссимайтти.
大卫王年纪老迈,虽用被遮盖,仍不觉暖。
2 Хизмәткарлири униңға: — Ғоҗам падиша өзлири үчүн, алдилирида туридиған бир пак қиз тапқузайли; у падишадин хәвәр елип, силиниң қучағлирида ятсун; шуниң билән ғоҗам падиша иссийла — деди.
所以臣仆对他说:“不如为我主我王寻找一个处女,使她伺候王,奉养王,睡在王的怀中,好叫我主我王得暖。”
3 Улар пүткүл Исраил зиминини кезип гөзәл бир қизни издәп жүрүп, ахири Шунамлиқ Абишагни тепип падишаниң алдиға елип кәлди.
于是在以色列全境寻找美貌的童女,寻得书念的一个童女亚比煞,就带到王那里。
4 Қиз интайин гөзәл еди; у падишадин хәвәр елип униң хизмитидә болатти, амма падиша униңға йеқинчилиқ қилмайтти.
这童女极其美貌,她奉养王,伺候王,王却没有与她亲近。
5 Амма Һаггитниң оғли Адония мәртивисини көтәрмәкчи болуп: «Мән падиша болимән» деди. У өзигә җәң һарвулири билән атлиқларни вә алдида жүридиған әллик әскәрни тәйяр қилди
那时,哈及的儿子亚多尼雅自尊,说:“我必作王”,就为自己预备车辆、马兵,又派五十人在他前头奔走。
6 (униң атиси һеч қачан: «Немишкә бундақ қилисән?» дәп, униңға тәнбиһ-тәрбийә берипму бақмиған еди һәм у наһайити келишкән жигит болуп, аниси уни Абшаломдин кейин туққан еди).
他父亲素来没有使他忧闷,说:“你是做什么呢?”他甚俊美,生在押沙龙之后。
7 У Зәруияниң оғли Йоаб вә каһин Абиятар билән мәслиһәт қилишип турди. Улар болса Адонияға әгишип униңға ярдәм берәтти.
亚多尼雅与洗鲁雅的儿子约押,和祭司亚比亚他商议;二人就顺从他,帮助他。
8 Лекин каһин Задок вә Йәһояданиң оғли Беная, Натан пәйғәмбәр, Шимәй, Рәй вә Давутниң өз палванлири Адонияға әгәшмиди.
但祭司撒督、耶何耶大的儿子比拿雅、先知拿单、示每、利以,并大卫的勇士都不顺从亚多尼雅。
9 Адония қой, кала вә бордиған топақларни Ән-Рогәлниң йенидики Зоһәләт дегән ташта сойдуруп, һәммә ака-укилирини, йәни падишаниң оғуллири билән падишаниң хизмитидә болған һәммә Йәһудаларни чақирди.
一日,亚多尼雅在隐·罗结旁、琐希列磐石那里宰了牛羊、肥犊,请他的诸弟兄,就是王的众子,并所有作王臣仆的犹大人;
10 Лекин Натан пәйғәмбәр, Беная, палванлар вә өз иниси Сулайманни у чақирмиди.
惟独先知拿单和比拿雅并勇士,与他的兄弟所罗门,他都没有请。
11 Натан болса Сулайманниң аниси Бат-Шебаға: — «Аңлимидиңму? Һаггитниң оғли Адония падиша болди, лекин ғоҗимиз Давут униңдин хәвәрсиз.
拿单对所罗门的母亲拔示巴说:“哈及的儿子亚多尼雅作王了,你没有听见吗?我们的主大卫却不知道。
12 Әнди мана, өз җениң вә оғлуң Сулайманниң җенини қутқузушқа мениң саңа бир мәслиһәт беришимкә иҗазәт бәргәйсән.
现在我可以给你出个主意,好保全你和你儿子所罗门的性命。
13 Давут падишаниң алдиға берип униңға: — Ғоҗам падиша өзлири қәсәм қилип өз кәминилиригә вәдә қилип: «Сениң оғлуң Сулайман мәндин кейин падиша болуп тәхтимдә олтириду» дегән әмәсмидилә? Шундақ туруқлуқ немишкә Адония падиша болиду? — дегин.
你进去见大卫王,对他说:‘我主我王啊,你不曾向婢女起誓说:你儿子所罗门必接续我作王,坐在我的位上吗?现在亚多尼雅怎么作了王呢?’
14 Мана, падиша билән сөзлишип турғиниңда, мәнму сениң кәйниңдин кирип сөзүңни испатлаймән, — деди.
你还与王说话的时候,我也随后进去,证实你的话。”
15 Бат-Шеба ичкири өйгә падишаниң қешиға кирди (падиша толиму қерип кәткән еди, Шунамлиқ Абишаг падишаниң хизмитидә болувататти).
拔示巴进入内室见王,王甚老迈,书念的童女亚比煞正伺候王。
16 Бат-Шеба падишаға еңишип тазим қилди. Падишаһ: — Немә тәливиң бар? — дәп сориди.
拔示巴向王屈身下拜;王说:“你要什么?”
17 У униңға: — И ғоҗам, сили Пәрвәрдигар Худалири билән өз дедәклиригә: «Сениң оғлуң Сулайман мәндин кейин падиша болуп тәхтимдә олтириду» дәп қәсәм қилған едила.
她说:“我主啊,你曾向婢女指着耶和华—你的 神起誓说:‘你儿子所罗门必接续我作王,坐在我的位上。’
18 Әнди мана, Адония падиша болди! Лекин и ғоҗам падиша, силиниң униңдин хәвәрлири йоқ.
现在亚多尼雅作王了,我主我王却不知道。
19 У көп калиларни, бордақ топақлар билән қойларни сойдуруп, падишаниң һәммә оғуллирини, Абиятар каһинни вә қошунниң сәрдари Йоабни чақирди. Лекин қуллири Сулайманни у чақирмиди.
他宰了许多牛羊、肥犊,请了王的众子和祭司亚比亚他,并元帅约押;惟独王的仆人所罗门,他没有请。
20 Әнди, и ғоҗам падиша, пүткүл Исраилниң көзлири силигә тикилмәктә, улар ғоҗам падишаниң өзлиридин кейин тәхтлиридә кимниң олтиридиғанлиғи тоғрисида уларға хәвәр беришлирини күтишиватиду;
我主我王啊,以色列众人的眼目都仰望你,等你晓谕他们,在我主我王之后谁坐你的位。
21 бир қарарға кәлмисилә, ғоҗам падиша өз ата-бовилири билән биллә ухлашқа кәткәндин кейин, мән билән оғлум Сулайман гунакар санилип қалармизмекин, — деди.
若不然,到我主我王与列祖同睡以后,我和我儿子所罗门必算为罪人了。”
22 Мана, у техи падиша билән сөзлишип турғинида Натан пәйғәмбәрму кирип кәлди.
拔示巴还与王说话的时候,先知拿单也进来了。
23 Улар падишаға: — Натан пәйғәмбәр кәлди, дәп хәвәр бәрди. У падишаниң алдиға кирипла, йүзини йәргә йеқип туруп падишаға тазим қилди.
有人奏告王说:“先知拿单来了。”拿单进到王前,脸伏于地。
24 Натан: — И ғоҗам падиша, сили Адония мәндин кейин падиша болуп мениң тәхтимдә олтириду, дәп ейтқан едилиму?
拿单说:“我主我王果然应许亚多尼雅说‘你必接续我作王,坐在我的位上’吗?
25 Чүнки у бүгүн чүшүп, көп буқа, бордиған топақлар билән қойларни сойдуруп, падишаниң һәммә оғуллирини, қошунниң сәрдарлирини, Абиятар каһинни чақирди; вә мана, улар униң алдида йәп-ичип: «Яшисун падиша Адония!» — дәп товлашмақта.
他今日下去,宰了许多牛羊、肥犊,请了王的众子和军长,并祭司亚比亚他;他们正在亚多尼雅面前吃喝,说:‘愿亚多尼雅王万岁!’
26 Лекин қуллири болған мени, Задок каһинни, Йәһояданиң оғли Бенаяни вә қуллири болған Сулайманни у чақирмиди.
惟独我,就是你的仆人和祭司撒督,耶何耶大的儿子比拿雅,并王的仆人所罗门,他都没有请。
27 Ғоҗам падиша кимниң өзлиридин кейин ғоҗам падишаниң тәхтидә олтиридиғанлиғини өз қуллириға уқтурмай у ишни буйрудилиму? — деди.
这事果然出乎我主我王吗?王却没有告诉仆人们,在我主我王之后谁坐你的位。”
28 Давут падиша: — Бат-Шебани алдимға қичқириңлар, деди. У падишаниң алдиға кирип, униң алдида турди.
大卫王吩咐说:“叫拔示巴来。”拔示巴就进来,站在王面前。
29 Падиша болса: — Җенимни һәммә қийинчилиқтин қутқузған Пәрвәрдигарниң һаяти билән қәсәм қилимәнки,
王起誓说:“我指着救我性命脱离一切苦难、永生的耶和华起誓。
30 мән әслидә Исраилниң Худаси Пәрвәрдигар билән саңа қәсәм қилип: «Сениң оғлуң Сулайман мәндин кейин падиша болуп орнумда мениң тәхтимдә олтириду» дәп ейтқинимдәк, бүгүнки күндә мән бу ишни чоқум вуҗудқа чиқиримән, — деди.
我既然指着耶和华—以色列的 神向你起誓说:你儿子所罗门必接续我作王,坐在我的位上。我今日就必照这话而行。”
31 Вә Бат-Шеба йүзини йәргә йеқип туруп падишаға тазим қилип: — Ғоҗам Давут падиша әбәдий яшисун! — деди.
于是,拔示巴脸伏于地,向王下拜,说:“愿我主大卫王万岁!”
32 Давут падиша: — Задок каһинни, Натан пәйғәмбәрни, Йәһояданиң оғли Бенаяни алдимға чақириңлар, деди. Улар падишаниң алдиға кәлди.
大卫王又吩咐说:“将祭司撒督、先知拿单、耶何耶大的儿子比拿雅召来!”他们就都来到王面前。
33 Падиша уларға: — Ғоҗаңларниң хизмәткарлирини өзүңларға қошуп, Сулайманни өз қечиримгә миндүрүп, Гиһонға елип бериңлар;
王对他们说:“要带领你们主的仆人,使我儿子所罗门骑我的骡子,送他下到基训;
34 у йәрдә Задок каһин билән Натан пәйғәмбәр уни Исраилниң үстигә падиша болушқа мәсиһ қилсун. Андин канай челип: — Сулайман падиша яшисун! дәп товлаңлар.
在那里,祭司撒督和先知拿单要膏他作以色列的王;你们也要吹角,说:‘愿所罗门王万岁!’
35 Андин у тәхтимдә олтиришқа бу йәргә кәлгәндә, униңға әгишип меңиңлар; у мениң орнумда падиша болиду; чүнки мән уни Исраил билән Йәһуданиң үстигә падиша болушқа тайинлидим, — деди.
然后要跟随他上来,使他坐在我的位上,接续我作王。我已立他作以色列和犹大的君。”
36 Йәһояданиң оғли Беная падишаға җавап берип: — Амин! Ғоҗам падишаниң Худаси Пәрвәрдигарму шундақ буйрусун!
耶何耶大的儿子比拿雅对王说:“阿们!愿耶和华—我主我王的 神也这样命定。
37 Пәрвәрдигар ғоҗам падиша билән биллә болғандәк, Сулайман билән биллә болуп, униң тәхтини ғоҗам Давут падишаниңкидин техиму улуқ қилғай! — деди.
耶和华怎样与我主我王同在,愿他照样与所罗门同在,使他的国位比我主大卫王的国位更大。”
38 Задок каһин, Натан пәйғәмбәр, Йәһояданиң оғли Беная вә Кәрәтийләр билән Пәләтийләр чүшүп, Сулайманни Давут падишаниң қечириға миндүрүп, Гиһонға елип барди.
于是,祭司撒督、先知拿单、耶何耶大的儿子比拿雅,和基利提人、比利提人都下去使所罗门骑大卫王的骡子,将他送到基训。
39 Задок каһин ибадәт чедиридин май билән толған бир мүңгүзни елип, Сулайманни мәсиһ қилди. Андин улар канай чалди. Хәлиқниң һәммиси: — Сулайман падиша яшисун! — дәп товлашти.
祭司撒督就从帐幕中取了盛膏油的角来,用膏膏所罗门。人就吹角,众民都说:“愿所罗门王万岁!”
40 Хәлиқниң һәммиси униң кәйнидин әгишип, сүнай челип зор шатлиқ билән йәр йерилғидәк тәнтәнә қилишти.
众民跟随他上来,且吹笛,大大欢呼,声音震地。
41 Әнди Адония вә униң билән җәм болған меһманлар ғизалинип чиққанда, шуни аңлиди. Йоаб канай авазини аңлиғанда: — Немишкә шәһәрдә шунчә қийқас-сүрән селиниду? — дәп сориди.
亚多尼雅和所请的众客筵宴方毕,听见这声音;约押听见角声就说:“城中为何有这响声呢?”
42 У техи сөзини түгәтмәйла, мана Абиятар каһинниң оғли Йонатан кәлди. Адония униңға: — Киргин, қәйсәр адәмсән, чоқум бизгә хуш хәвәр елип кәлдиң, — деди.
他正说话的时候,祭司亚比亚他的儿子约拿单来了。亚多尼雅对他说:“进来吧!你是个忠义的人,必是报好信息。”
43 Йонатан Адонияға җавап берип: — Ундақ әмәс! Ғоҗимиз Давут падиша Сулайманни падиша қилди!
约拿单对亚多尼雅说:“我们的主大卫王诚然立所罗门为王了。
44 Вә падиша өзи униңға Задок каһинни, Натан пәйғәмбәрни, Йәһояданиң оғли Бенаяни вә Кәрәтийләр билән Пәләтийләрни һәмраһ қилип әвитип, уни падишаниң қечириға миндүрди;
王差遣祭司撒督、先知拿单、耶何耶大的儿子比拿雅,和基利提人、比利提人都去使所罗门骑王的骡子。
45 андин Задок каһин билән Натан пәйғәмбәр уни падиша болушқа Гиһонда мәсиһ қилди. Улар у йәрдин чиқип шатлиқ қилип, пүткүл шәһәрни қийқас-сүрән билән ләрзигә салди. Сиз аңлаватқан сада дәл шудур.
祭司撒督和先知拿单在基训已经膏他作王。众人都从那里欢呼着上来,声音使城震动,这就是你们所听见的声音;
46 Униң үстигә Сулайман һазир падишалиқ тәхтидә олтириватиду.
并且所罗门登了国位。
47 Йәнә келип падишаниң хизмәткарлири келип ғоҗимиз Давут падишаға: «Худалири Сулайманниң намини силиниңкидин әвзәл қилип, тәхтини силиниңкидин улуқ қилғай!» дәп бәхит тиләп мубарәкләшкә келишти. Падиша өзи ятқан орунда сәҗдә қилди
王的臣仆也来为我们的主大卫王祝福,说:‘愿王的 神使所罗门的名比王的名更尊荣;使他的国位比王的国位更大。’王就在床上屈身下拜。
48 вә падиша: — «Бүгүн мениң тәхтимгә олтарғучи бирисини тайинлиған, өз көзлиримгә шуни көргүзгән Исраилниң Худаси Пәрвәрдигар мубарәкләнсун!» — деди — деди.
王又说:‘耶和华—以色列的 神是应当称颂的;因他赐我一人今日坐在我的位上,我也亲眼看见了。’”
49 Шуни аңлап Адонияниң барлиқ меһманлири һодуқуп, орнидин қопуп һәр бири өз йолиға кәтти.
亚多尼雅的众客听见这话就都惊惧,起来四散。
50 Адония болса Сулаймандин қорқуп, орнидин қопуп, [ибадәт чедириға] берип қурбангаһниң мүңгүзлирини тутти.
亚多尼雅惧怕所罗门,就起来,去抓住祭坛的角。
51 Сулайманға шундақ хәвәр берилип: — «Адония Сулайман падишадин қорқиду; чүнки мана, у қурбангаһниң мүңгүзлирини тутуп туруп: — «Сулайман падиша бүгүн маңа шуни қәсәм қилсунки, у өз қулини қилич билән өлтүрмәсликкә вәдә қилғай» деди», — дейилди.
有人告诉所罗门说:“亚多尼雅惧怕所罗门王,现在抓住祭坛的角,说:‘愿所罗门王今日向我起誓,必不用刀杀仆人。’”
52 Сулайман: — У дурус адәм болса бешидин бир тал чач йәргә чүшмәйду. Лекин униңда рәзиллик тепилса, өлиду, деди.
所罗门说:“他若作忠义的人,连一根头发也不致落在地上;他若行恶,必要死亡。”
53 Сулайман падиша адәм әвитип уни қурбангаһдин елип кәлди. У келип Сулайман падишаниң алдида еңишип тазим қилди. Сулайман униңға: — Өз өйүңгә кәткин, — деди.
于是所罗门王差遣人,使亚多尼雅从坛上下来,他就来,向所罗门王下拜;所罗门对他说:“你回家去吧!”