< Юһанна 1 1 >
1 Әзәлдин бар болғүчи, өзимиз аңлиған, өз көзлиримиз тикилип қариған вә қоллиримиз билән тутуп силиған һаятлиқ Калами тоғрисида [силәргә баян қилимиз]
2 (бу һаятлиқ бизгә аян болуп, биз уни көрдуқ. Шуниң билән бу һәқтә гувалиқ беримиз һәмдә Ата билән биллә болуп, кейин бизгә аян болған шу мәңгүлүк һаятни силәргә баян қилимиз) (aiōnios )
3 — силәрниму биз билән сирдаш-һәмдәмликтә болсун дәп биз көргәнлиримизни вә аңлиғанлиримизни силәргә баян қилимиз. Бизниң сирдаш-һәмдәмлигимиз Ата вә Униң Оғли Әйса Мәсиһ биләндур.
4 Силәрниң хошаллиғиңлар толуп ташсун дәп, буларни силәргә йезиватимиз.
5 Вә биз Униңдин аңлиған һәм силәргә баян қилидиған хәвиримиз мана шудурки, Худа нурдур вә Униңда һеч қандақ қараңғулуқ болмайду.
6 Әгәр биз Униң билән сирдаш-һәмдәмлигимиз бар дәп туруп, йәнила қараңғулуқта жүрсәк, ялған ейтқан вә һәқиқәткә әмәл қилмиған болимиз.
7 Лекин У Өзи нурда болғинидәк бизму нурда маңсақ, ундақта бизниң бир-биримиз билән сирдаш-һәмдәмлигимиз болуп, Униң Оғли Әйса Мәсиһниң қени бизни барлиқ гунадин паклайду.
8 Әгәр гунайимиз йоқ десәк, өз өзимизни алдиған болимиз һәмдә биздә һәқиқәт турмайду.
9 Гуналиримизни иқрар қилсақ, У бизниң гуналиримизни кәчүрүм қилип, бизни барлиқ һәққанийсизлиқтин пак қилишқа ишәшлик һәм адилдур.
10 Әгәр гуна қилмидуқ десәк, Уни ялғанчи қилип қойған болимиз вә Униң сөз-калами биздин орун алмиған болиду.