< Юһанна 1 5 >
1 Әйсаниң Мәсиһ екәнлигигә ишәнгән һәр бир киши Худадин туғулған болиду; вә туғдурғучи [Атини] сөйидиған һәр бир киши Униңдин туғулғучиниму сөйиду.
2 Биз өзимизниң Худаниң балилирини сөйидиғанлиғимизни шуниңдин билимизки, Худани сөйүп, Униң әмирлиригә әмәл қилишимиздиндур.
3 Худани сөйүш Униң әмирлиригә әмәл қилиш демәктур; вә Униң әмирлиридә турмақ еғир иш әмәстур.
4 Чүнки Худадин туғулғанларниң һәммиси бу дуния үстидин ғәлибә қилиду; вә дунияниң үстидин ғәлибә қилғучи күч — дәл бизниң етиқатимиздур.
5 Бу дунияниң үстидин ғәлибә қилғучи зади кимләр? Пәқәт Әйсани Худаниң Оғли дәп етиқат қилғучилар әмәсму?
6 У болса су вә қан арқилиқ кәлгән зат, йәни Әйса Мәсиһдур; Униң келиши пәқәт су биләнла әмәс, бәлки қан биләнму еди. Вә бу ишларға гувалиқ бәргүчи болса Роһтур, чүнки Роһ Өзи һәқиқәттур.
7 Чүнки Униң тоғрилиқ үч гувалиқ бәргүчи бар: —
8 булар Роһ, су вә қандин ибарәттур. Бу үчиниң [гувалиғи] бирдур.
9 Әгәр биз инсанларниң гувалиқини қобул қилсақ, Худаниң гувалиғи буларниңкидин үстүндур. Худа Өз Оғли тоғрисида шундақ гувалиқ бәргән —
10 (Худаниң Оғлиға етиқат қилған кишиниң ичидә шу гувалиқ бардур; бирақ Худаға ишәнмигән киши Уни ялғанчи қилған болиду, чүнки У Худаниң Өз Оғлини тәстиқлиған гувалиғиға ишәнмигән)
11 гувалиқ дәл шудурки, Худа бизгә мәңгүлүк һаятни ата қилди вә бу һаятлиқ Униң Оғлидидур. (aiōnios )
12 Шуңа Оғулға егә болған киши һаятлиққа егә болған болиду; Худаниң Оғлиға егә болмиған киши һаятлиққа егә болмиған болиду.
13 Мән буларни Худаниң Оғлиниң намиға етиқат қилған силәргә силәрниң мәңгүлүк һаятқа егә болғанлиғиңларни билишиңлар үчүн яздим. (aiōnios )
14 Вә бизниң Униңға болған толуқ ишәш-хатирҗәмлигимиз шундақки, Униң ирадисигә мувапиқ һәр қандақ бир ишни тилисәк, У бизни аңлайду.
15 Уни һәр немә тилигинимизни аңлайду дәп билгән екәнмиз, дуайимизда Униңдин тилигинимизгә ериштуқ, дәп билимиз.
16 Бириси қериндишиниң өлүмгә мәһкүм қилмайдиған бир гуна садир қилғанлиғини көрсә, униң үчүн дуа қилсун; вә Худа өлүмгә мәһкүм қилмайдиған гуна садир қилғанлар үчүн униңға һаятлиқ ата қилиду. Өлүмгә мәһкүм гунаму бардур. Униң тоғрисидин тилисун, демәймән.
17 Һәммә һәққанийәтсизлик гунадур; вә өлүмгә мәһкүм қилмайдиған гунаму бар.
18 Худадин туғулғучиниң гуна садир қилмайдиғанлиғини билимиз; чүнки әслидә Худадин туғулған Зат бундақ кишини қоғдап қалиду вә әшу рәзил униңға тегәлмәйду.
19 Әнди өзимизниң Худадин болғанлиғимиз өзимизгә мәлум; амма пүткүл дуния болса у рәзилниң илкидидур.
20 Йәнә бизгә мәлумки, Худаниң Оғли дунияға кәлди вә Һәқиқий Болғучини тонушимиз үчүн көңлимизни йорутти; вә биз Һәқиқий Болғучиниң Өзидә, йәни Униң Оғли Әйса Мәсиһдә яшаватимиз. У болса һәқиқий Худа вә мәңгүлүк һаятлиқтур! (aiōnios )
21 Әзиз балилирим, өзүңларни һәр қандақ бутлардин сақлаңлар.