< Юһанна 1 5 >

1 Әйсаниң Мәсиһ екәнлигигә ишәнгән һәр бир киши Худадин туғулған болиду; вә туғдурғучи [Атини] сөйидиған һәр бир киши Униңдин туғулғучиниму сөйиду.
凡信耶稣是基督的,都是从 神而生,凡爱生他之 神的,也必爱从 神生的。
2 Биз өзимизниң Худаниң балилирини сөйидиғанлиғимизни шуниңдин билимизки, Худани сөйүп, Униң әмирлиригә әмәл қилишимиздиндур.
我们若爱 神,又遵守他的诫命,从此就知道我们爱 神的儿女。
3 Худани сөйүш Униң әмирлиригә әмәл қилиш демәктур; вә Униң әмирлиридә турмақ еғир иш әмәстур.
我们遵守 神的诫命,这就是爱他了,并且他的诫命不是难守的。
4 Чүнки Худадин туғулғанларниң һәммиси бу дуния үстидин ғәлибә қилиду; вә дунияниң үстидин ғәлибә қилғучи күч — дәл бизниң етиқатимиздур.
因为凡从 神生的,就胜过世界;使我们胜了世界的,就是我们的信心。
5 Бу дунияниң үстидин ғәлибә қилғучи зади кимләр? Пәқәт Әйсани Худаниң Оғли дәп етиқат қилғучилар әмәсму?
胜过世界的是谁呢?不是那信耶稣是 神儿子的吗?
6 У болса су вә қан арқилиқ кәлгән зат, йәни Әйса Мәсиһдур; Униң келиши пәқәт су биләнла әмәс, бәлки қан биләнму еди. Вә бу ишларға гувалиқ бәргүчи болса Роһтур, чүнки Роһ Өзи һәқиқәттур.
这借着水和血而来的,就是耶稣基督;不是单用水,乃是用水又用血,
7 Чүнки Униң тоғрилиқ үч гувалиқ бәргүчи бар: —
并且有圣灵作见证,因为圣灵就是真理。
8 булар Роһ, су вә қандин ибарәттур. Бу үчиниң [гувалиғи] бирдур.
作见证的原来有三:就是圣灵、水,与血,这三样也都归于一。
9 Әгәр биз инсанларниң гувалиқини қобул қилсақ, Худаниң гувалиғи буларниңкидин үстүндур. Худа Өз Оғли тоғрисида шундақ гувалиқ бәргән —
我们既领受人的见证, 神的见证更该领受了,因 神的见证是为他儿子作的。
10 (Худаниң Оғлиға етиқат қилған кишиниң ичидә шу гувалиқ бардур; бирақ Худаға ишәнмигән киши Уни ялғанчи қилған болиду, чүнки У Худаниң Өз Оғлини тәстиқлиған гувалиғиға ишәнмигән)
信 神儿子的,就有这见证在他心里;不信 神的,就是将 神当作说谎的,因不信 神为他儿子作的见证。
11 гувалиқ дәл шудурки, Худа бизгә мәңгүлүк һаятни ата қилди вә бу һаятлиқ Униң Оғлидидур. (aiōnios g166)
这见证就是 神赐给我们永生;这永生也是在他儿子里面。 (aiōnios g166)
12 Шуңа Оғулға егә болған киши һаятлиққа егә болған болиду; Худаниң Оғлиға егә болмиған киши һаятлиққа егә болмиған болиду.
人有了 神的儿子就有生命,没有 神的儿子就没有生命。
13 Мән буларни Худаниң Оғлиниң намиға етиқат қилған силәргә силәрниң мәңгүлүк һаятқа егә болғанлиғиңларни билишиңлар үчүн яздим. (aiōnios g166)
我将这些话写给你们信奉 神儿子之名的人,要叫你们知道自己有永生。 (aiōnios g166)
14 Вә бизниң Униңға болған толуқ ишәш-хатирҗәмлигимиз шундақки, Униң ирадисигә мувапиқ һәр қандақ бир ишни тилисәк, У бизни аңлайду.
我们若照他的旨意求什么,他就听我们,这是我们向他所存坦然无惧的心。
15 Уни һәр немә тилигинимизни аңлайду дәп билгән екәнмиз, дуайимизда Униңдин тилигинимизгә ериштуқ, дәп билимиз.
既然知道他听我们一切所求的,就知道我们所求于他的,无不得着。
16 Бириси қериндишиниң өлүмгә мәһкүм қилмайдиған бир гуна садир қилғанлиғини көрсә, униң үчүн дуа қилсун; вә Худа өлүмгә мәһкүм қилмайдиған гуна садир қилғанлар үчүн униңға һаятлиқ ата қилиду. Өлүмгә мәһкүм гунаму бардур. Униң тоғрисидин тилисун, демәймән.
人若看见弟兄犯了不至于死的罪,就当为他祈求, 神必将生命赐给他;有至于死的罪,我不说当为这罪祈求。
17 Һәммә һәққанийәтсизлик гунадур; вә өлүмгә мәһкүм қилмайдиған гунаму бар.
凡不义的事都是罪,也有不至于死的罪。
18 Худадин туғулғучиниң гуна садир қилмайдиғанлиғини билимиз; чүнки әслидә Худадин туғулған Зат бундақ кишини қоғдап қалиду вә әшу рәзил униңға тегәлмәйду.
我们知道凡从 神生的,必不犯罪,从 神生的,必保守自己,那恶者也就无法害他。
19 Әнди өзимизниң Худадин болғанлиғимиз өзимизгә мәлум; амма пүткүл дуния болса у рәзилниң илкидидур.
我们知道,我们是属 神的,全世界都卧在那恶者手下。
20 Йәнә бизгә мәлумки, Худаниң Оғли дунияға кәлди вә Һәқиқий Болғучини тонушимиз үчүн көңлимизни йорутти; вә биз Һәқиқий Болғучиниң Өзидә, йәни Униң Оғли Әйса Мәсиһдә яшаватимиз. У болса һәқиқий Худа вә мәңгүлүк һаятлиқтур! (aiōnios g166)
我们也知道, 神的儿子已经来到,且将智慧赐给我们,使我们认识那位真实的,我们也在那位真实的里面,就是在他儿子耶稣基督里面。这是真神,也是永生。 (aiōnios g166)
21 Әзиз балилирим, өзүңларни һәр қандақ бутлардин сақлаңлар.
小子们哪,你们要自守,远避偶像!

< Юһанна 1 5 >