< Юһанна 1 4 >
1 Сөйүмлүклирим, һәр бир [«вәһий қилғучи»] роһларниң һәммисигила ишинивәрмәңлар, бәлки бу роһларниң Худадин кәлгән-кәлмигәнлигини пәриқләндүрүш үчүн уларни синаңлар. Чүнки нурғун сахта пәйғәмбәрләр дуниядики җай-җайларға пәйда болди.
Dear ones, do not believe every spirit, but test the spirits, whether they are from God, because many false prophets have gone out into the world.
2 Худаниң Роһини мундақ пәриқләндүрәләйсиләр: Әйсани, йәни дунияға инсаний тәндә кәлгән Мәсиһни етирап қилғучи һәр бир роһ Худадин болиду;
By this the Spirit of God is known: every spirit that acknowledges Jesus Christ as having come in flesh is of God,
3 вә дунияға инсаний тәндә кәлгән Әйса Мәсиһни етирап қилмайдиған роһ Худадин кәлгән әмәс. Бундақларда әксичә дәҗҗалниң роһи ишләйду; силәр бу роһниң келидиғанлиғи тоғрилиқ аңлиған едиңлар вә дәрвәқә у һазир дунияда пәйда болди.
and every spirit that does not acknowledge Jesus Christ as having come in flesh is not of God; indeed, this is the spirit of the Antichrist, of which you have heard that it is coming—actually, it is already in the world right now.
4 Әй әзиз балилирим, силәр болсаңлар Худадин болғансиләр вә уларниң үстидин ғалип кәлдиңлар; чүнки силәрдә Турғучи бу дунияда турғучидин үстүндур.
Dear children, you are of God and have overcome them, because He who is in you is greater than the one in the world.
5 Улар болса бу дунияға мәнсуп; шуңа улар бу дунияниң сөзлирини қилиду вә бу дуниядикиләр уларға қулақ салиду.
They are of the world; that is why they speak of the world, and the world listens to them.
6 Биз болсақ Худадин болғанмиз; Худани тонуған киши бизниң сөзлиримизни аңлайду. Худадин болмиған киши болса бизниң сөзлиримизни аңлимайду. Мана буниңдин Һәқиқәтниң Роһи билән езитқулуқниң роһини пәриқ етәләймиз.
We are of God: he who knows God listens to us; he who is not of God does not listen to us—by this we know the Spirit of the Truth and the spirit of the deception.
7 И сөйүмлүклирим, бир-биримизгә меһир-муһәббәт көрситәйли; чүнки меһир-муһәббәтниң өзи Худадиндур вә меһир-муһәббәт көрсәткүчиниң һәр бири Худадин туғулған болиду вә Худани тонуйду.
Dear ones, we must love one another, because the love is of God and everyone who loves has been begotten by God and knows God.
8 Меһир-муһәббәт көрсәтмигүчи киши Худани тонумиған болиду; чүнки Худа Өзи меһир-муһәббәттур.
He who does not love does not know God, because God is love.
9 Худаниң меһир-муһәббити биздә шуниң билән ашкарә болдики, Худа бизни Униң арқилиқ һаятқа еришсун дәп бирдин-бир йеганә Оғлини дунияға әвәтти.
God's love was made real within us by this: God sent His only begotten Son into the world in order that we might live through Him.
10 Меһир-муһәббәт дәл шуниңдин аянки, бизләрниң Худани сөйгинимиз билән әмәс, бәлки У Өзи бизни сөйүп гуналиримизниң җазасини көтәргүчи кафарәт болушқа Өз Оғлини әвәткини билән аяндур.
In this is the love, not that we loved God but that He loved us—He even sent His Son as the propitiation for our sins.
11 И сөйүмлүклирим, Худа бизгә шу қәдәр меһир-муһәббәт көрсәткән йәрдә, бизму бир-биримизгә меһир-муһәббәт көрситишкә қәриздардурмиз.
Dear ones, since God loved us in this way we are obligated to love one another, really.
12 Һеч ким һеч қачан Худани көргән әмәс; лекин бир-биримизгә меһир-муһәббәт көрсәтсәк, Худа биздә яшайду вә униң меһир-муһәббити биздә камаләткә йәткән болиду.
No one has ever looked at God. If we love one another, God remains in us and His love is being perfected in us.
13 Биз бизниң Униңда яшаватқанлиғимизни вә Униң биздә яшаватқанлиғини шуниңдин билимизки, У Өз Роһини бизгә ата қилған.
By this we know that we remain in Him and He in us, because He has given us of His Spirit.
14 Биз шуни көргән вә шундақла шуниңға гувалиқ беримизки, Ата Оғулни дунияға қутқузғучи болушқа әвәтти.
Yes, we have observed and do testify that the Father has sent the Son as Savior of the world.
15 Әгәр кимдәким Әйсани Худаниң Оғли дәп етирап қилса, Худа униңда, уму Худада яшайду.
Whoever confesses that Jesus is the Son of God, God abides in him and he in God.
16 Биз болсақ Худаниң бизгә болған меһир-муһәббитини тонуп йәттуқ, шундақла униңға толиму ишәндуқ. Худа Өзи меһир-муһәббәттур вә меһир-муһәббәттә яшиғучи киши Худада яшайду, Худаму униңда яшайду.
Yes, we have come to know and believe the love that God has in us. God is love, and he who abides in the love abides in God, and God in him.
17 Мошундақ болғанда, меһир-муһәббәт биздә мукәммәллишиду; шуниң билән биз сорақ күнидә хатирҗәм-қорқмас болалаймиз. Чүнки Әйса қандақ болуватқан болса бизму һазир бу дунияда шундақ болуватимиз.
The love is perfected with us for this: that we may have confidence in the Day of judgment, since just as He is so are we in this world.
18 Меһир-муһәббәттә қорқунуч йоқтур; камил меһир-муһәббәт қорқунучни һайдап йоққа чиқириду. Чүнки қорқунуч Худаниң җазаси билән бағлинишлиқтур; қорқунучи бар киши меһир-муһәббәттә камаләткә йәткүзүлгән әмәстур.
There is no fear in love; rather perfect love casts out fear, because fear involves punishment; so he who fears has not been perfected in love.
19 Биз меһир-муһәббәт көрситимиз, чүнки Худа алди билән бизгә меһир-муһәббәт көрсәтти.
We love Him because He first loved us.
20 Әгәр бириси «Худани сөйимән» дәп туруп, қериндишиға өчмәнлик қилса, у ялғанчидур. Чүнки көз алдидики қериндишини сөймигән йәрдә, көрүп бақмиған Худани қандақму сөйсун?
If anyone says, “I love God,” while hating his brother, he is a liar. Well, how can he love God whom he has not seen, while not loving his brother whom he has seen?
21 Шуңа биздә Униңдин: «Худани сөйгән киши қериндишиниму сөйсун» дегән әмир бардур.
Indeed, this commandment we have from Him: he who loves God must love his brother also.