< Юһанна 1 2 >

1 И әзиз балилирим, мән силәрни гуна садир қилмисун дәп, бу сөзләрни йезиватимән. Мабада бириси гуна садир қилса, Атиниң йенида бир ярдәмчи вәкилимиз, йәни Һәққаний Болғучи Әйса Мәсиһ бардур.
Pitit mwen yo, m ap ekri nou bagay sa yo pou nou pa peche. Si nenpòt peche nou gen yon avoka avèk Papa a, Jésus Kri sila ki dwat.
2 У Өзи гуналиримиз үчүн [җазани көтәргүчи] кафарәттур; мошу кафарәт пәқәт бизниң гуналиримиз үчүнла әмәс, бәлки пүткүл дуниядикиләрниң гуналири үчүндур.
Se Li menm ki sakrifis ekspiyatwa a pou peche nou yo, non sèlman pou nou, men pou tout lemonn lan.
3 Бизниң уни тонуғанлиғимизни биләлишимиз — Униң әмирлиригә әмәл қилишимиздиндур.
Se konsa nou konnen ke nou gen tan konnen Li, si nou kenbe kòmandman Li yo.
4 «Уни тонуймән» дәп туруп, Униң әмирлиригә әмәл қилмиғучи киши ялғанчидур, униңда һәқиқәт йоқтур.
Sila ki di “Mwen gen tan konnen Li,” men pa kenbe kòmandman Li yo, se yon mantè, epi laverite a pa nan li.
5 Лекин кимки Униң сөзигә әмәл қилса, әнди униңда Худаниң меһир-муһәббити һәқиқәтән камаләткә йәткән болиду. Биз өзимизниң Униңда болғанлиғимизни әнә шуниңдин билимиз.
Men nenpòt ki kenbe pawòl Li, nan li lamou Bondye a vrèman gen tan vin konplete. Men ki jan nou konnen ke nou se nan li:
6 «Худада туруп яшаймән» дегүчи болса [Әйсаниң] маңғинидәк охшаш меңиши керәк.
Sila ki di ke l ap reste nan Li ta dwe, li menm, mache menm jan ke Li te mache.
7 И сөйүмлүклирим, силәргә [бурун аңлап бақмиған] йеңи бир әмирни әмәс, бәлки дәсләптин тартип силәр тапшурувалған кона әмирни йезиватимән. Ушбу әмир силәр бурундинла аңлап келиватқан сөз-каламдур.
Byeneme yo, mwen p ap ekri yon kòmandman nèf a nou, men yon ansyen kòmandman ke nou te gen depi kòmansman an. Lansyen kòmandman an se pawòl a ke nou te tande depi kòmansman an.
8 Лекин йәнә келип мән силәргә йезиватқинимни йеңи әмир [десәкму болиду]; бу әмир Мәсиһдә һәм силәрдиму әмәл қилинмақта, чүнки қараңғулуқ өтүп кәтмәктә, вә һәқиқий нур аллиқачан чечилишқа башлиди.
Sou lòt men, m ap ekri nou yon kòmandman nèf, ki se vrè nan Li, epi nan nou, paske tenèb la ap pase, epi vrè limyè a ap briye deja.
9 Кимдәким өзини «нурда яшаватимән» дәп туруп, қериндишини өч көрсә, у бүгүнгичә қараңғулуқта туруватқан болиду.
Sila ki di ke li nan limyè a, men rayi frè l se nan tenèb la jiska prezan.
10 Қериндишиға меһир-муһәббәт көрсәткән киши йоруқлуқта турмақта, униңда гунаға путлаштуридиған һеч немә қалмайду.
Sila ki renmen frè li se nan limyè a, epi pa gen kòz pou chite tonbe nan li.
11 Лекин қериндишини өч көргән киши қараңғулуқтидур; у қараңғулуқта маңиду вә қәйәргә кетиватқанлиғини билмәйду, чүнки қараңғулуқ униң көзлирини қариғу қиливәткән.
Men sila ki rayi frè li se nan tenèb la, epi mache nan tenèb la. Li pa konnen kote l ap w ale, paske tenèb la fin fè l avèg.
12 Мән буларни силәргә йезиватимән, и әзиз балилирим, чүнки гуналириңлар Униң нами үчүн кәчүрүм қилинди.
M ap ekri nou, ti moun yo, paske peche nou yo gen tan padonnen pou kòz a non Li.
13 Мән буни силәргә йезиватимән, и атилар, чүнки силәр Әзәлдин Бар Болғучини тонудуңлар. Мән буни силәргә йезиватимән, и жигитләр, чүнки силәр у рәзил үстидин ғәлибә қилдиңлар.
M ap ekri nou, papa yo, paske nou konnen Li ki te la depi kòmansman an. M ap ekri nou jenn nonm yo, paske nou te vin gen viktwa la sou sila ki mechan. Mwen te ekri nou ti moun yo, paske nou konnen Papa a.
14 Мән буни силәргә йезиватимән, и әзиз балилирим, чүнки силәр Атини тонудуңлар. Мән буни силәргә йезиватимән, и атилар, чүнки силәр Әзәлдин Бар Болғучини тонудуңлар. Мән буни силәргә йезиватимән, и жигитләр, чүнки силәр күчлүксиләр, Худаниң сөз-калами силәрдә туриду вә силәр у рәзил үстидинму ғәлибә қилдиңлар.
Mwen te ekri nou, papa yo, paske nou konnen Li ki te la depi kòmansman a. Mwen te ekri nou jenn nonm yo paske nou gen fòs, epi pawòl Bondye a reste nan nou, epi nou te vin gen viktwa sou sila ki mechan.
15 Бу дунияни вә бу дуниядики ишларни сөймәңлар. Һәр ким бу дунияни сөйсә, Атиниң сөйгүси униңда йоқтур.
Pa renmen lemonn, ni bagay yo ki nan lemonn. Si nenpòt renmen lemonn, lamou Papa a pa reste nan li.
16 Чүнки бу дуниядики барлиқ ишлар, йәни әттики һәвәс, көзләрдики һәвәс вә һаятиға болған мәғрурлуқниң һәммиси Атидин кәлгән әмәс, бәлки бу дуниядин болғандур, халас;
Paske tout sa ki nan lemonn lanvi lachè a, lanvi nan zye yo, ak lògey lavi la pa sòti nan Papa a, men nan lemonn sa.
17 вә бу дуния вә униңдики һәвәсләрниң һәммиси өтүп кетиду. Лекин Худаниң ирадисигә әмәл қилғучи киши мәңгү яшайду. (aiōn g165)
Men lemonn an disparèt avèk tout lanvi li yo, men sila ki fè volonte a Bondye ap viv jis pou janmen. (aiōn g165)
18 Әзиз балилирим, заманниң ахирқи саити йетип кәлди; вә силәр дәҗҗалниң [ахир заманда] келидиғанлиғини аңлиғиниңлардәк, әмәлийәттә болса һазирниң өзидила нурғун дәҗҗаллар мәйданға чиқти; буниңдин заманниң ахирқи саити болуп қалғанлиғи бизгә мәлум.
Pitit yo, se dènye lè. Menm jan ke nou te tande ke antikris la ap vini menm koulye a anpil antikris yo gen tan leve. Pou sa, nou konnen ke se dènye lè.
19 Улар аримиздин чиқти, лекин улар әслидә бизләрдин әмәс еди. Чүнки әгәр бизләрдин болған болса, аримизда туривәргән болатти. Лекин уларниң һеч қайсисиниң әслидә биздикиләрдин болмиғанлиғи паш қилинғанлиғи үчүн улар аримиздин чиқип кәтти.
Yo te sòti pami nou, men yo pa t vrèman nan nou, paske si yo te nan nou, yo t ap rete avèk nou. Men yo te sòti jis pou li ta kapab vin klè ke yo pa nan nou.
20 Һалбуки, силәр болсаңлар Муқәддәс Болғучидин кәлгән мәсиһлигүчи Роһтин несип болдуңлар вә шуниң үчүн силәр һәммә ишни билисиләр.
Men nou menm gen lonksyon lan ki sòti nan Sila ki Sen an, epi nou tout konnen sa.
21 Силәргә бу хәтни йизишимдики сәвәп, силәрниң һәқиқәтни билмигәнлигиңлар үчүн әмәс, бәлки һәқиқәтни билип, ялғанчилиқниң һәқиқәттин келип чиқмайдиғанлиғини билгәнлигиңлар үчүндур.
Mwen pa t ekri nou akoz nou pa konnen verite a, men paske nou konnen li, epi akoz ke okenn manti pa janm sòti nan laverite a.
22 Әмисә, ким ялғанчи? Әйсаниң Мәсиһ екәнлигини инкар қилғучи киши булса, у ялғанчидур. Ата вә Оғулни инкар қилғучи киши өзи бир дәҗҗалдур.
Kilès k ap manti, sòf ke li menm ki demanti ke Jésus se Kris la. Sila se antikris la, sila ki refize Papa a ansanm ak Fis la.
23 Кимдәким Оғулни рәт қилса униңда Ата болмайду. Лекин Оғулни етирап қилса, униңда Ата болиду.
Sila ki demanti Fis la pa gen Papa a. Sila ki konfese Fis la, anplis, gen Papa a.
24 Силәр болсаңлар, бурундин аңлап келиватқиниңларни өзүңларда давамлиқ турғузивериңлар. Бурундин аңлап келиватқиниңлар силәрдә давамлиқ туривәрсә, силәрму давамлиқ Оғул вә Атида яшаватқан болисиләр;
Pou nou menm, kite sa demere nan nou ke nou te tande depi kòmansman an. Si sa nou te tande depi kòmansman an demere nan nou, nou va osi reste nan Fis la, ak Papa a.
25 вә Униң бизгә қилған вәдиси болса дәл шу — мәңгү һаятлиқтур. (aiōnios g166)
Epi sa se pwomès la ke Li menm te fè nou, lavi etènèl. (aiōnios g166)
26 Силәрни аздурмақчи болғанларни нәзәрдә тутуп, буларни силәргә яздим;
Bagay sa yo mwen te ekri nou konsènan sa yo ki ta eseye pase nou nan desepsyon.
27 Силәр болсаңлар, силәр Униңдин қобул қилған мәсиһлигүчи Роһ силәрдә туривериду, силәр һеч кимниң үгитишигә муһтаҗ әмәссиләр; бәлки әнә шу мәсиһлигүчи Роһ силәргә барлиқ ишлар тоғрилиқ үгитиватқандәк (У һәқтур, һеч ялған әмәстур!) — һәм үгәткәндәк, силәр давамлиқ Униңда яшайдиған болисиләр.
Epi pou nou menm, lonksyon ke nou te resevwa a Li demere nan nou, epi nou pa gen bezwen pou pèsòn enstwi nou; men lonksyon Li enstwi nou nan tout bagay. Li se verite, epi pa janm nan manti, menm jan ke li te enstwi nou, demere nan Li.
28 Әмисә, и әзиз балилирим, давамлиқ Униңда туруп яшавериңлар. Шундақ қилсаңлар, У һәр қачан қайтидин аян болғанда қорқмас болимиз һәм У кәлгинидә Униң алдида һеч хиҗаләт болуп қалмаймиз.
Epi koulye a, ti moun yo, reste nan Li, jis pou lè L vin parèt, nou kapab gen konfyans epi pa vin piti ak wont lè Li vini.
29 [Худаниң] һәққаний екәнлигини билгән екәнсиләр, һәққанийлиққа әмәл қилғучиларниң һәр бириниң униң тәрипидин туғулғучи екәнлигиниму билсәңлар керәк.
Si nou konnen ke Li dwat nèt, nou konnen osi ke tout moun ki pratike ladwati a se ne a Li.

< Юһанна 1 2 >