< Юһанна 1 1 >

1 Әзәлдин бар болғүчи, өзимиз аңлиған, өз көзлиримиз тикилип қариған вә қоллиримиз билән тутуп силиған һаятлиқ Калами тоғрисида [силәргә баян қилимиз]
太初より有りし所のもの、我等が聞きしところ、目にて見し所、つらつら視て手觸りし所のもの、即ち生命の言につきて、
2 (бу һаятлиқ бизгә аян болуп, биз уни көрдуқ. Шуниң билән бу һәқтә гувалиқ беримиз һәмдә Ата билән биллә болуп, кейин бизгә аян болған шу мәңгүлүк һаятни силәргә баян қилимиз) (aiōnios g166)
――この生命すでに顯れ、われら之を見て證をなし、その曾て父と偕に在して、今われらに顯れ給へる永遠の生命を汝らに告ぐ―― (aiōnios g166)
3 — силәрниму биз билән сирдаш-һәмдәмликтә болсун дәп биз көргәнлиримизни вә аңлиғанлиримизни силәргә баян қилимиз. Бизниң сирдаш-һәмдәмлигимиз Ата вә Униң Оғли Әйса Мәсиһ биләндур.
我らの見しところ聞きし所を汝らに告ぐ、これ汝 等をも我らの交際に與らしめん爲なり。我らは父および其の子イエス・キリストの交際に與るなり。
4 Силәрниң хошаллиғиңлар толуп ташсун дәп, буларни силәргә йезиватимиз.
此 等のことを書き贈るは、我らの喜悦の滿ちん爲なり。
5 Вә биз Униңдин аңлиған һәм силәргә баян қилидиған хәвиримиз мана шудурки, Худа нурдур вә Униңда һеч қандақ қараңғулуқ болмайду.
我らが彼より聞きて、また汝らに告ぐる音信は是なり、即ち神は光にして少しの暗き所なし。
6 Әгәр биз Униң билән сирдаш-һәмдәмлигимиз бар дәп туруп, йәнила қараңғулуқта жүрсәк, ялған ейтқан вә һәқиқәткә әмәл қилмиған болимиз.
もし神と交際ありと言ひて暗きうちを歩まば、我ら僞りて眞理を行はざるなり。
7 Лекин У Өзи нурда болғинидәк бизму нурда маңсақ, ундақта бизниң бир-биримиз билән сирдаш-һәмдәмлигимиз болуп, Униң Оғли Әйса Мәсиһниң қени бизни барлиқ гунадин паклайду.
もし神の光のうちに在すごとく光のうちを歩まば、我ら互に交際を得、また其の子イエスの血、すべての罪より我らを潔む。
8 Әгәр гунайимиз йоқ десәк, өз өзимизни алдиған болимиз һәмдә биздә һәқиқәт турмайду.
もし罪なしと言はば、是みづから欺けるにて眞理われらの中になし。
9 Гуналиримизни иқрар қилсақ, У бизниң гуналиримизни кәчүрүм қилип, бизни барлиқ һәққанийсизлиқтин пак қилишқа ишәшлик һәм адилдур.
もし己の罪を言ひあらはさば、神は眞實にして正しければ、我らの罪を赦し、凡ての不義より我らを潔め給はん。
10 Әгәр гуна қилмидуқ десәк, Уни ялғанчи қилип қойған болимиз вә Униң сөз-калами биздин орун алмиған болиду.
もし罪を犯したる事なしといはば、これ神を僞 者とするなり、神の言われらの中になし。

< Юһанна 1 1 >