< Коринтлиқларға 1 9 >

1 Мән әркин әмәсму? Мән расул әмәсму? Мән Рәббимиз Әйса Мәсиһни көргән әмәсму? Силәр өзүңлар мениң Рәбдә болған әҗрим әмәсму?
我不是自由的吗?我不是使徒吗?我不是见过我们的主耶稣吗?你们不是我在主里面所做之工吗?
2 Әгәр башқиларға нисбәтән расул дәп һесапланмисам, мән һеч болмиғанда силәргә расул болдум; чүнки өзүңлар Рәбдә мениң расул болғанлиғимни тәстиқлиған мөһүрдурсиләр.
假若在别人,我不是使徒,在你们,我总是使徒,因为你们在主里正是我作使徒的印证。
3 Мени сүрүштә қилмақчи болғанларға болған җававим мундақ: —
我对那盘问我的人就是这样分诉:
4 Бизләрниң йәп-ичишкә һоқуқимиз бар әмәсму?
难道我们没有权柄靠福音吃喝吗?
5 Бизниң башқа расуллар, Рәбниң Өз инилири вә Кефасниң қилғинидәк, етиқатчи бир сиңилни әмримизгә елип сәпәрдә һәмраһ қилип жүрүш һәққимиз йоқму?
难道我们没有权柄娶信主的姊妹为妻,带着一同往来,仿佛其余的使徒和主的弟兄并矶法一样吗?
6 Әҗәба, пәқәт Барнабас билән мениңла әмгәк қилмаслиққа һоқуқимиз йоқму?
独有我与巴拿巴没有权柄不做工吗?
7 Ким хираҗәтни өзи төләп [әскәр болуп] җәңгә чиқиду? Ким үзүмзар бена қилип униң мевисидин йемәйду? Қайси пада баққучи падиниң сүтидин ичмәйду?
有谁当兵自备粮饷呢?有谁栽葡萄园不吃园里的果子呢?有谁牧养牛羊不吃牛羊的奶呢?
8 Бу дегәнлирим пәқәт инсаний көзқараш бойичә ейтилғанму? Тәврат-қанунниң өзидиму охшаш дейилгән әмәсму?!
我说这话,岂是照人的意见;律法不也是这样说吗?
9 Чүнки Мусаға чүшүрүлгән қанунда: «Хаман тәпкән өкүзниң ағзиға көшәк салма» дәп пүтүлгәндур. Худа өкүзләргила көйүнгәнму,
就如摩西的律法记着说:“牛在场上踹谷的时候,不可笼住它的嘴。”难道 神所挂念的是牛吗?
10 яки буни пәқәт бизләрни дәп ейтқанму? Шүбһисизки, бу сөзләр бизләр үчүн пүтүлгәндур; шуниң үчүн йәр һайдиғучи үмүттә һайдишигә тегишлик, шундақла хаман тәпкүчиму һосулдин бәһримән болуш үмүтидә ишләшкә тегишликтур.
不全是为我们说的吗?分明是为我们说的。因为耕种的当存着指望去耕种;打场的也当存得粮的指望去打场。
11 Биз силәргә роһий бәхит-бәрикәтләрни терип, силәрдин маддий җәһәттин жиғивалсақ бу чәктин ешип кәткәнлик боламду?
我们若把属灵的种子撒在你们中间,就是从你们收割奉养肉身之物,这还算大事吗?
12 Башқа [хизмәтчиләр] силәрдә мошу һоқуқни ишләткән йәрдә, биз шундақ қилсақ техиму болидиғу? Амма Мәсиһниң хуш хәвиригә һеч тосалғу болмисун дәп, биз бу һоқуқни һеч қачан ишлитип бақмидуқ; әксичә, һәр қандақ ишларға чидап келиватимиз.
若别人在你们身上有这权柄,何况我们呢? 然而,我们没有用过这权柄,倒凡事忍受,免得基督的福音被阻隔。
13 Ибадәтханидики муқәддәс ишлар үчүн ишлигүчиләрниң ибадәтханиға аталған һәдийәләрдин йәйдиғанлиғини, қурбангаһта хизмәт қиливатқанларниң қурбанлиқлардин үлүшини алидиғанлиғини билмәмсиләр?
你们岂不知为圣事劳碌的就吃殿中的物吗?伺候祭坛的就分领坛上的物吗?
14 Шуниңға охшаш, Рәб хуш хәвәрни җакалиғучиларниң җени хуш хәвәрдин беқилсун дәп бекиткәндур.
主也是这样命定,叫传福音的靠着福音养生。
15 Амма мән болсам бу һоқуқларниң һеч қайсисини ишлитип бақмидим. Һәм һазирму мошу һоқуқтин падилинай дәп мошуларни йезиватқиним йоқ! Чүнки мән башқиларниң мени бу пәхирлинидиғанлиримдин мәһрум қилғинидин көрә өлгиним түзүк!
但这权柄我全没有用过。我写这话,并非要你们这样待我,因为我宁可死也不叫人使我所夸的落了空。
16 Чүнки мениң хуш хәвәрни җакалишимда пәхирләнгидәк иш йоқ; чүнки униң мәҗбурийити мени бесип туриду; хуш хәвәрни җакалимисам һалимға вай!
我传福音原没有可夸的,因为我是不得已的。若不传福音,我便有祸了。
17 Чүнки әгәр уни халис қилсам, буниңдин маңа инъам болиду; амма өз ихтиярим билән болмиса, бу пәқәт мениң ғоҗидарлиқ бурчини ада қилғиним болиду, халас.
我若甘心做这事,就有赏赐;若不甘心,责任却已经托付我了。
18 Шундақ екән, мениң инъамим зади немә болиду? Мениң инъамим дәл шуки, хуш хәвәр җакалиқинимда мән хуш хәвәргә кишиләрни һәқсиз ериштүримән — демәк, инъамим хуш хәвәр йәткүзүштики тегишлиқ [һәқ елиш] һоқуқлиримни һеч ишләтмәслигимдин ибарәттур.
既是这样,我的赏赐是什么呢?就是我传福音的时候叫人不花钱得福音,免得用尽我传福音的权柄。
19 Чүнки һәммә адәмниң илкидин әркин болуп, өзүмни көпчиликкә қул қилдим; шу йол билән техиму көпрәк адәмләрни қайил қилип қутқузсам дәймән.
我虽是自由的,无人辖管;然而我甘心作了众人的仆人,为要多得人。
20 Йәһудийларни қайил қилип қутқузуш үчүн Йәһудийларға нисбәтән Йәһудийға охшаш болдум; Тәврат қануни астида турғанларни қайил қилип қутқузуш үчүн (Тәврат қануни астида турған болмисамму) Тәврат қануни астида турғанларға нисбәтән Тәврат қануни астида турғанға охшаш болдум;
向犹太人,我就作犹太人,为要得犹太人;向律法以下的人,我虽不在律法以下,还是作律法以下的人,为要得律法以下的人。
21 Тәврат қанунида болмиғанларни қайил қилип қутқузуш үчүн Тәврат қанунида болмиғанларға нисбәтән (Худа алдида қанунсиз болмай, бәлки Мәсиһниң қануниға бойсунушум билән) мән Тәврат қанунида болмиғанларға охшаш болдум;
向没有律法的人,我就作没有律法的人,为要得没有律法的人;其实我在 神面前,不是没有律法;在基督面前,正在律法之下。
22 аҗизларни қайил қилип қутқузуш үчүн аҗизларға өзүм аҗиздәк болдум; мүмкин қәдәр көпрәк адәмни қутқузуш үчүн мән һәр қандақ адәмгә қарита шундақ адәм болдум.
向软弱的人,我就作软弱的人,为要得软弱的人。向什么样的人,我就作什么样的人。无论如何,总要救些人。
23 Өзүмниң хуш хәвәрдин несивәм болуши үчүн уни дәп һәммә ишни қилимән.
凡我所行的,都是为福音的缘故,为要与人同得这福音的好处。
24 Бәйгигә чүшкәнләрниң һәммиси жүгүришиду, амма пәқәт бирила мукапатқа еришидиғинини билмәмсиләр? Ғәлибә қазиниш үчүн жүгүрүңлар.
岂不知在场上赛跑的都跑,但得奖赏的只有一人?你们也当这样跑,好叫你们得着奖赏。
25 Мусабиқидә елишқучиларниң һәммиси өзини һәр җәһәттин тизгинләйду; улар пәқәт бир чирип кетидиған таҗға еришиш үчүн шундақ қилиду, амма биз болсақ чиримас таҗ үчүн шундақ қилимиз.
凡较力争胜的,诸事都有节制,他们不过是要得能坏的冠冕;我们却是要得不能坏的冠冕。
26 Шуңа мән нишансиз адәмдәк жүгүрүватмаймән; мушт атсам һаваға атидиған адәмдәк болмаймән.
所以,我奔跑不像无定向的;我斗拳不像打空气的。
27 Униң орниға мән өз тенимни уруп өзүмгә көндүрүп, уни өзүмгә қул қилимән; ундақ қилмиғанда, башқиларға тәлим җакалап туруп өзүм лаяқәтлик болмай қелишим мүмкин.
我是攻克己身,叫身服我,恐怕我传福音给别人,自己反被弃绝了。

< Коринтлиқларға 1 9 >