< Коринтлиқларға 1 8 >

1 Әнди «бутларға атап нәзир қилинған таамлар» мәсилисигә келәйли. «Һәммимиздә билим бар» дәп билимиз. Хош, бирақ билим болса адәмни көрәңлитиду; меһир-муһәббәт болса адәмни қуриду.
περι δε των ειδωλοθυτων οιδαμεν οτι παντες γνωσιν εχομεν η γνωσις φυσιοι η δε αγαπη οικοδομει
2 «Мениң билимим бар» дәп һесаплиған киши, әмәлийәттә һеч немини техи билишкә тегишлик дәриҗидә билмигән болиду.
ει δε τις δοκει ειδεναι τι ουδεπω ουδεν εγνωκεν καθως δει γνωναι
3 Амма Худани сөйгән киши болса, у Униң тәрипидин тонулиду.
ει δε τις αγαπα τον θεον ουτος εγνωσται υπ αυτου
4 Хош, әнди «бутларға атап нәзир қилинған таамлар» тоғрилиқ — бизгә мәлумки, «Җаһанда бут дегән һеч немә һесапланмайду», вә «бирла Худадин башқа һеч илаһ йоқтур».
περι της βρωσεως ουν των ειδωλοθυτων οιδαμεν οτι ουδεν ειδωλον εν κοσμω και οτι ουδεις θεος ετερος ει μη εις
5 Гәрчә нурғун аталмиш илаһлар бар болсиму — мәйли улар зиминда яки асманда туриду дәп қарилишидин қәтъийнәзәр (дәрвәқә «илаһлар» көп, вә «рәб»ләр көптур)
και γαρ ειπερ εισιν λεγομενοι θεοι ειτε εν ουρανω ειτε επι της γης ωσπερ εισιν θεοι πολλοι και κυριοι πολλοι
6 бирақ биз үчүн пәқәтла бир Худа, йәни Ата бардур. Униңдин барлиқ мәвҗудатлар апиридә болған, бизму Униң үчүн мәвҗут болғанмиз; [шуниңдәк], бирла Рәб, йәни Әйса Мәсиһ бардур. Пүткүл мәвҗудатлар У арқилиқ мәвҗут, бизму У арқилиқ һаятмиз.
αλλ ημιν εις θεος ο πατηρ εξ ου τα παντα και ημεις εις αυτον και εις κυριος ιησους χριστος δι ου τα παντα και ημεις δι αυτου
7 Амма бундақ билим һәммимиздә техи йоқтур; техи бутларға көндүрүлгинидин халас болмиған бәзи [ишәнгүчиләр] болса мошундақ таамларни «бутқа атап нәзир қилинған» дәп билип йәйду; шундақла уларниң виҗдани аҗиз болғачқа, булғанған болиду.
αλλ ουκ εν πασιν η γνωσις τινες δε τη συνειδησει του ειδωλου εως αρτι ως ειδωλοθυτον εσθιουσιν και η συνειδησις αυτων ασθενης ουσα μολυνεται
8 Әмәлийәттә таамларниң өзлири бизни Худа билән яраштуралмайду; йемисәк бизниң кәмчилигимиз һесапланмайду, йегән болсақ артуқчилиқму һесапланмайду.
βρωμα δε ημας ου παριστησιν τω θεω ουτε γαρ εαν φαγωμεν περισσευομεν ουτε εαν μη φαγωμεν υστερουμεθα
9 Бирақ һәрһалда [йейиш] әркинлигиңларниң аҗизларға путликашаң болмаслиғиға көңүл қоюңлар.
βλεπετε δε μηπως η εξουσια υμων αυτη προσκομμα γενηται τοις ασθενουσιν
10 Чүнки аҗиз бир бәндә билими бар болған сениң бутханидики дәстиханда олтирип йегәнлигиңни көрсә, ундақта у өз аҗиз виҗданиға қарши һалда бутларға атап нәзир қилинған таамларни йейишкә «қурулуп күчәйтилидиған» болмамду?
εαν γαρ τις ιδη σε τον εχοντα γνωσιν εν ειδωλειω κατακειμενον ουχι η συνειδησις αυτου ασθενους οντος οικοδομηθησεται εις το τα ειδωλοθυτα εσθιειν
11 Шуниң билән Мәсиһ униң ниҗати үчүн өлгән, сениң қериндишиң болған бу аҗиз бәндә сениң билимиң вәҗидин һалак болиду.
και απολειται ο ασθενων αδελφος επι τη ση γνωσει δι ον χριστος απεθανεν
12 Шу йол билән қериндашларға зиян йәткүзүп гуна қилип, уларниң аҗиз виҗданини зәхимләндүрүп, Мәсиһкә қарши гуна қиливатисиләр.
ουτως δε αμαρτανοντες εις τους αδελφους και τυπτοντες αυτων την συνειδησιν ασθενουσαν εις χριστον αμαρτανετε
13 Шуңа, әгәр бирәр таам өз қериндишимни жиқитидиған қилтақ болса, қериндишимни жиқитмаслиғим үчүн мән мәңгүгичә гөшни қәтъий йемәймән. (aiōn g165)
διοπερ ει βρωμα σκανδαλιζει τον αδελφον μου ου μη φαγω κρεα εις τον αιωνα ινα μη τον αδελφον μου σκανδαλισω (aiōn g165)

< Коринтлиқларға 1 8 >