< Коринтлиқларға 1 7 >
1 Әнди һазир силәр хетиңларда оттуриға қойған соалларға келәйли, — «Әр аял затиниң тенигә тәгмисә яхшидур».
2 Дурус. Амма бузуқчилиқлардин сақлиниш үчүн, һәр бир әркәкниң өзиниң аяли болсун, һәр бир аялниң өзиниң ери болсун.
3 Әр аялиға нисбәтән әрлик мәҗбурийитини ада қилсун, аялму еригә нисбәтән аяллиқ мәҗбурийитини ада қилсун.
4 Аял өз тениниң егиси әмәс, бәлки ери униң егисидур; шуниңға охшашла, әр өз тениниң егиси әмәс, бәлки аяли униң егисидур.
5 Пәқәт пүтүн зеһниңлар билән дуаларға берилиш мәхситидә өз мақуллуғуңлар билән вақтинчә биргә ятмаслиққа келишкәндинла башқа, әр-аял өз ара бир-бириниң җинсий һәқ-тәливини рәт қилмисун. Шундақ алаһидә мәзгилдин кейин йәнә биргә болуңлар. Болмиса, өзүңларни тутувалалмайдиғанлиғиңлардин Шәйтан силәрни аздуруш пурситини тепиши мүмкин.
6 Амма мундақ дейишим буйруқ йолида әмәс, бәлки мәслиһәт йолидидур.
7 Әнди мән барлиқ адәмләрниң маңа охшаш [бойтақ] болушини халайттим; лекин бу ишта Худаниң һәммә адәмгә бәргән өз илтпати бар; бириси ундақ, йәнә бириси бундақ.
8 Амма мән җорисиз тәнһа яшиғанлар вә тулларға шуни ейтимәнки, мәндәк тәнһа туривәрсә яхши болиду;
9 амма өзүңларни тутувалалмисаңлар, никаһлиниңлар; чүнки [ишқ] отида көйгәндин көрә никаһлиқ болған яхши.
10 Амма никаһланғанларға кәлсәк, уларға мән шуни тапилаймәнки, — (бу әмәлийәттә мениң тапилиғиним әмәс, йәнила Рәбниңки), аял еридин аҗрашмисун
11 (амма у аҗрашқан болса, у тәнһа өтсун, яки ери билән яришивалсун); вә әрму аялини қоюп бәрмисун.
12 Қалғанлириңларға кәлсәк, мән шуни ейтимәнки (бу Рәбниң ейтқини әмәс), қериндашниң етиқатсиз аяли болса вә аяли униң билән туруверишкә рази болса, у уни қоюп бәрмисун;
13 [етиқатчи] аялниң етиқатсиз ери болса вә ери униң билән туруверишкә рази болса, у еридин аҗришип кәтмисун.
14 Чүнки етиқатсиз әр болса етиқат қилған аялда пак дәп һесаплиниду; етиқатсиз аял болса [етиқат қилған] қериндашта пак дәп һесаплиниду; болмиса, пәрзәнтлириңлар һарамдин болған болатти; амма улар әнди пак болди.
15 Лекин етиқатсиз болған тәрәпниң кәткүси болса, у аҗришип кәтсун; бундақ әһвалларда қериндаш ака-укилар, һәдә-сиңиллар [никаһ мәҗбурийитигә] бағлинип қалған болмайду; қандақла болмисун Худа бизни енақ-хатирҗәмликтә яшашқа чақирғандур.
16 Әй [етиқатчи] аял, ериңни [етиқат қилдуруп] қутулдуралайдиғанлиғиңни нәдин билисән? Әй [етиқатчи] әр, хотунуңни [етиқат қилдуруп] қутулдуралайдиғанлиғиңни нәдин билисән?
17 Һалбуки, Рәб һәр қайсимизға қандақ тәқсим қилған болса, қандақ һаләттә чақирған болса, у шуниңда меңивәрсун; мән һәммә җамаәтләрдә шундақ йолйоруқни тапилаймән.
18 Бириси сүннәтлик һаләттә чақирилдиму? У қайта сүннәтсиз қилинмисун; бириси сүннәтсиз һаләттә чақирилдиму? У әнди сүннәт қилинмисун.
19 Сүннәтлик болуш һеч нәрсә һесапланмас, сүннәтсиз болушму һеч нәрсә һесапланмас; [һесап болидиғини] Худаниң әмирлиригә әмәл қилиштин ибарәттур.
20 Һәр ким қайси һаләттә чақирилған болса, шу һаләттә қалсун.
21 Сән чақирилғанда қул һалитидә едиңму? Униң билән кариң болмисун; лекин әгәр һөрлүк пурсити кәлсә, уни қолуңдин бәрмә.
22 Чүнки Рәбтә чақирилған қул болса Рәбниң һөр адимидур; униңға охшаш, чақирилип һөр болғучиму Мәсиһниң қулидур.
23 Силәр чоң бәдәл билән сетивелиндиңлар; инсанларға қул болмаңлар.
24 И қериндашлар, һәр бириңлар қайси һаләттә чақирилған болсаңлар, шу һаләттә Худа билән биллә туруңлар.
25 Амма никаһланмиғанлар тоғрилиқ Рәбдин буйруқ тапшурувалмидим; шундақтиму Рәбдин болған рәһим-шәпқәткә муйәссәр болғанлиғим үчүн садиқ адәм сүпитидә өз пикримни ейтимән.
26 Әнди һазирқи қийинчилиққа қариғанда, әр кишиниң шу [тәнһа] һаләттә болушини яхши иш дәймән.
27 Аялға бағланған болсаң, ундақта, униң билән аҗришишни ойлима; аялиңдин аҗришип кәттиңму? Ундақта йәнә өйлинишни ойлима.
28 Лекин өйләнсәң, сән гуна қилған болмайсән; вә никаһланмиғанлар никаһланса, уларму гуна қилған болмайду. Амма шундақ қилса улар җисманий җәһәттә җапаға учрайду; мениң силәрни униңдин халий қилғум бар.
29 Амма шуни дегүм барки, и қериндашлар — вақит қисқидур. Шуңа аяллиқ болғанлар аялсизлардәк болсун;
30 матәм тутқанлар матәм тутмиғанлардәк болсун; бәхит-хошаллиқта болғанлар бәхит-хошаллиқта болмиғанлардәк болсун; мал-мүлүк сетивалғанлар мал-мүлүксизләрдәк болсун;
31 бу дуниядики байлиқлардин бәһримән болғанлар дунияни өзиниң тәәллуқати дәп билмисун; чүнки бу дуниядики һазирқи һаләт өтүп кетиду.
32 Амма силәрниң ғәмсиз болушуңларни халаймән. Аялсиз киши болса Рәбниң ишлирини ойлайду, қандақ қилип Рәбни хурсән қилишниң ғемидә болиду.
33 Амма аяллиқ киши қандақ қилип аялини хурсән қилиш үчүн бу дуниядики ишларниң ғемидә болиду;
34 Йәнә келип аял вә никаһланмиған қизниң оттурисида пәриқ бар; никаһланмиған қиз болса Рәбниң ишлириниң, қандақ қилип һәм тәндә һәм роһта пак-муқәддәс болушниң ғемидә болиду; амма ятлиқ болған аял қандақ қилип ерини хурсән қилиш үчүн, бу дуниядики ишларниң ғемидә болиду.
35 Амма мән бу сөзни силәрниң мәнпәәтиңларни көздә тутуп дәватимән; бойнуңларға сиртмақ селиш үчүн әмәс, бәлки ишлириңларниң гөзәл болуши, көңлүңлар бөлүнмигән һалда Рәбгә берилип Уни күтүшүңлар үчүн дәватимән.
36 Амма әгәр бириси нийәт қилған қизға нисбәтән муамиләмниң дурус болмиған йери бар дәп қариса, у қиз яшлиқ баһаридин өтүп кәткән болса, иккиси өзини тутувалалмиса, у халиқинини қилсун, у гуна қилған болмайду; улар никаһ қилсун.
37 Бирақ, бириси өз көңлидә муқим туруп, һеч қандақ ишқ бесими астида болмай, бәлки өз ирадисини башқуруп, көңлидә нийәт қилған қизини әмригә алмаслиқни қарар қилған болса, яхши қилған болиду.
38 Қисқиси, өйләнгәнниң өйләнгиниму яхши иш, өйләнмигәнниң өйләнмигиниму техиму яхши иш.
39 Ери һаят чағда аяли униңға бағланғандур; амма ери өлүмдә ухлиған болса, у халиған кишигә (пәқәт Рәбдә, әлвәттә) никаһлинишқа әркин болиду.
40 Лекин қаришимчә у тул қалса, техиму бәхитлик болиду; мәндиму Худаниң Роһи бар, дәп ишинимән!