< Коринтлиқларға 1 6 >

1 Силәрниң араңларда өз ара аразлиқ иш болса, уни муқәддәс бәндиләрниң бир тәрәп қилишиға тапшурмай, һәққанийсизларниң алдида дәвалишишқа петиналамсиләр?
Dare any of you, having a matter against another, be judged by the unrighteous, and not by the saints?
2 Муқәддәс бәндиләрниң дунияни сорақ қилидиғанлиғини билмәмсиләр? Әгәр дунияни силәр сорақ қилидиған иш болса, әнди зиғирчилик ишларни һәл қилишқа яримамсиләр?
Do you not know that the saints are to judge with world? And if the world is to be judged by you, are you unworthy to decide your petty causes?
3 Пәриштиләр үстидинму һөкүм чиқиридиғанлиғимизни билмәмсиләр? Шундақ болған екән, бу һаяттики ишларни һәл қилиш қанчилик иш еди?
Do you not know that we are to judge messengers? Why not, then, things pertaining to this life?
4 Силәрдә мошу һаяттики ишлар үстидин һөкүм қилиш зөрүр тепилғанда, җамаәт арисида төвән дәп қаралғанларни уни һәл қилишқа салмамсиләр?
If, then, you have the cognizance of such matters, why do you set those to judge who are of no account in the congregation?
5 Мошуларни силәрни хиҗаләткә қалдуруш үчүн дәватимән. Әҗәба, араңларда өз қериндашлири оттурисида һөкүм чиқарғидәк дана киши йоқму, һәтта бириму йоқму?
For shame to you I say it! So, then, there is not among you a wise man; not even one, who shall be able to decide between his brethren!
6 Униң орнида, қериндаш билән қериндаш дәвалишиватиду, — вә капирлар алдида шундақ қилиду!
But brother with brother is judged, and that by infidels!
7 Әмәлийәттә өз араңларда дәваларниң болғанлиғиниң өзи силәргә нисбәтән бир әйиптур. Немишкә увалчилиққа чидимайсиләр? Немишкә наһәқчиликкә йол қоймайсиләр?
Now, therefore, indeed, there is plainly a fault in you, that you have law-suits with one another. Why do you not rather bear the being defrauded?
8 Әксичә, силәр наһәқчилик қиливатисиләр, хиянәт қиливатисиләр, йәнә келип қериндашлириңларға шундақ қилисиләр!
But you injure and defraud; and that, too, your own brethren.
9 Һәққанийсизларниң Худаниң падишалиғиға варислиқ қилалмайдиғанлиғини билмәмсиләр? Алдинип кәтмәңлар! Бузуқчилиқ қилғучилар, бутпәрәсләр, зина қилғучилар, бәччивазлар, башқа әрләр билән бузуқлуқ қилғучилар,
Do you not know that the unrighteous shall not inherit the kingdom of God? Be not deceived: neither fornicators, nor idolaters, nor adulterers, nor catamites, nor sodomites,
10 оғрилар, нәпсанийәтчиләр, һарақкәшләр, төһмәтхорлар яки алдамчи-каззаплар Худаниң падишалиғиға варислиқ қилалмайду;
nor thieves, nor misers, nor drunkards, nor revilers, nor extortioners, shall inherit the kingdom of God.
11 бәзиңлар дәрвәқә шундақ болғансиләр; амма силәр Рәб Әйса Мәсиһниң намида вә Худайимизниң Роһи билән жуюлдуңлар, пак-муқәддәс қилиндиңлар, һәққаний қилиндиңлар.
And such were some of you; but you are washed, but you are sanctified, but you are justified, by the name of the Lord Jesus, and by the Spirit of our God.
12 «Һәммә нәрсә маңа һалалдур», амма һәммә нәрсә пайдилиқ болувәрмәйду; «һәммә нәрсә маңа һалалдур», амма мән һеч қандақ нәрсиниң хумариға қул болмаймән.
All meats are lawful for me to eat, but all are not proper: all meats are lawful for me to eat; but I will not be enslaved by any meat.
13 «Йемәкликләр аш қазан үчүн, аш қазан болса йемәкликләр үчүндур»; амма Худа у вә бу һәр иккисини йоққа чиқириду; тән болса бузуқчилиқ үчүн әмәс, бәлки Рәб үчүндур; Рәб тән үчүндур.
Meats for the belly, and the belly for meats; however, God will destroy both it and them. Now, the body was not made for uncleanness, but for the Lord, and the Lord for the body:
14 Худа Рәбни тирилдүрди, шуниңдәк бизниму Өз қудрити билән өлүмдин тирилдүриду.
and God has both raised the Lord, and will raise up us by his own power.
15 Тениңларниң Мәсиһниң әзалири екәнлигини билмәмсиләр? Ундақта, Мәсиһниң әзалирини елип, паһишә аялниң әзалири қилсам боламду? Һәргиз болмайду!
Do you not know that your bodies are members of Christ? Shall, I, then, take the members of Christ and make them the members of a harlot? By no means.
16 Ким паһишә аял билән бағланған болса униң билән бир тән болиду, дәп билмәмсиләр? Чүнки «[әр-аял] иккиси бир тән болиду» — дейилгән еди.
What! do you not know that he who is strongly attached to a harlot is one body? for he says, "The two shall be one flesh."
17 Амма Рәбгә бағланғучи болса Униң билән бир роһтур.
But he, who is strongly attached to the Lord, is one spirit.
18 Бузуқлуқтин қечиңлар. «Инсанларниң һәр бир садир қилған гунайи өз тениниң сиртида болиду!» — амма бузуқлуқ садир қилғучи өз тенигә қарши гуна қилиду.
Flee uncleanness. Every sin which a man commits, is without the body: but he who commits uncleanness, sins against his own body.
19 Силәрниң тениңлар силәрни туралғу қилған, Худа тәрипидин силәргә илтипат қилинған Муқәддәс Роһниң ибадәтханиси, силәр өзүңларни өзүмниңки әмәс дәп билмәмсиләр?
What! do you not know that your body is the temple of the Holy Spirit, who is in you, whom you have from God?
20 Чүнки силәр чоң бәдәл билән сетивелинғансиләр; шуңа тениңларда Худани улуқлаңлар.
Besides, you are not your own; for you are bought with a price: therefore, with your body glorify God.

< Коринтлиқларға 1 6 >