< Коринтлиқларға 1 5 >
1 Һәртәрәптин шу аңлиниватидуки, араңларда бузуқчилиқ бар екән — бундақ бузуқчилиқ һәтта таипиләр арисидиму тилға елинмайду — у болсиму бирисиниң өз атисиниң аялиға чеқилиштин ибарәт.
2 Амма силәр йоғинап көрәңләп кәттиңлар! Бу рәзил ишни садир қилған киши аримиздин қоғливетилсун дәп өкүнүшүңларға тоғра кәлмәмду!?
3 Чүнки гәрчә тәндә силәр билән биллә болмисамму, амма роһта силәр билән биллә болуш сүпитидә аллиқачан шундақ мән шу һөкүмни чиқардимки,
4 (һәммиңлар Рәб Әйса Мәсиһниң намида җәм болғанда, өзүмниң роһум силәр билән болуп, Рәббимиз Әйса Мәсиһниң күч-қудритигә тайинип) —
5 шундақ қилған кишиниң әтлири һалак қилинсун, шуниң билән униң роһи Рәб Әйсаниң күнидә қутқузулуши үчүн Шәйтанниң илкигә тапшурулсун.
6 Силәрниң чоңчилиқ қилғиниңлар яхши әмәс. «Кичиккинә хемиртуруч пүткүл хемирни болдуруп йоғинитиду» дәп билмәмсиләр?
7 Кона хемиртуручни чиқириветиңлар; шуниң билән силәр әсли хемиртуручсиз хемирдәк йеңи бир зугула болисиләр; чүнки «өтүп кетиш һейти»[дики қозимиз] болған Мәсиһ қурбанлиқ қилинди;
8 шуңа һейтни яман нийәтлик вә рәзиллик болған хемиртуруч билән әмәс, бәлки сәмимийлик вә һәқиқәт болған петир нан билән тәнтәнә қилип өткүзәйли.
9 Мән [алдинқи] хәттә силәргә бузуқчилиқ қилғучилар билән арилашмаңлар дәп язған едим;
10 амма бу дегиним бу дуниядики бузуқчилиқ қилғучилар, яки нәпсанийәтчиләр, яки каззаплар яки бутпәрәсләр билән арилашмаңлар дегиним әмәс; ундақ болғанда дуниядин айрилишқа мәҗбур болаттиңлар;
11 амма һазирқи бу хетимдә язғиним шуки, өзини «қериндаш» дәп ативалған амма шундақла бузуқлуқ қилғучи, нәпсанийәтчи, бутпәрәс, һарақкәш яки каззап болса, ундақ бир киши билән арилашмаңлар, һәтта униң билән һәмдәстиханму болмаңлар.
12 Сирттикиләрни һөкүм чиқирип бир тәрәп қилишниң мән билән немә мунасивити? Лекин ичиңлардикиләрни өзүңлар һөкүм чиқирип бир тәрәп қилиш силәрниң ишиңлар әмәсму?
13 Лекин сирттикиләрниң үстигә болса Худа Өзи һөкүм чиқириду. Шуңа «бу рәзил адәмни араңлардин чиқириветиңлар».