< Коринтлиқларға 1 4 >
1 Бириси биз тоғрилиқ бир немә демәкчи болса, бизни Мәсиһниң хизмәткарлири вә Худаниң сирлири аманәт қилинған ғоҗидарлар дәп билсун.
2 Әнди ғоҗидар дегәнләрдин тәләп қилинидиғини шуки, улар вападар-садиқ болуши керәктур.
3 Амма мән силәр тәрипиңлардин яки башқа һәр қандақ инсаний сот тәрипидин сүрүштүрүп баһалансам, бу мән үчүн зиғирчилик иш; мән һәтта өзүм тоғрилиқ сүрүштүрүп олтармаймән.
4 Чүнки виҗданим әйипләйдиған һеч қандақ ишлиримдин хәвирим йоқ; амма бу ишниң өзи мени һәққаний дәп ақлимайду; мени сүрүштүрүп баһалиғучи болса Рәбдур.
5 Шуңа вақти-саити кәлмигичә, йәни Рәб кәлмигичә һеч иш тоғрилиқ һөкүм чиқармаңлар; Рәб кәлгәндә у қараңғулуқтики йошурун ишларни ашкарилайду, қәлб-диллардики барлиқ ой-нийәтләрни аян қилиду; шу чағда һәр бири Худа тәрипидин тәриплиниду.
6 Амма, и қериндашлар, бу ишларни силәрниң мәнпәәтиңларни дәп өзүмгә вә Аполлосқа тәтбиқлидим; мәхсәт силәр биз арқилиқ «пүтүлгәнниң даирисидин һалқип кәтмәңлар» дегән савақни үгинишиңлар, шундақла һеч қайсиңларниң мәлум бирисини башқа бирисидин үстүн дәп пәхирлинип тәкәббурлишип кәтмәслигиңлар үчүндур.
7 Чүнки ким сени башқа бирисидин үстүн қилиду? Саңа ата қилинған нәрсидин башқа сәндә йәнә немә бар? Һәммә саңа берилгән турса, немишкә «Мәндә әсли бар еди» дәп пәхирлинип көрәңләп кетисән?
8 Силәр аллиқачан тоюнуп кәттиңлар! Аллиқачан бейип кәттиңлар! Силәр бизсиз падишалар болуп һөкүм сүрдуңлар! Кашки силәр һәқиқәтән һөкүм сүргән болсаңлариди — ундақта биз силәр билән биллә һөкүм сүргән болаттуқ!
9 Чүнки Худа расуллар болған бизләрни өлүмгә мәһкүм болған адәмләрдәк әң ахирға қоюп сазайи қилип оттуриға чиқарған, дәп ойлаймән; чүнки биз пүткүл аләмгә, йәни һәм пәриштиләргә һәм инсанларға бир хил тамашә болдуқ.
10 Биз Мәсиһ үчүн ахмақ саналғанлармиз, амма силәр Мәсиһдә данасиләр! Биз аҗиз, амма силәр күчлүксиләр; силәр иззәтлик, амма биз хар;
11 Һазирқи дәқиқигичә ач-ялаңач, чаңқап жүрмәктимиз, думбалинип, сәргәрдан, макансиз болуп жүрмәктимиз;
12 өз қолимиз билән ишләп җапа тартмақтимиз; аһанәткә қалғанда яхшилиқ тиләватимиз; зиянкәшликкә учриғанда, чидаватимиз;
13 төһмәткә учриғанда, [биз уларни] чирайлиқчә [товиға] үндәймиз; биз җаһанниң дашқили, инсанларниң сүпүрүндиси дәп қариливатимиз, та һазирғичә шундақ.
14 Бу ишларни йезишим, силәрни хиҗаләткә қалдуруш үчүн әмәс, бәлки сөйүмлүк балилирим сүпитидә силәргә несиһәт қиливатимән;
15 чүнки силәрниң Мәсиһдә түмәнлигән тәрбийилигүчилириңлар болсиму, силәрниң атаңлар көп әмәстур; чүнки мән Мәсиһ Әйсада болуп силәрни хуш хәвәр арқилиқ төрәлдүрүп ата болдум.
16 Шуңа мән силәрдин өтүнимәнки, мени үлгә қилиңлар.
17 Дәл бу сәвәптин мән Рәбдә болған өз сөйүмлүк вә ишәшлик оғлум Тимотийни йениңларға әвәттим; һәр қайси җайлардики җамаәттә үгәткәнлиримгә әгишип, у силәргә Мәсиһдә болған йоллирим тоғрилиқ әслитиду.
18 Амма бәзилириңлар, «Павлусни йенимизға кәлмәйду», дәп көрәңләп кәттиңлар;
19 бирақ Рәб буйруса мән пат арида йениңларға баримән; шу чағда мән көрәңләп кәткәнләрниң сөзлирини әмәс, бәлки уларда болған күч-қудрәтни көрүп бақай.
20 Чүнки Худаниң падишалиғи сөздә әмәс, бәлки күч-қудрәттә испатлиниду.
21 Әнди немини халайсиләр? Йениңларға таяқ көтирип беришимниму, яки меһир-мулайимлиқ роһида беришимниму?