< Коринтлиқларға 1 2 >
1 Мән болсам, и қериндашлар, йениңларға барғинимда, Худаниң гувалиқини җакалаш үчүн һеч гәпданлиқ яки әқил-даналиқ ишлитип кәлгән әмәсмән;
2 чүнки мән араңларда Әйса Мәсиһдин башқа, йәни крестләнгән Мәсиһдин башқа һеч немини билмәсликкә бәл бағлиған едим;
3 мән араңларда болған вақтимда аҗизлиқта, қорқунучта вә титригән һаләттә болаттим;
4 мениң сөзлирим һәм җакалишим болса адәмни қайил қилғидәк инсаний даналиқ сөзләр билән әмәс, бәлки Роһниң аламәт көрситишлири вә күч-қудрәт билән болған еди.
5 Буниңдин мәхсәт силәрниң етиқатиңлар инсаний даналиққа әмәс, бәлки Худаниң күч-қудритигә бағлансун дегәндин ибарәт еди.
6 Һалбуки, камаләткә йәткәнләр арисида биз даналиқни баян қилимиз; бу даналиқ бу дәвирдики даналиқ әмәс, яки бу дәвирдики һөкүмранларниң даналиғи әмәс (улар заваллиққа йүз тутқандур); (aiōn )
7 амма биз бир сирни ашкарилап, Худаниң бир даналиқини баян қилимиз; Худа әслидә ашкарә қилинмиған бу даналиқни барлиқ дәвирләрдин бурун бизниң шан-шәрәпкә муйәссәр болушимиз үчүн бекиткән еди. (aiōn )
8 Бу даналиқни бу дәвирдики һөкүмранларниң һеч қайсиси чүшинип йәтмигән еди; уни чүшинип йәткән болса, шан-шәрәпниң Егиси болған Рәбни крестлимигән болатти. (aiōn )
9 Һалбуки, [Тәвратта] пүтүлгәнндәк: — «Өзини сөйгәнләргә Худаниң тәйярлиғанлири — Дәл һеч қандақ көз көрмигән, Һеч қандақ қулақ аңлимиған, Һеч қандақ көңүл ойлап бақмиған нәрсиләрдур».
10 Амма бу нәрсиләрни Худа Роһи арқилиқ аян қилди; чүнки Роһ болса һәммә ишларни, һәтта Худаниң чоңқур тәглирини инчикиләп излигүчидур;
11 Чүнки инсанларда, инсанниң көңлидикини билгүчи шу инсанниң роһидин башқа нәрсә барму? Шуниңға охшаш, Худаниң Роһидин башқа, Худаниң көңлидикилирини билгүчи йоқтур.
12 Амма бизниң қобул қилғинимиз болса бу дуниядики роһ әмәс, бәлки Худадин кәлгән Роһтур; дәл шундақ болғачқа биз Худа тәрипидин бизгә сехийлиқ билән ата қилинған нәрсиләрни билип йетәләймиз.
13 Бу иш-шәйиләрни инсаний даналиқтин үгитилгән сөзләр билән әмәс, бәлки [Муқәддәс] Роһтин үгитилгән сөзләр билән, роһий ишларни роһий сөзләр билән чүшәндүрүп сөзләймиз.
14 Амма «җанға тәвә» киши Худаниң Роһиниң ишлирини қобул қилмайду, чүнки бу ишлар униңға нисбәтән әхмиқаниликтур; у уларни һеч чүшинип йетәлмәйду, чүнки улар роһ билән пәриқ етилип баһалиниши керәктур.
15 Роһқа тәвә киши һәммә ишларға баһа берәләйду; амма униңға болса һеч ким баһа берәлмәйду.
16 Чүнки ким Рәбниң ой-көңлини чүшинип йетип, Униңға мәслиһәтчи болалисун? Амма биз болсақ Мәсиһниң ой-көңлигә егимиз.