< Коринтлиқларға 1 2 >

1 Мән болсам, и қериндашлар, йениңларға барғинимда, Худаниң гувалиқини җакалаш үчүн һеч гәпданлиқ яки әқил-даналиқ ишлитип кәлгән әмәсмән;
For my own part, friends, when I came to you, it was with no display of eloquence or philosophy that I came to tell the hidden purpose of God;
2 чүнки мән араңларда Әйса Мәсиһдин башқа, йәни крестләнгән Мәсиһдин башқа һеч немини билмәсликкә бәл бағлиған едим;
for I had determined that, while with you, I would forget everything except Jesus Christ – and him crucified!
3 мән араңларда болған вақтимда аҗизлиқта, қорқунучта вә титригән һаләттә болаттим;
Indeed, when I came among you, I was weak, and full of fears, and in great anxiety.
4 мениң сөзлирим һәм җакалишим болса адәмни қайил қилғидәк инсаний даналиқ сөзләр билән әмәс, бәлки Роһниң аламәт көрситишлири вә күч-қудрәт билән болған еди.
My message and my proclamation were not delivered in the persuasive language of philosophy, but were accompanied by the manifestation of spiritual power,
5 Буниңдин мәхсәт силәрниң етиқатиңлар инсаний даналиққа әмәс, бәлки Худаниң күч-қудритигә бағлансун дегәндин ибарәт еди.
so that your faith should be based, not on the human wisdom, but on the power of God.
6 Һалбуки, камаләткә йәткәнләр арисида биз даналиқни баян қилимиз; бу даналиқ бу дәвирдики даналиқ әмәс, яки бу дәвирдики һөкүмранларниң даналиғи әмәс (улар заваллиққа йүз тутқандур); (aiōn g165)
Yet there is a philosophy that we teach to those whose faith is matured, but it is not the philosophy of today, or of the leaders of today – whose downfall is at hand. (aiōn g165)
7 амма биз бир сирни ашкарилап, Худаниң бир даналиқини баян қилимиз; Худа әслидә ашкарә қилинмиған бу даналиқни барлиқ дәвирләрдин бурун бизниң шан-шәрәпкә муйәссәр болушимиз үчүн бекиткән еди. (aiōn g165)
No, it is a divine philosophy that we teach, one concerned with the hidden purpose of God – that long hidden philosophy which God, before time began, destined for our glory. (aiōn g165)
8 Бу даналиқни бу дәвирдики һөкүмранларниң һеч қайсиси чүшинип йәтмигән еди; уни чүшинип йәткән болса, шан-шәрәпниң Егиси болған Рәбни крестлимигән болатти. (aiōn g165)
This philosophy is clearly not known to any of the leaders of today, since, had they known it, they would never have crucified our glorious Lord! (aiōn g165)
9 Һалбуки, [Тәвратта] пүтүлгәнндәк: — «Өзини сөйгәнләргә Худаниң тәйярлиғанлири — Дәл һеч қандақ көз көрмигән, Һеч қандақ қулақ аңлимиған, Һеч қандақ көңүл ойлап бақмиған нәрсиләрдур».
It is what scripture speaks of as – ‘What eye never saw, nor ear ever heard, what never entered people’s minds – all these things God has prepared for those who love him.’
10 Амма бу нәрсиләрни Худа Роһи арқилиқ аян қилди; чүнки Роһ болса һәммә ишларни, һәтта Худаниң чоңқур тәглирини инчикиләп излигүчидур;
Yet to us God revealed it through his Spirit; for the Spirit fathoms all things, even the inmost depths of God’s being.
11 Чүнки инсанларда, инсанниң көңлидикини билгүчи шу инсанниң роһидин башқа нәрсә барму? Шуниңға охшаш, Худаниң Роһидин башқа, Худаниң көңлидикилирини билгүчи йоқтур.
For what person is there who knows what a person is, except the person’s own spirit within them? So, also, no one comprehends what God is, except the Spirit of God.
12 Амма бизниң қобул қилғинимиз болса бу дуниядики роһ әмәс, бәлки Худадин кәлгән Роһтур; дәл шундақ болғачқа биз Худа тәрипидин бизгә сехийлиқ билән ата қилинған нәрсиләрни билип йетәләймиз.
And as for us, it is not the spirit of the world that we have received, but the Spirit that comes from God, so that we may realize the blessings given to us by him.
13 Бу иш-шәйиләрни инсаний даналиқтин үгитилгән сөзләр билән әмәс, бәлки [Муқәддәс] Роһтин үгитилгән сөзләр билән, роһий ишларни роһий сөзләр билән чүшәндүрүп сөзләймиз.
And we speak of these gifts, not in language taught by human philosophy, but in language taught by the Spirit, explaining spiritual things in spiritual words.
14 Амма «җанға тәвә» киши Худаниң Роһиниң ишлирини қобул қилмайду, чүнки бу ишлар униңға нисбәтән әхмиқаниликтур; у уларни һеч чүшинип йетәлмәйду, чүнки улар роһ билән пәриқ етилип баһалиниши керәктур.
The merely intellectual person rejects the teaching of the Spirit of God; for to them it is mere folly; they cannot grasp it, because it is to be understood only by spiritual insight.
15 Роһқа тәвә киши һәммә ишларға баһа берәләйду; амма униңға болса һеч ким баһа берәлмәйду.
But the person with spiritual insight is able to understand everything, although they themselves are understood by no one.
16 Чүнки ким Рәбниң ой-көңлини чүшинип йетип, Униңға мәслиһәтчи болалисун? Амма биз болсақ Мәсиһниң ой-көңлигә егимиз.
For who has so comprehended the mind of the Lord as to be able to instruct him? We, however, have the mind of Christ.

< Коринтлиқларға 1 2 >