< Коринтлиқларға 1 15 >
1 Амма, и қериндашлар, мән силәргә әслидә йәткүзгән хуш хәвәрни баян қилмақчимән; силәр бу хуш хәвәрни қобул қилған вә униңда чиң туруватисиләр;
2 мән силәргә йәткүзгән хуш хәвәр болған каламда чиң турған болсаңлар, — (ишәнгиниңлар бекарға кәтмигән болса) — силәр униң арқилиқ қутқузулуватисиләр.
3 Чүнки мән өзүмгә аманәт қилинғанлирини әң зөрүр иш сүпитидә силәргиму тапшурдум; йәни, Тәврат-Зәбурда алдин-ала ейтилғинидәк, Мәсиһ гуналиримиз үчүн өлди;
4 У дәпнә қилинди; вә үчинчи күни йәнә Тәврат-Зәбурдә алдин-ала ейтилғинидәк тирилдүрүлди;
5 У Кефасқа, андин он иккиләнгә көрүнди;
6 андин У бир сорунда бәш йүздин артуқ қериндашқа көрүнди; уларниң көпинчиси бүгүнки күндә тирик, амма бәзилири өлүмдә ухлаватиду;
7 У Яқупқа, андин расулларниң һәммисигә көрүнди;
8 Һәммисидин кейин У худди вақитсиз туғулған бовақтәк болған маңиму көрүнди.
9 Чүнки мән расуллар арисидики әң төвинимән, расул дәп атилишқа лайиқ әмәсмән; чүнки мән Худаниң җамаитигә зиянкәшлик қилғанмән.
10 Лекин һазир немила болсам Худаниң меһри-шәпқити арқилиқ болдум; Униң маңа көрсәткән шу меһри-шәпқити бекарға кәтмиди; чүнки мән [Худаниң хизмитидә] барлиқ расуллардин бәкрәк җапалиқ ишлигәнмән; әмәлийәттә ишлигүчи мән әмәс, бәлки мән билән биллә болған Худаниң меһри-шәпқитидур.
11 Демәк, мәйли мән яки башқа [расуллар] болсун, һәммимизниң йәткүзгәнлири охшаш болуп, у дәл силәр ишинип қобул қилған хуш хәвәрдур.
12 Амма Мәсиһ өлгәнләр ичидин тирилдүрүлгән дәп җакаланған болса, қандақму араңлардики бәзиләр өлгәнләрниң тирилиши дегән йоқ иш, дәйду?
13 Амма өлгәнләрниң тирилиши дегән йоқ иш болса, Мәсиһниң тирилишиму йоқ иш болған болатти.
14 Шуниңдәк әгәр Мәсиһ өлүмдин тирилгән болмиса, җакалиған хәвиримиз беһудә болған, силәрниң етиқатиңларму беһудә болған болатти.
15 Һәтта бизму Худа тоғрисидики ялған гувачилар болған болаттуқ — чүнки биз Худаниң Мәсиһни өлүмдин тирилдүргәнлигигә гувалиқ бәрдуқ. Әгәр һәқиқәтән өлүмдин тирилиш болмиса, Худа Мәсиһниму өлүмдин тирилдүрмигән болатти.
16 Чүнки өлгәнләр қайта тирилдүрүлмисә, Мәсиһму тирилмигән болатти.
17 Мабада Мәсиһ тирилмигән болса, етиқатиңлар керәксиз болған, силәр техичә гуналириңларда жүрүватқан болаттиңлар,
18 шундақла Мәсиһтә өлүмдә ухлаватқанларму һалакәткә йүз тутқан болатти.
19 Әгәр үмүтүмизни пәқәт бу дуниядики һаятимиз үчүнла Мәсиһгә бағлиған болсақ, биз инсанлар арисидики әң бечарә адәмләрдин болған болимиз.
20 Амма әмәлийәттә, Мәсиһ өлүмдә ухлиғанлар ичидә «һосулниң тунҗа мевиси» болуп, өлүмдин тирилгәндур;
21 Чүнки бир инсан арқилиқ өлүм [аләмдә] пәйда болғинидәк, өлүмдин тирилишму бир инсан арқилиқ [аләмдә] пәйда болди.
22 Адаматимиздин болғанларниң һәммиси [униң түпәйлидин] өлүмгә мәһкүм болғанлиғиға охшаш, Мәсиһдә болғанларниң һәммиси [Униң түпәйлидин] өлүмдин һаятқа еришиду.
23 Амма һәммәйлән өз нөвәт-қатарида тирилиду; тунҗа һосулниң мевиси болған Мәсиһ биринчи; иккинчиләр болса Мәсиһниң дунияға қайтип кәлгинидә өзигә тәвә болғанлар.
24 Андин ахирәт болиду; шу чағда У барлиқ һөкүмранлиқни, барлиқ һоқуқ вә һәр хил күчләрни әмәлдин қалдуруп, падишалиқни Худа-Атиға тапшуриду.
25 Чүнки У барлиқ дүшмәнләрни [мәғлуп қилип] айиғи астида қилғичә һөкүм сүрүши керәктур;
26 әң ахирқи йоқитилидиған дүшмән болса өлүм өзидур.
27 Чүнки [Зәбурда] «[Худа] пүткүл мәвҗудатни Униң айиғи астиға бойсундурған» [дәп пүтүклүктур]. Амма «пүткүл мәвҗудат Униңға бойсундурулған» дейилгинидә, рошәнки, шу «пүткүл» дегән сөз «һәммини Униңға Бойсундурғузғучи»ниң өзини ичигә алған әмәстур.
28 Амма һәммә Униңға бойсундурулғандин кейин, Оғул һәммини өзигә бойсундурғучиға бойсуниду; шуниң билән Худа һәмминиң һәммиси болиду.
29 Өлүмдин тирилиш болмиса, бәзиләрниң өлгәнләр үчүн чөмүлдүрүлүшини қандақ чүшиниш керәк? Өлгәнләр зади тирилмисә, кишиләр улар үчүн немә дәп чөмүлдүрүлиду?
30 Бизләр немә дәп [һәр күни] һәр сааттә хәвп-хәтәргә дуч келип жүримиз?
31 Рәббимиз Мәсиһ Әйсада силәрдин пәхирлинишим раст болғандәк, [и қериндашлирим], мән һәр күни өлүмгә дуч келимән.
32 Әгәр инсанларниң нуқтиинәзиридин ейтқанда «Әфәсус шәһиридә вәһший һайванлар билән елиштим» десәм, өлгәнләр өлүмдин тирилмисә, буниң маңа немә пайдиси? «Әтә бәрибир өлүп кетидиған болғандин кейин, йәп-ичип жүрүвалайли» дегән сөз йоллуқ болмамти?
33 Алданмаңлар; чүнки «Яман һәмраһлар әхлақни бузиду».
34 Һәққаний болуш үчүн ойғиниңлар, гунадин қол үзүңлар; чүнки бәзилириңларда Худа тоғрилиқ хәвәр йоқтур — буни ейтсам силәр үчүн уят әмәсму?
35 Бәлким бириси: «Өлүкләр қандақ тирилдүриләр? Улар қандақ тән билән тириләр?» — дәп сориши мүмкин.
36 И ахмақ киши, сениң териғиниң, өлмәй туруп қайтидин тирилмәйду.
37 Һәм сениң териғиниң, өсүмлүкниң тени әмәс, бәлки униң ялаңач дени — мәсилән, буғдайниң яки башқа бирәр зираәтниң дени, халас.
38 Вә кейин Худа Өз хаһиши бойичә униңға мәлум бир тәнни бериду; шундақла уруқ данлириниң һәр биригә өзиниң тенини ата қилиду.
39 Җаниварларниң әтлири болса бир-биригә охшимайду; инсанларниң өзигә хас әтлири бар, һайванларниң өзигә хас әтлири бар, учар-қанатларниңму бар, белиқларниңму бар.
40 Асманда җисимлар бар, йәр йүзидиму җисимлар бар; амма асмандикисиниң җула-шәриви башқичә, йәр йүзидикисиниңму башқичә болиду;
41 Қуяшниң шан-шәриви бир хил, айниң шәриви йәнә бир хил, юлтузларниң шан-шәриви йәнә бир хилдур; чүнки юлтузлар шан-шәрәплиридә бир-биридин пәриқлиниду.
42 Өлүмдин тирилиш һәм шундақтур. [Тән] чириш һалитидә терилиду, чиримас һаләттә тирилдүрүлиду;
43 Уятлиқ һаләттә терилиду, шан-шәрәп билән тирилдүрүлиду; аҗиз һаләттә терилиду, амма күч-қудрәт билән тирилдүрүлиду.
44 У тәбиәткә тәвә бир тән сүпитидә терилиду; роһқа тәвә бир тән болуп тирилдүрүлиду; әслидә тәбиәткә тәвә бир «җанлиқ» тән болған болса, әнди роһий бир тән болиду.
45 Шуңа [Тәвратта] мундақ пүтүлгәнки: «Тунҗи инсан Адәм атимиз тирик бир җан қилип яритилди»; амма «ахирқи Адәм ата» болса һаятлиқ бәргүчи Роһ болди.
46 Амма авал кәлгини роһий адәм әмәс, бәлки «тәбиәткә тәвә болғучи» адәм еди, кейин «роһий адәм» кәлди.
47 Дәсләпки инсан болса йәрдин, тупрақтин апиридә қилинған; иккинчи инсан болса асмандин кәлгәндур;
48 Тупрақтин апиридә қилинғини қандақ болған болса, [униңдин] [болған] «тупрақлиқ»ларму шундақ болиду; асмандин кәлгини қандақ болса, униңдин болған «асманлиқлар»му шундақ болиду.
49 Бизләр «тупрақлиқ адәм» сүритидә болғинимиздәк, «асманлиқ адәм» сүритидиму болалаймиз.
50 Амма шуни ейтимәнки, и қериндашлар, әт вә қандин төрәлгәнләр Худаниң падишалиғиға варислиқ қилалмайду; чиригүчи чиримайдиғанға варислиқ қилалмайду.
51 Мана, мән силәргә бир сирни ейтип беримән; биз һәммимизла [өлүмдә] ухлайдиғанлардин болмаймиз; бирақ һәммимиз өзгәртилимиз!
52 Бир дәқиқидила, көзни бир жумуп ачқичә, әң ахирқи канай челинғанда өзгәртилимиз; чүнки канай челинсила өлгәнләр чиримас һаятқа тирилдүрүлиду, шундақла өзгәртилимиз;
53 Чүнки бу чирип кәткүчи чиримас һаятни кийивелиши, бу өлгүчи өлмәсликни кийивелиши керәк;
54 Амма чирип кәткүчи чиримас һаятни кийгәндә, бу өлгүчи өлмәсликни кийгәндә, шу чағда бу сөз әмәлгә ашурулиду: «Өлүм ғәлибә тәрипидин жутулуп йоқутулиду!».
55 «Аһ, өлүм, сениң нәштириң қени?! Аһ, өлүм, сениң ғәлибәң қени?!» (Hadēs )
56 Өлүмдики нәштәр — гунадур, гунаниң күчи болса, Тәврат қануни арқилиқ намайән болиду.
57 Лекин бизни Рәббимиз Әйса Мәсиһ арқилиқ буларниң үстидин ғәлибигә ериштүргүчи Худаға тәшәккүр!
58 Шуниң үчүн, сөйүмлүк қериндашлирим, чиң туруп тәврәнмәс болуңлар, Рәбниң хизмитидики ишлириңлар һемишә кәң зиядиләшсун; чүнки Рәбдә болған әҗир-җапайиңлар һәргиз беһудә кәтмәйдиғанлиғини билисиләр.