< Коринтлиқларға 1 14 >
1 Меһир-муһәббәткә интилип уни қоғлишиңлар вә һәм роһий илтипатларға, болупму бешарәт беришкә интизар болуңлар.
Pursue love and be zealous for spiritual gifts, especially that you may prophesy.
2 Чүнки намәлум тилда сөзләйдиған киши адәмләргә әмәс, бәлки Худаға сөзләйду; аңлиғучилардин һеч ким уни чүшәнмәйду, амма у Роһта сирлиқ ишларни ейтип бериду.
For the one who speaks in a tongue does not speak to people but to God. For no one understands him because he speaks hidden things in the Spirit.
3 Лекин бешарәт беридиған киши болса адәмләрниң етиқатини қурушқа, уларни риғбәтләндүрүшкә вә тәсәлли беришкә сөзләйду.
But the one who prophesies speaks to people to build them up, to encourage them, and to comfort them.
4 Намәлум тилда сөзлигүчи өз роһини қуриду; амма бешарәт бәргүчи җамаәтниң [етиқатини] қуриду.
The one who speaks in a tongue builds up himself, but the one who prophesies builds up the church.
5 Әндиликтә мән силәрниң һәммиңларниң намәлум тилларда сөзлийәлишиңларни үмүт қилимән, лекин бешарәт беришиңларни техиму үмүт қилимән. Намәлум тилда сөзлигүчи сөзини тәрҗимә қилмиса, җамаәтниң етиқат қурулушида бешарәт бәргүчи униңдин улуқ болиду.
Now I wish that you all spoke in tongues. But even more than that, I wish that you would prophesy. The one who prophesies is greater than the one who speaks in tongues (unless someone interprets so that the church may be built up).
6 Қериндашлар, мән йениңларға келип, намәлум тиллардила сөзлигиним билән мәлум вәһий, билим, бешарәт яки тәлимни йәткүзмисәм, мән силәргә немә пайда тәккүзимән?
But now, brothers, if I come to you speaking in tongues, how will I benefit you? I cannot, unless I speak to you with revelation, or knowledge, or prophecy, or teaching.
7 Һәтта аваз чиқиралайдиған җансиз нәрсиләр, мәйли нәй болсун, чилтар болсун шундақ; уларниң аһаңлириниң бир-биридин пәрқи болмиса, уларда челинған пәдә қандақму пәриқ етилсун?
If lifeless instruments are producing sounds—like the flute or the harp—and they do not produce different tones, how will anyone know what tune the flute or harp is playing?
8 [Җәң] канийиму бәлгүлик бир аһаңда челинмиса, ким җәңгә һазирлансун?
For if the trumpet is played with an uncertain sound, how will anyone know when it is time to prepare for battle?
9 Шуниңдәк силәр тилда ениқ чүшинәлигидәк сөз қилмисаңлар, немә демәкчи болғиниңларни ким чүшинәләйду? Силәр һаваға гәп қилғандәк болисиләр.
So it is with you. If you utter speech that is unintelligible, how will anyone understand what you have said? You will be speaking, and no one will understand you.
10 Җаһанда, шүбһисизки, хилму-хил тил-авазлар бар вә уларниң һеч қайсиси мәнасиз әмәс;
There are doubtless many different languages in the world, and none is without meaning.
11 әгәр әнди мән мәлум аваз-тилниң мәнасини билмисәм, мән сөзлигүчигә нисбәтән ят вә у маңа нисбәтән ят болиду.
But if I do not know the meaning of a language, I will be a foreigner to the speaker, and the speaker will be a foreigner to me.
12 Әһвал силәрдиму шундақ. Шуңа, силәр роһий илтипатларға қизғинлиқ билән интилгән екәнсиләр, җамаәтниң етиқатини қуридиған илтипатларға бай болушқа интилиңлар.
So it is with you. Since you are eager for the manifestations of the Spirit, try to excel in the gifts that build up the church.
13 Шуңа, намәлум тилда сөзләйдиған киши сөзлигәнлирини тәрҗимә қилип берәләйдиған болсам дәп дуа қилсун.
So the one who speaks in a tongue should pray that he may interpret.
14 Чүнки намәлум тилда дуа қилғинимда, роһум дуа қилиду, лекин әқил-идракимдин болса мевә чиқмайду.
For if I pray in a tongue, my spirit prays, but my mind is unfruitful.
15 Ундақта қандақ қилиш керәк? Мән бәзидә роһум билән дуа қилимән, һәм бәзидә әқил-идраким биләнму дуа қилимән; мән бәзидә роһум билән мәдһийә нахшилирини ейтимән, һәм бәзидә әқил-идраким биләнму мәдһийә нахшилирини ейтимән;
What am I to do? I will pray with my spirit, but I will also pray with my mind. I will sing with my spirit, and I will also sing with my mind.
16 болмиса, пәқәт роһуң биләнла мәдһийә оқусаң, ишләткән [тилиңни] билмигәнләрниң қатарида олтарғучи тәшәккүруңгә қандақму «Амин» дейәлисун? Чүнки у ейтқиниңни чүшәнмәйду.
Otherwise, if you praise God with the spirit, how will the outsider say “Amen” when you are giving thanks if he does not know what you are saying?
17 Сән дәрһәқиқәт тәшәккүрни яхши ейтисән, амма йениңдики аңлиғучиниң етиқати қурулғини йоқ.
For you certainly give thanks well enough, but the other person is not built up.
18 Мән бундақ намәлум тилларда шәхсән һәммиңлардин көп сөзләйдиғанлиғим үчүн Худаға тәшәккүр ейтимән;
I thank God that I speak in tongues more than all of you.
19 һалбуки, җамаәттә болғанда, намәлум тилда түмән еғиз сөзлигинимдин көрә, башқиларға тәлим-тәрбийә берәлигидәк чүшинишлик сөздин бәш еғизла сөзләлисәм дәймән.
But in the church I would rather speak five words with my understanding so that I might instruct others, than ten thousand words in a tongue.
20 Қериндашлар, әқил-һошуңларда бала болмаңлар; яманлиқ җәһәтидә бовақ болуңлар, амма әқил-һошуңларда пишқәдәм болуңлар.
Brothers, do not be children in your thinking. Rather, in regard to evil, be like infants. But in your thinking be mature.
21 Тәвратта: «Чәт тиллиқларниң сөзи вә ят адәмләрниң ләвлири арқилиқ Мән мошу хәлиққә гәп қилимән; лекин шундақ болсиму улар йәнила Маңа қулақ салмайду — дәйду Пәрвәрдигар» дәп пүтүлгәндур.
In the law it is written, “By men of strange tongues and by the lips of strangers I will speak to this people. Even then they will not hear me,” says the Lord.
22 Шуңа «намәлум тиллар» болса бир аламәт бәлгүдур; етиқатчиларға әмәс, бәлки етиқатсизларға аламәт бәлгүдур; вәһий-бешарәтләр болса, етиқатсизлар үчүн әмәс, бәлки етиқатчилар үчүн болиду.
So then, tongues are a sign, not to believers, but to unbelievers. But prophesying is for a sign, not for unbelievers, but for believers.
23 Шуниң үчүн пүткүл җамаәт бир йәрдә җәм болғанда, һәммиси өз алдиға бундақ намәлум тилларда сөзләвәрсә вә садда яки етиқатсиз кишиләр кирип қалса, улар һәммиңларни сараң болуп қапсиләр дейишмәмду?
If, therefore, the whole church comes together and all speak in tongues, and outsiders and unbelievers come in, would they not say that you are insane?
24 Амма һәммиңлар вәһий-бешарәт йәткүзсәңлар, етиқатсиз яки садда киши араңларға кирип қалса, һәммиңлар тәрипидин униң гуналириға тәнбиһ берилиду, һәммиңлар тәрипидин униң гунакар екәнлиги көрситилиду;
But if you all were prophesying and an unbeliever or an outsider came in, he would be convicted by all he hears. He would be judged by all that is said.
25 қәлбидики сирлар ашкарә қилинғанда, у өзини йәргә ташлап: — «Худа һәқиқәтән араңлардидур» дәп Худаға сәҗдә қилиду.
The secrets of his heart would be revealed. As a result, he would fall on his face and worship God. He would declare that God is really among you.
26 Әнди қериндашлар, қандақ қилишимиз керәк? Силәр бир йәргә җәм болғиниңларда, һәр бириңларда [бир илтипат] болиду; бирисидә мәдһийә нахшиси, бирисидә тәлим, бирисидә намәлум тил, бирисидә вәһий, бирисидә намәлум тилниң йешими болиду. Һәммә ишлар етиқатниң қурулуши үчүн болсун.
What is next then, brothers? When you come together, each one has a psalm, a teaching, a revelation, a tongue, or an interpretation. Do everything so that you build up the church.
27 Намәлум тилда сөзлигүчиләр болуп қалса, иккиси яки әң көп болғанда үчи нөвәт билән сөзлисун вә бириси уларниң ейтқанлирини өрисун.
If anyone speaks in a tongue, let there be two or at most three, and each one in turn, then someone should interpret what is said.
28 Амма [җамаәттә] өригүчи болмиса, у сүкүт қилсун; өз-өзигә вә Худаға ейтсун.
But if there is no one to interpret, let each of them keep silent in the church. Let each one speak to himself alone and to God.
29 Вәһий-бешарәт йәткүзгүчиләр болса, икки-үчи сөзлисун; қалғанлар гәплириниң вәзнини дитлап турсун;
Let two or three prophets speak, and let the others listen with discernment to what is said.
30 Амма олтарғанлар арисидин башқа бир кишигә мәлум бир вәһий берилсә, сөзләватқан киши сөзини тохтитип нөвәтни униңға бәрсун.
But if an insight is given to one who is sitting in the service, let the one who had been speaking be silent.
31 Чүнки һәммиңлар бир-бирләп вәһий-бешарәт йәткүзсәңлар болиду; шуниң билән һәммәйлән үгиниду, һәммәйлән риғбәтлиниду.
For each of you can prophesy one by one so that each one may learn and all may be encouraged.
32 Пәйғәмбәрләрниң өз роһлири пәйғәмбәрләрниң өзлиригә итаәт қилиду.
For the spirits of the prophets are under the control of the prophets.
33 Чүнки Худа қалаймиқанчилиқ туғдурғучи әмәс, бәлки тинич-хатирҗәмлик бәргүчидур. Барлиқ муқәддәс бәндиләрниң җамаәтлиридә шундақ тәртип бар.
For God is not a God of confusion, but of peace. This is the rule in all the churches of the saints.
34 Араңлардики аяллар җамаәтләрдә сүкүттә олтарсун; уларниң сөзлишигә рухсәт қилинмиған; Тәврат қанунида бәлгүләнгәндәк, улар [тәртипкә] бойсунсун.
The women should keep silent in the churches. For they are not permitted to speak. Instead, they should be in submission, as also the law says.
35 Амма улар мәлум ишни билмәкчи болса, өйидә өз әрлиридин сорисун; аялниң җамаәттә сөзлиши уятлиқ иштур.
If there is anything they desire to learn, let them ask their husbands at home. For it is disgraceful for a woman to speak in the church.
36 Худаниң сөз-калами силәрдин башланғанму?! Яки ялғуз силәргила йетип кәлгәнму?!
Did the word of God come from you? Are you the only ones it has reached?
37 Бириси өзини вәһий-бешарәтчи яки роһий киши дәп саниса, у силәргә һазир язған бу сөзүмниң һәқиқәтән Рәбниң әмри екәнлигини етирап қилсун.
If anyone thinks himself to be a prophet or spiritual, he should acknowledge that the things I write to you are a command of the Lord.
38 Бириси буни етирап қилишни халимиса, у етирап қилинмайду.
But if anyone does not recognize this, let him not be recognized.
39 Шуниң үчүн, и қериндашлар, вәһий-бешарәтләрни йәткүзүшкә тәлмүрүп интилиңлар, шундақла намәлум тилларда сөзләшни чәклимәңлар.
So then, brothers, earnestly desire to prophesy, and do not forbid anyone from speaking in tongues.
40 [Хуласә қилип ейтқанда], һәр бир иш чирайлиқ, тәртиплик қилинсун.
But let all things be done properly and in order.